□5:2 «... гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду» — бу сөзләрдә көздә тутулғини бәлким ахмақларниң беһудә қәсәм ичидиғанлиғи болуши мүмкин.
■5:4 Қан. 23:20, 21
□5:5 «пәриштә алдида» — қайси пәриштә? «Пәрвәрдигарниң пәриштиси» болуши керәк. Ибраний тилида «әлчи» вә «пәриштә» дегәнләр бир сөз биләнла ипадилиниду. Каһин һәм пәриштә Худаниң «әлчи»сидур («Мал.» 2:7ни көрүң).
□5:7 «Сән намратларниң езилгәнлигини ... көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма;» — Сулайман падиша өзи адил падиша болғини билән, униң төвәндики қатламму-қатлам йәрлик мәнсәпдарларниң чириклишишини тизгинлийәлиши чәкликтур.
□5:8 «Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду» — ибраний тилида бу айәтни чүшиниш тәс. Бизниңчә Сулайман адәмниң диққитини һөкүмәтниң чириклишип кәткәнлигигә әмәс, бәлки әң муһимиға, йәни Худаниң яхшилиғи (тупрақтики зираәтләр арқилиқ болған яхшилиғи)ға қаратмақчи. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ умумән қилип ейтқанда, өзи териқчилиқ қилидиған падиша зиминға пайдилиқтур». Бу тәрҗиминиң мәнаси: «Зиминни башқуридиған бириси болса (болупму падиша өзи териқчилиқни чүшәнсә), бу бәрибир һөкүмәтсизликтин, қалаймиқанчилиқтин, һакимийәтсизликтин яхши» дегәндәк. Оқурмәнләр башқа тәрҗимиләрниму учритиши мүмкин.
□5:11 «...бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас» — «байниң тоқлуғи» бәлким икки бислиқ сөз болуп: (1) униң байлиғидин әнсирәшлири; (2) зиядә көп тамақ йәп, һәзим болмаслиғини көрситиши мүмкин.
■5:17 Топ. 2:10, 24; 3:12, 22; 9:7; 11:9