19
Содом шәһиридикиләрниң рәзиллиги
1 Икки пәриштә кәчтә Содомға йетип кәлди; шу чағда Лут Содомниң дәрвазисида олтиратти. Лут уларни көрүпла орнидин туруп, алдиға чиқип йүзи йәргә тәккидәк тазим қилип:
□ 2 — Мана, әй ғоҗилирим, кәминилириниң өйигә чүшүп путлириңларни жуюп қонуп қалғайсиләр; андин әтә сәһәр қопуп йолға чиқсаңларму болиду, девиди, булар җававән: — Яқ, биз шәһәр мәйданида кәчләймиз, — деди.
■ 3 Амма у уларни чиң тутувиди, ахир улар униң билән берип өйигә кирди. У уларға дәстихан селип, петир тоғачларни пиширип бәрди, улар ғизаланди.
■ 4 Улар техи ятмиған еди, шәһәрдикиләр, йәни Содомниң әркәклири, яш, қери һәммиси һәр қайси мәһәллиләрдин келип өйни қоршивалди; 5 улар Лутни чақирип униңға: — Бүгүн кәчтә сениңкигә киргән адәмләр қени? Уларни бизгә чиқирип бәр, биз улар билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.
6 Лут дәрвазиниң алдиға, уларниң қешиға чиқип, ишикни йепиветип, 7 уларға: — Әй бурадәрлирим, мундақ рәзилликни қилмаңлар! 8 Мана, техи һеч әр билән биллә болмиған икки қизим бар; уларни силәргә чиқирип берәй. Улар билән халиқиниңларни қилиңлар. Амма бу адәмләр өгүзмниң сайиси астиға киргән екән, силәр уларни һеч немә қилмаңлар! — деди.
9 Лекин улар җавап берип: «Нери тур!» дегиничә, йәнә: — Бу йәрдә турушқа кәлгән бу мусапир һаким болмақчимикән? Әнди саңа уларға қилғандинму бәттәр яманлиқ қилимиз! — дәп Лутни қистап, ишикни чеқишқа бастуруп кәлди.
■ 10 Амма у икки киши қоллирини узитип Лутни өйгә өз қешиға тартип әкиривелип, ишикни тақивалди 11 вә өйниң дәрвазисиниң алдидики адәмләрни кичигидин тартип чоңиғичә корлуққа муптила қилди; шуниң билән улар дәрвазини издәп, һалидин кәтти.
Лутниң Содомдин қечиши
12 Андин иккәйлән Лутқа: — Мошу йәрдә йәнә бирәр кимиң барму? Күйоғул, оғул яки қизлириң вә яки шәһәрдә башқа адәмлириң болса уларни бу йәрдин елип кәткин! 13 Чүнки биз бу йәрни йоқитимиз; чүнки улар тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд Пәрвәрдигарниң алдида интайин күчлүк болғач, Пәрвәрдигар бизни уни йоқитишқа әвәтти, — деди.
14 Шуниң билән Лут ташқириға чиқип, қизлирини алидиған болғуси күйоғуллириниң қешиға берип: «Әнди қопуп бу йәрдин чиқип кетиңлар; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни йоқитиду» — деди. Амма у болғуси күйоғуллириниң нәзиригә чақчақ қилғандәк көрүнди.
15 Таң атқанда, пәриштиләр Лутни алдиритип: — Әнди қопуп аялиң билән қешиңдики икки қизиңни алғин; болмиса шәһәрниң қәбиһлигигә четилип қелип, һалак болисән, — деди.
16 Амма у техичә арисалди болуп турғанда, Пәрвәрдигар униңға рәһим қилғанлиғи үчүн, у иккилән Лутниң қолини, аялиниң қолини вә икки қизиниң қоллирини тутуп, уларни шәһәрниң сиртиға әчиқип, орунлаштуруп қойди. 17 Уларни чиқарғандин кейин шу иш болдики, улардин бири униңға: — Җениңни елип қач, һалак болмаслиғиң үчүн кәйниңгә қаримай, түзләңликтики һеч йәрдә тохтимай, таққа қачқин! — деди.
18 Лекин Лут уларға: — Ундақ болмиғай, әй ғоҗам, өтүнүп қалай!
