«Мубарәк болғай» мошу йәрдә «мәдһийиләнсун» яки «әң бәхитлик болғай» дегән мәнидә.
Грек тилида 3-айәттин 14-айәткичә болған айәтләр пәқәт узун бирла җүмлә билән ипадиләнгән. Чүшүнишкә қолайлиқ болсун үчүн биз уни парчилап тәрҗимә қилдуқ. ■ 2Кор. 1:3; 1Пет. 1:3. 4 Чүнки У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди;□ «...У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди...» — бәзи тәрҗимилиридә «муһәббәт ичидә» яки «муһәббәт билән» 5-айәткә бағлиқ. 5-айәттики изаһатни көрүң. ■ Луқа 1:75; Юһ. 15:16; Әф. 5:27; Кол. 1:22; 2Тим. 1:9; Тит. 2:12. 5 У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди;□ «У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди..» — бәзи тәрҗимилиридә 4-айәтттики «муһәббәт ичидә» яки «муһәббәт билән» бу 5-айәткә бағланған. Демәк, 4-5-айәт: «Чүнки У бизни Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди; У муһәббәт билән Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди» дейилиду. 6 бу ишта Униң меһри-шәпқитиниң улуқлуғиға мәдһийә оқулиду; чүнки У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди.□ «У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди» — «Өз сөйгини» — Оғли Әйса Мәсиһтур. ■ Мат. 3:17. 7 Биз Униңда Атиниң меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ;□ «Биз Униңда Атиниң меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ...» — «Униңда» — Мәсиһтә. «қуллуқтин һөр қилиниш» — грек тилида бир сөз билән ипадилиниду, у адәттә қулни һөр қилишни көрситиду; шапаәтчи пул берип уни һөрлүккә чиқирип әркин қилиду. Расул ейтқан бу қуллуқ, гунаниң вә җин-шәйтанларниң илкигә әсир болушни көрситиду. Инҗилдики «һөр қилиш» («аполутросис») Тәвраттики «һәмҗәмәт болуп қутқузуш» («гоәл») дегән сөзниң мәнаси билән охшаштур. ■ Рос. 20:28; Кол. 1:14; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18. 8 У бу меһри-шәпқәтни барлиқ даналиқ һәм пәм-парасәт билән бизгә зор тартуқлидики, 9-10 — У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә ирадисидики сирни, йәни вақит-заманларниң пишип йетилишини идарә қилиши билән барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди; □ «Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә» — яки «Мәсиһтә бекиткән У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә...». Грек тилида пәқәт «Униңда пүккән...» яки «Өзидә пүккән..» дейилиду. «... барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди» — «... барлиқ мәвҗудатларға ....Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш» дегән сөз грек тилида пәқәт үч сөз биләнла ипадилиниду. Мәнаси:
(1) пүткүл каинатқа Мәсиһ баш болиду;
(2) пүткүл каинаттики һәммә мәвҗудат Мәсиһтә «жиғип бир қилинип», һәр бир нәрсиниң һәқиқий әһмийити көрситилиду;
(3) Мәсиһниң башчилиғи астида каинаттики барлиқ мәвҗудатлар бир-бири билән енақ болуп, бир-биригә толуқ маслишидиған болиду. ■ Рим. 16:25; Әф. 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 1:9; Тит. 1:2; 1Пет. 1:20; Яр. 49:10; Дан. 9:24; Гал. 4:4. 11 Униңда бизму Худаға мирас қилинған; биз шу мәхсәттә барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучиниң нишани билән шу ишқа алдин-ала бекитилгән едуқ; □ «Униңда бизму Худаға мирас қилинған» — «Униңда» — «Мәсиһтә». « бизму (Худаға) мирас қилинған» — яки «биз бир мирасқа егә болған». «барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучи» — Худа. ■ Рим. 8:17. 12 шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ; □ «шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ» — «Мәсиһни авал таянчи қилған бизләр» бәлким Мәсиһкә биринчи болуп әгәшкән Йәһудийларни көрситиду. Әфәсустики җамаәтниң көпинчиси бәлким Йәһудий әмәсләр, улар кейин ишәнгән. 13 һәқиқәтниң калам-сөзини, йәни ниҗатиңлардики хуш хәвәрни аңлап силәрму Униңға таяндиңлар — вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар. □ «... вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар» — «Муқәддәс Роһ билән мөһүрлиниш» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. ■ Рим. 8:15; 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 4:30. 14 Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду.□ «Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду» — «капаләт» тоғрилиқ: бу айәт төвәндики һәқиқәтләрни көрситиду: —
(1) Худаниң ниҗатида, У адәмни гунадин қутқузуп «һөр қилиду»; У қутқузған адәм яки җамаәт Униң Өзиниң «егилиги»дур.
