5
Үч тавапгаһ тоғрилиқ
И Исраил җәмәти, бу сөзни,
Йәни Мән сән тоғрилиқ оқуйдиған бир мәрсийәни аңлап қой: —
«Пак қиз Исраил жиқилди;
У қайтидин орнидин турмайду;
У өз туприғиға ташланған,
Уни турғузуп йөлигүчи йоқтур».
Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Исраилниң миң ләшкәр чиққан бир шәһириниң йүз ләшкирила тирик қалиду;
Йүз ләшкәр чиққан бир шәһириниң Исраил җәмәти үчүн он ләшкирила тирик қалиду;
Чүнки Пәрвәрдигар Исраил җәмәтигә мундақ дәйду: —
Мени издәңлар, һаятқа еришисиләр;
Бәйт-Әлни издимәңлар,
Гилгалғиму бармаңлар,
Бәәр-Шебаға сәпәр қилмаңлар;
Чүнки Гилгал әсиргә елинип сүргүн қилинмай қалмайду,
Бәйт-Әл йоққа чиқиду. «Бәйт-Әлни издимәңлар, Гилгалғиму бармаңлар, Бәәр-Шебаға сәпәр қилмаңлар» — Бәйт-Әл, Гилгал һәм Бәәр-Шеба Исраиллар үчүн үч тавабгаһқа айланған еди. Бу үч җайға берип қурбанлиқ қилиш қатарлиқлар «тавап қилиш»тәк «саваблиқ иш» дәп қаралған. Бу үч җай Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йәшуа қатарлиқ пәйғәмбәрләрниң тарихи билән зич мунасивәтлик болған җайлардур. Тәвратта, бундақ «таваб қилиш» ишлириниң һәммиси хорапилйлиқ дәп қарилиду.
Амос бу йәрдә сөз оюни қилиду, «Гилгал әсиргә чүшиду» дәйду. Бу ибраний тилида «Гилгал галаһ-галаһ» дегән билән ипадилиниду. «Бәйт-Әл йоққа чиқиду» дегәнниң «Бәйт-Әл «йоқ» (йоққа баравәр болған) бир бутқа охшап қалиду» дегән ички мәнаси бар.
   Ам. 4:4
Пәрвәрдигарни издәңлар, һаятқа еришисиләр;
Болмиса У Йүсүп җәмәти ичидә от кәби партлап, уни йәп кетиду,
Һәм Бәйт-Әлдә отни өчүргидәк адәм тепилмайду.
И адаләтни әмәнгә айландурғучи,
Һәққанийлиқни йәргә ташлиғучилар, «И адаләтни әмәнгә айландурғучи» — «әмән» дегән аччиқ бир өсүмлүк болғачқа, мошу йәрдә адәмләргә қайғу-һәсрәтни епкелидиған адаләтсизликни билдүриду.
Силәр Орион юлтуз түркүми вә Қәлб юлтуз топини Яратқучи,
Өлүм көләңгисини таң нуриға Айландурғучи,
Күндүзни қараңғулуқ билән кечигә Айландурғучи,
Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә Қуйғучини издәңлар;
Пәрвәрдигар Униң намидур. Аюп 9:9; 38:31; Ам. 9:6
У батурлар үстигә туюқсиз һалакәтни партлитиду,
Истиһкам үстигә һалакәт чүшүриду.
10 Шу Исраиллар шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч,
Дурус сөзләйдиғанлардин жиркиниду. «Шу Исраиллар шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч,...» — «шәһәр дәрвазиси» шәһәрдики ақсақаллар олтиридиған, әрз-дәваларни аңлайдиған, сорақ қилидиған җай.
11 Әнди силәр намратларни езип,
Улардин буғдай «һәдийә»ләрни алдиңлар!
Оюлған ташлардин өйләрни салдиңлар,
Бирақ уларда турмайсиләр;
Силәр гөзәл үзүмзарларни бәрпа қилғансиләр,
Бирақ уларниң шарабини ичәлмәйсиләр. «Әнди силәр намратларни езип,...» — ибраний тилида «Әнди силәр намратларни дәссәп,...».
Башқа бир хил тәрҗимиси «Намратлардин еғир иҗарә һәққи елип,...».
   Зәф. 1:13
12 Чүнки силәрниң асийлиқлириңларниң қанчилик көплүгини,
Силәрниң гунайиңларниң қанчилик зор екәнлигини убдан билимән;
Улар һәққаний адәмни езиду,
Улар пара йәйду,
Шәһәр дәрвазисида мискинләрниң һәққини қайривалиду.
13 Шуңа бундақ дәвирдә «пәмлик адәм» сүкүт қилиду;
Чүнки у рәзил бир дәвирдур. ««пәмлик адәм» сүкүт қилиду» — мошу «пәмлик адәм» бәлким «өз бехәтәрлиги яки мәнпәәтини көзләп жүридиған адәм» дегән мәнидә. Жуқириқи 10-, 12-айәтни көрүң. Буниңға қариғанда, Амос пәйғәмбәрниң «епи йоқ» охшайду, чүнки у опочуқ һалда рәзил һөкүмдарларға, байларға тәнбиһ бәрмәктә.
 
