■16:1 Пәнд. 16:1; 19:21; 20:24; Йәр. 10:23
□16:2 «қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду.
■16:3 Зәб. 36:5; 54:23; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7
□16:5 «қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...».
■16:5 Пәнд. 6:17; 8:13; 11:21
□16:6 «...гуналар кафарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кафарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29).
□16:10 «Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».
■16:11 Лав. 19:36; Қан. 25:13-16; Пәнд. 11:1; 20:10, 23
□16:15 «Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.
■16:16 Аюп 28:15; Зәб. 18:11; 118:72; Пәнд. 3:14,15; 8:11,19
□16:20 «Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар».
■16:20 Зәб. 2:12; 33:9-10; 124:1; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7
□16:26 «Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар».
□16:27 «Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.
■16:28 Пәнд. 15:18; 26:21; 29:22
□16:29 «Уни яман йолға башлап кирәр» — ибраний тилида «Уни яхши әмәс бир йолға башлап кирәр».
□16:30 «Көзини жумувалған киши» — яки «көз қисқучи киши», «көзини чимилдатқучи адәм».
□16:31 «Һәққанийәт йолида ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Ақ чач болса адәмниң шөһрәт таҗидур; у һәққанийәт йолида пәйда болиду».
□16:32 «Өзини тутувалған» — ибраний тилида: «Өз роһини идарә қилидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду.