□3:1 «әткә тәвә кишиләр» — (яки «әтлик кишиләр») тоғрилиқ «Римлиқларға»ға бәргән «кириш сөз»дики «әт» тоғрилиқ сөзимизни көрүң. «Әтлик киши» асасән хуш хәвәрни қобул қилғини билән техи өз гуналириниң күчидин азат болмиған кишидур.
□3:3 «силәр әткә тәвә әмәсму, инсанларчә меңиватмамсиләр?» — «инсанларчә» Худаниң йолида әмәс, инсанийәтниң йолида.
■3:3 1Кор. 1:11; Гал. 5:19; Яқ. 3:16.
□3:4 «пәқәт инсанларниң йолида маңған болуп қалмамсиләр?» — демәк, Худани тонумиған, Роһтин туғулмиған, техичә Адәм атимизниң аилисигә тәвә болған, адәттики гунакар инсанларға охшаш.
■3:5 Рос. 18:24; 1Кор. 1:12; 16:12.
□3:6 «... Аполлос суғарди» — Коринт шәһиридики җамаәт Павлусниң сөзлири арқилиқ етиқат қилған еди; кейин Аполлос Коринт шәһиригә берип ишәнгүчиләрни Тәврат-Зәбур тоғрисидики билимлири арқилиқ зор дәриҗидә риғбәтләндүргән еди («Рос.» 18-бап).
■3:6 Рос. 18:26; 19:1.
□3:8 «бир мәхсәттидур» — грек тилида «бирдур».
■3:8 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.
□3:9 «биз Худаға тәвә меһнәтдаштурмиз» — башқа бир хил чүшәндүрүлүши: «биз Худа билән меһнәтдаштурмиз» («2Кор.» 5:20, 6:1ниму көрүң).
■3:9 2Кор. 6:1; Әф. 2:20; Кол. 2:7; 1Пет. 2:5.
□3:12 «бириси бу һул үстигә... қиммәтлик ташлар .. салса» — «қиммәтлик ташлар» дегән охшитишниң мошу йәрдә умумий көрсәткини бәлким яқут-гөһәрләрни әмәс, бәлки оюлған, бенани пухта қилидиған қаттиқ чидамлиқ ташларни көрсәтсә керәк. Павлус буниң көчмә мәнасини оқурмәнләрниң ойлинишиға қалдуриду!
□3:13 «шу күни уни ашкарә қилиду» — «шу күни» Мәсиһ Әйса зиминға қайтидиған күнидур.
■3:13 Йәш. 8:20; 48:10; Йәр. 23:29; 1Пет. 1:7; 4:12.
□3:14 «Бирисиниң һул үстигә қурған Иши пухта сақлинип қалса...» — демәк, «бир кишиниң һул үстигә қойған материяллири отқа бәрдашлиқ берәлисә,...».
■3:16 1Кор. 6:19; 2Кор. 6:16; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5.
□3:18 «бириси өзини бу дәвирдә дана дәп саниса, надан болуп қалсун» — Мәсиһниң «Мат.» 18:1-4дә вә «Мар.» 10:13-16дә ейтқан сөзлирини көрүң.
□3:19-20 «У данишмәнләрни өз һейлигәрлигиниң қапқиниға алиду» — «Аюп» 5:13. «Рәб данишмәнләрниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду» — «Зәб.» 93:11.
■3:19-20 Аюп 5:13; Зәб. 93:11.