□4:1 «Ахирқи заманда» — ибраний тилида «күнләрниң ахирида». «Барлиқ хәлиқләр униңға Пәрвәрдигарниң өйигә қарап еқип келишиду» — Тәврат һәм Зәбурда «(ят) әлләр» һәм «хәлиқләр» болса адәттә Исраилдин башқа барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. «Микаһ» дегән китапта «ят әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнини билдүриду.
□4:3 «... У болса көп хәлиқ-милләтләр арисида һөкүм чиқириду... Улар һәм йәнә уруш қилишни үгәнмәйду» — Йәшая пәйғәмбәр өз китавида мошу айәтләрни (1-3ни) нәқил кәлтүриду («Йәш.», 4:2).
□4:4 «...уларниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғи астида олтириду» — буниң көчмә мәнаси бәлким һәр киши һәр адәм Худаға шүкүр ейтип, ачкөзлүк қилмайду, дегәнлик болуши мүмкин.
□4:6 «Мән мәйип болғучиларни, һайдиветилгәнләрни вә Өзүм азар бәргәнләрни жиғимән» — «мәйип болғучи», «һайдиветилгәнләр» вә «Өзүм азар бәргәнләр» дегән сөз аялчә родтики исимлардур; шүбһисизки, бу Исраилниң панаһсиз аҗиз қиздәк болидиғанлиғини көрситиду. «Мәйип болғучи» дегән сөз бәлким һәзрити Яқуп Пәләстингә қайтқан чағни, Худаниң униң җаһиллиғини бир тәрәп қилип мәйип қилғандин кейинки көрсәткән шәпқитини әскә кәлтүриду («Яр.» 32-бап).
■4:6 Қан. 30:3, 4, 5
□4:7 «Шу күндин башлап мәңгүгичә» — ибраний тилида «һазирдин башлап мәңгүгичә».
■4:7 Дан. 7:14; Зәф. 3:19; Луқа 1:33
□4:8 «падини күзәткүчи мунар» — бәлким Йерусалим вә униң әмәлдарлирини көрситиши мүмкин. Чүнки уларниң роһий җәһәттин пүткүл Исраил («Худаниң падиси»)ниң үстигә күзәтчи, баққучи болуш мәсъулийити бар еди. «Бәрһәқ, саңа әслидики һоқуқ-һөкүмранлиқ келиду; падишалиқ Йерусалим қизиға келиду» — демәк, Исраил йәнә падишалиқ болиду, бирақ падиша Худа Өзи (Мәсиһ Униң вәкили болғачқа) болиду (7-айәт).
□4:10 «Азапқа чүш, толғақ тутқан аялдәк туғушқа толғинип тиришқин, и Зион қизи; чүнки сән һазир шәһәрдин чиқисән, һазир далада турисән, сән һәтта Бабилғиму чиқисән» — Исраил Асурийә тәрипидин андин Бабил (андин кейин йәнә Грек вә Рим имерийәси) тәрипидин азап тартиду. Микаһ уларға: Бу азапларни Худадин кәлгән «толғақ азаплири» дәп билгән болсаңлар, әнди һәқиқий падиша вә мушавир (9-айәт) араңлардин туғулуши керәк, дәйду. Дәрвәқә Мәсиһ Әйса улар Рим империйәси тәрипидин азап тартқанда туғулди.
□4:13 «Орнуңдин туруп хаманни тәп, и Зион қизи, чүнки Мән мүңгүзүңни төмүр, туяқлириңни мис қилимән; нурғун әлләрни соқуп парә-парә қиливетисән...» — 11-13-айәттики ишлар Исраил Бабилдин қутқузулуп (10-айәт) Қанаанға қайтип кәлгәндин кейин йүз бериши керәк. Вәһий миладийәдин илгәрки 3- вә -2-әсирдә «Маккабийлар» дәвридә қисмән әмәлгә ашурулғини билән, толуқ әмәлгә ашурулуш ахирқи заманларда болуш керәк.