«Иккинчи «биринчи шабат күни»» дегән бу ибарини чүшәндүрүш тәс. Алимларниң бу тоғрилиқ икки пикри бар:
1-пикир: — Йәһудий хәлқиниң икки хил календари бар еди. Биринчи календар Бабиллиқларниңкигә охшаш болуп күздә («канай челиш һейти» яки «бурға һейти» билән) башлинатти. Бу календар бойичә, шу жилдики «биринчи шабат» болса «тунҗа «биринчи шабат»» дәп аталған. Иккинчи календар әтязда башлинатти («Мис.» 12:2ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, иккинчи календар бойичә, шу жилдики биринчи шабат «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти.
2-пикир: — бу «йәттә һәптә һейти»ниң иккинчи һәптисидики шабат күнини көрситиду («Лав.» 23:10-22ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, бу һейтниң иккинчи шабат күни «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти. Мошу пикир бойичә «биринчи» дегән сөз мошу айәттә асасән «муһим» дегән мәнидә.
Бизниңчә бу 2-пикир тоғридур, чүнки «йеңи жил»ниң (әтияздики) «биринчи шабат»ида, йеңи буғдай яки арпа данлирини йейиш чәкләнгән еди, бәлким Худаға аташ керәк еди («Лав.» 23:14-айәтни йәнә көрүң). Немила болмисун, шу вақит әтиязға тоғра келәтти. ■ Қан. 23:24; Мат. 12:1; Мар. 2:23. 2 Лекин буни көргән бәзи Пәрисийләр уларға:
□6:1 «Иккинчи «муһим шабат күни»» — грек тилида «иккинчи «биринчи шабат күни»» дегән сөз билән ипадилиниду. Биз «биринчи»ни «муһим» дәп тәрҗимә қилдуқ. Сәвәвини төвәндә чүшәндүримиз. «Иккинчи «биринчи шабат күни»» дегән бу ибарини чүшәндүрүш тәс. Алимларниң бу тоғрилиқ икки пикри бар: 1-пикир: — Йәһудий хәлқиниң икки хил календари бар еди. Биринчи календар Бабиллиқларниңкигә охшаш болуп күздә («канай челиш һейти» яки «бурға һейти» билән) башлинатти. Бу календар бойичә, шу жилдики «биринчи шабат» болса «тунҗа «биринчи шабат»» дәп аталған. Иккинчи календар әтязда башлинатти («Мис.» 12:2ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, иккинчи календар бойичә, шу жилдики биринчи шабат «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти. 2-пикир: — бу «йәттә һәптә һейти»ниң иккинчи һәптисидики шабат күнини көрситиду («Лав.» 23:10-22ни көрүң). Шу алимларниң пикричә, бу һейтниң иккинчи шабат күни «иккинчи «биринчи шабат»» дәп атилатти. Мошу пикир бойичә «биринчи» дегән сөз мошу айәттә асасән «муһим» дегән мәнидә. Бизниңчә бу 2-пикир тоғридур, чүнки «йеңи жил»ниң (әтияздики) «биринчи шабат»ида, йеңи буғдай яки арпа данлирини йейиш чәкләнгән еди, бәлким Худаға аташ керәк еди («Лав.» 23:14-айәтни йәнә көрүң). Немила болмисун, шу вақит әтиязға тоғра келәтти.
■6:1 Қан. 23:24; Мат. 12:1; Мар. 2:23.
□6:2 «Немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр?» — «чәкләнгән иш» Тәврат қанунида чәкләнгән, демәкчи. Уларниң шикайәт қилғини мухлисларниң йейиши әмәс («Қан.» 23:25ни көрүң), бәлки шабат күнидә мухлисларниң «һосул алғанлиқ»и еди. «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә мошу вақиә тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.
□6:3 «Силәр һәтта Давут пәйғәмбәр ... немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқиплиридин сорайдиған соал шәкли еди.
□6:4 «Демәк, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни сорап елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.
