20
Он пәрз
Худа муну барлиқ сөзләрни баян қилип мундақ деди: —
Мән сени «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигар Худайиңдурмән. Мис. 13:3; Қан. 5:6; Зәб. 80:11
Сениң Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмайду.
Сән өзүң үчүн мәйли жуқуридики асманда болсун, мәйли төвәндики зиминда болсун, яки йәр астидики суларда болсун, һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима. «Сән өзүң үчүн ... һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима» — 5-айәттин ениқ көрүнидики, 4-айәттә хатириләнгән: «өзүң үчүн ... шәклидә.. ясима» дегән бу әмирниң көздә тутқини адәмләр чоқунуш мәхситидә ясиған һәр қандақ шәкилләрдур. Демәк, бу язмиларда сәнъәтниң өзи яки бәдиий иҗадийәт, мәсилән рәссамлиқ яки һәйкәлтирашлиқ мәнъий қилинған әмәс. Мәсилән, «муқәддәс чедир» вә кейинки «муқәддәс ибадәтхана»да бир нәччә сүрәтләр (херублар, гүлләр, хорма дәрәқ қатарлиқларниң сүрәтлири) көрүниду. Булар бутлар әмәс, пәқәт безәш мәхситидә ишләнгән.   Лав. 26:1; Зәб. 96:7
Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән, «вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңри» — бу ибарә тоғрилиқ «тәбирләр» вә «қанун шәрһи»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
«Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң.
Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиғанларға миң әвладиғичә өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән. «әмирлиримни тутидиғанларға миңлиған әвладиғичә» — башқа бир хил тәрҗимиси: «әмирлиримни тутидиған миңлиғанлириға...». Бирақ «Қан.» 7:9 тәрҗимимизгә мас келиду. «өзгәрмәс меһриванлиқ» — мошу йәрдә «өзгәрмәс меһриванлиқ» ибраний тилида «хәсәд» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси бәк чоңқур болуп, көп йәрләрдә «өзгәрмәс муһәббәт» яки «өзгәрмәс меһриванлиқ» дәп тәрҗимә қилиниду. Көп йәрләрдә бир хил әһдә билән бағлиқ болиду; шуңа сөзниң узунрақ бир хил тәрҗимиси: «меһир-муһәббәт түпәйлидин әһдидә дайим туридиғанлиғи» дегили болиду. Мәсилән, бу сөз «Яр.» 21:23, 24:12, 32:10, «Мис.» 15:13, 34:6, 7ләрдә ишлитилгән.
Пәрвәрдигар Худайиңниң намини қалаймиқан тилға алма; чүнки кимдәким намини қалаймиқан тилға алса, Пәрвәрдигар уни гунакар һесаплимай қалмайду. Лав. 9:12; Мат. 5:33
Шабат күнини муқәддәс дәп билип тутқили ядиңда сақлиғин. Әз. 20:12 Алтә күн ишләп барлиқ ишлириңни түгәткин; Мис. 23:12; 34:21; Луқа 13:14 10 лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиңға аталған шабат күнидур; сән шу күни һеч қандақ иш қилмайсән; мәйли сән яки оғлуң болсун, мәйли қизиң, мәйли қулуң, мәйли дедигиң, мәйли буқаң яки сән билән бир йәрдә туруватқан мусапир болсун, һеч қандақ иш қилмисун. «йәттинчи күни.....шабат күнидур» — ибраний тилида «шабат» вә «йәттинчи» дегәнләр аһаңдаш сөз. «сән билән бир йәрдә туруватқан» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә туруватқан» дегән сөз билән ипадилиниду. 11 Чүнки алтә күн ичидә Пәрвәрдигар асман билән зиминни, деңиз билән униң ичидики барини яратти андин йәттинчи күнидә арам алди. Буниң үчүн Пәрвәрдигар шабат күнини бәхит-бәрикәтлик күн қилип, уни муқәддәс күн дәп бекитти. Яр. 2:2; Ибр.4
12 Ата-анаңни һөрмәт қил. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилмақчи болған зиминда узун өмүр көрисән. Мат. 15:4; Әф. 6:2
13 Қатиллиқ қилма. Мат. 5:21
14 Зина қилма. Мат. 5:27
15 Оғрилиқ қилма.
16 Хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә. «Хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә» — Тәврат-инҗил бойичә «хошнаң» Худа бизниң йенимизға йеқин қилған һәр бир адәмни көрситиду, әлвәттә.
17 Сән хошнаңниң өй-имаритигә көз қириңни салма, нә хошнаңниң аяли, нә униң қулиға, нә униң дедиги, нә униң калиси, нә униң ишиги яки хошнаңниң һәр қандақ башқа нәрсисигә көз қириңни салма. «хошнаң» — бу сөз тоғрилиқ жуқуриқи изаһатни көрүң.   Рим. 7:7
 
