6
Худаниң җапа-мушәққәт тартқучи әлчилири болуш
Әнди Худаниң һәмкарлири сүпитидә силәрдин Униң меһри-шәпқитини қобул қилип туруп уни бекарға кәткүзмәңлар дәп өтүнимиз 1Кор. 3:9; Ибр. 12:15. (чүнки у: «Шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, ниҗат-қутулуш йәткүзүлидиған бир күнидә Мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән» — деди. Мана, һазир болса «шапаәт көрситилидиған яхши пәйт»; мана, һазир «ниҗат-қутулуш күни»дур!). «шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, ниҗат-қутулуш йәткүзүлидиған бир күнидә мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән» — «Йәш.» 49:8.   Йәш. 49:8. Рәбниң хизмитигә дағ кәлтүрүлмисун дәп һеч қандақ ишта һеч кимниң иманиға тосалғулуқ қилмаймиз; Рим. 14:13; 1Кор. 10:32. бәлки һәр бир ишта өзимизни Худаниң хизмәткарлири сүпитидә нәмунә қилип жүримиз; зор чидамлиқ билән, җәбир-зулумларда, җапа-мушәққәтләрдә, бесим-қистақларда, 1Кор. 4:1; 2Кор. 11:23. камча ярилирида, зинданларда, қозғилаң-топилаңлар ичидә, еғир меһнәтләрдә, түнәшләрдә, роза тутушларда, «түнәшләрдә» — демәк «түнәп дуа қилишларда». Башқа бир хил тәрҗимиси «уйқисизлиқларда». паклиқ билән, билимләр билән, сәвир-тақәтлик билән, меһриванлиқлар билән, Муқәддәс Роһ билән, сахтилиқсиз меһир-муһәббәт билән,  һәқиқәтниң сөз-калами билән, Худаниң күч-қудрити билән, һәққанийлиқниң оң-сол қоллардики қураллири билән, «...һәққанийлиқниң оң-сол қоллардики қураллири билән...» — бәлким зәрб қилидиған һәм қоғдайдиған роһий қуралларни көрситиду. һәм иззәт-шөһрәттә һәм һақарәт ичидә, төһмәт һәм тәриплинишләр ичидә өзимизни Худаниң хизмәкарлири сүпитидә намайән қилдуқ; ялғанчилар дәп қаралған болсақму сәмимий-садиқ болуп, намсиз болдуқ-ю, амма мәшһормиз; өләй дәп қалдуқ-ю, амма мана, һаяттурмиз; тәрбийидә җазаландуқ-ю, амма өлүмгә мәһкүм қилинмидуқ; «намсиз болдуқ-ю, амма мәшһормиз» — дуниядики «мәшһор»лардин болмисиму, лекин Худа, пәриштиләр вә җамаәтләр тәрипидин мәшһордур, дегән мәнидә дәп қараймиз. «тәрбийидә җазаландуқ-ю, амма өлүмгә мәһкүм қилинмидуқ» — «тәрбийидә җазаландуқ-ю...» дегәнлик башқа бир тәрҗимиси «дәррә-қамча йедуқ-ю ...».
Бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
   Зәб. 117:18; Йәш. 26:19. 10 дәрд-әләм тарттуқ-ю, амма дайим шат-хурамлиқта туримиз; намрат болғинимиз билән, амма көп адәмләрни бай қилғучимиз; һеч немимиз йоқ болғини билән, амма һәммигә егидармиз. «намрат болғинимиз билән, амма көп адәмләрни бай қилғучимиз; һеч немимиз йоқ болғини билән, амма һәммигә егидармиз» — «намрат болғинимиз билән,...  һеч немимиз йоқ болғини билән,...» — Павлус вә башқа расуллар бу дунияниң көзқаришидин қариғанда шундақ көрүнгән болсиму, улар һәргиз өзлирини ундақ һесаплимайду, бәлки өзлирини һәқиқий байлар (мәңгүлүк байлиқларға егә) дәп санайтти.
