7
Давут җәмәтигә селинған тәһдит; •••• Қутқузғучи-Мәсиһниң туғулуши тоғрилиқ бешарәт
Йәһуда падишаси Аһаз (Уззияниң нәвриси, Йотамниң оғли) тәхткә олтарған күнлиридә, мундақ иш болди: —
Сурийәниң падишаси Рәзин вә Исраил падишаси Рәмалияниң оғли Пикаһ Йерусалимға қарши җәң қилди, лекин үстүнлүккә еришәлмиди. «Исраил падишаси Рәмалия...» — «Йәшая» китапниң пәқәт мошу йеридила вә 9:1-21-айәтләрдә, «Исраил» Исраилниң шималий қисим падишалиғини көрситиду. Сулайман аләмдин өтүши билән Исраил иккигә бөлүнүп, җәнубий қисим «Йәһуда» (асасән, Йәһуда вә Бинямин қәбилисидикиләр), шималий қисим «Исраил» яки бәзидә «Әфраим» (Әфраим қәбилисидикиләр вә башқа тоққуз қәбилидикиләрдин тәркиб тапқан) дәп аталған еди. Китапта башқа һәр йәрләрдә, «Исраил» он икки қәбилилик пүтүн Йәһудий хәлқини көрситиду.   2Пад. 16:5; 2Тар. 28:5
Давутниң җәмәтигә: —
«Сурийә Әфраим билән иттипақлишип бирләшмә қошун қурди» — дегән хәвәр кәлди.
Шуниң билән падиша җәмәтидикиләрниң көңли вә хәлқиниң көңли орманлар шамалда силкинип кәткәндәк силкинип кәтти. «Әфраим» — мошу йәрдә шималий падишалиқтики «Исраил»ниң көп санлиқ қәбилиси. Мошу йәрдә «Әфраим» башқа тоққуз қәбилини өз ичигә алиду. «...иттипақлишип, бирләшмә қошун қурди» — мошу ибарә ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.
Андин Пәрвәрдигар Йәшаяға мундақ деди: — «Сән вә оғлуң Шеар-Җашуб чиқип, кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолға, жуқури көлчәк нориниң бешиға берип, әшу йәрдә Аһаз билән көрүшкин. «оғлуң Шеар-Җашуб» — «Шеар-Җашуб» «бир қалди қайтип келиду» дегән мәнидә. Йәшаяниң бу оғлини биллә елип чиқишиниң сәвәвини чүшиниш үчүн, 16-айәт вә изаһатини көрүң. «Сән ... жуқури көлчәк нориниң бешиға берип,...» — шүбһисизки, Аһаз әшу йәрдә туруп, мошу қошунлар чоқум келип бизни муһасиригә алиду, шуңа су мәсилисини һәл қилишим лазим дегән ойда еди. Сән униңға: — «Сән еһтият билән көңлүңни тоқ тут! Бу икки көймәс отқашниң көтигидин, йәни Рәзин һәм Сурийәниң вә Рәмалияниң оғлиниң дәшти-ғәзәплиридин қорқма, жүрәкзади болуп кәтмә! Чүнки Сурийә, Әфраим вә Рәмалияниң оғли сени қәстләп: —
«Биз Йәһудаға бесип кирип, паракәндичилик туғдуруп, өзимиз үчүн талан-тараҗ қилип, униңға бир падишани, йәни Табәәлниң оғлини тикләйли!» дегән еди. «өзимиз үчүн талан-тараҗ қилип...» — ибраний тилида «өзимиз үчүн униңға бөсүп кирип,...».
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Бу сөз ақмайду, һеч әмәлгә ашмайду;
Чүнки Сурийәниң беши Дәмәшқ шәһири вә Дәмәшқ шәһириниң беши Рәзиндур, халас;
Вә атмиш бәш жил ичидә Әфраим шундақ битчит болидуки, уларни «бир хәлиқ» дегили болмайду;
Вә Әфраимниң беши Самарийә шәһиридур,
Самарийә шәһириниң беши Рәмалияниң оғлидур, халас;
