96
96-күй •••• Пәрвәрдигарниң сәлтәнити келиду!
Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
Йәр-зимин хуш болсун,
Көплигән араллар шатлансун! Зәб. 92:1; 95:10
Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур,
Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур;
Униң алдида от ялқуни жүриду,
Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду;
Униң чақмақлири җаһанни йорутти,
Йәр буни көрүп титрәп кәтти; Зәб. 76:17-19; Вәһ. 4:5
Пәрвәрдигарниң алдида,
Пүткүл зиминниң егисиниң алдида,
Тағлар момдәк ерип кетиду.
Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду,
Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду. Зәб. 18:1-2; 49:6
Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар,
Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду.
Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар! «Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, бутлар билән махтинип жүргүчиләр...» — «бутлар» ибраний тилида «әрзимәсләр». «барлиқ илаһлар, униңға сәҗдә қилиңлар!» — «илаһлар» бу йәрдә, шундақла 86-, 95-, 96- вә 97-күйдә көрситилгәндәк, пәриштиләрни, яки болмиса бутларниң кәйнидики җин-шәйтанларни көрситиду. 94:3 вә изаһатини көрүң.
 
Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар,
Зион аңлап шатланди,
Йәһуда қизлири хуш болди.
Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән;
Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән!
10 Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар!
У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду,
Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду. Ам. 5:15; Рим. 12:9
11 Һәққанийлар үчүн нур,
Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур;
12 Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар,
Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар!
 
 

96:1 Зәб. 92:1; 95:10

96:4 Зәб. 76:17-19; Вәһ. 4:5

96:6 Зәб. 18:1-2; 49:6

96:7 «Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, бутлар билән махтинип жүргүчиләр...» — «бутлар» ибраний тилида «әрзимәсләр». «барлиқ илаһлар, униңға сәҗдә қилиңлар!» — «илаһлар» бу йәрдә, шундақла 86-, 95-, 96- вә 97-күйдә көрситилгәндәк, пәриштиләрни, яки болмиса бутларниң кәйнидики җин-шәйтанларни көрситиду. 94:3 вә изаһатини көрүң.

96:10 Ам. 5:15; Рим. 12:9