«Егилиги» — Худаниң егилиги болған бизләр — роһ, җан, тенимизниң һәммисидур.
(2) бу «һөр қилиш» бу дунияда техи «үзүл-кесил» болмайду; ниҗатқа еришкән кишиләрдә «йеңи роһ», «йеңи қәлб» болғини билән «йеңи тән» техи болмайду; тирилиш күнидә «йеңи тән» «толуқ һөр қилиниш» яки «үзүл-кесил һөр қилиниш» болиду. Бу «толуқ һөр қилиниш» ишәнгәнләрниң «толуқ мираси» болиду.
(3) шу күнидә Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи толиму намайән қилиниду;
(4) шу күнгичә, йәни ишәнгүчиләрниң «толуқ мирас»ни егиливелишиғичә, Муқәддәс Роһ һәр бир ишәнгән адәмниң қәлбидә туруп униңға бу мирасини тетитип, вуҗудида мирасниң һәқиқәт екәнлигини испатлап бериду.
Йәнә келип Муқәддәс Роһниң ишәнгүчиниң қәлбидә турғанлиғиниң өзи, униң кәлгүсидә бу мирасқа чоқум егә болидиғанлиғиниң капалитидур. Грек тилида «капаләт»ниң йәнә бир мәнаси «вәдә үзүги» (жигитниң қизға болған вәдисигә капаләт сүпитидә берилгән). ■ Мис. 19:5; Қан. 7:6; 14:2; 26:18; Рим. 8:23; 1Пет. 2:9.
□1:1 «Әфәсуста туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни Мәсиһ Әйсада ихласмән болғанлар...» — «муқәддәс бәндиләр»: — оқурмәнләргә ениқ болсунки, Муқәддәс Китапта «муқәддәс» дегән сөз һәрдайим «Худаға хас», «Худаға толуқ аталған», «пак-муқәддәс» дегән мәнидә ишлитилиду.
■1:1 Рим. 1:7; 1Кор. 1:2; 2Кор. 1:1.
□1:3 «әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр» — яки «әрштики йәрләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр». «бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси...» — Худаниң нәзиридә, ишәнгүчиләр роһий җәһәттин аллиқачан «Мәсиһ билән әршләрдә олтарған»дур. 20-айәтни көрүң. «Мубарәк болғай» мошу йәрдә «мәдһийиләнсун» яки «әң бәхитлик болғай» дегән мәнидә. Грек тилида 3-айәттин 14-айәткичә болған айәтләр пәқәт узун бирла җүмлә билән ипадиләнгән. Чүшүнишкә қолайлиқ болсун үчүн биз уни парчилап тәрҗимә қилдуқ.
□1:4 «...У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди...» — бәзи тәрҗимилиридә «муһәббәт ичидә» яки «муһәббәт билән» 5-айәткә бағлиқ. 5-айәттики изаһатни көрүң.
■1:4 Луқа 1:75; Юһ. 15:16; Әф. 5:27; Кол. 1:22; 2Тим. 1:9; Тит. 2:12.
□1:5 «У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди..» — бәзи тәрҗимилиридә 4-айәтттики «муһәббәт ичидә» яки «муһәббәт билән» бу 5-айәткә бағланған. Демәк, 4-5-айәт: «Чүнки У бизни Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди; У муһәббәт билән Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди» дейилиду.