14 Һаят яшаш үчүн яманлиқни әмәс, меһриванлиқ-яхшилиқни издәңлар;
Шундақ болғанда силәр дегиниңлардәк,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар һәқиқәтән силәр билән биллә болиду.
15 Яманлиқтин нәпрәтлиниңлар, меһриванлиқ-яхшилиқни сөйүңлар,
Шәһәр дәрвазисида адаләтни орнитиңлар;
Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр. «...Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр» — «Йүсүпниң қалдиси» шималий падишалиқ болған «Исраил»дин қалдурулғанларни көрситиду. Йүсүптин төрүлгән Әфраим вә Манассәһдин Исраил ичидики әң чоң қәбилиләр чиққан.   Зәб. 33:15-16; 96:10; Рим. 12:9
16 Шуңа Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Рәб мундақ дәйду: —
«Барлиқ кәң рәстә-базарларда аһ-зарлар аңлиниду;
Улар һәммә кочиларда «Вай... вай!...» дәп авазини көтириду;
Улар деханларниму матәм тутушқа,
Аһ-зарлар көтәргүчи «устилар»ни жиғлашқа чақириду.
17 Һәм барлиқ үзүмзарлардиму аһ-зарлар көтирилиду;
Чүнки Мән Өзүм араңлардин өтүп кетимән» — дәйду Пәрвәрдигар. «Мән Өзүм араңлардин өтүп кетимән» — «Мис.» 12:12дә, Пәрвәрдигарниң Исраилға «Мән Мисирни кезип өтимән» дәп Мисирлиқларға өлүм җазасини жүргүзгәнлигигә охшаш, У һазир Өз хәлқи арисидин «өтүп кетип», Өз җазасини елип бариду.
 
Пәрвәрдигарниң күни
18 Пәрвәрдигарниң күнигә тәқәззар болған силәргә вай!
Пәрвәрдигарниң күни силәргә қандақ ақивәтләрни кәлтүрәр?
У йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқ елип келиду. «Пәрвәрдигарниң күнигә тәқәззар болған силәргә вай!» — Амос дәвридикиләр Тәвраттики «Обадия» һәм «Йоел» пәйғәмбәрләрниң язмилиридин «Пәрвәрдигарниң күни»ни хата чүшинип, бәлким «Худа һәммә «капир әҗнәбий» әлләрни қаттиқ уриду, «Худаниң хәлқи болған бизләр» көтирилимиз» дегән ирқчи, бемәна көз-қарашта болған еди. Амос бу күн болса, гунадин товва қилмиған һәр бир адәмгә җаза елип келиду, дәйду.   Йәр. 30:7; Йо. 2:2; Зәф. 1:15
19 У күни бириси ширдин қечип, ейиққа учрап,
Андин өйигә кирип, қоли билән тамға йөләнгәндә,
Илан уни чаққандәк бир иш болиду!
20 Пәрвәрдигарниң күни йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқла елип келиду әмәсму?
Униңда пәқәт қараңғулуқла болуп, йоруқлуқ һеч болмайдиғу?!
 
