□2:2 Ахир заманларда» — ибраний тилида «Күнләрниң ахирида». «Пәрвәрдигарниң өйи» — Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини көрситиду. «Барлиқ әлләр униңға қарап еқип келишиду» — Тәврат һәм Зәбурдики «әлләр» дегән сөз адәттә Исраилдин башқа барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. «Йәшая» дегән китапта «әлләр», «таипиләр», «ят әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнини билдүриду.
□2:6 «Улар (Исраиллар) Филистийләрдәк пал салиду» — мошу йәрдә Йәшая кинайилик сөз ишлитип, өз хәлқиниң хурапийлиқни һәр тәрәптин, йәни шәриқтин һәм ғәриптин (Филистийләрдин) қобул қилғанлиғини көрситиду.
□2:7 «алтун-күмүчкә толуп кәтти... байлиқлири түгимәс... йәр-зимини атларғиму толуп кәтти, җәң һарвулири һәм түгимәс» — мошу 6-8-айәттә, Йәшая уларниң Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанун — Тәвраттики «Қанун шәрһи» 17-18-баплар көздә тутулиду. Мошу ишлар Тәвраттики шу пәрманларға хилап.
□2:9 «... пухралар егилдүрүлиду... تөвән қилиниду» — бу пеилниң иккиси икки бислиқ сөз болуп, уларниң бутларға баш уридиғанлиғини һәмдә кәлгүсидә улар шүбһисизки охшашла Худаниң ғәзиви алдида йәргә жиқилидиғанлиғини билдүриду. «... қәддини руслимайсән һәм һеч кәчүрүм қилмайсән» — мошу икки ибарә ибраний тилида икки бислиқ бирла сөз билән ипадилниду.
■2:12 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13
□2:16 «Таршиштики һәр бир сода кемисиниң үстигә,...» — қедимки заманларда деңиз содиси билән даңқи чиққан «Таршиш» дәйдиған үч жут бар еди. Бириси шималий Африқида, бириси Испанийәдә, йәнә бириси Әнглийәдә болуши мүмкин еди. Таршиштики кемиләр барлиқ башқа әлләрниң кемилиридин чоң вә һәйвәтлик еди. «Шундақла барлиқ гөзәл кемә гәвдисиниң үстигә...» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Шундақла һәр бир гөзәл рәсим-һәйкәлләрниң үстигә...»
□2:18 «Бутлар» — ибраний тилида: — «Әрзимәсләр...»