Хәлиқниң вәһимиси
18 Пүткүл хәлиқ гүлдүрмамиларни, чеқин-ялқунларни, канайниң авази вә тағдин өрләп чиққан ис-түтәкләрни көрди вә аңлиди; улар буларни көрүп, титришип жирақ турушти 19 вә Мусаға: — Бизгә сәнла сөз қилғайсән, биз аңлаймиз; лекин Худа бизгә Өзи сөз қилмисун; чүнки ундақ қилса өлүп кетимиз, деди. Қан. 5:25; Ибр. 12:19
20 Муса халайиққа җававән: — Қорқмаңлар; чүнки Худаниң бу йәргә келиши силәрни синаш үчүн, йәни силәрниң Униң дәһшәтлигини көз алдиңларға кәлтүрүп, гуна қилмаслиғиңлар үчүндур, — деди. «силәрниң Униң дәһшәтлигини көз алдиңларға кәлтүрүп, гуна қилмаслиғиңлар үчүндур» — яки «Униңдин болған қорқунуч сениң көз алдида болуп, бу гуна қилмаслиғиңлар үчүндур». 21 Шуниң билән халайиқ нерида турди; лекин Муса Худа ичидә турған қоюқ булутниң қешиға йеқин барди. Мис. 19:17; Ибр. 12:18
 
Қурбангаһ тоғрисидики низам
22 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән берип Исраилларға муну сөзләрни йәткүзгин: «Силәргә әрштин сөз қилғинимни көрдүңлар. 23 Силәр Мениң орнумда илаһ дәп күмүчтин бутлар ясимаңлар, яки өзүңлар үчүн алтундин бутларни ясимаңлар.
24  — Сән Мән үчүн тупрақтин бир қурбангаһ ясап, шу йәрдә көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлириңни, қой-өшкә билән калилириңни сунғин. Умумән Мән хәлиққә намимни һөрмәт билән әслитидиған барлиқ җайларда, йениңға келип саңа бәхит-бәрикәт ата қилимән. Мис. 27:1; 38:1
25  — Әгәр Маңа атап ташлардин қурбангаһ ясимақчи болсаң, ойулған ташлардин ясимиғин; чүнки ташларға әсвавиңни тәккүзсәң, улар напак болуп қалиду. «ташларға әсвавиңни тәккүзсәң, улар напак болуп қалиду» — 4-айәттики әмир бойичә, Худани билдүридиған һеч қандақ сүрәт яки шәкил болмайду. Бу айәттики әмир қурбангаһ ташлириниң үстидә һеч қандақ шәкил-сүрәтләрниң болмаслиғи («напак» болмисун дәп), бутпәрәслик гунайиниң алдини елиш үчүн берилгән.   Қан. 27:5; Йә. 8:30, 31 26 Қурбангаһимға чиқидиған пәләмпәй болмисун; ундақ болғанда, пәләмпәйдин чиққичә әвритиң көрүнүп қелиши мүмкин», — деди.
 