Беһудә һейт-байрамлар
21 Һейтлириңларға нәпрәтлинимән, улардин бизар болдум,
Ибадәт сорунлириңларниң пуриғини пуриғум йоқ. Йәш. 1:11; Йәр. 6:20
22 Чүнки силәр Маңа «көйдүрмә қурбанлиқ»лар һәм «аш һәдийә»лириңларни сунуп атисаңларму,
Мән уларни қобул қилмаймән;
Силәрниң бордақ маллириңлар билән қилған «енақлиқ қурбанлиқлириңлар»ға қаримаймән.
23 Мәндин мунаҗатлириңларниң садалирини епкетиңлар,
Чилтарлириңларниң күйлирини аңлимаймән;
24 Буниң орнида адаләт худди шарқиратмидәк,
Һәққанийлиқ әбәдий ақидиған еқимдәк долқунлисун!
25 Силәр чөл-баявандики қириқ жилда қилған қурбанлиқ-һәдийиләрни Маңа елип кәлдиңларму, и Исраил җәмәти?! «Силәр чөл-баявандики қириқ жилда қилған қурбанлиқ-һәдийиләрни маңа елип кәлдиңларму, и Исраил җәмәти?!» — Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә чөл-баяванда болған дәвирдә, Исраиллар чөл-баяванда қурбанлиқларни қилип кәлгән болсиму, лекин бу айәттин шуни биләләймизки, улар бу қурбанлиқларни Худа үчүн атиған әмәс («Маңа елип кәлдиңларму?»); бу ишлар пәқәтла бир «диний паалийәт» жуйсунида елип берилған, халас.   Рос. 7:42
26 Бәрһәқ, силәр «Суккот» дегән падишасиңлар, һәм «Қиун» дегән бутлириңларни, йәни «Юлтуз илаһи»ңларни көтирип маңдиңлар! «Бәрһәқ, силәр ... «Юлтуз илаһи»ңларни көтирип маңдиңлар!» — пүткүл айәтниң тәрҗимилири көп хил. Бирақ асасий мәнаси охшаш, Исраил Муса пәйғәмбәр дәвридин тартип көңлидики бутпәрәсликни һеч ташлимиған. Айәттә ейтилған бутлар асасән Месопотамийә, йәни Бабил районидики бутлардур. Шуңа Худаниң уларға беридиған җазаси (27-айәт) уларни Бабилға әсир қилдуруп, шу йәргә сүргүн қилдуруштин ибарәт болиду.
27 Әнди Мән силәрни әсир қилип, Дәмәшқтин жирақларға сүргүн қилдуримән,
— дәйду «Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа» дегән нам билән аталған Пәрвәрдигар.
 
 

5:5 «Бәйт-Әлни издимәңлар, Гилгалғиму бармаңлар, Бәәр-Шебаға сәпәр қилмаңлар» — Бәйт-Әл, Гилгал һәм Бәәр-Шеба Исраиллар үчүн үч тавабгаһқа айланған еди. Бу үч җайға берип қурбанлиқ қилиш қатарлиқлар «тавап қилиш»тәк «саваблиқ иш» дәп қаралған. Бу үч җай Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йәшуа қатарлиқ пәйғәмбәрләрниң тарихи билән зич мунасивәтлик болған җайлардур. Тәвратта, бундақ «таваб қилиш» ишлириниң һәммиси хорапилйлиқ дәп қарилиду. Амос бу йәрдә сөз оюни қилиду, «Гилгал әсиргә чүшиду» дәйду. Бу ибраний тилида «Гилгал галаһ-галаһ» дегән билән ипадилиниду. «Бәйт-Әл йоққа чиқиду» дегәнниң «Бәйт-Әл «йоқ» (йоққа баравәр болған) бир бутқа охшап қалиду» дегән ички мәнаси бар.

