5
Үзүмзар нахшиси
1 Мән өз сөйгән яримға,
Мениң сөйүмлүгүм үчүн өз үзүмзари тоғрилиқ бир күй ейтип берәй;
Сөйүмлүгүмниң мунбәт бир дөң үстидә үзүмзари бар еди;
□ 2 У һәммә йерини колап ташларни елип ташлиди,
Әң есил үзүм тели тикти;
У үзүмзар оттурисиға күзитиш мунари салди,
Үзүмзар ичидиму шарап көлчиги қазди,
Андин үзүмдин яхши һосул күтти;
Бирақ буниң орниға, үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди.
□ 3 Қени, и Йерусалимдикиләр вә Йәһуданиң адәмлири,
Мән билән үзүмзаримниң оттурисидин һөкүм чиқириңлар!
4 Мениң үзүмзаримда қилғидәк йәнә немә ишим қалди?
Яхши үзүмләрни күткинимдә,
Немишкә пәқәт аччиқ үзүмнила чиқирип бәрди?
■ 5 Әнди һазир Өз үзүмзаримни немә қилидиғинимни силәргә ейтип берәй: —
Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду;
Униң тамлирини чеқип ғулитимән, у чәйлиниду.
□ ■ 6 Мән уни чөллүккә айландуримән;
Һеч ким уни чатап-путап, пәрвиш қилмайду;
Җиғанлар вә тикәнләр униңда өсүп чиқиду;
Булутларға униң үстигә һеч ямғур яғдурмаңлар дәп буйруймән.
7 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң үзүмзари — Исраил җәмәти,
Униң хошаллиғи болған өсүмлүк болса — Йәһудадикиләрдур;
У адаләт мевисини күткән,
Бирақ мана әнди зулум көрди;
Һәққанийлиқни күткән,
Бирақ мана әнди налә-пәряд болди!
□ ■ 8 Хәқләргә һеч орун қалдурмай өйни-өйгә, етизни-етизға улиғанларға вай!
Өзүңларни ялғуз зиминда қалдурмақчимусиләр?
■ 9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мениң қулиқимға мундақ деди: —
«Көплигән өйләр,
Дәрвәқә һәйвәтлик, һәшәмәтлик өйләр адәмзатсиз, харап болиду.
10 Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду,
Оттуз күрә дан болса пәқәт үч күрә һосул бериду.
□ 11 Мәй ичишкә алдирап таң атқанда орнидин турғанларға,
Қараңғу чүшишигә қаримай, шараптин кәйп болғичә бесип олтарғанларға вай!
■ 12 Уларниң зияпәтлиридә чилтар вә лира, тәмбур вә нәй, шарапму бар;
Бирақ улар Пәрвәрдигарниң қилғанлириға вә қол ишлириға һеч етивар қилмайду.
□ 13 Шу сәвәптин өз хәлқим билимдин хәвәрсиз болғанлиғи түпәйлидин сүргүн болуп кетиду;
Есилзадилири ечирқишип,
Пухралири уссузлуқтин қуруп кетиду.
■ 14 Шуңа тәһтисара нәпсини йоғинитип,
Ағзини һаң ачиду;
Уларниң шөһрәтлири, топ-топ адәмлири, қиқас-сүрән көтәргүчилири вә нәғмә ойниғучилири бирақла ичигә чүшүп кетиду.
□ 15 Пухралар егилдүрүлиду,
Мөтивәрләрму төвән қилиниду,
Тәкәббурларниң көзлири йәргә қаритилиду;
16 Бирақ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар адаләт жүргүзгинидә үстүн дәп мәдһийилиниду,
Пак-муқәддәс болғучи Тәңри һәққанийлиғидин пак-муқәддәс дәп билиниду.
17 Шу чағда қозилар өз яйлақлирида турғандәк отлайду,
Мусапирларму байларниң вәйранә өйлиридә озуқлиниду.
□ ■ 18 Қәбиһликни алдамчилиқниң жиплири билән,
Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!
□ 19 Йәни: «Худа алдирисун!
Ишлирини Өзи иштикрәк ада қилсун,
Шуниң билән биз уни көрәләймиз!
«Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ниң нийәт қилғини йеқинлишип ишқа ашурулғай,
Биз уни биливалайли!» — дегәнләргә вай!
□ 20 Яманни яхши, яхшини яман дегүчиләргә,
Қараңғулуқни нурниң, нурни қараңғулуқниң орниға қойғучиларға,
Аччиқни татлиқниң, татлиқни аччиқниң орниға қойғучиларға вай!
21 Өзлирини дана дәп чағлиғанларға,
Өз нәзиридә өзлирини әқиллиқ дәп қариғанларға вай!
■ 22 Шарап ичишкә батур болғанларға,
Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанларға,
□ 23 Йәни пара үчүн рәзилләрни ақлап,
Шуниң билән һәққанийларниң адалитини рәт қилғучиларға вай!
■ 24 Шуңа, от ялқунлири саманларни жутувәткәндәк,
Ялқунларда мәңгәнләр солишип йоқалғандәк,
Уларниң йилтизлири чирип кетиду,
Гүл-чечәклири чаң-тозаңдәк тозуп кетиду;
Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң йолйоруқ-қанунини чәткә қаққан,
Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сөз-каламини көзгә илмиған еди.
■ 25 Шуңа Пәрвәрдигарниң ғәзиви Өз хәлқигә қарап қайнайду,
У уларға қарап қолини көтирип, уларни уруп жиқитиду.
Тағлар тәвринип кетиду;
Өлүкләр әхләтләрдәк кочилар оттурисида дога-дога болиду.
Мошундақ ишлар болсиму,
Униң ғәзиви йәнила янмайду,
Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
■ 26 У жирақтики әлләрни чақирип туғни көтириду,
У йәр йүзиниң чәт яқисидин бир әлни үшқиритип чақириду;
Мана улар тездин алдирап келиду!
27 Улардин һеч бири чарчап кәтмәйду,
Путлишипму кәтмәйду.
Һеч бири үгдимәйду, ухлимайду,
Бағлиған бәлвағлиридин һеч бири бошимайду,
Чоруқлириниң боқучлиридин һеч бири үзүлмәйду;
28 Уларниң оқлири иштик,
Барлиқ оқялириниң киричлири тартилип тәйяр туриду,
Атлириниң туяқлири чақмақ тешидәк болиду,
Җәң һарвулириниң чақлири қоюнтаздәк айлиниду;
29 Уларниң һөкирәшлири ширниңкидәк болиду,
Улар асланлардәк һөкиришиду,
Дәрвәқә, улар овға еришкәндә ғаж-ғуж қилип һөрпийишиду;
Овни қутқузғидәк һеч ким болмай,
Улар уни елип кетиду.
30 Шу күни улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду;
Әгәр бирәрси йәр-зиминға қариғидәк болса,
Пәқәт қараңғулуқ, дәрд-әләмнила көриду!
Һәр қандақ нур булут-туман тәрипидин ғувалишиду.
□ ■