8
Баш каһинимиз Әйса Мәсиһ — әвзәл каһин, әвзәл әһдә
Ейтқанлиримизниң баш нуқтиси шуки: Әрштики улуқ Болғучиниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарған шундақ бир Баш Каһинимиз бар. Әф. 1:20; Кол. 3:1; Ибр. 3:1; 4:14; 6:20; 9:11; 12:2. У муқәддәс җайларда, шундақла инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар тиккән һәқиқий ибадәт чедириниң һәммисидә каһинлиқ хизмитини қилғучидур. «У (Мәсиһ) муқәддәс җайларда, шундақла инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар тиккән һәқиқий ибадәт чедириниң һәммисидә каһинлиқ хизмитини қилғучидур» — «муқәддәс җайлар» болса «муқәддәс җай» вә «әң муқәддәс җай» демәкчи.
Һәр бир баш каһин һәдийә һәм қурбанлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн, бизниң бу баш каһинимизниңму бирәр сунидиғини болуш керәк еди. «бизниң бу баш каһинимизниңму» — грек тилида «Униңму...».   Әф. 5:2. Дәрвәқә әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз каһин болмайтти; чүнки бу йәрдә Тәврат қанун-түзүми бойичә һәдийә сунидиған каһинлар аллибурунла бардур (бу каһинлар хизмәт қилидиған ибадәт чедири пәқәтла әрштики ишларниң көчүрүлмиси вә көләңгисидур. Муса дәл бу ибадәт чедирини қурушқа башлиғанда, Худаниң вәһийси униңға келип: «Еһтият қилғинки, буларниң һәммисини саңа тағда көрситилгән өрнәк бойичә ясиғин» дәп агаһландурған). Мис. 25:40; Рос. 7:44; Кол. 2:17; Ибр. 10:1. Лекин һазир У (кона әһдигә аит вәдиләрдин әвзәл вәдиләр үстигә бекитилгәч) техиму яхши бир әһдиниң васитичиси болғачқа, Униңға берилгән каһинлиқ хизмити башқа каһинларниңкидин шунчә әвзәл туриду. «лекин һазир У ... техиму яхши бир әһдиниң васитичиси болғачқа, Униңға берилгән каһинлиқ хизмити башқа каһинларниңкидин шунчә әвзәл туриду» — бу айәттә көрситилгән әһдә «йеңи әһдә», 8-12-айәтләрни көрүң.   2Кор. 3:6.
Әгәр шу дәсләпки әһдә кәм-күтисиз болса еди, кейинкиси үчүн орун издәшниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти. «Әгәр шу дәсләпки әһдә кәм-күтисиз болса еди, кейинкиси үчүн орун издәшниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти» — немишкә расул мошу йәрдә: «кейинкиси үчүн орун издәшкә һаҗити болмиған болатти» дәйду, пәқәтла «кейинкисиниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти» демәйду? Бәлким у «йеңи әһдә» бешарәт қилған пәйғәмбәрләр (Йәрәмия, Әзакиял, Йәшая қатарлиқлар)ни көздә тутиду; улар өзи «йеңи қәлб, йеңи роһ»қа егә болушқа тәшна болуп издигән, «йеңи әһдә» дәл мошуларға аян қилинған. Лекин, Худа кона әһдини йетәрсиз дәп қарап, Исраилларға мундақ дегән: —
«Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти үчүн йеңи бир әһдини әмәлгә ашуримән. «Лекин, Худа кона әһдини йетәрсиз дәп қарап, Исраилларға мундақ дегән: — «Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти үчүн йеңи бир әһдини әмәлгә ашуримән» — Худа Өзи бекиткән кона әһдини «йетәрсиз көргән»лиги һәйран қаларлиқ көрүниду, әлвәттә. Йетәрсизлиги болса дәл 7:19дә көрситилгәндәк «Тәврат қануни һеч ишни камаләткә йәткүзәлмиди». «Йеңи әһдә» пәқәтла Худаниң мукәммәл һәққанийлиғини көрсәткән болупла қалмай, бәлки бу һәққанийлиқниң инсанларниң қәлбигә қандақ орнитилидиғанлиғини көрситиду.   Йәр. 31:31-34. Бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; чүнки улар Мән билән түзүшкән әһдәмдә турмиди, мән улардин нәзиримни йөткидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
10 Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки: —
«Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигә салимән, һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән; Мән уларниң Худаси болимән, уларму Мениң хәлқим болиду. «Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки...» — Йәрәмия пәйғәмбәрниң бу бешаритидә, «шу күнләрдин кейин» дегән ибарә Худа хәлқини өз жутиға Бабилондин қайтурғандин кейинки күнләрни көрситиду. 11 Шундин башлап һеч ким өз жутдишиға, яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитишиниң һаҗити қалмайду; чүнки уларниң һәммиси, әң кичигидин чоңиғичә Мени билип болған болиду; Юһ. 6:45,65; 1Юһа. 2:27. 12 чүнки мән уларниң қәбиһликлиригә рәһим қилимән һәмдә уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән». Йәр. 31:31-34.
13 Әнди Худаниң бу әһдини «йеңи» дейиши бурунқисини «кона» дегәнлигидур; әнди вақти өткән, конириған иш болса узун өтмәй йоқилиду.
 