5:5 Ам. 4:4

5:7 «И адаләтни әмәнгә айландурғучи» — «әмән» дегән аччиқ бир өсүмлүк болғачқа, мошу йәрдә адәмләргә қайғу-һәсрәтни епкелидиған адаләтсизликни билдүриду.

5:8 Аюп 9:9; 38:31; Ам. 9:6

5:10 «Шу Исраиллар шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч,...» — «шәһәр дәрвазиси» шәһәрдики ақсақаллар олтиридиған, әрз-дәваларни аңлайдиған, сорақ қилидиған җай.

5:11 «Әнди силәр намратларни езип,...» — ибраний тилида «Әнди силәр намратларни дәссәп,...». Башқа бир хил тәрҗимиси «Намратлардин еғир иҗарә һәққи елип,...».

5:11 Зәф. 1:13

5:13 ««пәмлик адәм» сүкүт қилиду» — мошу «пәмлик адәм» бәлким «өз бехәтәрлиги яки мәнпәәтини көзләп жүридиған адәм» дегән мәнидә. Жуқириқи 10-, 12-айәтни көрүң. Буниңға қариғанда, Амос пәйғәмбәрниң «епи йоқ» охшайду, чүнки у опочуқ һалда рәзил һөкүмдарларға, байларға тәнбиһ бәрмәктә.

5:15 «...Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр» — «Йүсүпниң қалдиси» шималий падишалиқ болған «Исраил»дин қалдурулғанларни көрситиду. Йүсүптин төрүлгән Әфраим вә Манассәһдин Исраил ичидики әң чоң қәбилиләр чиққан.

5:15 Зәб. 33:15-16; 96:10; Рим. 12:9

5:17 «Мән Өзүм араңлардин өтүп кетимән» — «Мис.» 12:12дә, Пәрвәрдигарниң Исраилға «Мән Мисирни кезип өтимән» дәп Мисирлиқларға өлүм җазасини жүргүзгәнлигигә охшаш, У һазир Өз хәлқи арисидин «өтүп кетип», Өз җазасини елип бариду.

5:18 «Пәрвәрдигарниң күнигә тәқәззар болған силәргә вай!» — Амос дәвридикиләр Тәвраттики «Обадия» һәм «Йоел» пәйғәмбәрләрниң язмилиридин «Пәрвәрдигарниң күни»ни хата чүшинип, бәлким «Худа һәммә «капир әҗнәбий» әлләрни қаттиқ уриду, «Худаниң хәлқи болған бизләр» көтирилимиз» дегән ирқчи, бемәна көз-қарашта болған еди. Амос бу күн болса, гунадин товва қилмиған һәр бир адәмгә җаза елип келиду, дәйду.

5:18 Йәр. 30:7; Йо. 2:2; Зәф. 1:15

5:21 Йәш. 1:11; Йәр. 6:20

5:25 «Силәр чөл-баявандики қириқ жилда қилған қурбанлиқ-һәдийиләрни маңа елип кәлдиңларму, и Исраил җәмәти?!» — Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә чөл-баяванда болған дәвирдә, Исраиллар чөл-баяванда қурбанлиқларни қилип кәлгән болсиму, лекин бу айәттин шуни биләләймизки, улар бу қурбанлиқларни Худа үчүн атиған әмәс («Маңа елип кәлдиңларму?»); бу ишлар пәқәтла бир «диний паалийәт» жуйсунида елип берилған, халас.

5:25 Рос. 7:42

5:26 «Бәрһәқ, силәр ... «Юлтуз илаһи»ңларни көтирип маңдиңлар!» — пүткүл айәтниң тәрҗимилири көп хил. Бирақ асасий мәнаси охшаш, Исраил Муса пәйғәмбәр дәвридин тартип көңлидики бутпәрәсликни һеч ташлимиған. Айәттә ейтилған бутлар асасән Месопотамийә, йәни Бабил районидики бутлардур. Шуңа Худаниң уларға беридиған җазаси (27-айәт) уларни Бабилға әсир қилдуруп, шу йәргә сүргүн қилдуруштин ибарәт болиду.