4
Худа йолида яшаш
Әнди Мәсиһ тенидә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзүңларни қуралландуруңлар. (чүнки Худа йолида өз тенидә азап-оқубәт чәккән киши гунадин қол үзгән болиду; Рим. 6:7; Ибр. 12:1. ундақ киши тенидә қалған һаятини йәнә инсаний нәпс-һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзиду). Рим. 14:7; 2Кор. 5:15; Гал. 2:20; Әф. 4:24; 1Тес. 5:10; Ибр. 9:14. Чүнки күнлиримизни ят әллик етиқатсизларниң ирадисигә әмәл қилиш билән, йәни һәртүрлүк бузуқчилиқ-шәһванийлиқ, нәпс-һәвәсләр, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә өткүзгинимиз әнди купайә қилар! «Чүнки күнлиримизни ят әллик етиқатсизларниң ирадисигә әмәл қилиш билән...» — «ят әллик етиқатсизлар» грек тилида «ят әлликләр» яки «таипиләр» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Инҗил дәври кәлгичә Йәһудийлардин башқа пүткүл дуниядикиләр («ят әлләр») дегидәк бутпәрәс еди; шуңа мошу йәрдә Петрус бу ибарә билән «бутпәрәс капирлар»ни көрситиду. Петрусниң бу хетиниң әслидики оқурмәнлири, шүбһисизки, мошундақ адәмләрдин еди. «һәртүрлүк бузуқчилиқ-шәһванийлиқ, нәпс-һәвәсләр, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә өткүзгинимиз әнди купайә қилар!» — «купайә қилар!» — Бу интайин кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә.   Әф. 4:17. Бу ишларда улар силәрниң уларға һәмраһ болуп шундақ ипласлиққа жүгүрмигәнлигиңларға әҗәблинип, силәрни һақарәтлимәктә. Улар һаман һәм тирикләрни вә өлгәнләрни сорақ қилишқа тәйяр Турғучиға һесап бәрмәй қалмайду. «улар һаман һәм тирикләрни вә өлгәнләрни сорақ қилишқа тәйяр Турғучиға һесап бәрмәй қалмайду» — «сорақ қилишқа тәйяр Турғучи» Мәсиһни көрситиду. Шуңа дәл шу сәвәптин, өлгәнләр әттә яшаватқан инсанлар сорақ қилинидиғандәк сорақ қилинип, Худаға нисбәтән роһта яшисун дәп, уларғиму хуш хәвәр йәткүзүлгән. «Шуңа дәл шу сәвәптин, өлгәнләр әттә яшаватқан инсанлар сорақ қилинидиғандәк сорақ қилинип, Худаға нисбәтән роһта яшисун дәп, уларғиму хуш хәвәр йәткүзүлгән» — «хуш хәвәр» — Муқәддәс Китапта Мәсиһниң өлүми вә тирилишидин болған ниҗат тоғрилиқ, әлвәттә.Бу айәт тоғрилиқ нурғун пикирләр бар. «Қошумчә сөз»имиздә буларни баян қилимиз.   Юһ. 5:25; 1Пет. 3:19.
 
Худаниң садиқ хизмәтчиси
Әнди барлиқ ишларниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта; шуңа, салмақ болуңлар вә дуа қилишқа сәгәк туруңлар. Луқа 21:34; 1Юһа. 2:18. Лекин һәммидин муһими, бир-бириңларға қизғин меһир-муһәббәттә турувериңлар. Чүнки «меһир-муһәббәт нурғунлиған гуналарни япар». «меһир-муһәббәт нурғунлиған гуналарни япар» — бу сөзләр Тәвраттики Сулайманниң «пәнд-несиһәтләр»и дин, «Пәнд.» 10:12дин елинған. Мәнаси, шүбһисизки, һәм башқиларниң гуналирини кәчүрүм қилиш һәм мүмкин болса башқиларға яймаслиқни өз ичигә алиду.   Пәнд. 10:12. Бир-бириңлардин ағринмай өз ара меһмандост болуңлар. Рим. 12:13; Фил. 2:14; Ибр. 13:2. 10 Худа тәрипидин һәр бириңларға ата қилинған илтипатқа бенаән, униң һәртәрәплик меһри-шәпқитини кишиләргә йәткүзидиған яхши ғоҗидарлар сүпитидә, бу илтипат билән бир-бириңларға хизмәт қилиңлар. Пәнд. 3:28; Рим. 12:6; 2Кор. 8:11. 11 Ким сөз қилса, у Худаниң калам-бешарәтлирини йәткүзгүчи сүпитидә сөзлисун. Ким башқиларға хизмәт қилса, у Худа ата қилған күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Шундақ болғанда, Худа һәммә ишта Әйса Мәсиһ арқилиқ улуқлиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуптур, амин! «Ким сөз қилса, у Худаниң калам-бешарәтлирини йәткүзгүчи сүпитидә сөзлисун» — «сөз қилиш» мошу йәрдә, шүбһисизки, җамаәттә сөзләш, болупму тәлим беришни көрситиши мүмкин.   Йәр. 23:22.
 
