19
1 Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл,
Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур.
■ 2 Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас;
3 Кишиниң ахмақлиғи өз йолини астин-үстин қиливетәр;
Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.
■ 4 Байлиқ достни көп қилар;
Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
■ 5 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.
□ ■ 6 Тола адәм сехийдин илтипат көзләр;
Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
□ 7 Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр;
Униң достлири техиму жирақ қачар;
Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.
■ 8 Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр;
Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас;
Ялған ейтқучиму һалак болар.
□ 10 Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас;
Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
■ 11 Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар;
Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12 Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар;
Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.
■ 13 Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур;
Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.
■ 14 Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур;
Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.
■ 15 Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар;
Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.
■ 16 Пәрвәрдигарниң әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар;
Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.
□ ■ 17 Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған,
Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур;
Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар.
18 Пәрзәнтиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп,
Уни җазалап тәрбийә берип турғин;
Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.
□ ■ 19 Қәһрлик киши җаза тартар;
Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20 Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин,
Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21 Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар;
Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.
■ 22 Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур;
Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур.
23 Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр;
У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар.
■ 24 Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән,
Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар.
■ 25 Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур;
Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ,
Униң билимини техиму зиядә қилар.
■ 26 Атисиниң мелини булиған,
Анисини өйидин һайдап чиқарған,
Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур.
27 И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң,
Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур.
□ 28 Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур;
Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар.
□ 29 Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур,
Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур.
□