22
Йосияниң Йәһуданиң үстидики сәлтәнити
2Тар. 34:1-28
Йосия падиша болғанда сәккиз яшта болуп, Йерусалимда оттуз бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәдидаһ еди; у Бозкатлиқ Адаяниң қизи еди. 2Тар. 34:1 Йосия Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, һәр ишта атиси Давутниң барлиқ йолида жүрүп, нә оңға нә солға чәтнәп кәтмиди.
Падиша Йосия сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида, падиша Мәшулламниң нәвриси, Азалияниң оғли катип Шафанни Пәрвәрдигарниң өйигә әвәтип: «Баш каһин Һилқияниң қешиға чиқип шуни буйруғинки, у Пәрвәрдигарниң өйигә елип келингән, дәрвазивәнләр хәлиқтин жиққан пулни санисун. 5-6 Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған ишларни назарәт қилғучи ишчиларға тапшуруп бәрсун. Булар һәм Пәрвәрдигарниң өйидики бузулған йәрләрни оңшашқа өйдә ишлигүчиләргә, йәни яғаччилар, тамчилар вә таштирашларға бәрсун. Улар мошу пул билән өйни оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивалсун, дегин» — деди.
Лекин уларниң қолиға тапшурулған пулниң һесави қилинмиди. Чүнки улар инсап билән иш қилатти.
Баш каһин Һилқия катип Шафанға: — Мән Пәрвәрдигарниң өйидә бир Тәврат китавини таптим, деди. Шуни ейтип Һилқия китапни Шафанға бәрди. У уни оқуди. Андин кейин катип Шафан падишаниң қешиға берип падишаға хәвәр берип: — Хизмәткарлири ибадәтханидики пулни жиғип Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш бешилириниң қоллириға тапшуруп бәрди, деди. 10 Андин катип Шафан падишаға: Һилқия маңа бир китапни бәрди, деди. Андин Шафан падишаға уни оқуп бәрди. 11 Вә шундақ болдики, падиша Тәврат китавиниң сөзлирини аңлиғанда, өз кийимлирини житти. «падиша Тәврат китапниң сөзлирини аңлиғанда...» — тепивелинған китап Тәвратниң қайси қисми болуши керәк? Падишаһниң инкаси, йәни кейинки һәрикәтлиригә, болупму «жуқури җайлар»ни йоқитишиға қариғанда, «тепивелинған китап» чоқум бу ишни тәкитләйдиған «Қанун шәрһи»ни өз ичигә алған.
12 Падиша Һилқия каһин билән Шафанниң оғли Аһикамға, Микаяниң оғли Акбор билән Шафан катипқа вә падишаниң хизмәткари Асаяға буйруп: — 13 Берип мән үчүн вә хәлиқ үчүн, йәни пүткүл Йәһудадикиләр үчүн бу тепилған китапниң сөзлири тоғрисида Пәрвәрдигардин йол сораңлар. Чүнки ата-бовилиримиз бу китапниң сөзлиригә, униңдики бизләргә пүтүлгәнлиригә әмәл қилишқа қулақ салмиғанлиғи түпәйлидин Пәрвәрдигарниң бизгә қозғалған ғәзиви интайин дәһшәтлик, деди.
14 Шуниң билән Һилқия каһин, Аһикам, Акбор, Шафан вә Асаялар Хархасниң нәвриси, Тикваһниң оғли кийим-кечәк беги Шаллумниң аяли аял пәйғәмбәр Һулдаһниң қешиға берип, униң билән сөзләшти. У Йерусалим шәһириниң иккинчи мәһәллисидә олтиратти.
15 У уларға мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәрни әвәткән кишигә мундақ дәңлар: —
16 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Мән Йәһуданиң падишаси оқуған китапниң һәммә сөзлирини әмәлгә ашуруп, бу җайға вә бу йәрдә турғучиларға балаю-апәт чүшүримән. 17 Чүнки улар Мени ташлап, башқа илаһларға хушбуй йеқип, қоллириниң һәммә ишлири билән Мениң аччиғимни кәлтүрди. Униң үчүн Мениң қәһрим бу йәргә қарап янди һәм өчүрүлмәйду.
18 Лекин силәрни Пәрвәрдигардин йол сориғили әвәткән Йәһуданиң падишасиға болса шундақ дәңлар: Сән аңлиған сөзләр тоғрисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — 19 Чүнки көңлүң юмшақ болуп, мошу җай вә униңда турғучиларниң вәйранә вә ләнәткә айландурулидиғанлиғи тоғрисида уларни әйипләп ейтқан сөзлиримни аңлиғиниңда, Пәрвәрдигарниң алдида өзүңни төвән қилип, кийимлириңни житип, Мениң алдимда жиғлиғиниң үчүн, Мәнму дуайиңни аңлидим, дәйду Пәрвәрдигар. 20 Буниң үчүн сени ата-бовилириң билән жиғилишқа, өз қәбрәңгә аман-хатирҗәмлик ичидә беришқа несип қилимән; сениң көзлириң Мән бу җай үстигә чүшүридиған барлиқ күлпәтләрни көрмәйду».
Улар йенип берип, бу хәвәрни падишаға йәткүзди.
 
 

22:1 2Тар. 34:1

22:11 «падиша Тәврат китапниң сөзлирини аңлиғанда...» — тепивелинған китап Тәвратниң қайси қисми болуши керәк? Падишаһниң инкаси, йәни кейинки һәрикәтлиригә, болупму «жуқури җайлар»ни йоқитишиға қариғанда, «тепивелинған китап» чоқум бу ишни тәкитләйдиған «Қанун шәрһи»ни өз ичигә алған.