14
Чөмүлдүргүчи Йәһяниң өлтүрүлүши
Мар. 6:14-29; Луқа 9:7-9
У чағларда, Һерод һаким Әйсаниң нам-шөһритидин хәвәр тепип, «Һерод һаким» — «һаким» грек тилида «тетрарқ» дейилиду. Бу сөз «зиминниң төрттин бирини идарә қилғучи» дегәнни билдүриду. Рим империйәси Пәләстинни төрт қисимға бөлгән болуп, һәр бир қисминиң «тетрарқ»и бар еди.
Һеродниң толуқ исми «Һерод Антипас» болуп, бәзи йәрләрдә «Һерод падиша» яки «Һерод хан» дәп атилиду. У Галилийәгә һөкүмранлиқ қилатти. Униң акиси «Һерод Архелаус» еди (2:22).
«Һеродлар» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
   Мар. 6:14; Луқа 9:7. хизмәткарлиригә:
— Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһя болиду, у өлүмдин тирилгән болса керәк. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрсәтмәктә, — деди.
Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. «Һерод... өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди» — Йәһяни тутуш «Һеродийәниң вәҗидин» — Һерод бәлким Һеродийәниң беваситә тәливидин шундақ қилған болушиму мүмкин.
Һерод өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәни Филиптин тартивелип андин уни аҗришишқа қайил қилип, Һеродийә билән өзи той қилған еди.
   Мар. 6:17; Луқа 3:19. Чүнки Йәһя Һеродқа тәнбиһ берип: «Бу аялни тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур» дәп кәлгән еди. «Бу аялни тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур» — «Лав.» 16:18, 20:21дә, бирисиниң ака яки укиси һаят әһвалда, бириниң аялини йәнә бири өз әмригә елишқа болмайду, дәп бәлгүләнгән.   Лав. 18:16. Һерод шу сәвәптин Йәһяни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ халайиқтин қорққан еди, чүнки улар Йәһяни пәйғәмбәр, дәп биләтти. Мат. 21:26.
Амма Һеродниң туғулған күни тәбрикләнгәндә, аяли Һеродийәниң қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һеродқа бәк яқти; «аяли Һеродийәниң қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди» — «Һеродийәниң қизи» — Һеродийәниң бурунқи еридин болған қизи.   Яр. 40:20; Мар. 6:21. шуниң үчүн у униңға: — Һәр немә тилисәң шуни саңа берәй, дәп қәсәм қилди. Һак. 11:30. Лекин қиз анисиниң күшкүртүши билән:
— Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкәлсилә, — деди. Падиша буниңға һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, каллисини елип келиңлар, дәп буйруди. «Падиша буниңға һәсрәт чәккән болсиму,...» — Һерод һаким бәзидә «падиша» дейиләтти. 10 У адәм әвәтип, зинданда Йәһяниң каллисини алдурди. 11 Шуниң билән каллиси бир тәхсигә қоюлуп, қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди. 12  Йәһяниң мухлислири болса берип, җәсәтни елип дәпнә қилди; андин берип Әйсаға бу ишларни хәвәр қилди.
 
Әйсаниң бәш миң кишини тойғузуши
Мар. 6:30-44; Луқа 9:10-17; Юһ. 6:1-14
13 Әйса бу хәвәрни аңлап, өзи ялғуз пинһан бир җайға кетәй дәп бир кемигә олтирип у йәрдин айрилди. Халайиқ буниң хәвирини тапқанда, әтраптики шәһәрләрдин келишип, униң кәйнидин пиядә маңди. Мат. 12:15; Мар. 6:31; Луқа 9:10. 14 У қирғаққа чиқип кәткинидә, зор бир топ адәмләрни көрүвиди, уларға ич ағритип, уларниң ағриқлирини сақайтти. Мат. 9:36; Юһ. 6:5.
15 Кәч киргәндә, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни йолға селивәткән болсаң, андин улар кәнтләргә берип өзлиригә озуқ сетивалсун, — деди. Мар. 6:35; Луқа 9:12.
16 Лекин Әйса уларға: — Уларниң кетишиниң һаҗити йоқ, өзүңлар уларға озуқ бериңлар, — деди.
17 Лекин мухлислар:
— Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти.
18 У: — Уларни маңа елип келиңлар, деди.
19 У халайиқни чөплүкниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр ейтти. Андин нанларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислири халайиққа үләштүрүп бәрди. 1Сам. 9:13. 20 Һәммәйлән йәп тоюнди. Мухлислар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә теривалди. «Мухлислар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә теривалди» — грек тилида «Улар ешип қалған парчиларни... теривалди». Мухлислар екәнлиги «Мат.» 16:9-10-дә испатлиниду. «лиқ он икки севәткә теривалди» — «севәт» грек тилида «қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәт. 21 Озуқланғанларниң сани аяллар вә балилардин башқа тәхминән бәш миң киши еди.
 
