6
Худаниң Йәшаяни пәйғәмбәр қилип чақириши
Уззия падиша аләмдин өткән жили мән Рәбни көрдүм;
У интайин жуқури көтирилгән бир тәхттә олтиратти;
Униң тони муқәддәс ибадәтханиға бир кәлгән еди. 2Пад. 15:7
Униң үстидә сарафлар пәрваз қилип туратти;
Һәр бириниң алтә тал қанити бар еди;
Икки қанити билән у йүзини япатти,
Икки қанити билән у путини япатти,
Вә икки қанити билән у пәрваз қилип туратти. «Сарафлар» — ибраний тилидики сөз болуп, «көйгүчиләр» «көйиватқанлар» дегәнни билдүриду. Ибраний тилидики мошу көплүк исим болса «үч яки үчтин көп»ни билдүриду. Шүбһисизки, улар бир хил пәриштидур. Улар аз дегәндә үч болиду, бирақ зади қанчиси барлиғини билмәймиз.   Вәһ. 4:8
Улардин бири башқа бирисигә: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур!
Барлиқ йәр йүзи униң шан-шәривигә толған!» — дәп товлавататти. «...муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур» — ибраний тилида бир сүпәт икки қетим тәкраланса, интайин жуқури дәриҗидә болғанлиқни билдүриду. Пүткүл Муқәддәс Китапта мәлум бир сүпәтниң үч қетим тәкрарлиниши пәқәт мошу йәрдила тепилиду; Худаниң пак-муқәддәслиги, шүбһисизки, «мукәммәл, инсан тәссәвур қилғусиз дәриҗә»дә болғанлиғини билдуриду.   Вәһ. 4:8
Товлиғучиниң авазидин дәрвазиниң кешәклири тәвринип кәтти,
Өй ис-түтәк билән қапланди.
Шуниң билән мән: — «Өзүмгә вай! Мән түгәштим! Чүнки мән ләвлири напак адәммән һәм напак ләвлик хәлиқ билән арилишип туруп, өз көзүм билән Падишаға, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға қаридим!» — дедим. «Мән түгәштим!» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду вә «мән парчә-парчә қилиндим!» һәм «мән сүкүттә турғузулдум» дегәнниму ипадиләйду.
Шуниң билән сарафлардин бири қолида қурбангаһтин бир чоғни лахшигирға қисип елип, йенимға учуп кәлди; у уни ағзимға тәккүзүп: — «Мана, бу ләвлириңгә тәгди; сениң қәбиһлигиң елип ташланди, гунайиң кафарәт билән кәчүрүм қилинди» — деди. «... гунайиң кафарәт билән кәчүрүм қилинди» — «кафарәт» тоғрилиқ «Мис.» 25:17 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.   Йәр. 1:9; Дан. 10:16
Андин мән Рәбниң: — «Мән кимни әвәтимән? Ким Бизгә вәкил болуп бариду?» дегән авазини аңлидим.
Шуниң билән мән: — «Мана мән! Мени әвәткәйсән» — дедим.
Вә У: «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр;
Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр. Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8
10 Мошу хәлиқниң жүригини таш қилғин;
Уларниң қулақлирини еғир,
Көзлирини кор қилғин;
Болмиса, улар көзлири билән көрәләйдиған,
Қулиқи билән аңлалайдиған,
Көңли билән чүшинәләйдиған қилинип,
Йолидин яндурулуп сақайтилған болатти». «Мошу хәлиқниң жүригини таш қилғин» — «жүриги таш» дегән сөз, ибраний тилида «жүриги майлиқ» дәп елинған. «Көзлирини кор қилғин; болмиса, улар көзлири билән көрәләйдиған, ... йолидин яндурулуп сақайтилған болатти» — мошу қорқунучлуқ сөзләргә қариғанда, Йәшая мәзкур китаптики бешарәтләрни йәткүзгәндин кейин униң нәтиҗиси шундақ ечинишлиқ болидуки, Исраилларниң көпинчиси өз гуналирида техиму чиң туруп, һалак болуш йолини таллайдиған болиду.   Йәр. 5:21
11 Андин мән: — «Рәб, бу әһвал қачанғичә давамлишиду?» — дәп соривидим,
У җававән: — «Та шәһәрләр харап қилинип аһалисиз,
Өйләр адәмзатсиз,
Зимин пүтүнләй чөлгә айлинип болғичә, «Зимин пүтүнләй чөлгә айлинип болғичә,...» — «зимин» Исраил туруватқан зиминни көрситиду.
12 Пәрвәрдигар адәмлирини жирақларға йөткәп,
Зиминдики ташливетилгән йәрләр көп болғичә болиду» — деди.
13 «Һалбуки, зиминда адәмләрниң ондин бирила қалиду;
Улар зиминға қайтип келип йәнә жутуветилиду,
Кесилгән бир дуб яки арар дәриғиниң көтигидәк болиду;
Көтәк болса «муқәддәс нәсил» болур. «муқәддәс нәсил» — Худаға садиқ болған, жуқурида дейилгән «қалди», йәни Худаниң мөмин бәндилирини, Худаға садиқ болғанларни көрситиду.
 
 

6:1 2Пад. 15:7

6:2 «Сарафлар» — ибраний тилидики сөз болуп, «көйгүчиләр» «көйиватқанлар» дегәнни билдүриду. Ибраний тилидики мошу көплүк исим болса «үч яки үчтин көп»ни билдүриду. Шүбһисизки, улар бир хил пәриштидур. Улар аз дегәндә үч болиду, бирақ зади қанчиси барлиғини билмәймиз.

6:2 Вәһ. 4:8

6:3 «...муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур» — ибраний тилида бир сүпәт икки қетим тәкраланса, интайин жуқури дәриҗидә болғанлиқни билдүриду. Пүткүл Муқәддәс Китапта мәлум бир сүпәтниң үч қетим тәкрарлиниши пәқәт мошу йәрдила тепилиду; Худаниң пак-муқәддәслиги, шүбһисизки, «мукәммәл, инсан тәссәвур қилғусиз дәриҗә»дә болғанлиғини билдуриду.

6:3 Вәһ. 4:8

6:5 «Мән түгәштим!» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду вә «мән парчә-парчә қилиндим!» һәм «мән сүкүттә турғузулдум» дегәнниму ипадиләйду.

6:7 «... гунайиң кафарәт билән кәчүрүм қилинди» — «кафарәт» тоғрилиқ «Мис.» 25:17 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.

6:7 Йәр. 1:9; Дан. 10:16

6:9 Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8

6:10 «Мошу хәлиқниң жүригини таш қилғин» — «жүриги таш» дегән сөз, ибраний тилида «жүриги майлиқ» дәп елинған. «Көзлирини кор қилғин; болмиса, улар көзлири билән көрәләйдиған, ... йолидин яндурулуп сақайтилған болатти» — мошу қорқунучлуқ сөзләргә қариғанда, Йәшая мәзкур китаптики бешарәтләрни йәткүзгәндин кейин униң нәтиҗиси шундақ ечинишлиқ болидуки, Исраилларниң көпинчиси өз гуналирида техиму чиң туруп, һалак болуш йолини таллайдиған болиду.

6:10 Йәр. 5:21

6:11 «Зимин пүтүнләй чөлгә айлинип болғичә,...» — «зимин» Исраил туруватқан зиминни көрситиду.

6:13 «муқәддәс нәсил» — Худаға садиқ болған, жуқурида дейилгән «қалди», йәни Худаниң мөмин бәндилирини, Худаға садиқ болғанларни көрситиду.