Етиқатчиларниң азап-оқубәткә сәвир қилиши
12 Сөйүмлүклирим, отлуқ синақниң бешиңларға чүшкәнлигигә қарап, әҗайип ишқа йолуғуп қалдим, дәп һәйран қалмаңлар. Йәр. 48:10; 1Кор. 3:13; 1Пет. 1:7. 13 Бәлки, Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә қандақ ортақ болған болсаңлар, силәр шундақ шатлиниңлар. Шуниң билән Униң шан-шәриви аян қилинғинида, силәрму яйрап шатлинисиләр. «Шуниң билән Униң шан-шәриви аян қилинғинида, силәрму яйрап шатлинисиләр» — «Униң шан-шәриви аян қилинғинида»: — демәк, Мәсиһ қайта кәлгинидә. 14 Силәр Мәсиһниң нами түпәйлидин һақарәткә учрисаңлар, бәхитлик болисиләр! Чүнки шан-шәрәпниң Роһи, йәни Худаниң Роһи вуҗудуңларға чүшкән болиду. «Силәр Мәсиһниң нами түпәйлидин һақарәткә учрисаңлар, бәхитлик болисиләр! Чүнки шан-шәрәпниң Роһи, йәни Худаниң Роһи вуҗудуңларға чүшкән болиду» — «Йәш.» 11:2ни көрүң. Бәзи кона көчүрмилиридә «Улар тәрипидин униңға күпүрлүк қилиниду, лекин силәрниң тәрипиңлардин улуқлиниду» дәп қошулиду.   Мат. 5:10; 1Пет. 2:20; 3:14. 15 Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатил, оғри, рәзил яки чепилғақ болуш сәвәвидин болмисун. 16 Бирақ чәккән азап-оқубити «Мәсиһий» дәп аталғанлиғи сәвәвидин болса, у буниңдин номус қилмисун; әксичә, мошу нам билән аталғанлиғи үчүн Худаға мәдһийә оқусун. «Бирақ чәккән азап-оқубити «Мәсиһий» дәп аталғанлиғи сәвәвидин болса, у буниңдин номус қилмисун; әксичә, мошу нам билән аталғанлиғи үчүн Худаға мәдһийә оқусун» — «Мәсиһий» грек тилида «Християн». «Мәсиһ» грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәп ипадилиниду. 17 Чүнки сорақниң башлинидиған вақти-саити кәлди; сорақ алди билән Худаниң өйидикилиридин башлиниду; вә әгәр биз билән башланса, у һалда Худаниң хуш хәвиригә қулақ салмиғанларниң ақивити немә болар? «Чүнки сорақниң башлинидиған вақти-саити кәлди; сорақ алди билән Худаниң өйидикилиридин башлиниду» — шүбһисизки, расул Петрус жуқурида тилға алған азап-оқубәтләр вә синашлар Худаниң өз аилисидикиләргә нисбәтән бир хил сорақниң башлиниши яки тәрбийә болуп, кәмчиликлиримизни очуқ қилидиған синақлар, дәп һесаплиғили болиду.   Йәр. 25:29; Луқа 10:12; 23:31. 18  Дәл муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: —
«Әгәр һәққанийларниң қутқузулуши тәс болса,
Ихлассизлар һәм гунакарларниң ақивити қандақ болар?» «Әгәр һәққанийларниң қутқузулуши тәс болса, ихлассизлар һәм гунакарларниң ақивити қандақ болар?» — Тәврат «Пәнд.» 11:13, LXX грекчә тәрҗимисидин елинған. Грек тилида «Ихлассизлар һәм гунакарлар нәдә көрүниду?!» дегән сөзләр билән ипадилиниду.   Пәнд. 11:31.
 
19 Шуниң үчүн, Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр яхши әмәлләрни давам қилип, җенини вәдисидә туридиған Яратқучиға аманәт қилип тапшурсун. «... Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр яхши әмәлләрни давам қилип, җенини вәдисидә туридиған Яратқучиға аманәт қилип тапшурсун» — «вәдисида туридиған Яратқучи» дегән ибарә интайин әһмийәтлик. «Қошумчә сөз»имиздә униң үстидә азрақ тохтилимиз.
 
 

4:1 Рим. 6:7; Ибр. 12:1.

4:2 Рим. 14:7; 2Кор. 5:15; Гал. 2:20; Әф. 4:24; 1Тес. 5:10; Ибр. 9:14.

