Коринтлиқларға «1»
1
Расул Павлус Коринт шәһиридики җамаәткә язған биринчи мәктуп •••• Салам
1-2 Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң расули дәп чақирилған мәнки Павлустин вә қериндишимиз Состенистин Коринт шәһиридики җамаәткә, Мәсиһ Әйсада пак-муқәддәс қилинип, «муқәддәс бәндилирим» дәп чақирилғанларға вә шуниңдәк һәр йәрләрдә Рәб Әйса Мәсиһниң (У уларға вә бизгә мәнсуп!) намиға нида қилғучиларниң һәммисигә салам! «һәр йәрләрдә Рәб Әйса Мәсиһниң (у уларға вә бизгә мәнсуп!) намиға нида қилғучиларниң һәммиси» — бу ибарә «аләмшумул җамаәт»ниң аддий вә жиғинчақ бир тәбиридур.   Юһ. 17:19; Рос. 15:9; Рим. 1:7; Әф. 1:1; 1Тес. 4:7; 2Тим. 2:22. Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай! Рим. 1:7; 2Кор. 1:2; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.
Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә ата қилинған меһри-шәпқити түпәйлидин Худайимға һәрдайим тәшәккүр ейтимән; буниң билән силәр Униңда һәр тәрәптә, һәр қандақ сөздә, һәр тәрәптики билимләрдә бай қилинғансиләр, «буниң билән силәр униңда һәр тәрәптә ... бай қилинғансиләр» — «униңда» — Мәсиһ Әйсада.   Кол. 1:9. худди Мәсиһниң гувалиғи силәрдә тәстиқланғандәк. «... худди Мәсиһниң гувалиғи силәрдә тәстиқланғандәк» — Худаниң уларға роһий илтипатларни беғишлиғанлиғи: (1) Худаниң Коринтлиқларға Павлусниң Мәсиһ тоғрилиқ болған гувалиқиниң тоғра екәнлигини испатлиғини вә (2) Худаниң Мәсиһниң уларниң қәлбидә турғанлиғини, уларниң һәқиқәтән Мәсиһкә тәвә екәнлигини тәстиқлиғини еди. Мәсилән, Худа роһий илтипатлири арқилиқ корнелиусдикиләрни «мениң адәмлирим» дәп тәстиқлиған еди («Рос.» 10:44-48гә қараң. «роһий илтипатлар»ни чүшиниш үчүн 12- вә 14-бапқа қараң. Шуниң билән силәрдә һәр қандақ роһий илтипат кәмлик қилмастан, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң аян қилинишини күтисиләр; «Рәббимиз Әйса Мәсиһниң аян қилиниши» — Рәб дунияға қайтип кәлгәндә у һәр адәмгә аян болиду, әлвәттә.   Фил. 3:20; Тит. 2:13. У йәнә силәрни ахирғичә мустәһкәмләйдуки, Рәб Әйса Мәсиһниң күни кәлгичә әйипсиз сақлинисиләр; «Рәб Әйса Мәсиһниң күни» — Униң зиминға қайта келидиған күни.   1Тес. 3:13; 5:23. Худа сөзидә турғучидур — силәрни Өз Оғли Рәб Әйса Мәсиһниң сирдаш-һәмдәмлигигә чақирғучи дәл Униң Өзидур. «Худа сөзидә турғучидур» — демәк, Худа адәмни Өзиниң пак-муқәддәс сирдаш-һәмдәмлигигә чақирғачқа, Өз меһри-шәпқити билән уни йәнә ахирғичә гуна вә Шәйтанниң илкидин сақлап, пак һаятта яшашқа күчәйтишкә вәдә қилған.   Йәр. 32:40-44; Юһ. 15:5; 1Кор. 10:13; Гал. 2:20; 1Тес. 5:24; 1Юһа. 1:3.
 
