6
Һәммә адәм һаятниң ләззитини теталмайду
1 Қуяш астида бир яман ишни көрдум; у иш адәмләр арисида көп көрүлиду —
2 Худа бирисигә байлиқлар, мал-дуния вә иззәт-һөрмәт тәқсим қилди, шуниң билән униң өз көңли халиқинидин һеч нәрсиси кам болмиди; бирақ Худа униңға булардин һозур елишқа муйәссәр қилмиди, бәлки ят бир адәм улардин һозур алиду; мана бу бимәнилик вә еғир азаптур.
3 Бириси йүз бала көрүп көп жил яшиши мүмкин; бирақ униң жил-күнлири шунчилик көп болсиму, униң җени бәхитни көрмисә, һәтта гөрни көрмигән болсиму, туғулуп чачрап кәткән бовақ униңдин әвзәлдур дәймән. □ «һәтта гөрни көрмигән болсиму,...» — демәк, у өлмәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «вә яки дәпнә қилинмиған болса,...». 4 Чүнки чачриған бала бимәнилик билән келиду, қараңғулуқта кетиду, қараңғулуқ униң исмини қаплайду; 5 У күнниму көрмигән, билмигән; бирақ һеч болмиғанда у биринчисигә нисбәтән арам тапқандур.■ Аюп 3:16; Зәб. 57:8-9
6 Бәрһәқ, һелиқи киши һәтта икки һәссә миң жил яшиған болсиму, бирақ бәхитни көрмисә, әһвали охшаштур — һәр бир киши охшаш бир җайға бариду әмәсму?
Җавапсиз соаллар
7 Адәмниң тартқан барлиқ җапаси өз ағзи үчүндур; бирақ униң иштиһаси һәргиз қанмайду. 8 Шундақта дана кишиниң ахмақтин немә артуқчилиғи болсун? Намрат киши башқилар алдида қандақ меңишни билгән болсиму, униң немә пайдиси болсун? 9 Көзниң көрүши арзу-һәвәсниң уян-буян жүрүшидин әвзәлдур. Бундақ қилишму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур. 10 Өтүп кәткән ишларниң болса аллиқачан нами бекитилип аталған; инсанниң немә екәнлигиму аян болған; шуңа инсанниң өзидин қудрәтлик болғучи билән қаршилишишиға болмайду.□ «Өтүп кәткән ишларниң ... аллиқачан нами бекитилип аталған» — мәнаси һәр бир иш алдин-ала Худа тәрипидин бекитилгән болса керәк. «Инсанниң немә екәнлигиму аян болған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Инсанниң немә екәнлигиму билингән (демәк, Худа тәрипидин)» (шуңа униң билән қаршилишиш беһудиликтур). Бирақ айәтни инсанниң аҗиз бәндә екәнлигини тәкитләйду, дәп қараймиз.
11 Чүнки гәп қанчә көп болса, бимәнилик шунчә көп болиду; буниң инсанға немә пайдиси? □ «Чүнки гәп қанчә көп болса,..» — мошу йәрдә «гәп» инсанниң Худа билән қаршилишидиған гәплирини көрсәтсә керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки беһудиликни көпәйтидиған ишлар көптур...» 12 Чүнки инсанниң өмридә, йәни униң сайидәк тезла өтидиған мәнасиз өмридики барлиқ күнлиридә униңға неминиң пайдилиқ екәнлигини ким билсун? Чүнки инсанға у кәткәндин кейин қуяш астида немә ишниң болидиғанлиғини ким дәп берәлисун?■ Топ. 8:7; Зәб. 143:4; Яқ. 4:13, 14
□6:3 «һәтта гөрни көрмигән болсиму,...» — демәк, у өлмәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «вә яки дәпнә қилинмиған болса,...».
□6:10 «Өтүп кәткән ишларниң ... аллиқачан нами бекитилип аталған» — мәнаси һәр бир иш алдин-ала Худа тәрипидин бекитилгән болса керәк. «Инсанниң немә екәнлигиму аян болған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Инсанниң немә екәнлигиму билингән (демәк, Худа тәрипидин)» (шуңа униң билән қаршилишиш беһудиликтур). Бирақ айәтни инсанниң аҗиз бәндә екәнлигини тәкитләйду, дәп қараймиз.
□6:11 «Чүнки гәп қанчә көп болса,..» — мошу йәрдә «гәп» инсанниң Худа билән қаршилишидиған гәплирини көрсәтсә керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки беһудиликни көпәйтидиған ишлар көптур...»
■6:12 Топ. 8:7; Зәб. 143:4; Яқ. 4:13, 14