20
Һәзәкия еғир кесәл болиду, дуа қилиду
2Тар. 32:24; Йәш. 38:1-22
Шу күнләрдә Һәзәкия әҗәл кәлтүргүчи бир кесәлгә муптила болди. Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр униң қешиға берип, униңға: —
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
— Өйүң тоғрилиқ вәсийәт қилғин; чүнки әҗәл кәлди, яшимайсән» — деди. 2Тар. 32:24; Йәш. 38:1
Һәзәкия болса йүзини там тәрәпкә қилип Пәрвәрдигарға дуа қилип: —
И Пәрвәрдигар, Сениң алдиңда мениң һәқиқәт вә пак дил билән меңип жүргәнлигимни, нәзириң алдиңда дурус болған ишларни қилғанлиғимни әсләп қойғайсән, — деди.
Вә Һәзәкия жиғлап еқип кәтти.
Йәшая чиқип ордидики оттура һойлиға йәтмәстә, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға йетип мундақ дейилди: —
Йенип берип хәлқимниң башламчиси Һәзәкияға мундақ дегин: —
«Пәрвәрдигар, атаң Давутниң Худаси мундақ дәйду: —
«Дуайиңни аңлидим, көз яшлириңни көрдүм; мана, Мән сени сақайтимән. Үчинчи күнидә Пәрвәрдигарниң өйигә чиқисән. «атаң Давут» — Һәзәкия Давут пәйғәмбәрниң он үчинчи әвлади еди. Күнлириңгә Мән йәнә он бәш жил қошимән; шуниң билән Мән сени вә бу шәһәрни Асурийә падишасиниң қолидин қутқузимән; Өзүм үчүн вә қулум Давут үчүн Мән бу шәһәрни әтрапидики сепилдәк қоғдаймән.
(Йәшая болса: — «Әнҗир пошкили тәйярлаңлар, деди. Улар уни елип келип, ярисиға чапливиди, у сақайди. Һәзәкия Йәшаядин: Пәрвәрдигар мени сақайтип, үчинчи күни униң өйигә чиқидиғанлиғимни испатлайдиғанға қандақ бешарәтлик аламәт болиду? — дәп сориған еди. Йәшая: — Пәрвәрдигарниң Өзи ейтқан ишини җәзмән қилидиғанлиғини саңа испатлаш үчүн Пәрвәрдигардин шундақ бешарәтлик аламәт болидуки, сән қуяшниң пәләмпәй үстигә чүшкән сайисиниң он басқуч алдиға меңиши яки он басқуч кәйнигә йенишини халамсән? — деди.
10 Һәзәкия: Қуяш сайисиниң он басқуч алдиға меңиши асан; сайә он башқуч кәйнигә янсун, дегән еди. 11 Шуниң билән Йәшая пәйғәмбәр Пәрвәрдигарға нида қилди вә У қуяшниң Аһаз падиша қурған пәләмпәй басқучилири үстигә чүшкән сайисини яндуруп, он басқуч кәйнигә маңдурди).
 