Бөлүнүшләр тоғрилиқ
10 Әнди мән силәрдин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шуни өтүнимәнки, и қериндашлар, гепиңлар бир йәрдин чиқсун, араңларда бөлгүнчилик болмисун, бир пикирдә, бир нийәттә камил бирләштүрүлүңлар; «мән силәрдин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шуни өтүнимәнки, и қериндашлар...» — «қериндашлар» Инҗилда «етиқатчи ака-укилар» дегән билән ипадилиниду. Амма пүткүл Муқәддәс Китапта қериндашлар («етиқатчи ака-укилар») «етиқатчи ача-сиңиллар»ниму өз ичигә алиду. Бу принсип «Яр.» 1:27дә көрүниду; «Худаниң сүрәт-образи» болған «адәм»ниң өзи «әр-аял»ни өз ичигә алиду. Шуниң билән биз «қериндашлар» дәп тәрҗимә қилдуқ.   Рим. 12:16; 15:5; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8. 11 Чүнки Кловиниң аилисидикиләрниң маңа силәр тоғраңларда ейтишичә, и қериндашлирим, араңларда талаш-тартишлар бар екән. 12 Демәкчи болғиним шуки, һәр бириңлар: «Мән Павлусниң тәрәпдари», «Мән Аполлосниң тәрәпдари», «Мән Кефасниң тәрәпдари» вә «Мән Мәсиһниң тәрәпдари» дәватисиләр. «Кефас» — расул Петрусниң ибранийчә исми еди.   Рос. 18:24; 1Кор. 3:4; 16:12. 13 Әҗәба, Мәсиһ бөлүнгәнмикән? Силәр үчүн крестләнгән адәм Павлусмиди? Силәр Павлусниң намиға чөмүлдүрүлдүңларму? «Силәр Павлусниң намиға чөмүлдүрүлдүңларму?» — «чөмүлдүрүлдүңларму» мошу йәрдә суға чүмүлдүрүлүшни көрситиду.
14 Мән Худаға тәшәккүр ейтимәнки, араңлардин Криспус билән Гаюстин башқа һеч қайсиңларни чөмүлдүрмидим; Рос. 18:8; Рим. 16:23. 15 шуниң билән һеч ким мени өзиниң намида адәмләрни чөмүлдүрди, дейәлмәйду. 16 Дурус, мән йәнә Истифанасниң өйидикиләрниму чөмүлдүрдүм; башқа бирәвни чөмүлдүргинимни әсләлмәймән. 1Кор. 16:15,17.
17 Чүнки Мәсиһ мени адәмләрни чөмүлдүрүшкә әмәс, бәлки хуш хәвәрни җакалашқа әвәтти; уни җакалаш болса инсанниң һекмәтлик сөзлири билән болмаслиғи керәк; ундақ болғанда Мәсиһниң кресттики қурбанлиғиниң күчи йоқитилған болиду. 1Кор. 2:1, 4; 2Пет. 1:16. 18 Чүнки кресттики қурбанлиғи тоғрилиқ сөз-калам һалакәткә кетиватқанларға ахмақлиқ, амма қутулдурулуватқан бизләргә Худаниң күч-қудритидур. Рим. 1:16. 19 Чүнки мундақ пүтүлгәнки, «Мән данишмәнләрниң данишмәнлигини йоқитимән, ақилларниң ақиллиғини чәткә қақимән». «Чүнки мундақ пүтүлгәнки...» — «мундақ пүтүлгән» — Муқәддәс Китапта йезиқлиқ. Мошу йәрдики сөзләр Тәврат, «Йәш.» 29:14дин елинған.   Аюп 5:12; Йәш. 29:14. 20 Ундақта, данишмәнләр қени? Тәврат өлималири қени? Бу дуниядики бәс-муназирә қилғучилар қени? Худа бу дуниядики даналиқни ахмақлиқ дәп көрсәткән әмәсму? Йәш. 33:18. 21 Чүнки Худа даналиғи билән бекиткини бойичә, дуния өз даналиғи арқилиқ Худани тонумиған, шуңа Худа әхмиқанә дәп қаралған, җакалиниватқан сөз-калам арқилиқ униңға ишәнгүчиләргә ниҗатлиқ йәткүзүшни лайиқ көргән. Мат. 11:25; Луқа 10:21. 22 Чүнки Йәһудийлар мөҗизилик аламәтләрни, греклар болса «даналиқ»ни тәләп қилиду; «... греклар болса «даналиқ»ни тәләп қилиду» — шу замандики грек мәдәнийитидә пәлсәпәни чоқунуш дәриҗисигә йәткән дегили болиду (мәсилән, «Рос.» 17:21 вә алди-кәйнидики айәтләрни көрүң).   Мат. 12:38; 16:1; Юһ. 4:48. 23 амма биз болсақ Мәсиһни, йәни крестләнгән Мәсиһни җакалаймиз; бу Йәһудийларға нисбәтән бизарлиқ иш, әлләргә нисбәтән әхмиқанилик дәп қарилиду; «бу Йәһудийларға нисбәтән бизарлиқ иш...» — яки «бу Йәһудийларға нисбәтән путликашаң...».   Мат. 11:6. Юһ. 6:60,66. 24 амма чақирилғанлар үчүн ейтқанда, мәйли Йәһудийлар болсун яки греклар болсун, Мәсиһ Худаниң күч-қудрити вә Худаниң даналиғидур. Кол. 2:3. 25 Чүнки Худаниң әхмиқанилиги инсанларниң даналиғидин үстүндур, Худаниң аҗизлиғи инсанларниң күчидин үстүндур. 26 Чүнки, и қериндашлар, силәрниң чақирилған вақиттики һалиңлар үстидә ойлинип беқиңлар; чақирилғанлар арисида инсаний тәрәптин дана қаралғанлар анчә көп әмәс, күч-һоқуққа егә болғанлар анчә көп әмәс, ақсүнәкләр анчә көп әмәс еди; «инсаний тәрәптин...» — грек тилида «әтниң көзқаришичә...».   Юһ. 7:48; Яқ. 2:5. 27 бәлки Худа даналарни хиҗаләткә қалдуруш үчүн бу дуниядики ахмақ саналғанларни талливалди; күчлүкләрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн бу дуниядики аҗиз саналғанларни талливалди; 28 У йәнә бу дуниядики қәдирсизләрни, пәс көрүлидиғанларни талливалди, «йоқ болған нәрсиләр»ни мәвҗут шәйиләрни йоққа чиқириветиш үчүн талливалди. «мәвҗут шәйиләр» — мошу йәрдә һәр хил адәмләрни, һөкүмранларни, дөләт қатарлиқларни өз ичигә алиду. 29 Униң мәхсити Худа алдида һеч әт егиси махтанмаслиқ үчүндур. 30 Амма Униң тәрипидин силәр Мәсиһ Әйсада турисиләр; У бизгә Худадин кәлгән даналиқ, һәққанийлиқ, пак-муқәддәслик вә һөрлүк-азатлиқ қилинғандур; «Униң тәрипидин силәр Мәсиһ Әйсада турисиләр...» — «Униң тәрипидин» Худа тәрипидин, демәк. «һөрлүк-азатлиқ қилинғандур» — «һөрлүк-азатлиқ» гунаниң вә Шәйтанниң қуллуғидин азат болуштур.   Йәр. 23:5; Юһ. 17:19. 31 шуниңдәк Тәвратта пүтүлгәндәк: «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтисун!». «шуниңдәк Тәвратта пүтүлгәндәк...» — Инҗилда «пүтүлгәндәк» дейилгәндә, «Муқәддәс Китапта пүтүлгәндәк» дегән мәнидә. Мошу йәрдә «Йәр.» 9:24.   Йәш. 65:16; Йәр. 9:22-23; 2Кор. 10:17.
 