 

8:1 Әф. 1:20; Кол. 3:1; Ибр. 3:1; 4:14; 6:20; 9:11; 12:2.

8:2 «У (Мәсиһ) муқәддәс җайларда, шундақла инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар тиккән һәқиқий ибадәт чедириниң һәммисидә каһинлиқ хизмитини қилғучидур» — «муқәддәс җайлар» болса «муқәддәс җай» вә «әң муқәддәс җай» демәкчи.

8:3 «бизниң бу баш каһинимизниңму» — грек тилида «Униңму...».

8:3 Әф. 5:2.

8:5 Мис. 25:40; Рос. 7:44; Кол. 2:17; Ибр. 10:1.

8:6 «лекин һазир У ... техиму яхши бир әһдиниң васитичиси болғачқа, Униңға берилгән каһинлиқ хизмити башқа каһинларниңкидин шунчә әвзәл туриду» — бу айәттә көрситилгән әһдә «йеңи әһдә», 8-12-айәтләрни көрүң.

8:6 2Кор. 3:6.

8:7 «Әгәр шу дәсләпки әһдә кәм-күтисиз болса еди, кейинкиси үчүн орун издәшниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти» — немишкә расул мошу йәрдә: «кейинкиси үчүн орун издәшкә һаҗити болмиған болатти» дәйду, пәқәтла «кейинкисиниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти» демәйду? Бәлким у «йеңи әһдә» бешарәт қилған пәйғәмбәрләр (Йәрәмия, Әзакиял, Йәшая қатарлиқлар)ни көздә тутиду; улар өзи «йеңи қәлб, йеңи роһ»қа егә болушқа тәшна болуп издигән, «йеңи әһдә» дәл мошуларға аян қилинған.

8:8 «Лекин, Худа кона әһдини йетәрсиз дәп қарап, Исраилларға мундақ дегән: — «Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти үчүн йеңи бир әһдини әмәлгә ашуримән» — Худа Өзи бекиткән кона әһдини «йетәрсиз көргән»лиги һәйран қаларлиқ көрүниду, әлвәттә. Йетәрсизлиги болса дәл 7:19дә көрситилгәндәк «Тәврат қануни һеч ишни камаләткә йәткүзәлмиди». «Йеңи әһдә» пәқәтла Худаниң мукәммәл һәққанийлиғини көрсәткән болупла қалмай, бәлки бу һәққанийлиқниң инсанларниң қәлбигә қандақ орнитилидиғанлиғини көрситиду.

8:8 Йәр. 31:31-34.

8:10 «Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки...» — Йәрәмия пәйғәмбәрниң бу бешаритидә, «шу күнләрдин кейин» дегән ибарә Худа хәлқини өз жутиға Бабилондин қайтурғандин кейинки күнләрни көрситиду.

8:11 Юһ. 6:45,65; 1Юһа. 2:27.

8:12 Йәр. 31:31-34.