 

20:2 Мис. 13:3; Қан. 5:6; Зәб. 80:11

20:4 «Сән өзүң үчүн ... һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима» — 5-айәттин ениқ көрүнидики, 4-айәттә хатириләнгән: «өзүң үчүн ... шәклидә.. ясима» дегән бу әмирниң көздә тутқини адәмләр чоқунуш мәхситидә ясиған һәр қандақ шәкилләрдур. Демәк, бу язмиларда сәнъәтниң өзи яки бәдиий иҗадийәт, мәсилән рәссамлиқ яки һәйкәлтирашлиқ мәнъий қилинған әмәс. Мәсилән, «муқәддәс чедир» вә кейинки «муқәддәс ибадәтхана»да бир нәччә сүрәтләр (херублар, гүлләр, хорма дәрәқ қатарлиқларниң сүрәтлири) көрүниду. Булар бутлар әмәс, пәқәт безәш мәхситидә ишләнгән.

20:4 Лав. 26:1; Зәб. 96:7

20:5 «вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңри» — бу ибарә тоғрилиқ «тәбирләр» вә «қанун шәрһи»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң.

20:6 «әмирлиримни тутидиғанларға миңлиған әвладиғичә» — башқа бир хил тәрҗимиси: «әмирлиримни тутидиған миңлиғанлириға...». Бирақ «Қан.» 7:9 тәрҗимимизгә мас келиду. «өзгәрмәс меһриванлиқ» — мошу йәрдә «өзгәрмәс меһриванлиқ» ибраний тилида «хәсәд» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси бәк чоңқур болуп, көп йәрләрдә «өзгәрмәс муһәббәт» яки «өзгәрмәс меһриванлиқ» дәп тәрҗимә қилиниду. Көп йәрләрдә бир хил әһдә билән бағлиқ болиду; шуңа сөзниң узунрақ бир хил тәрҗимиси: «меһир-муһәббәт түпәйлидин әһдидә дайим туридиғанлиғи» дегили болиду. Мәсилән, бу сөз «Яр.» 21:23, 24:12, 32:10, «Мис.» 15:13, 34:6, 7ләрдә ишлитилгән.

20:7 Лав. 9:12; Мат. 5:33

20:8 Әз. 20:12

20:9 Мис. 23:12; 34:21; Луқа 13:14

20:10 «йәттинчи күни.....шабат күнидур» — ибраний тилида «шабат» вә «йәттинчи» дегәнләр аһаңдаш сөз. «сән билән бир йәрдә туруватқан» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә туруватқан» дегән сөз билән ипадилиниду.

20:11 Яр. 2:2; Ибр.4

20:12 Мат. 15:4; Әф. 6:2

20:13 Мат. 5:21

20:14 Мат. 5:27

20:16 «Хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә» — Тәврат-инҗил бойичә «хошнаң» Худа бизниң йенимизға йеқин қилған һәр бир адәмни көрситиду, әлвәттә.

20:17 «хошнаң» — бу сөз тоғрилиқ жуқуриқи изаһатни көрүң.

20:17 Рим. 7:7

20:19 Қан. 5:25; Ибр. 12:19

20:20 «силәрниң Униң дәһшәтлигини көз алдиңларға кәлтүрүп, гуна қилмаслиғиңлар үчүндур» — яки «Униңдин болған қорқунуч сениң көз алдида болуп, бу гуна қилмаслиғиңлар үчүндур».

20:21 Мис. 19:17; Ибр. 12:18

20:24 Мис. 27:1; 38:1

20:25 «ташларға әсвавиңни тәккүзсәң, улар напак болуп қалиду» — 4-айәттики әмир бойичә, Худани билдүридиған һеч қандақ сүрәт яки шәкил болмайду. Бу айәттики әмир қурбангаһ ташлириниң үстидә һеч қандақ шәкил-сүрәтләрниң болмаслиғи («напак» болмисун дәп), бутпәрәслик гунайиниң алдини елиш үчүн берилгән.

20:25 Қан. 27:5; Йә. 8:30, 31