Су үстидә меңиш
Мар. 6:45-52; Юһ. 6:16-21
22 Арқидила, у мухлислириға: Өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқиға өтүп туруңлар, дәп буйруди. Мар. 6:45; Юһ. 6:17. 23 Халайиқни йолға селивәткәндин кейин, у дуа қилиш үчүн өзи хилвәт таққа чиқти. Кәч киргәндиму у йәрдә ялғуз қалди. Мар. 6:46; Юһ. 6:15. 24 Бу чағда, кемә қирғақтин хелә көп чақирим жүргән еди, лекин шамал қарши йөнлишитин чиқиватқачқа, кемә долқунлар ичидә чайқилип туратти. «кемә қирғақтин хелә көп чақирим жүргән еди» — яки «кемә деңиз оттурисида жүргәндиди...».
25 Кечә төртинчә җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди. «кечә төртинчә җесәк вақтида...» — бир кечә төрт җесәккә бөлүнәтти; шуңа бу вақит таң атай дегән вақит еди. 26 Мухлислар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, алақзадә болуп: — Алвасти екән! — дәп қорқуп чуқан селишти.
27 Лекин Әйса дәрһал уларға:
— Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди.
28 Петрус буниңға җававән:
— И Рәб, бу сән болсаң, су үстидә меңип йениңға беришимға әмир қилғайсән, — деди.
29 Кәл, — деди у.
Петрус кемидин чүшүп, су үстидә меңип, Әйсаға қарап кетивататти; 30 лекин боранниң қаттиқ чиқиватқанлиғини көрүп қорқуп, суға чөкүшкә башлиди: — Рәб, мени қутқузувалғайсән! — дәп вақириди.
31 Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға:
— Әй ишәши аҗиз бәндә, немишкә гуман қилдиң? — деди.
32 Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди. 33 Кемидә олтарғанлар униң алдиға келип сәҗдә қилип:
— Бәрһәқ, сән Худаниң Оғли екәнсән, — дейишти.
 
Әйсаниң Гиннисарәттә бемарларни сақайтиши
Мар. 6:53-56
34 Улар деңизниң қарши тәрипигә өткәндә, Гиннисарәт жутида қуруқлуққа чиқти. Мар. 6:53. 35 У йәрдики адәмләр уни тонуп қелип, әтраптики барлиқ җайларға хәвәр әвәтти; шуниң билән кишиләр барлиқ бемарларни униң алдиға елип кәлди; 36 улар униңдин бемарларниң һеч болмиғанда униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға йол қоюшини өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сәллимаза сақайди.
 
 

14:1 «Һерод һаким» — «һаким» грек тилида «тетрарқ» дейилиду. Бу сөз «зиминниң төрттин бирини идарә қилғучи» дегәнни билдүриду. Рим империйәси Пәләстинни төрт қисимға бөлгән болуп, һәр бир қисминиң «тетрарқ»и бар еди. Һеродниң толуқ исми «Һерод Антипас» болуп, бәзи йәрләрдә «Һерод падиша» яки «Һерод хан» дәп атилиду. У Галилийәгә һөкүмранлиқ қилатти. Униң акиси «Һерод Архелаус» еди (2:22). «Һеродлар» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

14:1 Мар. 6:14; Луқа 9:7.

14:3 «Һерод... өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди» — Йәһяни тутуш «Һеродийәниң вәҗидин» — Һерод бәлким Һеродийәниң беваситә тәливидин шундақ қилған болушиму мүмкин. Һерод өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәни Филиптин тартивелип андин уни аҗришишқа қайил қилип, Һеродийә билән өзи той қилған еди.

14:3 Мар. 6:17; Луқа 3:19.

14:4 «Бу аялни тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур» — «Лав.» 16:18, 20:21дә, бирисиниң ака яки укиси һаят әһвалда, бириниң аялини йәнә бири өз әмригә елишқа болмайду, дәп бәлгүләнгән.

14:4 Лав. 18:16.

14:5 Мат. 21:26.

14:6 «аяли Һеродийәниң қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди» — «Һеродийәниң қизи» — Һеродийәниң бурунқи еридин болған қизи.

14:6 Яр. 40:20; Мар. 6:21.

14:7 Һак. 11:30.

14:9 «Падиша буниңға һәсрәт чәккән болсиму,...» — Һерод һаким бәзидә «падиша» дейиләтти.

14:13 Мат. 12:15; Мар. 6:31; Луқа 9:10.

14:14 Мат. 9:36; Юһ. 6:5.

14:15 Мар. 6:35; Луқа 9:12.

14:19 1Сам. 9:13.

14:20 «Мухлислар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә теривалди» — грек тилида «Улар ешип қалған парчиларни... теривалди». Мухлислар екәнлиги «Мат.» 16:9-10-дә испатлиниду. «лиқ он икки севәткә теривалди» — «севәт» грек тилида «қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәт.

14:22 Мар. 6:45; Юһ. 6:17.

14:23 Мар. 6:46; Юһ. 6:15.

14:24 «кемә қирғақтин хелә көп чақирим жүргән еди» — яки «кемә деңиз оттурисида жүргәндиди...».

14:25 «кечә төртинчә җесәк вақтида...» — бир кечә төрт җесәккә бөлүнәтти; шуңа бу вақит таң атай дегән вақит еди.

14:34 Мар. 6:53.