18
Итаәтмән хәлиқ болуш — мәнъий қилинған җинсий мунасивәтләр
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
3 Силәр илгири турған Мисир зиминидикидәк ишларни қилмаңлар вә яки Мән силәрни елип баридиған Қанаан зиминидикидәк ишларни қилмаңлар; уларниң рәсим-адәтлиридә жүрмәңлар,
4 бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилип, қанун бәлгүлимилиримни тутуп шу бойичә меңиңлар. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
5 Силәр чоқум Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутушуңлар керәк; инсан уларға әмәл қилидиған болса уларниң сәвәвидин һаятта болиду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
□ ■ 6 — Һеч ким өзигә йеқин туққан болған аялға йеқинлиқ қилип әвритини ачмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.
7 Анаңниң әвритигә тәгмә, бу атаңниң әвритигә тәккиниң болиду; у сениң анаң болғачқа униң әвритигә тәгсәң болмайду.
□ 8 Атаңниң аялиниң әвритигиму тәгмә, чүнки шундақ қилсаң атаңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
■ 9 Сән ача-сиңлиңниң, бир атидин болған яки бир анидин болған, яки шу өйдә туғулған яки башқа йәрдә туғулған болсун, униң әвритигә тәгмә.
10 Сән өз оғлуңниң қизи вә яки қизиңниң қизиниң әвритигә тәгмә; чүнки уларниң әврити сән өзүңниң әвритидур.
11 Сән атаңниң аялиниң қизиниң әвритигә тәгмә; у атаңдин туғулған, сениң ача-сиңлиң, шуңа униң әвритигә тәгмә.
□ ■ 12 Сән атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигиму тәгмә, чүнки у атаңниң биртуққинидур.
■ 13 Сән анаңниң ача-сиңиллириниң әвритигиму тәгмә, чүнки у анаңниң биртуққинидур.
14 Атаңниң ака-инилириниң аялиниң әвритигә тәгмә; уларниң аяллириға йеқинлиқ қилма; чүнки улар сениң һаммаңдур.
■ 15 Сән келиниңниң әвритигә тәгмә; у сениң оғлуңниң аяли болғачқа, униң әвритигә тәгсәң болмайду.
■ 16 Сән ака-инилириңниң аялиниң әвритигә тәгмә; чүнки бу өз ака-инилириңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
■ 17 Сән бир аялға вә шуниң билән биргә униң қизиниң әвритигә тәгмә; шундақла униң оғлиниң қизи вә қизиниң қизиниму
хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Улар бир-биригә йеқин туққан болғачқа, мундақ иш пәсәндиликтур.
■ 18 Сән аялиң һаят вақтида, униң ача-сиңлисини хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Ундақ қилсаң хотунуңға күндәшлик азавини кәлтүрисән.
19 Сән бир аялниң адәт көрүп напак турған вақтида йеқинлиқ қилип әвритигә тәгмә.
□ ■ 20 Сән өз хошнаңниң аяли билән зина қилип өзүңни униң билән напак қилма.
■ 21 Сән өз нәслиңдин һеч бирини Моләк мәбудиға атап оттин өткүзсәң қәтъий болмайду. Әгәр шундақ қилсаң Худайиңниң намини напак қилған болисән. Мән Өзүм Пәрвәрдигардурмән.
□ ■ 22 Сән аяллар билән биргә болғандәк әр киши билән биргә болма. Бу иш жиркиничликтур.
■ 23 Сән һеч һайван билән мунасивәт қилип өзүңни напак қилма; шуниңдәк аял кишиму мунасивәт қилдуруш үчүн бир һайванниң алдиға бармисун. Бу иш ипласлиқтур.
■ 24 Силәр бу ишларни қилип өзүңларни напак қилмаңлар, чүнки мән силәрниң алдиңлардин чиқириватқан таипиләр болса шундақ ишларни қилип өзлирини напак қилған 25 вә зиминиму напак болғандур. Буниң үчүн Мән у зиминниң қәбиһлигини өз бешиға чүшүримән, шуниңдәк у зиминму өзидә туруватқанларни қусуп чиқириветиду.
26 Лекин силәр болсаңлар Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутуңлар; силәрдин һеч ким, мәйли йәрлик яки араңларда туруватқан яқа жутлуқ болсун бу жиркиничлик ишлардин һеч бирини қилмисун
■ 27 (чүнки бу барлиқ жиркиничлик ишларни силәрдин илгири шу зиминда турған хәлиқ қилип кәлгәчкә, зиминниң өзи напак болуп қалди).
28 Шундақ қилип зиминни напак қилсаңлар, зимин өзи силәрдин илгири өзидә турған әлләрни қусуп чиқарғандәк, силәрниму қусуп чиқириветиду.
29 Чүнки бу жиркиничлик ишларниң һәр қандиқини қилғучи, — мундақ қилмишларни қилған һәр қандақ киши өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду.
□ 30 Силәр Мән силәргә тапилиғинимға әмәл қилишиңлар зөрүрдур; — демәк, силәр өзүңлардин илгири өткәнләр тутқан шу жиркиничлик рәсим-қаидиләрни тутуп, өзүңларни напак қилмаслиғиңлар керәк. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.