Силәр буларға ишәнмисәңлар, мустәһкәмләнмәйсиләр» — дегин». «Әфраимниң беши Самарийә шәһиридур» — Самарийә шәһири Әфраимниң пайтәхти. «Дәмәшқ шәһириниң беши Рәзиндур, халас,... Самарийә шәһириниң беши Рәмалияниң оғлидур, халас; силәр буларға ишәнмисәңлар, мустәһкәмләнмәйсиләр» — һазирқи тәтқиқатқа асасланғанда, Сурийә билән Исраил иттипақиниң асасий мәхсити Асурийә империйәсиниң таҗавузиниң алдини елиштин ибарәт еди. Бу икки дөләт Йәһудани иттипаққа қошулушқа мәҗбурлимақчи болди. Аһаз падиша буни рәт қилди, чүнки у өзи Асурийәләр билән йошурун һалда бир «сулһ» түзмәкчи болған яки түзгән. Мана бу униң Йәшаяниң сөзини рәт қилғанлиғиниң, йәни Худадин бешарәт соримаслиғиниң сәвәвидур.
Бу айәттики ахирқи җүмлә: «...ишәнмисәңлар, мустәһкәмләнмәйсиләр» дегән сөзләр ибраний тилда аһаңдаш сөз билән ипадиләнгән: — «има та-амину, кима та-амину». «Силәр» дегән сөзгә қариғанда, бу сөзләр пәқәт Аһазғила әмәс, бәлки Давутниң пүткүл җәмәтидикиләргә ейтилған болса керәк.
10 Пәрвәрдигар йәнә Аһазға сөз қилип: —
11 «Өзүң үчүн бешарәт сора; мәйли йәрниң тегидә яки пәләкниң қәридә болсун соравәр» — деди. «йәрниң теги» — мошу йәрдә «йәрниң теги» «шеол»ни, йәни «тәһтисара»ни, өлгәнләрниң роһлири баридиған, қиямәт күнини күтидиған җайни көрситиши мүмкин.
12 Бирақ Аһаз җававән: «Мән һәм соримаймән һәм Пәрвәрдигарни синақта қоймаймән» — деди. «Мән һәм соримаймән һәм Пәрвәрдигарни синақта қоймаймән» — «Худани синаш» гунадур; бирақ мошу йәрдики «бешарәт сораш» Худаниң Өзиниң тәкливи болуп, гуна һесапланмайду.
13 Андин Йәшая: — Әнди и Давут җәмәтидикиләр, аңлап қоюңлар, адәмләрниң сәвир-тақитини қоймиғиниңларни аз дәп, силәр Худайимниң сәвир-тақитиниму қоймиғиливатамсиләр? 14 Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду: —
Мана, пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; у униң исмини «Иммануел» дәп атайду. «Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду...» — мошу бешарәт болса, уларға ишинишигә ярдәм бериш үчүн әмәс, бәлки Худаниң уларға болған наразилиғини көрситиш үчүн берилиду. «Иммануел» — «Худа биз билән биллә» дегән мәнидә.   Мат. 1:23; Луқа 1:31 15 Яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә у пишлақ вә бал йәйду. «Яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә...» — яки «яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билиши үчүн». «пишлақ вә бал йәйду» — бу тамақлар зиминниң начар әһвалға чүшкәнлигини билдүриду. Адәм аз болғачқа, терилғу йәрләрму аз болиду. Адәмләр пәқәт мал беқиш билән шуғуллинип, терилғу йәрләр явайи һайвнатлар, һәрә қатарлиқларға ташлинип қалиду (21-23-айәтләрни көрүң). Иммануел кәмбәғәл шараитларда туғулиду һәм бәлким чоң болғичә шу ғөригил йемәклигини җаңгалдин терип йәйду, демәкчи. 