□1:6 «У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди» — «Өз сөйгини» — Оғли Әйса Мәсиһтур.
□1:7 «Биз Униңда Атиниң меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ...» — «Униңда» — Мәсиһтә. «қуллуқтин һөр қилиниш» — грек тилида бир сөз билән ипадилиниду, у адәттә қулни һөр қилишни көрситиду; шапаәтчи пул берип уни һөрлүккә чиқирип әркин қилиду. Расул ейтқан бу қуллуқ, гунаниң вә җин-шәйтанларниң илкигә әсир болушни көрситиду. Инҗилдики «һөр қилиш» («аполутросис») Тәвраттики «һәмҗәмәт болуп қутқузуш» («гоәл») дегән сөзниң мәнаси билән охшаштур.
■1:7 Рос. 20:28; Кол. 1:14; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18.
□1:9-10 «Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә» — яки «Мәсиһтә бекиткән У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә...». Грек тилида пәқәт «Униңда пүккән...» яки «Өзидә пүккән..» дейилиду. «... барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди» — «... барлиқ мәвҗудатларға ....Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш» дегән сөз грек тилида пәқәт үч сөз биләнла ипадилиниду. Мәнаси: (1) пүткүл каинатқа Мәсиһ баш болиду; (2) пүткүл каинаттики һәммә мәвҗудат Мәсиһтә «жиғип бир қилинип», һәр бир нәрсиниң һәқиқий әһмийити көрситилиду; (3) Мәсиһниң башчилиғи астида каинаттики барлиқ мәвҗудатлар бир-бири билән енақ болуп, бир-биригә толуқ маслишидиған болиду.
■1:9-10 Рим. 16:25; Әф. 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 1:9; Тит. 1:2; 1Пет. 1:20; Яр. 49:10; Дан. 9:24; Гал. 4:4.
□1:11 «Униңда бизму Худаға мирас қилинған» — «Униңда» — «Мәсиһтә». « бизму (Худаға) мирас қилинған» — яки «биз бир мирасқа егә болған». «барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучи» — Худа.
□1:12 «шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ» — «Мәсиһни авал таянчи қилған бизләр» бәлким Мәсиһкә биринчи болуп әгәшкән Йәһудийларни көрситиду. Әфәсустики җамаәтниң көпинчиси бәлким Йәһудий әмәсләр, улар кейин ишәнгән.
□1:13 «... вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар» — «Муқәддәс Роһ билән мөһүрлиниш» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■1:13 Рим. 8:15; 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 4:30.
□1:14 «Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду» — «капаләт» тоғрилиқ: бу айәт төвәндики һәқиқәтләрни көрситиду: — (1) Худаниң ниҗатида, У адәмни гунадин қутқузуп «һөр қилиду»; У қутқузған адәм яки җамаәт Униң Өзиниң «егилиги»дур. «Егилиги» — Худаниң егилиги болған бизләр — роһ, җан, тенимизниң һәммисидур. (2) бу «һөр қилиш» бу дунияда техи «үзүл-кесил» болмайду; ниҗатқа еришкән кишиләрдә «йеңи роһ», «йеңи қәлб» болғини билән «йеңи тән» техи болмайду; тирилиш күнидә «йеңи тән» «толуқ һөр қилиниш» яки «үзүл-кесил һөр қилиниш» болиду. Бу «толуқ һөр қилиниш» ишәнгәнләрниң «толуқ мираси» болиду. (3) шу күнидә Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи толиму намайән қилиниду; (4) шу күнгичә, йәни ишәнгүчиләрниң «толуқ мирас»ни егиливелишиғичә, Муқәддәс Роһ һәр бир ишәнгән адәмниң қәлбидә туруп униңға бу мирасини тетитип, вуҗудида мирасниң һәқиқәт екәнлигини испатлап бериду. Йәнә келип Муқәддәс Роһниң ишәнгүчиниң қәлбидә турғанлиғиниң өзи, униң кәлгүсидә бу мирасқа чоқум егә болидиғанлиғиниң капалитидур. Грек тилида «капаләт»ниң йәнә бир мәнаси «вәдә үзүги» (жигитниң қизға болған вәдисигә капаләт сүпитидә берилгән).
