20
Йәрәмияниң дәрригә бесилип, қамап қоюлуши
Әнди Иммәрниң оғли, каһин Пашхур — у Пәрвәрдигарниң өйидә «аманлиқ сақлаш беги»му еди, Йәрәмияниң бу бешарәтләрни бәргәнлигини аңлиди. Пашхур Йәрәмия пәйғәмбәрни урғузди вә униң путини Пәрвәрдигарниң өйидики «Биняминниң жуқури дәрвазиси»ниң йенидики тақаққа салди. «Пашхур Йәрәмия пәйғәмбәрни ... тақаққа салди» — «тақақ» ибраний тилида «буриғуч» дегән болуп, пәқәт адәмниң путлирини тутупла қалмай, йәнә бәлким бәдинини бурап адәмни қийинайдиған бир хил әсвап еди. Иккинчи күни, Пашхур Йәрәмияни тақақтин бошатти; Йәрәмия униңға: — Пәрвәрдигар исмиңни Пашхур әмәс, бәлки «Магор-миссабиб» дәп атиди, деди. «Пәрвәрдигар исмиңни Пашхур әмәс, бәлки «Магор-миссабиб» дәп атиди» — «Пашхур»ниң мәнаси бәлким «әркинлик». «Магир-миссабиб» — «тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду» дегән мәнидә. — Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән сени өзүңгә вә барлиқ ағинилириңгә вәһимә салғучи объект қилимән; улар дүшмәнлириниң қиличи билән жиқилиду; сән өз көзүң билән буни көрисән; Мән барлиқ Йәһудани Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән; у уларни Бабилға сүргүн қилип елип кетиду һәмдә уларни қилич билән уриду. Мән бу шәһәрниң һәммә байлиқлири — барлиқ мәһсулатлири, барлиқ қиммәт нәрсилири вә Йәһуда падишалириниң барлиқ ғәзнилирини дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; улар уларни олҗа қилип буливелип Бабилға елип кетиду. Йәр. 15:13; 17:3 Сән болсаң, и Пашхур, һәммә өйдикилириң биргә сүргүн болуп кетисиләр; сән Бабилға келисән; сән шу йәрдә дуниядин кетисән, шу йәргә көмүлисән; сән һәм сениң ялған бешарәтлириңгә қулақ салған ағинилириңму шундақ болиду.
 
Йәрәмия йәнә дад көтириду
И Пәрвәрдигар, Сән мени қайил қилип пәйғәмбәрликкә көндүрдүң, мән шундақла көндүрүлдүм; Сән мәндин зор кәлдиң, шундақла ғәлибә қилдиң; мән пүтүн күн тапа-тәниниң объекти болимән; һәммә киши мени мазақ қилиду. «Сән мени ... көндүрдүң...» — «көндүрдүң» дегән бу сөзни шәрһләш сәл тәс. Адәттә у «езитқулуқ қилиш», «алдаш» дегәнни билдүриду. Тәврат, «Һош.» 2:14-айәттә болса у «көңүл елиш»ни билдүриду. Төвәндики айәтләр (8-13)гә қариғанда Худа Йәрәмияни һеч алдимиди — униң пәйғәмбәрлигиниң җапа-мушәққәтлигини алдин-ала униңға көрсәткән (мәсилән, 1-бапта). Шуңа бизниңчә «көндүрүш» тоғра келиду; шундақ дегинимиз билән, Йәрәмия мошу йәрдә бәлким, «маңа дуч кәлгән җапа-мушәққәтләр әсли ойлиғинимдин көп», «Сән мени алдап қойдуң» дегәнни пуритип дадлиған болушиму мүмкин. Мән қачанла сөз қилсам, «Зораванлиқ һәм булаңчилиқ келиду» дәп җакалишим керәк; шуңа Пәрвәрдигарниң сөзи мени пүтүн күн аһанәт вә мәсқириниң объекти қилиду. Йәш. 57:4 Лекин мән: «Мән уни тилға алмаймән, вә яки Униң нами билән иккинчи сөз қилмаймән» десәм, Униң сөзи қәлбимдә лавулдап от болуп, сүйәклиримгә қапсалған бир ялқун болиду; ичимгә сиғдурушқа һалим қалмай, ейтмай чидап туралмаймән. 10 Шундақ, қиливеримән, гәрчә мән нурғун кишиләрниң пичирлашқан қәстлирини аңлисамму; тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду! «Униң үстидин әрз қилиңлар! Униң үстидин әрз қилайли!» дәп, барлиқ үлпәт-һәмраһлирим путлишип кетишимни пайлап жүрмәктә; улар «У бәлким алдинар, шундақ болғанда биз униң үстидин ғәлибә қилимиз, униңдин интиқам алалаймиз» дейишиватиду. «тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду» — ибраний тилида «магор-миссабиб». 3-айәттики изаһатни көрүң. 11 Лекин Пәрвәрдигар болса қудрәтлик вә дәһшәтлик бир палвандәк мән билән биллидур; шуңа маңа зиянкәшлик қилғучилар путлишип ғәлибә қилалмайду; улар мувәппәқийәт қазанмиғачқа, қаттиқ хиҗил болуп йәргә қарап қалиду; уларниң бу рәсвачилиғи мәңгүлүк болуп, һәргиз унтулмайду. Йәр. 1:8,19; 15:20; 17:18; 23:40 12 Әнди Сән, и һәққанийларни синайдиған, инсанниң виҗдани вә қәлбини көридиған самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, уларниң үстигә болған қисасиңни маңа көргүзгәйсән; чүнки мән дәвайимни алдиңға қойғанмән. «һәққанийларни синайдиған, инсанниң виҗдани вә қәлбини көридиған...» — «виҗдан» ибраний тилида «бөрәк» дегән сөз билән ипадилиниду.   Йәр. 11:20; 12:3; 15:15; 18:19-23
13 Пәрвәрдигарни күй ейтип махтаңлар, Уни мәдһийиләңләр; чүнки У намрат кишини рәзиллик қилғучилардин қутқузған. «У намрат кишини рәзиллик қилғучилардин қутқузған» — «намрат киши» бәлким Йәрәмияниң өзини көрситиду.
 
