□33:1-2 « א аләф, ибраний тилидики биринчи һәрип» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Һәр бир айәт алдида ибраний һәрипләр көрситилиду (10-күйгә берилгән, «елипбә тәртивилик күй» тоғрилиқ изаһатниму көрүң). «Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән» — «тәшәккүр-мәдһийә қайтуруш» дегән сөз ибраний тилида «(Худаға) рәхмәт ейтиш», «уни улуқлаш» дегән мәнидә келиду, униң йәнә «Худани хурсән қилиш» дегән мәнасиму бар. «Тәшәккүр-мәдһийә қайтуруш» дегәнниң ибраний тилидики шәкли әрәб тилидики «мубарәкләш» дегән сөзгә охшап кетиду; демәк, Худаға ««барәк» (бәрикәт) йәткүзүш».
□33:8 ««Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» яки «Пәрвәрдигарниң Әлчиси»» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә бир шәхс еди. «Тәбирләр»ни көрүң. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» бәзи ишларда Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, «Яр.» 16:7-14, 18-бапни, «Тәбирләр»ниму көрүң).
□33:15 «Аман-хатирҗәмликни издәп...» — яки «һәммәйлән билән енақ өтүшкә тиришип,...».
■33:16 Аюп 36:7; Зәб. 32:18; 1Пет. 3:12
□33:19 «Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, роһи езилгәнләрни қутқузиду» — бу айәттики «көңли сунуқлар» һәмдә «роһи езилгәнләр», шүбһисизки, товва қилғанларни көрситиду.
□33:23 «Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду» — бу йәрдә ишләткән пеил («бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду») адәттә қулларни (мәлум баһада) қуллуқтин азат қилиш, һөр қилишни билдүриду.