12
Өткән ишларни әсләп савақ елиңлар!
Әфраим Мени ялған гәплири билән көмүветиду;
Йәһудаму Тәңригә, йәни ишәшлик, Пак-Муқәддәс Болғучиға тутуруқсиз болди.
Әфраимниң йегини шамалдур,
У шәриқ шамилини қоғлап жүриду;
У күнләп ялғанчилиқ, зулум-зорлуқни көпәйтмәктә;
Улар Асурийә билән әһдә түзиду,
Шуниңдәк Мисирға май «соғилири» көтирип апирилиду. «Йәһудаму Тәңригә, йәни ишәшлик, Пак-Муқәддәс Болғучиға тутуруқсиз болди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәһуда йәнила Худа билән биллә һөкүмдарлиқ қилиду, у Пак-Муқәддәс Болғучиға садиқтур». Бизниңчә 12-бап, 2-айәткә қариғанда бу хил тәрҗимиси қәтъий мүмкин әмәс. «Әфраимниң йегини шамалдур, у шәриқ шамилини қоғлап жүриду» — демәк, Әфраим гепи тутуруқсиз, «шамалға баққучи» әл еди. «Шуниңдәк Мисирға май «соғилири» көтирип апирилиду» — бу «май» шүбһисизки, Мисирниң ярдимини елиш үчүн әвәтилгән.
Пәрвәрдигарниң Йәһуда биләнму бир дәваси бар;
У Яқупни йоллири бойичә җазалайду;
Униң қилмишлирини өз үстигә қайтуриду.
У балиятқуда туруп акисини тапинидин тутувалған,
Өз күчи билән Худа билән елишқан; «У балиятқуда туруп акисини тапинидин тутувалған,...» — оқурмәнләрниң есидә барки, «Яқуп» дегән исимниң мәнаси әслидә: «У (Худа) тапиниңда болсун» (демәк, у Сән (Худа) билән биллә болсун); бирақ Яқуп пәйғәмбәргә шу исимниң қоюлушиниң сәвәви: — (1) у акисиниң тапинини тутқан (туғулғанда); (2) бу исимниң «алдамчи» дегән көчмә мәнаси бар; у кейинки күнләрдә акисини икки қетим «роһий мирас»тин алдап қойған («Яр.» 25-бап).
Ахирда у бу алдамчилиқтин товва қилип, акисидин әпу сориған («Яр.» 33-бапниму көрүң).
   Яр. 25:26; 35:9,10
У бәрһәқ Пәриштә билән елишип, ғәлибә қилди;
У жиғлиди, Униңға дуа-тилавәт қилди;
Худа уни Бәйт-Әлдә тепивалди,
Вә шу йәрдә бизгә сөз қилди; «Худа уни Бәйт-Әлдә тепивалди» — ибраний тилида «У уни Бәйт-Әлдә тепивалди». Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Яқуп) Уни (Худани) тепивалди». «У бәрһәқ Пәриштә билән елишип, ғәлибә қилди; у жиғлиди, Униңға дуа-тилавәт қилди; Худа уни Бәйт-Әлдә тепивалди, вә шу йәрдә бизгә сөз қилди;» — бу тарихий вақиәләрниң әһмийити бәлким: (1) Яқуп әсли бир алдамчи; (2) бирақ у етиқат арқилиқ Худаниң Пәриштисидин бәхит-бәрикәткә вә Худаниң илтипатиға еришкән; (3) кейин у башқичә бир адәм, етиқатлиқ, шәпқәтлик болуп чиқти (Исраил дәп аталди). (4) Худа әсли бу ишларни «Бәйт-Әл»дә (Яқупни чарқирған вақтида) башлиған, Яқупқа, шундақла әвлатлириға бәхит ата қилидиған вәдиләрни қилған; (5) шуңа Исраил «Бәйт-Әл»ниң һәқиқий әһмийитини әслиши керәк; (6) улар бу ишлардин савақ алсунки, «Худа мениму (Яқупқа охшаш) яман алдамчилиқтин дурус, етиқатлиқ адәмгә өзгәртәләйду»; (7) «шуңа Худаниң күчигә тайинип Униңға қайтишим керәк».