Қамақтин чиқип йәнә чүшкүнлүккә чүшүш
14 Мениң туғулған күнүмгә ләнәт болсун; апам мени туққан күни мубарәк болмисун! Йәр. 15:10 15 Атамға хәвәр елип: «саңа оғул бала туғулди!» дәп уни аламәт шатландурған адәмгә ләнәт болсун! Аюп 3:3 16 Бу адәм Пәрвәрдигар рәһим қилмай ғулатқан шәһәрләрдәк болсун; у әтигәндә налә, чүштә алақзадилик чуқанлирини аңлисун — «Атамға хәвәр елип: «Саңа оғул бала туғулди!» дәп уни аламәт шатландурған адәмгә ләнәт болсун! (15-айәт) Бу адәм Пәрвәрдигар рәһим қилмай ғулатқан шәһәрләрдәк болсун...» — пәйғәмбәрниң өзиниң қайғу-һәсрәттин чиққан бу аччиқ сөзлирини шүбһисизки, Худаниң йолйоруғи билән биз үчүн хатирилигини билән, биз: «Худа буларни чоқум әмәлгә ашурған», дәп қаримаймиз. Пәйғәмбәрниң бу сөзлирини хатириләштики мәхсити бизниң пәйғәмбәрниң шунчә қийнилип кәткәнлигини убдан чүшинишимиз үчүндур.   Яр. 19 17 чүнки у мени балиятқудин чүшкинимдила өлтүрүвәтмигән; апам мениң гөрүм болсииди, униң қосиғи мән билән тәң һемишә чоң болсииди! 18 Немишкә мән җапа-мушәққәт, азап-оқубәтни көрүшкә, күнлиримни хиҗаләт-аһанәт ичидә өткүзүшкә балиятқудин чиққандимән? Аюп 3:20
 
 

20:2 «Пашхур Йәрәмия пәйғәмбәрни ... тақаққа салди» — «тақақ» ибраний тилида «буриғуч» дегән болуп, пәқәт адәмниң путлирини тутупла қалмай, йәнә бәлким бәдинини бурап адәмни қийинайдиған бир хил әсвап еди.

20:3 «Пәрвәрдигар исмиңни Пашхур әмәс, бәлки «Магор-миссабиб» дәп атиди» — «Пашхур»ниң мәнаси бәлким «әркинлик». «Магир-миссабиб» — «тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду» дегән мәнидә.

20:5 Йәр. 15:13; 17:3

20:7 «Сән мени ... көндүрдүң...» — «көндүрдүң» дегән бу сөзни шәрһләш сәл тәс. Адәттә у «езитқулуқ қилиш», «алдаш» дегәнни билдүриду. Тәврат, «Һош.» 2:14-айәттә болса у «көңүл елиш»ни билдүриду. Төвәндики айәтләр (8-13)гә қариғанда Худа Йәрәмияни һеч алдимиди — униң пәйғәмбәрлигиниң җапа-мушәққәтлигини алдин-ала униңға көрсәткән (мәсилән, 1-бапта). Шуңа бизниңчә «көндүрүш» тоғра келиду; шундақ дегинимиз билән, Йәрәмия мошу йәрдә бәлким, «маңа дуч кәлгән җапа-мушәққәтләр әсли ойлиғинимдин көп», «Сән мени алдап қойдуң» дегәнни пуритип дадлиған болушиму мүмкин.

20:8 Йәш. 57:4

20:10 «тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду» — ибраний тилида «магор-миссабиб». 3-айәттики изаһатни көрүң.

20:11 Йәр. 1:8,19; 15:20; 17:18; 23:40

20:12 «һәққанийларни синайдиған, инсанниң виҗдани вә қәлбини көридиған...» — «виҗдан» ибраний тилида «бөрәк» дегән сөз билән ипадилиниду.

20:12 Йәр. 11:20; 12:3; 15:15; 18:19-23

20:13 «У намрат кишини рәзиллик қилғучилардин қутқузған» — «намрат киши» бәлким Йәрәмияниң өзини көрситиду.

20:14 Йәр. 15:10

20:15 Аюп 3:3

20:16 «Атамға хәвәр елип: «Саңа оғул бала туғулди!» дәп уни аламәт шатландурған адәмгә ләнәт болсун! (15-айәт) Бу адәм Пәрвәрдигар рәһим қилмай ғулатқан шәһәрләрдәк болсун...» — пәйғәмбәрниң өзиниң қайғу-һәсрәттин чиққан бу аччиқ сөзлирини шүбһисизки, Худаниң йолйоруғи билән биз үчүн хатирилигини билән, биз: «Худа буларни чоқум әмәлгә ашурған», дәп қаримаймиз. Пәйғәмбәрниң бу сөзлирини хатириләштики мәхсити бизниң пәйғәмбәрниң шунчә қийнилип кәткәнлигини убдан чүшинишимиз үчүндур.

20:16 Яр. 19

20:18 Аюп 3:20