■1:14 Мис. 19:5; Қан. 7:6; 14:2; 26:18; Рим. 8:23; 1Пет. 2:9.
□1:15 «шуниң билән, силәрниң Рәб Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин тартип, ...» — грек тилида -15-айәттин 23-айәткичә болған айәтләр пәқәт узун бирла җүмлә билән ипадиләнгән. Чүшүнишкә қолайлиқ болсун үчүн биз уни парчилап тәрҗимә қилдуқ.
■1:15 Фил. 1:3; Кол. 1:3; 1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3.
□1:17 «шан-шәрәпниң Егиси болған Ата» — грек тилида «шан-шәрәпниң Атиси» — Павлус шу сөз билән: «Мәсиһ Әйсаниң Өзи «Худаниң шан-шәривидур»» дәп көрсәтмәкчи болса керәк. «силәрниң Уни толуқ билишиңларға даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилғай» — «даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилиш»: қайси роһ көрситилиду? Көзқаришимизчә у «Муқәддәс Роһ» әмәс; чүнки Худа уларға Муқәддәс Роһни аллиқачан ата қилған (13-14). Бизниңчә, етиқачиларниң өз роһини көрситиду. Расул уларда «даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһ» болсун, дәп дуа қилиду. Алайлуқ, мән бириси үчүн «Худа сизгә саламәт бир тән ата қилғай» дәп тилисәм, әмәлийәттә униң аллиқачан тени бар, әлвәттә. Лекин телигим униңда сағлам тән болсун үчүндур. Демәк, Павлусниң бу дуасиниң мәнаси: «Худа һәр бириниң роһини «даналиқ һәм вәһий қобул қилғидәк бир роһ» қилсун, дегәнликтур.
□1:18 «Униң муқәддәс бәндилиридә болған шәрәплик мирасиниң қиммәтликлиги..» — башқа бирҗил тәрҗимиси: «Униң муқәддәс бәндилириниң шәрәплик мираси..». Лекин бизниңчә «Униң чақириқиға бағланған үмүт», «мираси» вә 19-айәттики «һесапсиз күчи»ниң һәммисиниң әң муһим тәрипи Худаға тәвәдур, шуңа «муқәддәс бәндилиридә болған мираси»ни «Худаниң Өз мираси» дәп қараймиз. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
□1:20 «дәл шу қудрәтни У Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, әршләрдә Өзиниң оң йенида олтарғузғинида Униңда жүргүзгән еди...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһни өлүмдин тирилдүргинидә дәл шу қудрәтни Униңда жүргүзгән еди; вә Уни әршләрдә Өзиниң оң қолида олтарғузуп,...».
■1:20 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Кол. 3:1; Ибр. 1:3; 10:12; 1Пет. 3:22.
□1:21 «пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму ... барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәп...» — бу йәрдә көрситиватқини мәйли яхшиниң болсун, әскиниң (җин-шәйтанларниң) болсун, һәр қандақ «һөкүмранлиқ, һоқуқ, күч-қудрәт, ғоҗайинлиқ вә ... нам-шәрәпләр»ни өз ичигә алиду. Мәсиһниң нами уларниң һәммисидин үстүн туриду.
□1:22 «барлиқ мәвҗудатларни Униң путлири астиға қоюп, җамаәт үчүн Уни һәммигә баш болушқа ата қилған» — адәмни һәйран қиларлиғи шуки, мошу айәтләрдә Худаниң Мәсиһни һәммә мәвҗудатқа баш қилғанлиғи җамаәтниң бәхит-бәрикити үчүн болған, дейилгән.
■1:22 Зәб. 8:7; Мат. 28:18; 1Кор. 15:27; Ибр. 2:8.
■1:23 Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 4:16; 5:23.