16 Чүнки бу яш бала яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә, сән нәпрәтлинидиған бу икки падишаниң йәр-зиминлири ташлинип қалиду. «Чүнки бу яш бала яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә...» — мошу айәттики «бу яш бала» икки бислиқ сөз болуп, бәлким Иммануелниң өзи һәм Йәшаяниң оғли «Шеар-Җашуб»ниму көрситиши мүмкин. Демәк, «Шеар-Җашуб» чоң болғичә, Сурийә һәм Исраил (шималий падишалиқ) ташландуқ болуп туриду. Бешарәттин үч жилдин кейин Сурийә зимини вә он үч жилдин кейин Исраил зимини Асурийә падишаси тәрипидин бесивелиниду. Униң таҗавузчилиғи Йәһуданиң зиминиғичә йетип берип, уни булап-талайду, бирақ уни егиләлмәйду. Кейинки бабларни, болупму 36-37-бапни көрүң. «Иммануел» дегән балиниң туғулуши һәққидики бешарәт Аһазға әмәс, «Давут җәмәтигә» чүшиду, дейилиду. Қариғанда, «Иммануел» Давутниң җәмәти ичидики бир «пак қиз»дин туғулиду. Мошу балиниң ким екәнлигини билиш үчүн, Инҗилдики «Матта» 1-, 2-бапни, «Луқа» 1-, 2-бапни көрүң. 17 Чүнки Пәрвәрдигар сениң вә атаңниң җәмәтигә Әфраим Йәһудадин айрилған күндин буян болуп бақмиған қаттиқ күнләрни чүшүриду. У күнләр болса Асурийәниң падишасидин ибарәттур!
18 Шу күни Пәрвәрдигар Мисирниң пинһан ериқлиридики пашиларни вә Асурийәдики һәриләрни үшқиртип чақириду; 19 уларниң һәммиси келип һәр бир хилвәт җилғиларға, ташларниң һәр бир арачлириға, һәммә янтақларға вә һәммә яйлақларға ғужжидә қонушиду. «Уларниң һәммиси келип һәр бир хилвәт җилғиларға, ...һәммә яйлақларға ғужжидә қонушиду» — демәк, адәмләр йошурунмақчи болған һәр бир җай бехәтәр болмайду, дүшмән тәрипидин ишғал қилиниду.
Мошу айәттә ибраний тилида аһаңдаш сөз ишлитилгән болғачқа, бир топ һашарәтниң «ғуң-ғуң» қилип аваз чиқарғиниға охшитилған.
20 Әшу күни, Рәб Әфрат дәриясиниң нерисидин иҗаригә алған бир устира билән, йәни Асурийә падишаси билән чач чүшүриду; мошу устира башниң чечини, путниң түклирини вә сақалниму чүшүрүп ғирдайду; «Мошу устира ... путниң түклирини вә сақалниму чүшүрүп ғирдайду» — «путниң түклири» мошу йәрдә пүтүн бәдәндики түкләрни көрситидиған сөз болуп, сәл силиқлаштуруп ипадилигән. Демәк, Асурийә падишаси Исраилларниң һәммисини булап кетиду, уларни бәлким ялаңач қалдуриду. 21 шу күнләрдә бир киши яш бир сийир вә икки қой бақиду, 22 уларниң шунчә көп сүт бәргинидин у сериқ май йәйду; дәрвәқә, зиминда қалғанларниң һәммиси сериқ май вә бал йәйду. «...у сериқ май йәйду; дәрвәқә, зиминда қалғанларниң һәммиси сериқ май вә бал йәйду» — демәк, адәмләр шунчә аз, терилғу йәр йоқ дейәрлик, зираәтләрниң орнида явайи от-чөп көп болғачқа, озуқлуқ асасән пәқәт сүт һәм бал болиду.
23 Вә шундақ болидуки, һәр тели бир күмүч тәңгигә ярайдиған, миң тели бар үзүмзарлиқ болған һәр бир җай җиғанлиққа вә тиккәнликкә айлинип кетиду; Лав. 26:22 24 Әшу йәргә адәмләр пәқәт оқя көтирип келиду, чүнки пүткүл зимин җиғанлиққа вә тикәнликкә айлинип кетиду. «Әшу йәргә адәмләр пәқәт оқя көтирип келиду...» — демәк, бундақ үзүмзар явайи һайванлар туридиған җайға айлиниду. Шуңа адәмләр у йәргә баридиған болса, өзини қоғдаш яки ов қилиш үчүн қуралларни көтәргән һаләттила бариду. 25 Илгири кәтмән чепилған һәр бир тағлиқ җилғиларға болса, — улар у йәрләргә җиғанлардин вә тикәнләрдин қорқуп бармайду;
Бу йәрләр пәқәт калиларни отлитидиған,
Қойлар дәссәп-чәйләйдиған җайлар болуп қалиду, халас.
 