□6:7 «...униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти» — уларниң қилмақчи болған әрзи болса «У шабат күнидә кесәлни сақайтса, «ишлигән» яки «хизмәт қилған»ға баравәр болиду, шуңа (уларниң чүшинишичә) «Тәврат қануниға хилаплиқ қилған»» болиду.
□6:10 «У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди» — «әслигә кәлтүрүлүп» дегән пеилниң мәҗһул шәкли бизгә бу ишни Худа өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизини «шабат күнидә яратқанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?
□6:11 «улар ғәзәптин һошини йоқитип...» — «улар» 7-айәттә көрситилгән «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр».
■6:13 Мат. 10:1; Мар. 3:13; 6:7; Луқа 9:1.
□6:15 «милләтпәрвәр» — яки, «Қанаанлиқ». Йәһудий милләтпәрвәрләр вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ билән күрәш қилғучилар еди.
□6:16 «Яқупниң оғли» — бу Яқуп 14- вә 15-айәттики «Яқуп»лардин башқиси болса керәк. «Яқупниң оғли» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Яқупниң иниси» дейилиду.
□6:20 «Мубарәк, әй йоқсуллар!» — «йоқсуллар» бәлким өзиниң Худаға қәтъий муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр. Бу айәтләрдә «мубарәк» дегән сөз (Худа тәрипидин) «бәхитлик, бәрикәтлик қилинған» дегән мәнидә ишлитилиду.
■6:21 Йәш. 61:3; 65:13; 66:10.
■6:22 Мат. 5:11; 1Пет. 2:19; 3:14; 4:14.
■6:25 Йәш. 65:13; Яқ. 4:9; 5:1.
■6:27 Мис. 23:4; Пәнд. 25:21; Мат. 5:44; Рим. 12:20; 1Кор. 4:12.
□6:30 «Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин» — немини бериш керәклигини Рәббимиз ейтмиди. Бәзи әһвалда тилигүчигә тилигинини бәрсәк униңға пайда әмәс, бәлки зиян йәткүзиду. Мәсилән, һарақкәш адәм пул яки һарақ тилисә буни бәрсәк болмайду; лекин мүмкин болса ярдәм қолимизни узитишимиз керәк. Башқа мисал «Рос.» 3:1-11дә тепилиду, болупму 6-айәтни көрүң.
□6:35 «Һәммидин Алий Болғучиниң пәрзәнтлири болисиләр» — демәк, әмәллириңлар буниңға гувалиқ болиду.
■6:37 Мат. 7:1; Рим. 2:1; 1Кор. 4:5.
□6:38 «силәргиму берилиду — һәтта чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап, силкип толдурулуп үстидин тешип чүшкидәк дәриҗидә қуйнуңларға төкүп берилиду» — Оттура Шәриқтә бириси бирәвға ашлиқ һәдийә қилмақчи болса (1) ашни халтиға лиқ қачилайду; (2) данлар чиңдилип чүшсун дәп халтини силкийду; (3) чиңдалған данларниң үстигә «тешип чүшкидәк дәриҗидә» йәнә қачилайду.
■6:38 Пәнд. 10:22; 19:17; Мат. 7:2; Мар. 4:24.
□6:40 «Мухлис устазидин үстүн турмайду; лекин такамуллаштурулғини устазиға охшаш болиду» — бу сирлиқ сөз бәлким мухлислар Мәсиһкә толуқ әгәшсә, униңға охшаш азап-оқубәтни көрүши мүмкин, дегән мәнини өз ичигә алиду.
■6:40 Мат. 10:24; Юһ. 13:16; 15:20.
□6:41 «бурадириңниң көзидики қил» — яки «қериндишиңниң көзидики қил». «Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?!» — мәнаси: «Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик сәһвәнлигинила көрүп, өзүңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?» дегәндәк.
■6:46 Мал. 1:6; Мат. 7:21; 25:11; Луқа 13:25; Рим. 2:13; Яқ. 1:22.