Бу сөзләргә қариғанда улар мошу паалийәтләрдә өзлирини хелә «тәқвадар» көрсәтмәкчи болуп, «ихтиярий қурбанлиқ»ларни көп қилған охшайду. ■ Лав. 2:1, 15; 7:13
Бирақ биз «униң ой-пикри» дегәнлик Худаниң ой-пикирлирини әмәс, бәлки адәмләрниңкини көрситиду, дәп қараймиз.
«Таң сәһәрни қараңғулуққа айландурғучи» — яки «Қараңғулуқни таң сәһәр қилғучи». ■ Наһ. 1:3
□4:1 «Башандики инәкләр» — бу «инәкләр» Самарийәдики байларниң қиз-аяллирини көрситиду. Башан болса семиз, сағлам калилири билән даңқи чиққан район.
□4:2 «Мана, бешиңларға шундақ күнләр чүшидуки, У силәрни илмәкләр билән, нәслиңларни чаңгаклар билән елип кетиду» — Самарийә хәлқи ахирида Асурийә падишасиға әсиргә чүшиду; Асурийә падишасиниң әсирләрниң калпуклиридин илмәкни өткүзүп уларни йетәкләйдиған рәһимсиз адити бар еди.
□4:3 «Вә силәр Һармон тәрәпкә чөрүветилисиләр» — «Һармон» бизгә һазир намәлум бир шәһәр.
□4:4 «Әнди Бәйт-Әлгә келиңлар, асийлиқ қилиңлар! Гилгалдиму асийлиқни көпәйтиңлар!» — Бейт-Әл вә Гилгал (шундақла шималий тәрәптә «Дан» шәһири, җәнубий тәрәптә Бәәр-Шеба шәһири) хәлиқләр көп зиярәт қилидиған бут тавапгаһи еди.
□4:5 ««Тәшәккүр қурбанлиғи»ни хемиртуруч билән биллә көйдүрүңлар» — қурбанлиқларни хемиртуруч салған нәрсиләр билән биллә сунушқа қәтъий болмайтти («Лав.» 2:11). «Силәр «халис қурбанлиқлар»иңларни җакалап махтинип жүрүңлар; чүнки бундақ қилишқа амрақсиләр, и Исраиллар!» — 4- һәм 5-айәттә ейтилған қурбанлиқлар һәмдә һәр кишиниң киримидин «ондин бири»ни һәр үч жилда Худаға атап беғишлиши, әслидә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунда бекитилгән еди. Бирақ Исраиллар һазир буларни өз бутлириға атап беғишлаватиду. Әсли хемиртуруч селип қилинған аш һәдийәләрни қурбанлиқларға қошуп сунуш мәнъий қилинған еди. Бу сөзләргә қариғанда улар мошу паалийәтләрдә өзлирини хелә «тәқвадар» көрсәтмәкчи болуп, «ихтиярий қурбанлиқ»ларни көп қилған охшайду.
□4:6 «Мән һәммә шәһәрлириңларда «чишниң пакизлиғи»ни чүшүрдүм» — демәк уларда йегидәк нәрсә йоқ.
□4:9 «Мән силәрни җудун һәм һал апити билән урдум» — «һал апити» зираәтләрниң бир хил кесили.
□4:10 «Мән араңларға Мисирға чүшүрүлгән апәтләрдәк апәтни әвәттим» — башқа бир хил тәрҗимиси «Мән (әсли) Мисирға чүшүргән ваба кесилини әвәттим» (демәк, Муса пәйғәмбәр дәвридә Мисирға чүшкән вабаларни бешиңларғиму чүзүрдум) «атлириңларни олҗа болушқа қоювәттим» — башқа бир хил тәрҗимиси «Уларни (демәк, жигитлириңларни) силәр буливалған атлар билән биллә өлтүргүздум».
□4:11 «Мән араңлардин бәзиләрни Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини өрүвәткинидәк өрүвәттим» — «Мән ... бәзиләрни Худа ... өрүвәткинидәк өрүвәттим» — бу йәрдә сөз қиливатқан ким? Бизниңчә мошу бешарәтни Мәсиһ Өзи бәргән болса керәк.
□4:12 «Худайиң билән көрүшүшкә тәйярлан!» — гәрчә бәлким вақит-пәйти шунчә кечиккини билән, Худа йәнила улар билән көрүшүшкә тәйяр туриду, йәнила (бу һәқиқәтән адәмни һәйран қалдуриду) уларға меһри-шәпқәт көрситишкә тәйяр туриду, дегәнлик болса керәк, дәп қараймиз (Тәвратта адәттә: «Худа билән көрүшүш» дегән мәнидә). Бирақ бәзи алимлар бу җүмлини Худаниң пат арида чүшүридиған җазасини көрситиду, дәп қарайду.
□4:13 «Инсанға өзлириниң ой-пикриниң немә екәнлигини аян қилғучи» — ибраний тилида «Инсанға униң ой-пикриниң немә екәнлигини...» дейилиду. Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «Инсанға өзиниң (Худаниң) ой-пикриниң немә екәнлигини...». Бирақ биз «униң ой-пикри» дегәнлик Худаниң ой-пикирлирини әмәс, бәлки адәмләрниңкини көрситиду, дәп қараймиз. «Таң сәһәрни қараңғулуққа айландурғучи» — яки «Қараңғулуқни таң сәһәр қилғучи».