6
Бәш миң адәмниң тойдурулуши
Мат. 14:13-21; Мар. 6:30-44; Луқа 9:10-17
1 Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийә деңизи (Тиберияс деңизи дәпму атилиду)ниң у қетиға өтти.
□ 2 Зор бир топ халайиқ у кесәлләрни сақайтқан мөҗизилик аламәтлирини көрди вә униң кәйнидин әгишип маңди.
3 Әйса таққа чиқип, у йәрдә мухлислири билән биллә олтарди.
4 У чағда Йәһудийларниң һейти, йәни «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған вақит еди.
■ 5 Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин:
— Буларға йәйдиғанға нанни нәдин алимиз? — дәп сориди
■ 6 (лекин у бу сөзни Филипни синаш үчүн ейтқан еди. Чүнки у өзиниң немә қилидиғанлиғини биләтти).
7 Филип җававән:
— Икки йүз динарға нан алсақму, һәр биригә кичиккинә бир чишләмдин йейишкиму йәтмәйду!
□ 8 Мухлислардин бири, йәни Симон Петрусниң иниси Андрияс Әйсаға: 9 — Бу йәрдә кичик бир оғул бала бар, униңда бәш арпа нан билән икки кичик белиқ бар. Лекин шунчә көп хәлиққә бу немә болиду?! — деди.
10 Әйса: — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди (у йәрдә от-чөп мол өскән еди). Шуниң билән әр кишиләр олтарди; уларниң сани бәш миңчә бар еди.
11 Әйса нанларни қолиға елип,
Худаға тәшәккүр ейтқандин кейин, олтарғанларға үләштүрүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди; көпчилик халиғанчә йеди.
■ 12 Һәммәйлән йәп тоюнғанда, у мухлислириға:
— Ашқан парчиларни жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди.
13 Шуниң билән улар бәш арпа ненидин йәп ашқан парчилирини он икки севәткә толдуруп жиғивалди.
□ 14 Әнди халайиқ Әйсаниң көрсәткән бу мөҗизилик аламитини көрүп: «Дунияға келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти.
□ ■ 15 Шуниң билән Әйса уларниң келип өзини падиша болушқа зорлимақчи болғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа ялғуз чиқип кәтти.
Әйсаниң су үстидә меңиши
Мат. 14:22-27; Мар. 6:45-52
16 Кәчқурун, Әйсаниң мухлислири деңиз бойиға чүшүшти.
■ 17 Улар бир кемигә олтирип, деңизниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти (қараңғу чүшүп кәткән еди вә Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди).
18 Қаттиқ боран чиқип, деңиз долқунлап көтириливататти.
19 Мухлислар палақ уруп он-он бир чақиримчә маңғанда, Әйсаниң деңизниң үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп, қорқушуп кәтти.
□ 20 Лекин у уларға:
— Бу мән, қорқмаңлар! — деди.
21 Шуни аңлап улар уни кемигә чиқиривалғуси кәлди; у кемигә чиқипла, кемә дәрһал улар баридиған йәргә йетип барди.
□ ■
Әйса — һәқиқий роһий озуқтур
22 Әтиси деңизниң у тәрипидә қалған халайиқ алдинқи күни у йәрдә Әйсаниң мухлислири чиққан кемидин башқа кеминиң йоқлуғини, Әйсаниң мухлислири шу кемигә чиққанда, Әйсаниң улар биллә чиқмиғанлиғини, бәлки мухлислириниң өзлирила кәткәнлигини көргән еди. 23 Һалбуки, бир нәччә кемә-қолвақ Тиберияс шәһиридин Рәб тәшәккүр ейтқандин кейин хәлиқ нан йегән йәргә йеқин келип тохтиди. 24 Шуниң билән халайиқ Әйсаниң вә мухлислириниң у йәрдә йоқлуғини көрүпла, кемиләргә олтирип, Әйсани издигили Кәпәрнаһум шәһиригә маңди. 25 Улар уни деңизниң у тәрипидә тепип униңға:
— Устаз, бу йәргә қачан кәлдиң? — дәп сорашти.