 

7:1 «Исраил падишаси Рәмалия...» — «Йәшая» китапниң пәқәт мошу йеридила вә 9:1-21-айәтләрдә, «Исраил» Исраилниң шималий қисим падишалиғини көрситиду. Сулайман аләмдин өтүши билән Исраил иккигә бөлүнүп, җәнубий қисим «Йәһуда» (асасән, Йәһуда вә Бинямин қәбилисидикиләр), шималий қисим «Исраил» яки бәзидә «Әфраим» (Әфраим қәбилисидикиләр вә башқа тоққуз қәбилидикиләрдин тәркиб тапқан) дәп аталған еди. Китапта башқа һәр йәрләрдә, «Исраил» он икки қәбилилик пүтүн Йәһудий хәлқини көрситиду.

7:1 2Пад. 16:5; 2Тар. 28:5

7:2 «Әфраим» — мошу йәрдә шималий падишалиқтики «Исраил»ниң көп санлиқ қәбилиси. Мошу йәрдә «Әфраим» башқа тоққуз қәбилини өз ичигә алиду. «...иттипақлишип, бирләшмә қошун қурди» — мошу ибарә ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.

7:3 «оғлуң Шеар-Җашуб» — «Шеар-Җашуб» «бир қалди қайтип келиду» дегән мәнидә. Йәшаяниң бу оғлини биллә елип чиқишиниң сәвәвини чүшиниш үчүн, 16-айәт вә изаһатини көрүң. «Сән ... жуқури көлчәк нориниң бешиға берип,...» — шүбһисизки, Аһаз әшу йәрдә туруп, мошу қошунлар чоқум келип бизни муһасиригә алиду, шуңа су мәсилисини һәл қилишим лазим дегән ойда еди.

7:6 «өзимиз үчүн талан-тараҗ қилип...» — ибраний тилида «өзимиз үчүн униңға бөсүп кирип,...».

7:9 «Әфраимниң беши Самарийә шәһиридур» — Самарийә шәһири Әфраимниң пайтәхти. «Дәмәшқ шәһириниң беши Рәзиндур, халас,... Самарийә шәһириниң беши Рәмалияниң оғлидур, халас; силәр буларға ишәнмисәңлар, мустәһкәмләнмәйсиләр» — һазирқи тәтқиқатқа асасланғанда, Сурийә билән Исраил иттипақиниң асасий мәхсити Асурийә империйәсиниң таҗавузиниң алдини елиштин ибарәт еди. Бу икки дөләт Йәһудани иттипаққа қошулушқа мәҗбурлимақчи болди. Аһаз падиша буни рәт қилди, чүнки у өзи Асурийәләр билән йошурун һалда бир «сулһ» түзмәкчи болған яки түзгән. Мана бу униң Йәшаяниң сөзини рәт қилғанлиғиниң, йәни Худадин бешарәт соримаслиғиниң сәвәвидур. Бу айәттики ахирқи җүмлә: «...ишәнмисәңлар, мустәһкәмләнмәйсиләр» дегән сөзләр ибраний тилда аһаңдаш сөз билән ипадиләнгән: — «има та-амину, кима та-амину». «Силәр» дегән сөзгә қариғанда, бу сөзләр пәқәт Аһазғила әмәс, бәлки Давутниң пүткүл җәмәтидикиләргә ейтилған болса керәк.

7:11 «йәрниң теги» — мошу йәрдә «йәрниң теги» «шеол»ни, йәни «тәһтисара»ни, өлгәнләрниң роһлири баридиған, қиямәт күнини күтидиған җайни көрситиши мүмкин.

