7
Даниялниң ғайипанә аламәтләрни баян қилғанлиғи •••• Төрт зор мәхлуқни көрүш
Бәлшазар Бабилға падиша болған биринчи жили Даниял орнида йетип чүшидә бир нәччә ғайипанә аламәтләрни көрди. У чүшидә көргәнлирини мундақ йәкүнләп хатириливалди: —
Кечидә көргән ғайипанә көрүнүштә мәнки Даниял шуни көрдүмки, асманниң төрт тәрипидин шамал чиқип, «Улуқ Деңиз» йүзигә урулмақта еди. «Улуқ Деңиз» — «Оттура Деңиз»ни көрсәтсә керәк. Деңиздин шәкиллири бир-биригә охшимайдиған төрт зор мәхлуқ чиқти. Дан. 2:37-45
Биринчи мәхлуқ ширға охшайтти, лекин бүркүтниң қанити бар еди. Мән униңға қарап турғинимда, қанатлири жулунди; андин у йәрдин көтирилип, икки пути йәргә дәсситилип адәмдәк турғузулуп, униңға инсаний бир қәлб берилди. Дан. 4:34
Мана йәнә бир мәхлуқ, йәни иккинчиси ейиққа охшайтти. Униң бир тәрипи иккинчи бир тәрипидин егизлитилди. Униң чишлири үч қовурғини чишләп туратти, бир аваз униңға: «Орнуңдин тур, гөшни йейишиңчә йәвал!» — деди.
Қарап турғинимда, мана йәнә бир мәхлуқ пәйда болди. У илпизға охшайтти, дүмбисидә қушниңкидәк төрт қанити бар еди; униң беши төрт еди. Униңға һакимлиқ һоқуқи берилди.
Униңдин кейин кечидики ғайипанә көрүнүшләрдә қарап турғинимда, мана төртинчи бир мәхлуқ пәйда болди. У интайин қорқунучлуқ, дәһшәтлик вә әҗайип күчлүк еди. У йоған төмүр чишлири билән овни чайнап езип жутуп, қалдуғини путлири билән дәссәп-чәйләйтти. У алдинқи барлиқ мәхлуққа охшимайтти; униң он мүңгүзи бар еди. Мән бу мүңгүзләрни күзитиватқинимда, мана мүңгүзләрниң арисидин йәнә бир кичик мүңгүз өсүп чиқти. Бу кичик мүңгүзниң алдида әслидики мүңгүзләрдин үчи жулуветилди. Бу кичик мүңгүзниң адәмниңкидәк көзи вә чоң сөзләйдиған ағзи бар еди.
 
Мәңгү һаят болғучини көрүш
Мән қарап турғинимда, у йәргә бир нәччә тәхтниң қоюлғанлиғини көрдүм; уларниң биридә, «Әзәлдин Бар Болғучи» орун елип олтирипту. Униң кийимлири қардәк аппақ, чачлири аппақ қоза жуңидәк еди. Униң тәхти от лавулдап турған ялқунлар болуп, лавулдап көйүватқан от чақлириниң үстидә еди. «Әзәлдин Бар Болғучи» — әслидә ибраний тилида «Қедимки күнләрдин тартип Бар Болғучи» — Йәни Худа дегәнликтур, әлвәттә. 10 Униң алдидин гоя раван еқип турған дәриядәк от ялқуни лавулдап еқип туратти; Униң хизмитидә турғучилар түмән миңлиған еди, Униң алдида йүз миллионлиған һазир турғучилар бар еди. Сорақ башланғанлиғи җакалинип, дәстурлар ечилди. «...түмән миңлиған» — арамий тилида: «... миңлиңан миңлиған» яки «миңлиған миң» — демәк, бир нәччә миллион. «Униң хизмитидә турғучилар түмән миңлиған еди, униң алдида йүз миллионлиған һазир турғучилар бар еди» — айәттә көздә тутулған Худаниң хизмәтчилири пәриштиләр, әлвәттә. «Вәһ.» 9:16ни көрүң.   Вәһ. 5:11; 20:12 11 Һелиқи кичик мүңгүзниң йоған гәпләрни қиливатқан авазидин диққитим шуниңға тартилип қарап тураттим. Қарап турғинимда, төртинчи мәхлуқ өлтүрүлүп, униң җәсити һалак қилинип, отқа ташлап көйдүрүлүшкә тапшурулди.
12 Қалған үч мәхлуқ болса, һакимийитидин мәһрум қилинди, лекин уларниң өмри йәнә бир мәзгил узартилди.
13 Кечидики ғайипанә көрүнүшләрдә мана, мән гоя Инсан Оғлиға охшаш бир затниң асмандики булутлар билән кәлгинини көрдүм. У «Әзәлдин Бар Болғучи»ниң йениға берип, униң алдиға һазир қилинди. Дан. 7:27; Зәб.2:6; Наһ. 1:3; Мат. 24:30; 26:64; 1Тес. 4:17; Вәһ. 1:7 14 Һәр әл-жут, һәр таипә, һәр хил тилда сөзлишидиған қовмлар униң хизмитидә болсун дәп, сәлтәнәт, шөһрәт вә падишалиқ һоқуқи униңға берилди. Униң сәлтәнити мәңгү солашмас сәлтәнәттур, униң падишалиғи мәңгү һалак қилинмас. Дан. 2:44; Луқа 1:33
 
