13
Бабилниң вәйран қилиниши
Амозниң оғли Йәшая көргән, шундақла униңға жүкләнгән Бабил тоғрисидики вәһий: — «жүкләнгән вәһий» — ибраний тилида «масса» дегән бир сөз биләнла ипадилиниду. У «адәмни қорқунучқа салидиған вәһий» һәм «пәйғәмбәрниң зиммисигә жүкләнгән бир вәзипә» дегән икки мәнини өз ичигә алған болуши мүмкин.
Мошу бабтики бешарәтләр бәлким «ахирқи замандики Бабил»ни көрситиши мүмкин. Бирақ 17-22-айәтләр қедимки дуниядики Бабилниң Парс империйәси тәрипидин вәйран қилинишида асасән әмәлгә ашурулған.
Бабил ақсүнәклириниң қовуқлардин өтүп кириши үчүн,
Қақас тағ үстидә туғ көтириңлар,
Уларни жуқури авазда чақириңлар,
Қолуңларни пулаңлитип ишарәт қилиңлар. «Қақас тағ үстидә туғ көтириңлар...» — тағ қақас-қуруқ болса, туғ ениқ көрүниду. Туғниң өзи җәңгә чақиридиған ишарәттур.
Мән болсам, мәхсус таллиғанлиримға буйруқ чүшүргәнмән,
Өз палванлиримни, йәни тәкәббурлуқтин яйрап кәткән адәмлиримни ғәзивимни беҗа кәлтүрүшкә чақирдим. «мәхсус таллиғанлирим» — дегән сөз ибраний тилида «муқәддәслирим» дегән сөз билән ипадилиниду. «Муқәддәс» адәттә «пак, Худаға мәнсуп» дегән мәнидә. Бирақ мошу йәрдә бәлким «Худа Өзиниң мәхсус мәхсити үчүн (мәйли өзлири билсун, билмисун) айрим қилғанлар» дегән мәнидә. Айәтниң иккинчи қисмида охшашла, мошу дуниядики тәкәббур адәмләрни Худа Өз мәхситини беҗа кәлтүрүш үчүн, җүмлидин уларниң бир-бирини йоқитиш, шундақла пүткүл рәзил дунияни һалак қилиши үчүн ишлитидиғанлиғини билдүриду (11-айәтниму көрүң).
Аңлаңлар, бүйүк бир әлниң адәмлиридәк топ-топ адәмләрниң тағларда яңратқан қийқас-сүрәнлирини,
Һәммә әл-жутлар вә падишалиқлар җәңгә жиғилип долқунлатқан қайнам-ташқинлиқни!
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар қошунларни җәңгә жиғиду.
Улар, йәни Пәрвәрдигар вә Өз ғәзивиниң қураллири,
Жирақ жуттин, һәтта асманларниң қәридинму пүткүл җаһанни һалак қилишқа кәлгән. «жирақ жуттин... кәлгән» — демәк, Пәләстиндин жирақ кәлгән. Мошу «дуниядики әң ахирқи уруш», Пәләстиндә вә Пәләстин әтрапидики тағлар үстидә йүз беридиғанлиғи көрүниду.
Худа қураллирини «асманниң қәридинму» чақириду — бу җәңләргә пәриштиләрму қатнишидиған охшайду.
Пәряд чекип һувлаңлар!
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти;
У Һәммигә қадирдин келидиған һалакәттәк келиду. Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 24:23; Ам 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13
Буниңдин һәр бир қол бошишип кетиду,
Һәммә адәмниң жүриги ерип кетиду.
Улар вәһимигә чүшиду;
Азап-оқубәт вә қайғу-һәсрәт уларни қаплайду,
Толғиғи тутқан аялдәк улар толғинип кетиду,
Улар бир-биригә вәһимә ичидә тикилип қаришиду;
Йүзлири болса ялқундәк қизирип кетиду. «йүзлири... ялқундәк қизирип кетиду» — бәлким шәрмәндә болғанлиғидин болған.
Мана Пәрвәрдигарниң күни келиду,
Шу күн җими йәр-җаһанни вәйран қилишқа,