7:12 «Мән һәм соримаймән һәм Пәрвәрдигарни синақта қоймаймән» — «Худани синаш» гунадур; бирақ мошу йәрдики «бешарәт сораш» Худаниң Өзиниң тәкливи болуп, гуна һесапланмайду.

7:14 «Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду...» — мошу бешарәт болса, уларға ишинишигә ярдәм бериш үчүн әмәс, бәлки Худаниң уларға болған наразилиғини көрситиш үчүн берилиду. «Иммануел» — «Худа биз билән биллә» дегән мәнидә.

7:14 Мат. 1:23; Луқа 1:31

7:15 «Яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә...» — яки «яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билиши үчүн». «пишлақ вә бал йәйду» — бу тамақлар зиминниң начар әһвалға чүшкәнлигини билдүриду. Адәм аз болғачқа, терилғу йәрләрму аз болиду. Адәмләр пәқәт мал беқиш билән шуғуллинип, терилғу йәрләр явайи һайвнатлар, һәрә қатарлиқларға ташлинип қалиду (21-23-айәтләрни көрүң). Иммануел кәмбәғәл шараитларда туғулиду һәм бәлким чоң болғичә шу ғөригил йемәклигини җаңгалдин терип йәйду, демәкчи.

7:16 «Чүнки бу яш бала яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә...» — мошу айәттики «бу яш бала» икки бислиқ сөз болуп, бәлким Иммануелниң өзи һәм Йәшаяниң оғли «Шеар-Җашуб»ниму көрситиши мүмкин. Демәк, «Шеар-Җашуб» чоң болғичә, Сурийә һәм Исраил (шималий падишалиқ) ташландуқ болуп туриду. Бешарәттин үч жилдин кейин Сурийә зимини вә он үч жилдин кейин Исраил зимини Асурийә падишаси тәрипидин бесивелиниду. Униң таҗавузчилиғи Йәһуданиң зиминиғичә йетип берип, уни булап-талайду, бирақ уни егиләлмәйду. Кейинки бабларни, болупму 36-37-бапни көрүң. «Иммануел» дегән балиниң туғулуши һәққидики бешарәт Аһазға әмәс, «Давут җәмәтигә» чүшиду, дейилиду. Қариғанда, «Иммануел» Давутниң җәмәти ичидики бир «пак қиз»дин туғулиду. Мошу балиниң ким екәнлигини билиш үчүн, Инҗилдики «Матта» 1-, 2-бапни, «Луқа» 1-, 2-бапни көрүң.

7:19 «Уларниң һәммиси келип һәр бир хилвәт җилғиларға, ...һәммә яйлақларға ғужжидә қонушиду» — демәк, адәмләр йошурунмақчи болған һәр бир җай бехәтәр болмайду, дүшмән тәрипидин ишғал қилиниду. Мошу айәттә ибраний тилида аһаңдаш сөз ишлитилгән болғачқа, бир топ һашарәтниң «ғуң-ғуң» қилип аваз чиқарғиниға охшитилған.

7:20 «Мошу устира ... путниң түклирини вә сақалниму чүшүрүп ғирдайду» — «путниң түклири» мошу йәрдә пүтүн бәдәндики түкләрни көрситидиған сөз болуп, сәл силиқлаштуруп ипадилигән. Демәк, Асурийә падишаси Исраилларниң һәммисини булап кетиду, уларни бәлким ялаңач қалдуриду.

7:22 «...у сериқ май йәйду; дәрвәқә, зиминда қалғанларниң һәммиси сериқ май вә бал йәйду» — демәк, адәмләр шунчә аз, терилғу йәр йоқ дейәрлик, зираәтләрниң орнида явайи от-чөп көп болғачқа, озуқлуқ асасән пәқәт сүт һәм бал болиду.

7:23 Лав. 26:22

7:24 «Әшу йәргә адәмләр пәқәт оқя көтирип келиду...» — демәк, бундақ үзүмзар явайи һайванлар туридиған җайға айлиниду. Шуңа адәмләр у йәргә баридиған болса, өзини қоғдаш яки ов қилиш үчүн қуралларни көтәргән һаләттила бариду.