Ғайипанә көрүнүшләрниң тәбири
15 Мәнки Даниялниң вуҗудум, дил-роһум бәк беарамлиққа чөмди, калламдики ғайипанә аламәтләр мени интайин алақзадә қилди. 16 Мән йеқин турғучилардин бириниң алдиға берип, бу ғайипанә аламәтләрниң һәқиқити тоғрилиқ соридим. У маңа тәбир берип чүшәндүрүп мундақ деди: — «йеқин турғучилар» — пәриштиләр болса керәк.
17 «Бу төрт зор мәхлуқ кәлгүсидә дунияда баш көтиридиған төрт падишани көрситиду. 18 Лекин Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини қобул қилиду, улар униңға мәңгү егидарчилиқ қилиду, әбәдил-әбәткичә шундақ болиду». «... муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини қобул қилиду» — қизиқ бир йери шуки, «падишалиқ» дегән кимниңки яки қайси падишалиқ ейтилмиған. Немишкә? Җавап чоқум шуки, шу чағда пәқәт бирла падишалиқ, йәни Худаниңки болиду.
19 Мән башқа үч мәхлуққа охшимайдиған төртинчи мәхлуқ, йәни зор қорқунучлуқ, төмүр чишлиқ, мис тирнақлиқ, овни чайнап езип жутуп, андин қалдуқлирини аяқлири билән дәссәп-чәйләйдиған һелиқи мәхлуқ тоғрисидики һәқиқәтни, 20 шундақла униң бешидики он мүңгүзиниң вә кейин өсүп чиққан кичик мүңгүз тоғрисидики һәқиқәтни техиму ениқ билмәкчи болдум — униң, йәни һелиқи кичигиниң алдида әслидә бар болған башқа үч мүңгүз жулуветилгән, көзлири вә йоған гәп қилидиған ағзи бар болуп, әнә башқа мүңгүзләргә қариғанда техиму һәйвәтлик еди. 21 Қарап турғинимда, у кичик мүңгүз Худаниң муқәддәс бәндилири билән җәң қилип улардин үстүнлүккә егә болди; 22 «Әзәлдин Бар Болғучи» кәлгәндә, һөкүм қилиш һоқуқи Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилиригә берилди. Шуниң билән бекитилгән вақти келип, Худаниң муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини өткүзивалди. «Шуниң билән бекитилгән вақти келип, Худаниң муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини өткүзивалди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шуниң билән бекитилгән вақти келип, Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилири дәп һөкүм чиқирилди».
23  Тәбир бәргүчи чүшәндүрүп йәнә мундақ деди: —
«төртинчи мәхлуқ кәлгүси дунияда баш көтиридиған төртинчи бир падишалиқ болуп, у башқа һәр қандақ падишалиқларға охшимайду. У пүткүл дунияни жутуп, уни аяқ асти қилип, кукум-талқан қилиду. Дан. 2:40-44
24 Он мүңгүз болса, бу падишалиқтин чиқидиған һөкүмранлиқ қилидиған он падишани көрситиду. Кейин йәнә бир падиша мәйданға чиқиду, у илгәрки падишаларға охшимайду; у үч падишани өзигә бойсундуриду. Дан. 2:40-44 25 У Һәммидин Алий Болғучиға қарши күпүрлүк сөзләрни қилиду һәмдә Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилирини һалсизландуриду. У календарни, һейт-айәмләрни вә муқәддәс қанунларни өзгәртиветишни қәстләйду. Худаниң муқәддәс бәндилири «үч йерим вақит» униң һөкүмранлиғиға тапшурулиду. «үч йерим вақит» — тәхминән «үч йерим жил»ни көрситиду. Сәл тоғрирақ десәк, «бир вақит» («Даниял» дегән қисимниң башқа йәрлири билән селиштурғанда) бәлким Бабиллиқларниң ишлитидиған жили, йәни 360 күнлүк вақитни көрситиши мүмкин. Шуңа «үч йерим вақит», 1260 күнни көрситиду.
Әслий арамий тил нусхисида, «үч йерим вақит», «бир вақит, икки вақит вә қошумчә йерим вақит» дегән шәкилдә ипадиләнгән. Бабиллиқлар бәзи жиллириға қошумчә бир айни «кәбисә ай» дәп қататти; «бир вақит, икки вақит вә қошумчә йерим вақит» дегән ибарә қошумчә айниң болушиниң мүмкинчилигини йоққа чиқириду. Демәк, «үч йерим вақит» 1290 күн әмәс, бәлки 1260 күн болиду.
   Дан. 9:27; 11:36; Мат. 24:15; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:3-4; Вәһ. 13:1-8 26 Андин Худаниң соти ечилиду, буниң билән униң идарә қилиш һоқуқи тартивелинип, мәңгүлүк үзүл-кесил йоқитилиду.
27 Лекин униң падишалиғиниң һоқуқи, йәни дуниядики һәр қайси падишалиқларниң сәлтәнити вә шөһрити Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилиригә, йәни Худаниң Өз хәлқигә өткүзүлиду. Униң падишалиғи мәңгү бир падишалиқтур, дуниядики пүтүн һөкүмдарлар Униң хизмитидә болуп униңға итаәт қилиду». Дан. 2:44
28 Бу иш мана мошу йәргичә болди. Мәнки Даниял, өз ойлирим өзүмни алақзадә қилди, чирайим татирип кәтти. Бирақ бу ишни қәлбимдә пүкүп сақлидим. «Бу иш мана мошу йәргичә болди...» — 7-баптики бешарәтләр тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.
 