Вақиәләр «Яр.» 25-32-бапларда хатириләнгән. Башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.
   Яр. 28:12, 19; 35:7, 14, 15
— Йәни Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа,
— «Пәрвәрдигар» болса Униң хатирә намидур! «— Йәни Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — «Пәрвәрдигар» болса Униң хатирә намидур!» — оқурмәнләрниң есидә барки, Яқуп өзи билән елишқан Пәриштиниң намини сориған. Шу чағда у намини униңға ейтмиған. Кейин Худа бу намниң «Яһвәһ» (тәрҗимимиздә, «Пәрвәрдигар» дейилиду) екәнлигини Муса пәйғәмбәргә аян қилип чүшәндүргән (Яһвәһ — «Өзгәрмәс», «Әзәлдин Бар Болғучи», «Әһдисигә һәрдайим садиқ Болғучи» дегән мәниләрни өз ичигә алиду). Шуңа бу нам Исраилға үмүт бериши керәк еди.
Шуңа сән, Худайиң арқилиқ, Униң йениға қайт;
Меһриванлиқ вә адаләтни қолуңдин бәрмә,
Худайиңға үмүт бағлап, Уни изчил күткин.
Алдамчи содигәр
Мана бу содигәр! Униң қолида алдамчилиқ таразиси бар;
У бозәк қилишқа амрақтур. «Мана бу содигәр!» — «содигәр» ибраний тилида «Қанаан» яки «Қанаанлиқ» дегәнлик болиду. Демәк, Әфраим бир тәрәптин әсли өзи алдидин һайдивәткән бутпәрәс Қанаанлиқларға охшап қалған; йәнә бир тәрәптин у «Яқуп»ниң әслидики «алдамчи» характерида болуп, һеч өзгәртилмигәндур.
Әфраим: «Мән дәрвәқә бейидим,
Өзүмгә көп байлиқларни топлидим;
Бирақ улар барлиқ әҗирлиримдә мәндин һеч гунайий қәбиһликни тапалмайду!» — дәйду. «улар... мәндин гунайий қәбиһликни тапалмайду» — «гунайий қәбиһлик» — демәк, мәндә «қәбиһликләр бар, бирақ еғир әмәс, «гуна әмәс»» дегән күлкилик гәп. «Мән анчә яман адәм әмәсмән» дәйдиған позитсийиләр бүгүнгә қәдәр һәммимизгә тонуштур.
Бирақ Мисир зиминидин тартип Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән,
Мән сени йәнә «кәпиләр һейти»дикидәк чедирларда турғузимән! «Бирақ Мисир зиминидин тартип мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән, Мән сени йәнә «кәпиләр һейти»дикидәк чедирларда турғузимән!» — ««кәпиләр һейти»дикидәк» ибраний тилида «һейттики күнләрдикидәк».
«Чедирларда туруш» тилға елинғандин кейин шүбһисизки, «кәпиләр һейти»ни көрсәтсә керәк.
Исраил «Мисирдин чиқиш»тики муһим савақларни унтуған. «Кәпиләр һейти» («кәпә тикиш һейти»)да Исраил йәттә күн өйдә әмәс, бәлки чедирларда туруши керәк еди. Һейттики бу иш уларға әслидики аҗиз, кәмбәғәл башлинишини вә «Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду, бәлки Худаниң һәр бир сөзигә тайинип яшиши керәк» дегән муһим савақ тоғрилиқ әслитиши керәк еди.
   Йәш. 43:11
 
