6
Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур. Кол. 3:20. «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур — «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — «Мис.» 20:12.   Мис. 20:12; Қан. 5:16; 27:16; Мат. 15:4; Мар. 7:10.
«Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — дәп вәдә қилинған. «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16.
Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар. Қан. 6:7,20; Зәб. 77:4; Пәнд. 19:8; 29:17.
Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар; «Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар» — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә.   Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18. пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар, адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар; шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду.
Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр. Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Кол. 3:25; 4:1; 1Пет. 1:17.
 
10 Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар; 11 Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар; Кол. 3:12; 1Тес. 5:8. 12 чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур. Әф. 2:2. 13 Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр. «рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр» — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду.   2Кор. 10:4. 14-15 Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар. Йәш. 59:17; Луқа 12:35; 2Кор. 6:7; 1Пет. 1:13. 16 Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр. «...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар». 17 Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар; «Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.   Йәш. 59:17; 1Тес. 5:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16. 18 һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар; «һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.   Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17. 19 мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай. Рос. 4:29; 2Тес. 3:1. 20 Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, хуш хәвәр йәткүзүштә дадиллиқ билән сөз қилишимға дуа қилиңлар. 2Кор. 5:20.
21 Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду. Рос. 20:4; Кол. 4:7; Тит. 3:12. 22 Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур. 2Тим. 4:12.
23 Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһдин болғай!
24 Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһри-шәпқәт яр болғай!

6:1 Кол. 3:20.

6:2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — «Мис.» 20:12.

6:2 Мис. 20:12; Қан. 5:16; 27:16; Мат. 15:4; Мар. 7:10.

6:3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16.

6:4 Қан. 6:7,20; Зәб. 77:4; Пәнд. 19:8; 29:17.

6:5 «Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар» — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә.

6:5 Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.

6:9 Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Кол. 3:25; 4:1; 1Пет. 1:17.

6:11 Кол. 3:12; 1Тес. 5:8.

6:12 Әф. 2:2.

6:13 «рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр» — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду.

6:13 2Кор. 10:4.

6:14-15 Йәш. 59:17; Луқа 12:35; 2Кор. 6:7; 1Пет. 1:13.

6:16 «...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар».

6:17 «Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.

6:17 Йәш. 59:17; 1Тес. 5:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16.

6:18 «һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.

6:18 Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17.

6:19 Рос. 4:29; 2Тес. 3:1.

6:20 2Кор. 5:20.

6:21 Рос. 20:4; Кол. 4:7; Тит. 3:12.

6:22 2Тим. 4:12.