Бабил падишасидин кәлгән әлчиләр •••• Чоң бир хаталиқ
2Тар. 32:31-33; Йәш. 39:1-8
12 Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан, Һәзәкияни кесәл болуп йетип қапту, дәп аңлап, хәтләр һәдийә билән әвәтти. «Меродақ-Баладан» — яки «Беродақ-Баладан». «Бабил падишаси Меродақ-Баладан... хәтләр һәдийә билән әвәтти» — Меродақ-Баладан Асурийә падишаси Сәннахериб тәрипидин миладийәдин илгәрки 702-жили ғулитилди. Мошу ишму шу жилда болған болуши керәк. Демәк, бу иш, йәни 20-бапта вә «Йәш.» 38-39-бапта тәсвирләнгән ишлар «2пад.» 18:17-37 вә 19-баптики ишлардин илгири йүз бәргән. Әнди немишкә улардин кейин хатириләнгән? Мошу иш тоғрилиқ «Йәш.» 39:1дики изаһатни көрүң. 13 Һәзәкия болса әлчиләрниң гепини тиңшап, уларға барлиқ ғәзнә-амбарлирини, күмүчни, алтунни, дора-дәрманларни, сәрхил майларни, савут-қураллар амбиридики һәммини вә байлиқлириниң барлиғини көрсәтти; ордиси вә пүткүл падишалиғи ичидики нәрсиләрдин Һәзәкия уларға көрсәтмигән бириму қалмиди.
14 Андин Йәшая пәйғәмбәр Һәзәкияниң алдиға берип, униңдин: —
«Мошу кишиләр немә деди? Улар сени йоқлашқа нәдин кәлгән?» — дәп сориди.
Һәзәкия: — «Улар жирақ бир жуттин, йәни Бабилдин кәлгән» деди.
15 Йәшая йәнә: — «Улар ордаңда немини көрди?» дәп сориди.
Һәзәкия: — «Ордамда бар нәрсиләрни улар көрди; байлиқлиримниң арисидин мән уларға көрсәтмигән бириму қалмиди» — деди.
16 Йәшая Һәзәкияға: Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қойғин: —
17 — Мана шундақ күнләр келидуки, ордаңда бар нәрсиләр вә бүгүнгә қәдәр ата-бовилириң топлап, сақлап қойған һәммә Бабилға елип кетилиду; һеч нәрсә қалмайду — дәйду Пәрвәрдигар.
18 — Һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду. «Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду ... улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду» — көрүнүштә аддий көрүнгән мошу вақиә үчүн немишкә мошу қаттиқ җазалиқ сөз чиқиду? Пикримизчә, үч сәвәви бар: —
(1) Һәзәкия Худаға: «Қәдәмлиримни санап маңимән» дегән вәдини бәргән еди, лекин бу қетим Худадин һеч соримай шундақ қилған;
(2) Әлчиләрниң кәлгәнлигидин у бәлким: «һазир мән «җаһанға даңқи чиққан адәммән», «кичик дөлитимизниң җаһанда орни бар» дәп тәкәббурлишип кәткән болуши мүмкин.
(3) Мошулардин сирт, билишимизчә Меродақ-Баладан Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни бәрпа қилмақчи. У «тәкәллуп көрситидиған» мошу пурсәттин пайдилинип, Һәзәкияни иттипаққа қатнишишқа тәклип қилған. Өзини өлүмдин қутқузғанлиғини, қуяшниң нуриниң «кәйнигә янғанлиғи»дәк интайин карамәт мөҗизини көргән, Худаниң «Мән силәрни Асурийәдин қутқузимән» дегән вәдисини аңлиған Һәзәкия қандақму худасиз бир әл-жут билән иттипақлашмақчи болғанду?
«Ағват» — пичиветилгән адәм, «Йәш.» 56:4-айәттики изаһатни көрүң.
19 Һәзәкия әнди өз-өзигә «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болмамду?», дәп Йәшаяға: — «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — деди. «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болмамду?» — Һәзәкия мошу сөзләрни йәнә очуқ ейтиши мүмкин. «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — мошу айәттә, Һәзәкияниң өз-өзигә дегәнлири башқиларға, һәтта өз җәмәтигә болған бир хил беғәм, көйүмсиз позитсийисини билдүриду. Йәшая дегән бешарәт әмәлийәттә йүз жилдин кейин әмәлгә ашурулған; вақитниң созулуши болса бәлким Йәһуданиң кейинки бир падишаси (Йосия)ниң қаттиқ товва қилиши түпәйлидин болди.
20 Һәзәкияниң башқа әмәллири, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити, униң қандақ қилип шәһәргә су тәминләш үчүн көл, шундақла су апиридиған нор ясиғанлиғи «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? 2Тар. 32:30
21 Һәзәкия ата-бовилириниң арисида ухлиди; оғли Манассәһ орнида падиша болди.
 
 

20:1 2Тар. 32:24; Йәш. 38:1

20:5 «атаң Давут» — Һәзәкия Давут пәйғәмбәрниң он үчинчи әвлади еди.

20:12 «Меродақ-Баладан» — яки «Беродақ-Баладан». «Бабил падишаси Меродақ-Баладан... хәтләр һәдийә билән әвәтти» — Меродақ-Баладан Асурийә падишаси Сәннахериб тәрипидин миладийәдин илгәрки 702-жили ғулитилди. Мошу ишму шу жилда болған болуши керәк. Демәк, бу иш, йәни 20-бапта вә «Йәш.» 38-39-бапта тәсвирләнгән ишлар «2пад.» 18:17-37 вә 19-баптики ишлардин илгири йүз бәргән. Әнди немишкә улардин кейин хатириләнгән? Мошу иш тоғрилиқ «Йәш.» 39:1дики изаһатни көрүң.

20:18 «Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду ... улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду» — көрүнүштә аддий көрүнгән мошу вақиә үчүн немишкә мошу қаттиқ җазалиқ сөз чиқиду? Пикримизчә, үч сәвәви бар: — (1) Һәзәкия Худаға: «Қәдәмлиримни санап маңимән» дегән вәдини бәргән еди, лекин бу қетим Худадин һеч соримай шундақ қилған; (2) Әлчиләрниң кәлгәнлигидин у бәлким: «һазир мән «җаһанға даңқи чиққан адәммән», «кичик дөлитимизниң җаһанда орни бар» дәп тәкәббурлишип кәткән болуши мүмкин. (3) Мошулардин сирт, билишимизчә Меродақ-Баладан Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни бәрпа қилмақчи. У «тәкәллуп көрситидиған» мошу пурсәттин пайдилинип, Һәзәкияни иттипаққа қатнишишқа тәклип қилған. Өзини өлүмдин қутқузғанлиғини, қуяшниң нуриниң «кәйнигә янғанлиғи»дәк интайин карамәт мөҗизини көргән, Худаниң «Мән силәрни Асурийәдин қутқузимән» дегән вәдисини аңлиған Һәзәкия қандақму худасиз бир әл-жут билән иттипақлашмақчи болғанду? «Ағват» — пичиветилгән адәм, «Йәш.» 56:4-айәттики изаһатни көрүң.

20:19 «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болмамду?» — Һәзәкия мошу сөзләрни йәнә очуқ ейтиши мүмкин. «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — мошу айәттә, Һәзәкияниң өз-өзигә дегәнлири башқиларға, һәтта өз җәмәтигә болған бир хил беғәм, көйүмсиз позитсийисини билдүриду. Йәшая дегән бешарәт әмәлийәттә йүз жилдин кейин әмәлгә ашурулған; вақитниң созулуши болса бәлким Йәһуданиң кейинки бир падишаси (Йосия)ниң қаттиқ товва қилиши түпәйлидин болди.

20:20 2Тар. 32:30