□ 19 Мана, кәминәң көзүңдә илтипат тапти, җенимни қутқуздуң, маңа зор мәрһәмәт көрсәттиң; амма мән таққа қачалмаймән; ундақ қилсам, маңа бирәр апәт чүшүп, өлүп кетәрмәнмекин.
20 Қара, аву шәһәргә қечип барса болғидәк наһайити йеқин екән, шундақла кичик шәһәр екән! Өтүнүп қалай, мениң шу йәргә қечишимға йол қойғайсән! У кичик
шәһәр әмәсму?! Җеним шу йәрдә аман қалиду! — деди.
21 Пәриштә униңға җавап берип: — Хәйр, бу иштиму саңа мақул болай, сән ейтқан шу шәһәрни вәйран қилмай.
22 Әнди у йәргә тездин қечип барғин; чүнки сән шу йәргә йетип бармиғичә һеч иш қилалмасмән, — деди. Шуңа у шәһәрниң исми «Зоар» дәп аталған.
□
Содом билән Гомора шәһәрлириниң вәйран қилиниши
23 Лут Зоарға йетип барғанда күн нури йәр йүзигә чечилған еди.
24 Шу чағда Пәрвәрдигар әрштин, өз йенидин Содом билән Гоморраниң үстигә гуңгут вә от яғдуруп,
■ 25 шу шәһәрләрни, пүткүл түзләңликни һәмдә шәһәрләрдики барлиқ аһалиләр вә йәрдин үнгәнләрни қошуп бәрбат қилди.
26 Лекин Лутниң арқисидин маңған аяли кәйнигә қаривиди, туз түврүккә айлинип қалди.
■ 27 Әтиси таң сәһәрдә, Ибраһим қопуп илгири Пәрвәрдигарниң алдида турған җайға чиқип,
28 Содом билән Гоморра тәрәпкә, шундақла түзләңликниң һәммә йеригә нәзәр селивиди, мана, йәр йүзидин хумданниң түтүнидәк түтүн өрләватқинини көрди.
29 Амма шундақ болдики, Худа у түзләңликтики шәһәрләрни вәйран қилғанда, У Ибраһимни есигә елип, Лут турған шәһәрләрни бәрбат қилғанда уни балаю-апәтниң ичидин чиқирип қутқузди.
□
Лут вә униң қизлири
30 Амма Лут Зоар шәһиридә туруштин қорққачқа, Зоардин кетип, таққа чиқип, икки қизи билән шу йәрдә маканлашти. У икки қизи билән бир өңкүрдә турди. 31 Әнди чоң қиз кичигигә: — Атимиз болса қерип кәтти; дунияниң қаидә-йосуни бойичә бу жутта бизгә йеқинчилиқ қилидиған һеч әр киши қалмиди. 32 Қени, атимизни шарап билән мәс қилип қоюп, униң билән биллә ятайли; шундақ қилсақ, биз пәрзәнт көрүп атимизниң уруғини қалдуралаймиз, — деди.
33 Шуниң билән улар у кечиси атисиға шарап ичкүзүп мәст қилип қоюп, чоң қизи кирип атиси билән ятти. Лекин Лут униң кирип ятқининиму, қопуп кәткининиму һеч сәзмиди.
34 Әтиси шундақ болдики, чоңи кичигигә: — Мана, мән ахшам атам билән яттим; бүгүн кәчтиму униңға йәнә шарап ичкүзәйли; шуниң билән сән кирип униң билән ятқин; шундақ қилип, һәр иккимиз пәрзәнт көрүп атимизниң нәслини қалдуралаймиз, — деди.
35 Шуниң билән улар у кечиси атисиға шарап ичкүзүп мәст қилип қоюп, кичик қизи орнидин туруп униң билән биллә ятти. Амма Лут униң кирип ятқининиму, қопуп кәткининиму һеч сәзмиди.
36 Шундақ қилип, Лутниң иккила қизи өз атисидин һамилдар болуп қалди.
37 Чоңи болса оғул туғуп, униң етини Моаб қойди; у бүгүнки Моабийларниң атисидур.
□ 38 Кичигиму оғул туғуп, униң етини Бән-Амми қойди. У бүгүнки Аммонийларниң атисидур.
□