2
Үчинчи аламәт көрүнүш — өлчәш танисини тутқан жигит
Андин мән бешимни көтирип, мана қолида өлчәм танисини тутқан бир адәмни көрдүм вә униңдин: «Нәгә барисән?» дәп соридим. У маңа: «Мән Йерусалимни өлчигили, униң кәңлиги вә узунлуғини өлчәп билгили баримән» — деди.
Мана, мән билән сөзлишиватқан пәриштә чиқти; йәнә бир пәриштә униң билән көрүшүшкә чиқти вә униңға мундақ деди: — Жүгүр, бу яш жигиткә сөз қил, униңға мундақ дегин: — «Йерусалим өзидә туруватқан адәмләрниң вә малларниң көплүгидин сепилсиз шәһәрләрдәк болиду. «Жүгүр, бу яш жигиткә сөз қил, униңға мундақ дегин: — «Йерусалим өзидә туруватқан адәмләрниң вә малларниң көплүгидин сепилсиз шәһәрләрдәк болиду» — демәк, кәлгүси Йерусалим наһайити чоң бир шәһәр болғачқа, униң аһалиси бәрибир һәр қандақ сепилниң ичигә патмайду; демәк, мошу жигитниң униң «кәңлигини, узунлуғи»ни өлчиши бекар иш болмамду?! — вә Мән Пәрвәрдигар униң әтрапиға от-ялқун сепили, униң ичидики шан-шәриви болимән. — Һой! Һой! Шималий зиминдин қечиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән силәрни асмандики төрт тәрәптин чиққан шамалдәк тарқитивәткән, дәйду Пәрвәрдигар». «Мән силәрни асмандики төрт тәрәптин чиққан шамалдәк тарқитивәткән» — «төрт тәрәптин чиққан шамал» ибраний тилида: «асмандики төрт шамал» дейилиду — шәриқ, ғәрип, шимал, җәнуп тәрәпләрдин чиқидиған шамаллар.
«— Һәй! И Бабил қизи билән турғучи Зион, қачқин! «— Һәй! И Бабил қизи билән турғучи Зион, қачқин !» — Бабил империйәси Зәкәрияниң бешаритидин 20 жил илгири вәйран қилинған еди. Шуңа биз мошу сөзләр вә кейинки алтә айәтни ахирқи заманни көрситиду, дәп қараймиз. Бирақ шу чағдики Йәһуда вә Йерусалим бешарәтләрдин хелә үмүт алалайду, чүнки бешарәтләр Худаниң уларға болған мәңгүлүк мәхсәтлириниң һеч қачан өзгәртилмигәнлигини тәстиқлайду. Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз шан-шәривини дәп У Мени силәрни булаң-талаң қилған әлләргә әвәтти; чүнки ким силәргә чеқилса, шу Өзиниң көз қаричоқиға чеқилған болиду. «Өз шан-шәривини дәп У Мени силәрни булаң-талаң қилған әлләргә әвәтти» — башқа тәрҗимилири: «Шан-шәрәп аян қилинғандин кейин, У Мени силәрни булаң-талаң қилған әлләргә әвәтти», яки «Шәрәп-һөрмәткә ериштүрүлгинимдин кейин, У... Мени әвәтти». Қайси тәрҗимиси тоғра болушидин қәтиийнәзәр, оқурмәнләр диққәт қилидуки, Пәрвәрдигар Өзи «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар»ни әвәтиду (9-айәт, 6-бап, 15-айәт, 10-бап, 12-айәтләрдиму охшаш ишни көрәләймиз). Биз әнди Инҗилдин чүшинимизки, Худа дунияға әвәткән Қутқузғучи-Мәсиһниң өзи Худалиқ тәбиитидидур, у Худаниң әзәлдин болғучи мәңгүлүк «Калами»дур. Шүбһисизки, мошу айәттики «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» болса, «Худаниң Калами», Мәсиһдур (Тәврат, «Йәш.» 48:16ниму көрүң).   Зәк. 2:9; 6:15; 10:12; Йәш. 48:16; Юһ. 11:42; 17:21 Чүнки мана, Мән Өз қолумни уларниң үстигә силкиймән, улар өзлиригә қул қилинғучиларға олҗа болиду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр.
10 Нахшиларни яңритип шатлан, и Зион қизи; чүнки мана, келиватимән, араңда маканлишимән, дәйду Пәрвәрдигар, Лав. 26:12; Әз. 37:27; 2Кор. 6:16 11 — вә шу күнидә көп әлләр Пәрвәрдигарға бағлиниду, Маңа бир хәлиқ болиду; араңда маканлишимән вә силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр; 12 шуниңдәк Пәрвәрдигар Йәһудани Өзиниң «муқәддәс зимини»да несивиси болушқа мирас қилиду вә йәнә Йерусалимни талливалиду.
13 Барлиқ әт егилири Пәрвәрдигар алдида сүкүт қилсун! Чүнки У Өзиниң муқәддәс маканидин қозғалди!»
 