Рәһимсиз болуп, ғәзәп вә қәһр билән толғандур;
У гунакарларни җаһандин йоқитиду.
10 Чүнки асмандики юлтузлар һәм юлтуз түркүмлири нурини бәрмәйду;
Қуяш болса чиқипла қараңғулишиду,
Айму һеч йорумайду. Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15; Мат. 24:29; Мар. 13:24; Луқа 21:25
11 Мән дунияни рәзиллиги үчүн,
Қәбиһләрни гуналири үчүн җазалаймән;
Һакавурларниң тәкәббурлуғини түгәл йоқитимән;
Зораванларниң кибирлирини пәс қилимән.
12 Мән инсанларни сап алтундин аз қилимән,
Адәмни һәтта Офирдики алтундин аз қилимән. «Офирдики алтун» — Офир районидики алтун интайин аз учрайдиған, сүпәтлик алтун дәп қарилатти.
13 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң ғәзивидә,
Униң қайниған қәһрлик күнидә,
Мән Худа асманларни тәвритимән,
Йәр болса өз орнидин йөткилиду;
14 Шуңа овланған бир җәрәндәк,
Һеч ким жиғмайдиған бир падидәк,
Һәр бирси өз әл-җамаитини издәп кәтмәкчи болиду,
Һәр бири өз жут-маканиға қачмақчи болиду;
15 Қечип тутулғанларниң һәммиси санҗип өлтүрүлиду;
Әсиргә чүшкәнләрму қиличлиниду.
16 Уларниң балилириму көз алдида парә-парә қилиниду;
Уларниң өйлири булаң-талаң қилиниду,
Аяллириму аяқ асти қилиниду.
17 Мана, Мән уларға қарши турушқа Медиалиқларни қозғаймән,
Улар күмүчләргә һеч қаримайду,
Алтундин болса улар зоқ алмайду. «Мана, Мән уларға қарши турушқа Медиалиқларни қозғаймән...» — бешарәтниң темиси Бабиллиқларға йенип келиду. Жуқириқи айәтләр (2-16), шүбһисизки, пәқәт Бабилнила әмәс, бәлки ахирқи замандики «Пәрвәрдигарниң күни»дики пүтүн дунияни көрситиду.
Медиалиқлар «...күмүчләр ... алтунлар»ға қизиқмайду — демәк, уларни һуҗум қилиштин тохтитиш үчүн пул бериш кар қилмайду.
18 Уларниң оқялири жигитләрни өтмә-төшүк қиливетиду,
Улар балиятқуниң мевисигә һеч рәһим қилмайду,
Көзлири балиларни һеч айимайду. «балиятқуниң мевиси» — қосақтики төрәлмини яки кичик бовақни көрситиду.
19 Падишаһлиқларниң гөһири,
Калдийләрниң пәхирлинидиған гөзәллиги болған Бабил болса,
Худаниң Содом вә Гоморра шәһәрлирини өрүвәткинигә охшаш болиду. «Содом вә Гоморра» — қедимки замандики икки рәзил шәһәр. Худа уларни от билән вәйран қилған. «Яр.» 19-бапни көрүң.   Яр. 19:25; Йәш. 1:9; Йәр. 49:18; 50:40
20 У йәрдә һеч ким һәргиз турмайду,
Дәвирдин-дәвиргичә у адәмзатсиз қалиду.
Әрәбләр болса шу йәрдә чедир тикмәйду,
Малчилар падилирини шу йәрдә ятқузмайду. Йәр. 50:39
21 Бирақ чөл-баявандики җаниварлар шу йәрдә қониду,
Уларниң харап өйлиригә һувлайдиған мәхлуқлар толиду,
Һувқушлар шу йәрдә маканлишиду,
«Өшкә җин»лар сәкрәп ойнақлишиду. «һувлайдиған мәхлуқлар» — яки «һувқуш-мөшүкяпилақлар». «өшкә җинлар» — мошу җинлар бәлким өшкә шәклидә болуши мүмкин.
22 Явайи иштлар қәлъә-қорғанларда,
Чилбөриләр униң һәшәмәтлик ордилирида һувлишиду,
Бәрһәқ, униң вақти тошушқа аз қалди,
Униң күнлири узунға бармайду.
 
