6
Даниял ширлар өңкүридә
1 Падиша Дариус пүтүн падишалиқни идарә қилиш үчүн бир йүз жигирмә вәзирни һәр қайси жутларни башқурушқа тайинлашни мувапиқ көрди.
□ 2 Буниңдин башқа у бу вәзирләрни назарәт қилип, бу вәзирләрниң һесавини елиш, шундақла падишаниң һоқуқ-мәнпәәти зиянға учримисун дәп Даниял вә башқа икки кишини назарәтчиликкә тайинлиди.
3 Даниялда алаһидә бир роһий хусусийәт бар болғачқа, у башқа назарәтчиләрдин вә вәзирләрдин иқтидарлиқ чиқти. Шуңа падиша уни пүткүл падишалиқни идарә қилишқа тайинлимақчи болди.
4 Шуниң билән башқа назарәтчи вә вәзирләр униң падишалиқтики мәмурий ишлиридин сәһвәнлик издиди. Лекин улар әрз қилғидәк һеч қандақ банә-сәвәп яки сәһвәнлик тапалмиди. Чүнки Даниял диянәтлик вә ишәшлик болуп, униңдин қилчә кәмчилик яки сәһвәнлик чиқиралмиған еди.
5 Шуңа шу адәмләр өз ара:
— Даниялниң Худасиниң қануниға мунасивәтлик ишлиридин башқа, униңдин әйиплигидәк һеч қандақ банә тапалмаймиз, — дейишти.
6 Шуңа улар өз ара тил бириктүруп падишаниң алдиға кирип:
— Падиша Дариус алийлири мәңгү яшиғайла!
7 Алийлириниң падишалиқлиридики барлиқ назарәтчи, валий, вәзир, мәслиһәтчи, һаким вә әмәлдарлар бирликтә мәслиһәтләштуқ; һәр қандақ киши оттуз күн ичидә һәр қандақ илаһқа һәр қандақ дуа-тилавәт қилишқа вә яки һәр қандақ кишидин бир нәрсә тиләшкә рухсәт болмисун, и алийлири, пәқәт силидинла тилиши рухсәт болсун дегән шаһанә ярлиқниң чүшүрүлүшини лайиқ көрдуқ. Бу пәрман қәтъий болсун, кимки бу пәрманға хилаплиқ қилса, у ширлар өңкүригә ташлансун!
□ 8 Әнди, и алийлири бу пәрманни бекитип чүшүргәйла, униң өзгәртилмәслиги үчүн ярлиқнамигә имза қойғайла; чүнки Медиа вә Парс қануни бойичә, пәрман чиқирилиши биләнла өзгәртишкә болмайду, — деди.
■ 9 Шуниң билән Дариус пәрманни бекитип ярлиқнамиға қол қойди.
□ 10 Даниял бу ярлиқнамигә имза қоюлғанлиғини аңлап, өйигә қайтти. Униң өйиниң өгүзидә бир балихана болуп, деризиси Йерусалимға қарайдиған болуп, очуқ туратти. У адити бойичә деризиниң алдида тизлинип олтирип, һәр күни үч қетим Худаға дуа-тилавәт қилип шүкүр ейтатти.
■ 11 Лекин һелиқи адәмләр биллә келип Даниялниң Худаға дуа вә тилавәт қиливатқинини көрди. 12 Андин улар бирликтә падишаниң алдиға берип пәрман тоғрисида гәп ечип:
— И алийлири, өзлири: Оттуз күн ичидә өзлиридин башқа һәр қандақ илаһдин яки һәр қандақ инсандин бирәр немини тилигән һәр қандақ киши ширлар өңкүригә ташлансун, дегән бир пәрманға имза қойған әмәсму? — дәп сориди.
Падишаһ: — Дәрвәқә шундақ қилдим, Медиа вә Парс қануни бойичә пәрманни өзгәрткили болмайду, — деди.
13 Андин улар падишаға җававән:
— Йәһудадин әсир елип келингән кишиләрдин һелиқи Даниял, и алийлири, силини вә сили имза қойған пәрманни көзгә илмайду, бәлки һәр күндә үч қетим өз дуа-тилавитини қиливатиду, — дейишти.