 

7:2 «Улуқ Деңиз» — «Оттура Деңиз»ни көрсәтсә керәк.

7:3 Дан. 2:37-45

7:4 Дан. 4:34

7:9 «Әзәлдин Бар Болғучи» — әслидә ибраний тилида «Қедимки күнләрдин тартип Бар Болғучи» — Йәни Худа дегәнликтур, әлвәттә.

7:10 «...түмән миңлиған» — арамий тилида: «... миңлиңан миңлиған» яки «миңлиған миң» — демәк, бир нәччә миллион. «Униң хизмитидә турғучилар түмән миңлиған еди, униң алдида йүз миллионлиған һазир турғучилар бар еди» — айәттә көздә тутулған Худаниң хизмәтчилири пәриштиләр, әлвәттә. «Вәһ.» 9:16ни көрүң.

7:10 Вәһ. 5:11; 20:12

7:13 Дан. 7:27; Зәб.2:6; Наһ. 1:3; Мат. 24:30; 26:64; 1Тес. 4:17; Вәһ. 1:7

7:14 Дан. 2:44; Луқа 1:33

7:16 «йеқин турғучилар» — пәриштиләр болса керәк.

7:18 «... муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини қобул қилиду» — қизиқ бир йери шуки, «падишалиқ» дегән кимниңки яки қайси падишалиқ ейтилмиған. Немишкә? Җавап чоқум шуки, шу чағда пәқәт бирла падишалиқ, йәни Худаниңки болиду.

7:22 «Шуниң билән бекитилгән вақти келип, Худаниң муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини өткүзивалди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шуниң билән бекитилгән вақти келип, Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилири дәп һөкүм чиқирилди».

7:23 Дан. 2:40-44

7:24 Дан. 2:40-44

7:25 «үч йерим вақит» — тәхминән «үч йерим жил»ни көрситиду. Сәл тоғрирақ десәк, «бир вақит» («Даниял» дегән қисимниң башқа йәрлири билән селиштурғанда) бәлким Бабиллиқларниң ишлитидиған жили, йәни 360 күнлүк вақитни көрситиши мүмкин. Шуңа «үч йерим вақит», 1260 күнни көрситиду. Әслий арамий тил нусхисида, «үч йерим вақит», «бир вақит, икки вақит вә қошумчә йерим вақит» дегән шәкилдә ипадиләнгән. Бабиллиқлар бәзи жиллириға қошумчә бир айни «кәбисә ай» дәп қататти; «бир вақит, икки вақит вә қошумчә йерим вақит» дегән ибарә қошумчә айниң болушиниң мүмкинчилигини йоққа чиқириду. Демәк, «үч йерим вақит» 1290 күн әмәс, бәлки 1260 күн болиду.

7:25 Дан. 9:27; 11:36; Мат. 24:15; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:3-4; Вәһ. 13:1-8

7:27 Дан. 2:44

7:28 «Бу иш мана мошу йәргичә болди...» — 7-баптики бешарәтләр тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.