□ 26 Әйса уларға җававән:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр мени мөҗизилик аламәтләрни көргәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин йәп тоюнғиниңлар үчүн издәйсиләр.
27 Бузулуп кетидиған паний озуқлуққа әмәс, бәлки мәңгү һаятлиққа бақий қалидиған озуқлуққа интилип ишләңлар; буни Инсаноғли силәргә бериду; чүнки уни Ата, йәни Худа Өзи мөһүрләп тәстиқлиған, — деди.
■ 28 Шуниң билән улар униңдин:
— Немигә интилип ишлисәк андин Худаниң иш-хизмитидә ишлигән болимиз? — дәп сорашти.
29 Әйса уларға җавап берип: — Худаниң иш-хизмити дәл шуки, У әвәткинигә етиқат қилишиңлардур, — деди.
■ 30 Шуниң билән улар йәнә:
— Ундақ болса сән бизни көрүп өзүңгә ишәндүргидәк қандақ мөҗизилик аламәт яритисән? Зади немә иш қилип берисән?
■ 31 Ата-бовилиримиз чөлдә жүргәндә,
Зәбурда: «У уларға әрштин чүшүрүлгән нан тәқдим қилди» дәп пүтүлгәндәк, «манна»ни йегән — дейишти.
□ ■ 32 Әйса уларға мундақ деди:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәргә асмандин чүшкән нанни бәргүчи Муса әмәс, бәлки мениң Атамдур; У һазирму силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни бериватиду. 33 Чүнки Худаниң нени болса пүткүл дунияға һаятлиқ ата қилидиған, әрштин чүшкүчидур.
34 — Тәхсир, һемишә бизгә шу нанни берип турғайсән! — дейишти улар.
35 Әйса уларға мундақ деди:
— Һаятлиқ нени өзүмдурмән! Мениң йенимға кәлгән һәр ким һеч қачан ач қалмайду, маңа етиқат қилған һәр ким һеч қачан уссимайду.
■ 36 Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр мени көргән болсаңларму, етиқат қилмайватисиләр.
37 Ата маңа тапшурғанларниң һәр бири йенимға келиду вә мениң йенимға кәлгәнләрдин һеч қайсисини һәргиз ташливәтмәймән.
38 Чүнки өз ирадәмни әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн әрштин чүштүм.
■ 39 Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса дәл шуки, униң маңа тапшурғанлиридин һеч бирини жүтүрмәй, бәлки ахирқи күни уларниң һәммисини тирилдүрүшүмдин ибарәт.
□ ■ 40 Чүнки мениң Атамниң ирадиси шуки, Оғулға көз тикип қарап, униңға етиқат қилғанларниң һәр бирини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур; вә мән ахирқи күни уларни тирилдүримән.
■ 41 Әнди Йәһудийлар Әйсаниң: «Әрштин чүшкән нан өзүмдурмән!» дегини үчүн униңға нарази болуп ғотулдишишқа башлиди:
42 — «Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: — «Әрштин чүштүм!» десун?» — дейишәтти улар.
■ 43 Әйса җававән уларға мундақ деди: —
Мениң тоғрамда өз ара ғотулдашмаңлар.
44 Мени әвәткән Ата Өзи кишиләрниң қәлбини тартқузмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду; мениң йенимға кәлгән һәр бирини ахирқи күни тирилдүримән.
■ 45 Пәйғәмбәрләрниң язмилирида: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин үгитилиду» дәп пүтүлгәндур. Шуңа, Атиниң
сөзини тиңшиған вә униңдин үгәнгән һәр бири мениң йенимға келиду.
■ 46 Бирақ бу бирәрким Атини көргән дегәнлик әмәс; пәқәт Худаниң йенидин кәлгүчи болса, у Атини көргәндур.
□ ■ 47 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур.
■ 48 Һаятлиқ нени өзүмдурмән.