Пәйғәмбәрләрниң әһмийити
10 «Мән пәйғәмбәрләргә сөз қилғанмән,
Аламәт көрүнүшләрни көпәйткәнмән,
Шундақла пәйғәмбәрләр арқилиқ тәмсилләрни көрсәткәнмән.
11 Гилеад қәбиһму? Улар бәрһәқ пәқәт яримаслардур!
Улар Гилгалда топақларни қурбанлиқ қилиду;
Уларниң қурбангаһлири дәрвәқә етиз қирлиридики таш догилиридак көптур! «Гилеад қәбиһму? Улар бәрһәқ пәқәт яримаслардур!» — мошу айәттә «қәбиһ» вә «яримас» дегән сөзләр бир-биригә охшайдайдиған сөзләрдур. «Улар Гилгалда топақларни қурбанлиқ қилиду; уларниң қурбангаһлири дәрвәқә етиз қирлиридики таш догилиридак көптур!» — Һошия «Гилгал» («дога», «дәстә», дегән мәнидә) дегән йәр нами билән сөз оюни қилиду — улар һәқиқәтән исми-җисмиға лайиқтур . Һәммә йеридә көплигән қурбангаһлириниң болуши билән, Гилгал дәрвәқә «етиздики таш догилар»дәк бир җай, халас.
Айәтниң башқа хил тәрҗилириму бар.
   Һош. 4:15; 6:8; 9:15
12 (Яқуп Сурийәгә қечип кәтти,
Шу йәрдә Исраил хотун елиш үчүн ишлигән;
Бәрһәқ, хотун елиш үчүн у қойларни баққан еди). Яр. 28:5; 29:20, 28
13 Пәрвәрдигар йәнә пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин чиқирип қутқузған,
Пәйғәмбәр арқилиқ униңдин хәвәрму алған. «Пәрвәрдигар йәнә пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин чиқирип қутқузған, пәйғәмбәр арқилиқ униңдин хәвәрму алған» — мошу ишлар (12-14-айәт) испатлайдуки, Әфраим әҗдати болған Яқупни һәддидин зиядә иззәтлигән. Уларниң тәмәнна қойған «бүйүк әҗдат»и Яқупниң аилисидикилири (Исраил) пәйғәмбәрсиз қалған болса (демәк, уларда Худаниң Роһиниң йетәкчилиги болмиған болса) у чөл-баяванда жүрүватқан наһайити бир «қачқун» яки һәтта Мисирдин чиқмиған бир «ишләмчи» болатти, халас. У һәргиз улуқ бир әл болуп чиқмайтти. Бирақ һазирқи Исраил (болупму Әфраим қәбилиси) Худа әвәткән пәйғәмбәрләр (Амос, Һошия, Йәшая, Микаһ)ни рәт қилип, Худани интайин ғәзәпләндүриду. Исраилниң мәвҗудлуғи вә һаятиниң һәр җәһәтлири уларниң Худа билән болған роһий мунасивитигә бағлиқ еди. Исраилниң пәйғәмбәрлири бу ишни хәлиқниң көз алдида көрситиду; пәйғәмбәрләрни сәл чағлаш Худаниң Өзини сәл чағлиған билән баравәрдур.
Яқуп өзи ахирида пәйғәмбәр болған (Яр. 48-49 бапларни көрүң).
14 Әфраим Худаниң қәһрини интайин қаттиқ қозғиған;
Униң Рәбби у төккән қан қәризни униң гәдинигә артиду,
Шәрмәндилик-аһанәтини өз бешиға қайтуриду.
 
