21
Манассәһниң Йәһуданиң үстидики сәлтәнити
2Тар. 33:1-9, 20
1 Манассәһ падиша болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Һәфзибаһ еди.
■ 2 У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
3 У атиси Һәзәкия бузуп йоқатқан «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалға атап қурбангаһларни салдуруп, Исраилниң падишаси Аһаб қилғандәк бир Ашәраһ мәбуд ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди.
□ ■ 4 У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: Мән Йерусалимда Мениң намимни қойимән, дегән еди.
■ 5 У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти.
□ 6 Өз оғлини оттин өткүзди; җадугәрчилик билән палчилиқ ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип униң ғәзивини қозғиди.
7 У ясатқан «Ашәраһ» ойма мәбудни
Худаниң өйигә қойди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәткичә қалдуримән;
■ 8 әгәр Исраил пәқәт Мән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни Өз қулум Муса уларға буйруған барлиқ қанунға мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға тәқсим қилған бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән», дегән еди.
9 Лекин улар қулақ салмайтти; шуңлашқиму, Манассәһ уларни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрдин ашуруп рәзиллик қилатти.
10 Шуңа Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси арқилиқ мундақ деди: —
11 Йәһуданиң падишаси Манассәһ бу жиркиничлик ишларни қилип, һәтта униңдин илгири өткән Аморийлар қилған барлиқ рәзилликтин зиядә рәзиллик қилип, униң бутлири билән Йәһуданиму гунаға аздурғини үчүн
■ 12 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мана, Йерусалим билән Йәһуданиң үстигә шундақ балаю-апәт кәлтүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
13 Мән Самарийәни өлчигән тана вә Аһабниң җәмәтини тәкшүргән тик өлчигүч жип билән Йерусалимни тәкшүртимән; киши қачини чайқап сүрткәндин кейин дүм көмтүрүп қойғандәк, Йерусалимни чайқап өрүймән.
□ 14 Мән мирасимниң қалғанлиридинму ваз кечип, дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; уларни һәммә дүшмәнлиригә булаң-талаң объекти вә олҗа қилип беримән;
□ 15 Чүнки улар Мениң нәзиримдә рәзил болғанни қилип, уларниң ата-бовилири Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә ғәзивимни қозғап кәлди».
16 Манассәһ әнди пүткүл Йерусалимни бир четидин йәнә бир четигичә қанға толдуруп, көп наһәқ қан төккүзди вә охшашла өзи қиливатқан гунайи билән Йәһудаларни аздуруп, уларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридики рәзилликни қилишиға сәвәп болди.
17 Манассәһниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин у садир қилған гуна «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
18 Манассәһ ата-бовилириниң арисида ухлиди вә өз өйиниң беғида, йәни Уззаһниң беғида дәпнә қилинди. Андин оғли Амон униң орнида падиша болди.
■
Амонниң Йәһуданиң үстидики сәлтәнити
2Тар. 33:21-25
19 Амон падиша болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Мәшулләмәт еди; у Йотбаһлиқ Һарузниң қизи еди. 20 Амон атиси Манассәһ қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти. 21 У атиси маңған барлиқ йолларда маңатти; у атиси қуллуғида болған бутларниң қуллуғида болуп, уларға сәҗдә қилип, 22 Пәрвәрдигарниң йолида жүрмәй, өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни тәрк қилди. 23 Әнди Амонниң хизмәткарлири падишани қәстләп, уни өз ордисида өлтүрди. 24 Лекин жут хәлқи Амон падишани қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падиша қилди.
25 Амонниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
26 У Уззаһниң беғида өз қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йосия униң орнида падиша болди.
■