14 Буни аңлиған падиша өз-өзигә кайип, көңүл қоюп Даниялни қутқушушқа амал тапмақчи болуп, у күн патқичә һәр хил қутқузуш амали үстидә издинип жүрди.
15 Лекин ахирда у кишиләр йәнә өз ара тил бириктүрүп падишаниң алдиға җәм болуп униңға:
— И алийлири, өзлиригә мәлумки, Медиалар вә Парсларниң қануни дәл шуки, падишаниң бекиткән һәр қандақ қарари яки пәрманини өзгәртишкә болмайду, — дейишти.
16 Шуниң билән падишаниң әмир қилиши билән Даниял тутуп келинип, ширлар өңкүригә ташланди. Падиша Даниялға:
— Сән үзүлдүрмәй ибадәт қилидиған Худайиң сени қутқузивалиду! — деди.
17 Бир таш елинип, өңкүрниң ағзи униң билән етилди; Даниялниң ишлириға һеч ким арилашмисун дәп уни падиша өз мөһүри вә униң әмир-әмәлдарлириниң мөһүрлири билән мөһүрлиди.
18 Андин падиша ордиға қайтип келип кечини роза тутуп өткүзди; өзиниң тоқал-кенизәклиридин һеч қайсисини өз йениға кәлтүрмиди, у кечичә ухлалмиди.
□ 19 Таң етиши биләнла падиша орнидин туруп, алдирап ширлар өңкүригә барди.
20 Падиша өңкүргә йеқинлишип азапланған һалда Даниялни чақирип:
— Әй Даниял, Мәңгү Һаят Худаниң қули, сән үзүлмәс ибадәт қилидиған Худайиң сени ширлардин қутқузивалмидиму? — дәп товлиди.
21 Даниял җававән:
— И алийлири, мәңгү яшиғайла! 22 Худайимниң пәриштисини әвәтип ширларниң ағзини жумдуруши билән улар маңа һеч зиян-зәхмәт йәткүзәлмиди; чүнки У мәндин һеч қандақ әйип көрмиди. Алийлириниң алдидиму мән һеч қандақ зиян йәткүзгидәк иш қилмидим, — деди.
23 Буни аңлап падиша интайин хошал болуп, адәмлирини Даниялни өңкүрдин елип чиқишни буйруди. Шуниң билән улар Даниялни өңкүрдин елип чиқти. Униңдин қилчә зедә-зәхмәт тапалмиди; чүнки у Худасиға таянған еди. 24 Андин падиша буйруқ чүшүрди, нәвкәрлири Даниялниң үстидин шикайәт қилғанларниң һәммисини тутуп, уларни бала-җақилири вә хотунлири билән қошуп ширлар өңкүригә ташливәтти. Улар өңкүр тегигә чүшүп болмайла ширлар етилип келип, уларниң устиханлириниму чайнап қийма-чийма қиливәтти.
25 Шу иштин кейин Дариус падиша йәр йүзидә туруватқан һәр қайси әл-жут, һәммә таипиләр, һәр тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммисигә мундақ пүтүк чүшүрди: —
«Һәммиңларға аманлиқ ешип-тешип турғай!
26 Мән ушбу ярлиқни чүшүримәнки, падишалиғимдики һәр бир жуттики пухралар Даниялниң Худаси алдида титрәп қорқсун!
— Чүнки У Мәңгү Һаят Худадур,
Мәңгү мустәһкәм өзгәрмәстур,
Униң падишалиғи һалак қилинмас,
Униң һакимийити әбәдил-әбәткичә болиду.
□ ■ 27 У балайиқазадин қоғдайду вә қутқузиду,
У асманлардиму, йәр йүзидиму аламәт-карамәтләрни яритиду,
У Даниялни ширларниң чаңгилидин қутқузди».
28 Даниялниң болса шу ишлардин кейин Дариус һөкүм сүргән мәзгилдә, шундақла Парс падишаси Қурәш һөкүм сүргән вақитларда ишлири раван жүрүшти.