28
Малта арилида
Биз қутулуп сақ-саламәт қирғаққа чиққандин кейин, у аралниң Малта дәп атилидиғанлиғини билдуқ. Йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди; чүнки у чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди. «йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди» — «йәрлик хәлиқ» дегән ибарә грек тилида «сақаллиқлар» дейилиду. Бу сөз уларниң ят тиллиқ (демәк, ибраний, грек яки латин тиллиқ әмәс) екәнлигини көрситиду. Павлус бир бағлам отун терип келип отқа ташливиди, иссиқтин етилип чиққан бир зәһәрлик илан униң қолини чишлигиничә чаплишивалди. Шу йәрликләр Павлусниң қолиға йепишип турған иланни көрүп, бир-биригә:
— Бу адәм чоқум бир қатил екән! Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди, — дейишти. «Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди» — «Адиллиқ» дегән улар чоқунидиған бутлардин бири болған аял илаһ болса керәк.
Лекин Павлус иланни отниң ичигә силкип атти, өзи болса һеч қандақ зәхим йемиди. Мар. 16:18; Луқа 10:19. Хәлиқ униңға бәдини ишшип кетиду яки у туюқсиз жиқилип өлиду дәп қарап туратти. Лекин узун вақит қарап туруп, униңда һеч қандақ бенормал һаләтниң болмиғанлиғини көрүп, ойлиғинидин йенип:
— Бу бир илаһ болса керәк! — дейишти. Рос. 14:11.
У йәрниң әтрапидики жутта, арал башлиғи (Публиюс дәп аталған)ниң бир нәччә йәр-етизлири бар еди. У бизни өйигә башлап, үч күн қизғин меһман қилип күтти. У чағда шундақ болдики, Публиюсниң атисиниң қизитмиси өрләп, толғақ болуп йетип қалған екән. Павлус униң йениға кирип, дуа қилип үстигә қолини тәккүзүп, уни сақайтип қойди. Шуниңдин кейин аралдики қалған кесәлләрниң һәммиси униң алдиға келип, сақайтилди. 10 Улар бизниң һөрмитимизгә нурғун соғатларни беғишлиған болуп, ахирда бу йәрдин йәнә йолға чиққан вақтимизда, бизни йолға лазимлиқ нәрсә-керәкләр билән тәминлиди.
 
Малтадин Рим шәһиригә бериш
11 Малта арилида Искәндәрийәдин кәлгән, бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә қишлиған еди. Аралда үч ай турғандин кейин, бу кемә билән йолға чиқтуқ. «бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә» — «Самавий Қош гезәк» болса римлиқларниң чоқунған илаһлири «Кастор билән Поллукс» (грек тилида «Диоскури») еди. Деңизчилар уларни деңиз сәпәрлирини оңушлуқ қилиду, дәп қарайтти. 12 Сиракоза шәһиригә келип, у йәрдә үч күн турдуқ. 13 Андин айлинип меңип, Италийәдики Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси шамал йөнилиши өзгирип җәнуптин чиқиши билән, иккинчи күни Путеоли шәһиригә йетип кәлдуқ. 14 У йәрдә бир нәччә қериндашларни таптуқ, уларниң өтүнүшлири билән биз уларда бир һәптә турдуқ. Шундақ қилип биз Рим шәһиригә йетип кәлдуқ. 15 Келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, бәзилири «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди. Павлус уларни көргәндә, Худаға рәхмәт ейтип, ғәйрәтләнди. «шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, бәзилири «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди» — «Апиюс базири» Римдин 71 километр, «Үч Сарай» 55 километр жирақ еди.
 