49 Ата-бовилириңлар чөлләрдә «манна» йегини билән йәнила өлди.
■ 50 Лекин мана, әрштин чүшкән нан дәл шундақки, бириси униңдин йегән болса өлмәйду.
□ 51 Әрштин чүшкән һаятлиқ нени өзүмдурмән; кимдәким бу нандин йесә, әбәдил-әбәткичә яшайду. Мән беридиған шу нан болса мениң әт-тенимдур, пүткүл дуниядикиләр һаятқа егә болсун дәп, мән уни атимақчимән.
■ 52 Бу сөз билән Йәһудийлар өз ара талаш-тартиш қилишиқа башлап:
— Бу адәм бизниң йейишимизгә өзиниң әт-тенини қандақ берәлисун?! — дейишәтти.
■ 53 Шуңа Әйса уларға мундақ деди:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр Инсаноғлиниң әт-тенини йемигичә вә қенини ичмигичә, силәрдә һаятлиқ болмайду.
54 Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду вә мән уни ахирқи күни тирилдүримән.
□ ■ 55 Чүнки әт-теним һәқиқий озуқлуқ, қеним болса һәқиқий ичимликтур.
56 Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәндә яшайду вә мәнму униңда яшаймән.
□ 57 Һаят Ата мени әвәткән вә мән Атиниң болғанлиғидин яшаватқинимдәк, мени йегүчи киши һәм мениң васитәм билән яшайду.
58 Мана бу әрштин чүшкән нандур. Бу нан ата-бовилириңлар йегән «
манна»дәк әмәс; чүнки улар «
манна»ни йейиши билән өлди; бирақ бу нанни истемал қилғучи болса мәңгү яшайду!
■ 59 Бу сөзләрни у Кәпәрнаһумдики синагогда тәлим бәргинидә ейтқан еди. 60 Шуниң билән униң мухлислиридин нурғунлири буни аңлиғанда:
— Бу тәлим бәк еғир екән! Буни ким аңлап көтирәлисун? — дейишти.
61 Бирақ өз ичидә мухлислириниң бу тоғрисида ғотулдашқинини билгән Әйса уларға:
— Бу сөзүм силәрни тайдурдиму?
62 Әнди мабада Инсаноғлиниң әсли кәлгән җайға көтириливатқинини көрсәңлар, қандақ болар?!
■ 63 Инсанға һаятлиқ бәргүчи — Роһтур. Инсанниң әтлири болса һеч қандақ пайда бәрмәйду. Мән силәргә ейтқан сөзлирим болса һәм роһтур вә һәм һаятлиқтур.
□ ■ 64 Лекин араңлардин етиқат қилмиған бәзиләр бар, — деди (чүнки Әйса етиқат қилмиғанларниң вә өзигә сатқунлуқ қилидиғанниң ким екәнлигини баштила биләтти).
■ 65 Шуниң билән у мундақ деди: — Мән шу сәвәптин силәргә шуни ейттимки, Атамдин ата қилинмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду!
■ 66 Шу вақиттин тартип мухлислиридин хелә көпи чекинип чиқип, униң билән йәнә маңмайдиған болди. 67 Шуңа Әйса он иккиләндин:
— Силәрму, һәм мәндин кетишни халамсиләр? — дәп сориди.
68 Симон Петрус униңға җавап қилип:
— И Рәб, биз кимниң йениға кетәттуқ? Мәңгү һаятлиқ сөзлири сәндилидур!
■ 69 Вә шуниңға ишәндуқ вә шуни билип йәттуқки, сән Худаниң Муқәддәс Болғучисидурсән! — деди.
■ 70 Әйса уларға җававән:
— Мән силәр он иккиңларни таллидим әмәсму, бирақ араңларда бириси Иблистур! — деди
□ ■ 71 (униң бу дегини Ишқарийотлуқ Симонниң оғли Йәһудани көрсәткән еди, чүнки Йәһуда он иккиләнниң бири болғини билән, кейин өзигә сатқунлуқ қилиду).
□