 

13:1 «жүкләнгән вәһий» — ибраний тилида «масса» дегән бир сөз биләнла ипадилиниду. У «адәмни қорқунучқа салидиған вәһий» һәм «пәйғәмбәрниң зиммисигә жүкләнгән бир вәзипә» дегән икки мәнини өз ичигә алған болуши мүмкин. Мошу бабтики бешарәтләр бәлким «ахирқи замандики Бабил»ни көрситиши мүмкин. Бирақ 17-22-айәтләр қедимки дуниядики Бабилниң Парс империйәси тәрипидин вәйран қилинишида асасән әмәлгә ашурулған.

13:2 «Қақас тағ үстидә туғ көтириңлар...» — тағ қақас-қуруқ болса, туғ ениқ көрүниду. Туғниң өзи җәңгә чақиридиған ишарәттур.

13:3 «мәхсус таллиғанлирим» — дегән сөз ибраний тилида «муқәддәслирим» дегән сөз билән ипадилиниду. «Муқәддәс» адәттә «пак, Худаға мәнсуп» дегән мәнидә. Бирақ мошу йәрдә бәлким «Худа Өзиниң мәхсус мәхсити үчүн (мәйли өзлири билсун, билмисун) айрим қилғанлар» дегән мәнидә. Айәтниң иккинчи қисмида охшашла, мошу дуниядики тәкәббур адәмләрни Худа Өз мәхситини беҗа кәлтүрүш үчүн, җүмлидин уларниң бир-бирини йоқитиш, шундақла пүткүл рәзил дунияни һалак қилиши үчүн ишлитидиғанлиғини билдүриду (11-айәтниму көрүң).

13:5 «жирақ жуттин... кәлгән» — демәк, Пәләстиндин жирақ кәлгән. Мошу «дуниядики әң ахирқи уруш», Пәләстиндә вә Пәләстин әтрапидики тағлар үстидә йүз беридиғанлиғи көрүниду. Худа қураллирини «асманниң қәридинму» чақириду — бу җәңләргә пәриштиләрму қатнишидиған охшайду.

13:6 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 24:23; Ам 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13

13:8 «йүзлири... ялқундәк қизирип кетиду» — бәлким шәрмәндә болғанлиғидин болған.

13:10 Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15; Мат. 24:29; Мар. 13:24; Луқа 21:25

13:12 «Офирдики алтун» — Офир районидики алтун интайин аз учрайдиған, сүпәтлик алтун дәп қарилатти.

13:17 «Мана, Мән уларға қарши турушқа Медиалиқларни қозғаймән...» — бешарәтниң темиси Бабиллиқларға йенип келиду. Жуқириқи айәтләр (2-16), шүбһисизки, пәқәт Бабилнила әмәс, бәлки ахирқи замандики «Пәрвәрдигарниң күни»дики пүтүн дунияни көрситиду. Медиалиқлар «...күмүчләр ... алтунлар»ға қизиқмайду — демәк, уларни һуҗум қилиштин тохтитиш үчүн пул бериш кар қилмайду.

13:18 «балиятқуниң мевиси» — қосақтики төрәлмини яки кичик бовақни көрситиду.

13:19 «Содом вә Гоморра» — қедимки замандики икки рәзил шәһәр. Худа уларни от билән вәйран қилған. «Яр.» 19-бапни көрүң.

13:19 Яр. 19:25; Йәш. 1:9; Йәр. 49:18; 50:40

13:20 Йәр. 50:39

13:21 «һувлайдиған мәхлуқлар» — яки «һувқуш-мөшүкяпилақлар». «өшкә җинлар» — мошу җинлар бәлким өшкә шәклидә болуши мүмкин.