 

2:4 «Жүгүр, бу яш жигиткә сөз қил, униңға мундақ дегин: — «Йерусалим өзидә туруватқан адәмләрниң вә малларниң көплүгидин сепилсиз шәһәрләрдәк болиду» — демәк, кәлгүси Йерусалим наһайити чоң бир шәһәр болғачқа, униң аһалиси бәрибир һәр қандақ сепилниң ичигә патмайду; демәк, мошу жигитниң униң «кәңлигини, узунлуғи»ни өлчиши бекар иш болмамду?!

2:6 «Мән силәрни асмандики төрт тәрәптин чиққан шамалдәк тарқитивәткән» — «төрт тәрәптин чиққан шамал» ибраний тилида: «асмандики төрт шамал» дейилиду — шәриқ, ғәрип, шимал, җәнуп тәрәпләрдин чиқидиған шамаллар.

2:7 «— Һәй! И Бабил қизи билән турғучи Зион, қачқин !» — Бабил империйәси Зәкәрияниң бешаритидин 20 жил илгири вәйран қилинған еди. Шуңа биз мошу сөзләр вә кейинки алтә айәтни ахирқи заманни көрситиду, дәп қараймиз. Бирақ шу чағдики Йәһуда вә Йерусалим бешарәтләрдин хелә үмүт алалайду, чүнки бешарәтләр Худаниң уларға болған мәңгүлүк мәхсәтлириниң һеч қачан өзгәртилмигәнлигини тәстиқлайду.

2:8 «Өз шан-шәривини дәп У Мени силәрни булаң-талаң қилған әлләргә әвәтти» — башқа тәрҗимилири: «Шан-шәрәп аян қилинғандин кейин, У Мени силәрни булаң-талаң қилған әлләргә әвәтти», яки «Шәрәп-һөрмәткә ериштүрүлгинимдин кейин, У... Мени әвәтти». Қайси тәрҗимиси тоғра болушидин қәтиийнәзәр, оқурмәнләр диққәт қилидуки, Пәрвәрдигар Өзи «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар»ни әвәтиду (9-айәт, 6-бап, 15-айәт, 10-бап, 12-айәтләрдиму охшаш ишни көрәләймиз). Биз әнди Инҗилдин чүшинимизки, Худа дунияға әвәткән Қутқузғучи-Мәсиһниң өзи Худалиқ тәбиитидидур, у Худаниң әзәлдин болғучи мәңгүлүк «Калами»дур. Шүбһисизки, мошу айәттики «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» болса, «Худаниң Калами», Мәсиһдур (Тәврат, «Йәш.» 48:16ниму көрүң).

2:8 Зәк. 2:9; 6:15; 10:12; Йәш. 48:16; Юһ. 11:42; 17:21

2:10 Лав. 26:12; Әз. 37:27; 2Кор. 6:16