Павлус Рим шәһиридә
16 Рим шәһиригә киргинимиздә, йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди; лекин Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә айрим турушиға рухсәт қилинди. йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди» — мошу сөзлөр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.   Рос. 24:23; 27:3. 17 Үч күндин кейин, у у йәрдики Йәһудийларниң каттивашлирини өзи билән көрүшүшкә чақирди. Улар җәм болғанда, у мундақ деди:
— Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки ата-бовилиримиздин қалдурулған өрп-адәтләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда турғинимда тутқун қилинип римлиқларниң қолиға тапшурулдум. Рос. 24:12; 25:8. 18 Римлиқлар мени сораққа тартип, мәндә өлүм җазасиға мәһкүм қилғидәк бирәр җинайәт болмиғачқа, мени қоювәтмәкчи болди. 19 Лекин Йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүргәчкә, Қәйсәргә мураҗиәт қилишқа мәҗбур болдум. Буларни дегиним билән, бу мениң өз хәлқим үстидин шикайитим бар дегәнлигим әмәс. 20 Шу сәвәптин мән силәр билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә силәргә ейтиш үчүн силәрни бу йәргә чақирдим. Чүнки бу зәнҗир билән бағлинишниң сәвәви дәл Исраилниң күткән үмүтидур. Рос. 23:6; 24:21.
21 Улар Павлусқа:
— Биз болсақ Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ, яки у йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди. 22 Лекин сениң пикирлириңни аңлиғумиз бар. Чүнки һәммә йәрдә кишиләрниң сән тәвә болған бу мәзһәпкә қарши сөзләватқанлиғидин хәвиримиз бар! — дейишти.
23 Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бекитти. У күни нурғун кишиләр униң туралғусиға кәлгән еди; у таң атқандин кәчкичә уларға сөз-каламни шәрһләп, Худаниң падишалиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди. «у таң атқандин кәчкичә уларға сөз-каламни шәрһләп, Худаниң падишалиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди» — «Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилири» тоғрилиқ 24:14 вә униңдики изаһатни көрүң. Мошу йәрдә «Тәврат» грек тилида «Мусаниң (Тәврат) қануни».   Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20. 24 Униң сөзлиригә бәзиләр ишәндүрүлди, бәзиләр ишинишни рәт қилди. Рос. 17:4. 25 Улар Павлусниң мундақ бир сөзни қилиши билән өз ара келишәлмәй қайтип кәтти. У мундақ деди:
— Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ата-бовилиримизға муну сөзни дәл җайида ейтқан:
26 — «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: —
«Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр;
Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр. Йәш. 6:9; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рим. 11:8.
27 Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән,
Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған,
Улар көзлирини жумувалған;
Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп,
Қулиқи билән аңлап,
Көңли билән чүшинип,
Өз йолидин яндурулуши билән,
Мән уларни сақайтқан болаттим»». «Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, ... ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, қулиқи билән аңлап, көңли билән чүшинип, өз йолидин яндурулуши билән, мән уларни сақайтқан болаттим» — «Йәш.» 6:9-10дин нәқил кәлтүрүлгән.   Йәш. 6:9,10.
28-29 Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң бу ниҗатлиғи ят әлликләргә әвәтиливатиду. Улар болса униңға қулақ салмай қалмайду! — деди. У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти. «У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.
30  Павлус өзи иҗаригә алған өйдә толуқ икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип, 31 толиму жүрәклик билән һәм һеч тосалғуға учримай, Худаниң падишалиғини җар қилип, Рәб Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрни йәткүзүп тәлим бәрди.

28:2 «йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди» — «йәрлик хәлиқ» дегән ибарә грек тилида «сақаллиқлар» дейилиду. Бу сөз уларниң ят тиллиқ (демәк, ибраний, грек яки латин тиллиқ әмәс) екәнлигини көрситиду.

28:4 «Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди» — «Адиллиқ» дегән улар чоқунидиған бутлардин бири болған аял илаһ болса керәк.

28:5 Мар. 16:18; Луқа 10:19.

28:6 Рос. 14:11.

28:11 «бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә» — «Самавий Қош гезәк» болса римлиқларниң чоқунған илаһлири «Кастор билән Поллукс» (грек тилида «Диоскури») еди. Деңизчилар уларни деңиз сәпәрлирини оңушлуқ қилиду, дәп қарайтти.

28:15 «шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, бәзилири «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди» — «Апиюс базири» Римдин 71 километр, «Үч Сарай» 55 километр жирақ еди.

28:16 йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди» — мошу сөзлөр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.

28:16 Рос. 24:23; 27:3.

28:17 Рос. 24:12; 25:8.

28:20 Рос. 23:6; 24:21.

28:23 «у таң атқандин кәчкичә уларға сөз-каламни шәрһләп, Худаниң падишалиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди» — «Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилири» тоғрилиқ 24:14 вә униңдики изаһатни көрүң. Мошу йәрдә «Тәврат» грек тилида «Мусаниң (Тәврат) қануни».

28:23 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20.

28:24 Рос. 17:4.

28:26 Йәш. 6:9; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рим. 11:8.

28:27 «Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, ... ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, қулиқи билән аңлап, көңли билән чүшинип, өз йолидин яндурулуши билән, мән уларни сақайтқан болаттим» — «Йәш.» 6:9-10дин нәқил кәлтүрүлгән.

28:27 Йәш. 6:9,10.

28:28-29 «У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.