4:3 «Чүнки күнлиримизни ят әллик етиқатсизларниң ирадисигә әмәл қилиш билән...» — «ят әллик етиқатсизлар» грек тилида «ят әлликләр» яки «таипиләр» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Инҗил дәври кәлгичә Йәһудийлардин башқа пүткүл дуниядикиләр («ят әлләр») дегидәк бутпәрәс еди; шуңа мошу йәрдә Петрус бу ибарә билән «бутпәрәс капирлар»ни көрситиду. Петрусниң бу хетиниң әслидики оқурмәнлири, шүбһисизки, мошундақ адәмләрдин еди. «һәртүрлүк бузуқчилиқ-шәһванийлиқ, нәпс-һәвәсләр, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә өткүзгинимиз әнди купайә қилар!» — «купайә қилар!» — Бу интайин кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә.

4:3 Әф. 4:17.

4:5 «улар һаман һәм тирикләрни вә өлгәнләрни сорақ қилишқа тәйяр Турғучиға һесап бәрмәй қалмайду» — «сорақ қилишқа тәйяр Турғучи» Мәсиһни көрситиду.

4:6 «Шуңа дәл шу сәвәптин, өлгәнләр әттә яшаватқан инсанлар сорақ қилинидиғандәк сорақ қилинип, Худаға нисбәтән роһта яшисун дәп, уларғиму хуш хәвәр йәткүзүлгән» — «хуш хәвәр» — Муқәддәс Китапта Мәсиһниң өлүми вә тирилишидин болған ниҗат тоғрилиқ, әлвәттә.Бу айәт тоғрилиқ нурғун пикирләр бар. «Қошумчә сөз»имиздә буларни баян қилимиз.

4:6 Юһ. 5:25; 1Пет. 3:19.

4:7 Луқа 21:34; 1Юһа. 2:18.

4:8 «меһир-муһәббәт нурғунлиған гуналарни япар» — бу сөзләр Тәвраттики Сулайманниң «пәнд-несиһәтләр»и дин, «Пәнд.» 10:12дин елинған. Мәнаси, шүбһисизки, һәм башқиларниң гуналирини кәчүрүм қилиш һәм мүмкин болса башқиларға яймаслиқни өз ичигә алиду.

4:8 Пәнд. 10:12.

4:9 Рим. 12:13; Фил. 2:14; Ибр. 13:2.

4:10 Пәнд. 3:28; Рим. 12:6; 2Кор. 8:11.

4:11 «Ким сөз қилса, у Худаниң калам-бешарәтлирини йәткүзгүчи сүпитидә сөзлисун» — «сөз қилиш» мошу йәрдә, шүбһисизки, җамаәттә сөзләш, болупму тәлим беришни көрситиши мүмкин.

4:11 Йәр. 23:22.

4:12 Йәр. 48:10; 1Кор. 3:13; 1Пет. 1:7.

4:13 «Шуниң билән Униң шан-шәриви аян қилинғинида, силәрму яйрап шатлинисиләр» — «Униң шан-шәриви аян қилинғинида»: — демәк, Мәсиһ қайта кәлгинидә.

4:14 «Силәр Мәсиһниң нами түпәйлидин һақарәткә учрисаңлар, бәхитлик болисиләр! Чүнки шан-шәрәпниң Роһи, йәни Худаниң Роһи вуҗудуңларға чүшкән болиду» — «Йәш.» 11:2ни көрүң. Бәзи кона көчүрмилиридә «Улар тәрипидин униңға күпүрлүк қилиниду, лекин силәрниң тәрипиңлардин улуқлиниду» дәп қошулиду.

4:14 Мат. 5:10; 1Пет. 2:20; 3:14.

4:16 «Бирақ чәккән азап-оқубити «Мәсиһий» дәп аталғанлиғи сәвәвидин болса, у буниңдин номус қилмисун; әксичә, мошу нам билән аталғанлиғи үчүн Худаға мәдһийә оқусун» — «Мәсиһий» грек тилида «Християн». «Мәсиһ» грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәп ипадилиниду.

4:17 «Чүнки сорақниң башлинидиған вақти-саити кәлди; сорақ алди билән Худаниң өйидикилиридин башлиниду» — шүбһисизки, расул Петрус жуқурида тилға алған азап-оқубәтләр вә синашлар Худаниң өз аилисидикиләргә нисбәтән бир хил сорақниң башлиниши яки тәрбийә болуп, кәмчиликлиримизни очуқ қилидиған синақлар, дәп һесаплиғили болиду.

4:17 Йәр. 25:29; Луқа 10:12; 23:31.

4:18 «Әгәр һәққанийларниң қутқузулуши тәс болса, ихлассизлар һәм гунакарларниң ақивити қандақ болар?» — Тәврат «Пәнд.» 11:13, LXX грекчә тәрҗимисидин елинған. Грек тилида «Ихлассизлар һәм гунакарлар нәдә көрүниду?!» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

4:18 Пәнд. 11:31.

4:19 «... Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр яхши әмәлләрни давам қилип, җенини вәдисидә туридиған Яратқучиға аманәт қилип тапшурсун» — «вәдисида туридиған Яратқучи» дегән ибарә интайин әһмийәтлик. «Қошумчә сөз»имиздә униң үстидә азрақ тохтилимиз.