24
1 Яманларға рәшк қилма,
Улар билән барди-кәлди қилишни арзу қилма;
■ 2 Чүнки уларниң көңли зораванлиқнила ойлар;
Уларниң ағзи азар йәткүзүшни сөзләр.
■
3 Аилә болса даналиқ асасида бәрпа қилинар;
Чүшиниш билән мустәһкәмлинәр.
4 Билим билән өйниң ханилири һәр хил қиммәтлик, есил гөһәрләргә толдурулар.
5 Дана адәм зор күчкә егидур;
Билими бар адәм қудритини ашурар.
■ 6 Пухта несиһәтләр билән җәң қилғин;
Ғәлибә болса Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи билән болар.
□ ■
7 Даналиқ әқилсиз адәмгә нисбәтән толиму егиз, чүшиниксиздур;
Чоңлар шәһәр дәрвазиси алдиға жиғилғанда у зуван ачалмас.
■
8 Әскиликни нийәтлигән адәм «сүйқәстчи» атилар.
9 Ахмақлиқтин болған нийәт гунадур;
Һакавур киши адәмләргә жиркиничликтур.
10 Бешиңға еғир күн чүшкәндә җасарәтсиз болсаң,
Күчсиз һесаплинисән.
11 Сәвәпсиз өлүмгә тартилғанларни қутқузғин;
Боғузлиниш хәвпидә турғанлардин ярдәм қолуңни тартма;
■ 12 Әгәр сән: «Бу иштин хәвиримиз йоқтур» десәң,
Һәр адәмниң көңлини таразиға Салғучи буни көрмәсму?
Җениңни һаят Сақлиғучи уни билмәсму?
У һәр бир инсан балсиниң өз қилғанлири бойичә уларниң өзигә яндурмасму?
■
13 И оғлум, һәсәл тапсаң истимал қил, у яхшидур.
Һәрә көнигидин алған һәсәл болса татлиқ тетийду;
14 Даналиқ билән тонушсаң, уму көңлүңгә шуниңдәк болар;
Уни тапқиниңда җәзмән яхши көридиған күнүң болиду,
Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
■
15 И рәзил адәм, һәққанийниң өйигә йошурун һуҗум қилишни күтмә,
Униң туралғусини булиғучи болма!
16 Чүнки һәққаний йәттә қетим жиқилип чүшәр,
Бирақ ахири йәнә орнидин турар.
Лекин рәзил киши күлпәт ичигә путлишип чүшәр.
■
17 Рәқибиң жиқилип кәтсә хуш болуп кәтмә,
Дүшминиң путлишип чүшсә шатланма;
■ 18 Пәрвәрдигар буни көргәндә,
Бу қилиғиңни яхши көрмәй,
Бәлким ғәзивини рәқибиңгә чүшүрмәслиги мүмкин.
19 Яманлар раваҗ тапса, беарам болуп кәтмә;
20 Чүнки яманларниң келәчики йоқтур,
21 И оғлум, Пәрвәрдигардин қорққин, падишаниму һөрмәт қил.
Қутратқучилар билән арилашма.
22 Бундақ кишиләргә келидиған балаю-апәт уштумтут болар,
Пәрвәрдигар билән падишаниң уларни қандақ йоқитидиғанлиғини биләмсән?
□
Башқа әқлийә сөзләр
23 Буларму ақиланиләрниң сөзлиридур: —
Сот қилғанда бир тәрәпкә ян бесиш қәтъий болмас.
□ ■ 24 Җинайәтчигә: «Әйипсиз сән» дәп һөкүм чиқарған кишигә,
Хәлиқләр ләнәт ейтар;
Әл-жутлар униңдин нәпрәтлинәр.
■ 25 Бирақ улар җинайәтчиниң гунайини ечип ташлиған кишидин хурсән болар,
Улар униңға бәхит-саадәт тилишәр.
26 Дурус җавап бәргүчи,
Гояки кишиниң ләвлиригә сөйгүчидур.
□
27 Авал сиртта ишлириңниң йолини һазирлап,
Етиз-ериқлириңни тәйярла,
Андин өйүңни салғин.
28 Йеқиниңға қарши асассиз гувалиқ қилма;
Ағзиңдин һеч ялғанчилиқ чиқарма.
29 «У маңа қандақ қилған болса, мәнму униңға шундақ қилимән,
Униң маңа қилғинини өзигә яндуримән», дегүчи болма.
■
30 Мән һорунниң етизлиғидин өттим,
Әқилсизниң үзүмзарлиғи йенидин маңдим,
31 Мана, һәр йеридин тикәнләр өсүп чиққан,
Хохилар йәр йүзини бесип кәткән,
Қоруқ теми өрүлүп кәткән!
32 Уларни көргәч, убдан ойландим;
Көргинимдин савақ алдим: —
33 Сән: «Йәнә бирдәм көзүмни жумувалай,
Йәнә бирдәм ухливалай,
Йәнә бирдәм пут-қолумни алмап йетивалай» — десәң,
■ 34 Намратлиқ булаңчидәк сени бесип келәр,
Һаҗәтмәнлик қалқанлиқ әскәрдәк саңа һуҗум қилар.