 

1:1-2 «һәр йәрләрдә Рәб Әйса Мәсиһниң (у уларға вә бизгә мәнсуп!) намиға нида қилғучиларниң һәммиси» — бу ибарә «аләмшумул җамаәт»ниң аддий вә жиғинчақ бир тәбиридур.

1:1-2 Юһ. 17:19; Рос. 15:9; Рим. 1:7; Әф. 1:1; 1Тес. 4:7; 2Тим. 2:22.

1:3 Рим. 1:7; 2Кор. 1:2; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.

1:5 «буниң билән силәр униңда һәр тәрәптә ... бай қилинғансиләр» — «униңда» — Мәсиһ Әйсада.

1:5 Кол. 1:9.

1:6 «... худди Мәсиһниң гувалиғи силәрдә тәстиқланғандәк» — Худаниң уларға роһий илтипатларни беғишлиғанлиғи: (1) Худаниң Коринтлиқларға Павлусниң Мәсиһ тоғрилиқ болған гувалиқиниң тоғра екәнлигини испатлиғини вә (2) Худаниң Мәсиһниң уларниң қәлбидә турғанлиғини, уларниң һәқиқәтән Мәсиһкә тәвә екәнлигини тәстиқлиғини еди. Мәсилән, Худа роһий илтипатлири арқилиқ корнелиусдикиләрни «мениң адәмлирим» дәп тәстиқлиған еди («Рос.» 10:44-48гә қараң. «роһий илтипатлар»ни чүшиниш үчүн 12- вә 14-бапқа қараң.