 

12:1 «Йәһудаму Тәңригә, йәни ишәшлик, Пак-Муқәддәс Болғучиға тутуруқсиз болди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәһуда йәнила Худа билән биллә һөкүмдарлиқ қилиду, у Пак-Муқәддәс Болғучиға садиқтур». Бизниңчә 12-бап, 2-айәткә қариғанда бу хил тәрҗимиси қәтъий мүмкин әмәс. «Әфраимниң йегини шамалдур, у шәриқ шамилини қоғлап жүриду» — демәк, Әфраим гепи тутуруқсиз, «шамалға баққучи» әл еди. «Шуниңдәк Мисирға май «соғилири» көтирип апирилиду» — бу «май» шүбһисизки, Мисирниң ярдимини елиш үчүн әвәтилгән.

12:3 «У балиятқуда туруп акисини тапинидин тутувалған,...» — оқурмәнләрниң есидә барки, «Яқуп» дегән исимниң мәнаси әслидә: «У (Худа) тапиниңда болсун» (демәк, у Сән (Худа) билән биллә болсун); бирақ Яқуп пәйғәмбәргә шу исимниң қоюлушиниң сәвәви: — (1) у акисиниң тапинини тутқан (туғулғанда); (2) бу исимниң «алдамчи» дегән көчмә мәнаси бар; у кейинки күнләрдә акисини икки қетим «роһий мирас»тин алдап қойған («Яр.» 25-бап). Ахирда у бу алдамчилиқтин товва қилип, акисидин әпу сориған («Яр.» 33-бапниму көрүң).

12:3 Яр. 25:26; 35:9,10

12:4 «Худа уни Бәйт-Әлдә тепивалди» — ибраний тилида «У уни Бәйт-Әлдә тепивалди». Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Яқуп) Уни (Худани) тепивалди». «У бәрһәқ Пәриштә билән елишип, ғәлибә қилди; у жиғлиди, Униңға дуа-тилавәт қилди; Худа уни Бәйт-Әлдә тепивалди, вә шу йәрдә бизгә сөз қилди;» — бу тарихий вақиәләрниң әһмийити бәлким: (1) Яқуп әсли бир алдамчи; (2) бирақ у етиқат арқилиқ Худаниң Пәриштисидин бәхит-бәрикәткә вә Худаниң илтипатиға еришкән; (3) кейин у башқичә бир адәм, етиқатлиқ, шәпқәтлик болуп чиқти (Исраил дәп аталди). (4) Худа әсли бу ишларни «Бәйт-Әл»дә (Яқупни чарқирған вақтида) башлиған, Яқупқа, шундақла әвлатлириға бәхит ата қилидиған вәдиләрни қилған; (5) шуңа Исраил «Бәйт-Әл»ниң һәқиқий әһмийитини әслиши керәк; (6) улар бу ишлардин савақ алсунки, «Худа мениму (Яқупқа охшаш) яман алдамчилиқтин дурус, етиқатлиқ адәмгә өзгәртәләйду»; (7) «шуңа Худаниң күчигә тайинип Униңға қайтишим керәк». Вақиәләр «Яр.» 25-32-бапларда хатириләнгән. Башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.

12:4 Яр. 28:12, 19; 35:7, 14, 15

12:5 «— Йәни Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — «Пәрвәрдигар» болса Униң хатирә намидур!» — оқурмәнләрниң есидә барки, Яқуп өзи билән елишқан Пәриштиниң намини сориған. Шу чағда у намини униңға ейтмиған. Кейин Худа бу намниң «Яһвәһ» (тәрҗимимиздә, «Пәрвәрдигар» дейилиду) екәнлигини Муса пәйғәмбәргә аян қилип чүшәндүргән (Яһвәһ — «Өзгәрмәс», «Әзәлдин Бар Болғучи», «Әһдисигә һәрдайим садиқ Болғучи» дегән мәниләрни өз ичигә алиду). Шуңа бу нам Исраилға үмүт бериши керәк еди.

12:7 «Мана бу содигәр!» — «содигәр» ибраний тилида «Қанаан» яки «Қанаанлиқ» дегәнлик болиду. Демәк, Әфраим бир тәрәптин әсли өзи алдидин һайдивәткән бутпәрәс Қанаанлиқларға охшап қалған; йәнә бир тәрәптин у «Яқуп»ниң әслидики «алдамчи» характерида болуп, һеч өзгәртилмигәндур.