1:7 «Рәббимиз Әйса Мәсиһниң аян қилиниши» — Рәб дунияға қайтип кәлгәндә у һәр адәмгә аян болиду, әлвәттә.

1:7 Фил. 3:20; Тит. 2:13.

1:8 «Рәб Әйса Мәсиһниң күни» — Униң зиминға қайта келидиған күни.

1:8 1Тес. 3:13; 5:23.

1:9 «Худа сөзидә турғучидур» — демәк, Худа адәмни Өзиниң пак-муқәддәс сирдаш-һәмдәмлигигә чақирғачқа, Өз меһри-шәпқити билән уни йәнә ахирғичә гуна вә Шәйтанниң илкидин сақлап, пак һаятта яшашқа күчәйтишкә вәдә қилған.

1:9 Йәр. 32:40-44; Юһ. 15:5; 1Кор. 10:13; Гал. 2:20; 1Тес. 5:24; 1Юһа. 1:3.

1:10 «мән силәрдин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шуни өтүнимәнки, и қериндашлар...» — «қериндашлар» Инҗилда «етиқатчи ака-укилар» дегән билән ипадилиниду. Амма пүткүл Муқәддәс Китапта қериндашлар («етиқатчи ака-укилар») «етиқатчи ача-сиңиллар»ниму өз ичигә алиду. Бу принсип «Яр.» 1:27дә көрүниду; «Худаниң сүрәт-образи» болған «адәм»ниң өзи «әр-аял»ни өз ичигә алиду. Шуниң билән биз «қериндашлар» дәп тәрҗимә қилдуқ.

1:10 Рим. 12:16; 15:5; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8.

1:12 «Кефас» — расул Петрусниң ибранийчә исми еди.

1:12 Рос. 18:24; 1Кор. 3:4; 16:12.

1:13 «Силәр Павлусниң намиға чөмүлдүрүлдүңларму?» — «чөмүлдүрүлдүңларму» мошу йәрдә суға чүмүлдүрүлүшни көрситиду.

1:14 Рос. 18:8; Рим. 16:23.

1:16 1Кор. 16:15,17.

1:17 1Кор. 2:1, 4; 2Пет. 1:16.

1:18 Рим. 1:16.

1:19 «Чүнки мундақ пүтүлгәнки...» — «мундақ пүтүлгән» — Муқәддәс Китапта йезиқлиқ. Мошу йәрдики сөзләр Тәврат, «Йәш.» 29:14дин елинған.

1:19 Аюп 5:12; Йәш. 29:14.

1:20 Йәш. 33:18.

1:21 Мат. 11:25; Луқа 10:21.

1:22 «... греклар болса «даналиқ»ни тәләп қилиду» — шу замандики грек мәдәнийитидә пәлсәпәни чоқунуш дәриҗисигә йәткән дегили болиду (мәсилән, «Рос.» 17:21 вә алди-кәйнидики айәтләрни көрүң).

1:22 Мат. 12:38; 16:1; Юһ. 4:48.

1:23 «бу Йәһудийларға нисбәтән бизарлиқ иш...» — яки «бу Йәһудийларға нисбәтән путликашаң...».

1:23 Мат. 11:6. Юһ. 6:60,66.

1:24 Кол. 2:3.

1:26 «инсаний тәрәптин...» — грек тилида «әтниң көзқаришичә...».

1:26 Юһ. 7:48; Яқ. 2:5.

1:28 «мәвҗут шәйиләр» — мошу йәрдә һәр хил адәмләрни, һөкүмранларни, дөләт қатарлиқларни өз ичигә алиду.

1:30 «Униң тәрипидин силәр Мәсиһ Әйсада турисиләр...» — «Униң тәрипидин» Худа тәрипидин, демәк. «һөрлүк-азатлиқ қилинғандур» — «һөрлүк-азатлиқ» гунаниң вә Шәйтанниң қуллуғидин азат болуштур.

1:30 Йәр. 23:5; Юһ. 17:19.

1:31 «шуниңдәк Тәвратта пүтүлгәндәк...» — Инҗилда «пүтүлгәндәк» дейилгәндә, «Муқәддәс Китапта пүтүлгәндәк» дегән мәнидә. Мошу йәрдә «Йәр.» 9:24.

1:31 Йәш. 65:16; Йәр. 9:22-23; 2Кор. 10:17.