12:8 «улар... мәндин гунайий қәбиһликни тапалмайду» — «гунайий қәбиһлик» — демәк, мәндә «қәбиһликләр бар, бирақ еғир әмәс, «гуна әмәс»» дегән күлкилик гәп. «Мән анчә яман адәм әмәсмән» дәйдиған позитсийиләр бүгүнгә қәдәр һәммимизгә тонуштур.

12:9 «Бирақ Мисир зиминидин тартип мән Пәрвәрдигар сениң Худайиң болғанмән, Мән сени йәнә «кәпиләр һейти»дикидәк чедирларда турғузимән!» — ««кәпиләр һейти»дикидәк» ибраний тилида «һейттики күнләрдикидәк». «Чедирларда туруш» тилға елинғандин кейин шүбһисизки, «кәпиләр һейти»ни көрсәтсә керәк. Исраил «Мисирдин чиқиш»тики муһим савақларни унтуған. «Кәпиләр һейти» («кәпә тикиш һейти»)да Исраил йәттә күн өйдә әмәс, бәлки чедирларда туруши керәк еди. Һейттики бу иш уларға әслидики аҗиз, кәмбәғәл башлинишини вә «Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду, бәлки Худаниң һәр бир сөзигә тайинип яшиши керәк» дегән муһим савақ тоғрилиқ әслитиши керәк еди.

12:9 Йәш. 43:11

12:11 «Гилеад қәбиһму? Улар бәрһәқ пәқәт яримаслардур!» — мошу айәттә «қәбиһ» вә «яримас» дегән сөзләр бир-биригә охшайдайдиған сөзләрдур. «Улар Гилгалда топақларни қурбанлиқ қилиду; уларниң қурбангаһлири дәрвәқә етиз қирлиридики таш догилиридак көптур!» — Һошия «Гилгал» («дога», «дәстә», дегән мәнидә) дегән йәр нами билән сөз оюни қилиду — улар һәқиқәтән исми-җисмиға лайиқтур . Һәммә йеридә көплигән қурбангаһлириниң болуши билән, Гилгал дәрвәқә «етиздики таш догилар»дәк бир җай, халас. Айәтниң башқа хил тәрҗилириму бар.

12:11 Һош. 4:15; 6:8; 9:15

12:12 Яр. 28:5; 29:20, 28

12:13 «Пәрвәрдигар йәнә пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин чиқирип қутқузған, пәйғәмбәр арқилиқ униңдин хәвәрму алған» — мошу ишлар (12-14-айәт) испатлайдуки, Әфраим әҗдати болған Яқупни һәддидин зиядә иззәтлигән. Уларниң тәмәнна қойған «бүйүк әҗдат»и Яқупниң аилисидикилири (Исраил) пәйғәмбәрсиз қалған болса (демәк, уларда Худаниң Роһиниң йетәкчилиги болмиған болса) у чөл-баяванда жүрүватқан наһайити бир «қачқун» яки һәтта Мисирдин чиқмиған бир «ишләмчи» болатти, халас. У һәргиз улуқ бир әл болуп чиқмайтти. Бирақ һазирқи Исраил (болупму Әфраим қәбилиси) Худа әвәткән пәйғәмбәрләр (Амос, Һошия, Йәшая, Микаһ)ни рәт қилип, Худани интайин ғәзәпләндүриду. Исраилниң мәвҗудлуғи вә һаятиниң һәр җәһәтлири уларниң Худа билән болған роһий мунасивитигә бағлиқ еди. Исраилниң пәйғәмбәрлири бу ишни хәлиқниң көз алдида көрситиду; пәйғәмбәрләрни сәл чағлаш Худаниң Өзини сәл чағлиған билән баравәрдур. Яқуп өзи ахирида пәйғәмбәр болған (Яр. 48-49 бапларни көрүң).