11 Силәргә очуқ-йоруқ сөзлидуқ, әй Коринтлиқлар, бизниң бағримиз силәргә кәң ечилди! «Силәргә очуқ-йоруқ сөзлидуқ, әй Коринтлиқлар,...» — грек тилида «Ағзимиз силәргә очуқ, и Коринтлиқлар,...». 12 Силәр биз тәрәптин қисилған әмәс, лекин өз ич-бағриңларниң тарлиғидин қисилисиләр; 13 әнди адил алмаштурушта болуп — (өз пәрзәнтлиримгә сөзлигәндәк сөзләймән) — бағриңларни бизгиму кәң ечиңлар. 1Кор. 4:14.
 
Қараңғулуққа һәмраһ болмаңлар
14 Етиқатсизлар билән бир боюнтуруққа четилип тәңсизликтә болмаңлар; чүнки һәққанийлиқ вә қәбиһлик оттурисида қандақму ортақлиқ болсун? Йоруқлуқниң қараңғулуқ билән қандақ һәмраһлиғи болсун? «Етиқатсизлар билән бир боюнтуруққа четилип тәңсизликтә болмаңлар» — «Қан.» 22:10дә «Ешәк вә калини бир боюнтуруққа тәң қошмаңлар» дейилиду. Тәңсизлик болғачқа, ишәнгән адәм вә ишәнмигән адәм тәң жүк тартмайду, һәтта бир-биридин башқа йөнүлүшкә тартиду. Бу сөзләр пәқәт никаһқила бағлиқ әмәс, түрлүк әһвалларда етиқатсиз адәм билән «һәмбоюнтуруқ» болуш чоң чатақларни чиқириду, дегәнликтур. «...һәққанийлиқ вә қәбиһлик оттурисида қандақму ортақлиқ болсун?» — «қәбиһлик» грек тилида «қанунсизлиқ», амма бу «қанун» һөкүмәтниңки әмәс, Худаниң һәққаний тәләплирини көрситиду.   Қан. 7:2; 1Сам. 5:1, 2; 1Пад. 8:21; 1Кор. 5:9; 10:21; Әф. 5:11 15 Мәсиһниң Белиал билән немә енақлиғи болсун? Ишәнгүчиниң ишәнмигүчи билән қандақ ортақ несивиси болсун? «Мәсиһниң Белиал билән немә енақлиғи болсун?» — «Белиал» дегәнниң ибраний тилидики мәнаси «әрзимәс, осал» болуп, Шәйтанниң йәнә бир исми болиду. 16 Худаниң ибадәтханисиниң бутлар билән қандақ бирлиги болсун? Чүнки силәр тирик Худаниң ибадәтханисидурсиләр — Худаниң: «Мән уларда туримән, уларниң арисида жүримән; уларниң Худаси болимән вә улар Мениң хәлқим болиду» дегинидәк силәр Униң ибадәтханисидурсиләр; «Мән уларда туримән, уларниң арисида жүримән; уларниң Худаси болимән вә улар Мениң хәлқим болиду» — «Лав.» 26:12 вә «Йәр.» 28:32, «Әз.» 32:27ни көрүң.   Мис. 29:45; Лав. 26:11-12; Йәр. 32:38; Әз. 37:27; 1Кор. 3:16; 6:19; 10:7, 14; Әф. 2:21; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5 17 Шуниң үчүн «Уларниң арисидин чиқип кетиңлар, Маңа айрилиңлар», — дәйду Рәб, — «һеч напак нәрсигә тәккүчи болмаңлар», «шундила Мән силәрни қобул қилимән», «Уларниң арисидин чиқип кетиңлар, маңа айрилиңлар... һеч напак нәрсигә тәккүчи болмаңлар» — «Йәш.» 52:11ни көрүң. Әслидә бу сөзләр Исраилға Бабил империйәсидики кәйп-сапа вә бутпәрәсликни ташлап чиқиши үчүн ейтилған. «шундила Мән силәрни қобул қилимән» — «Әз.» 20:41ни көрүң.   Йәш. 52:11; Әз. 20:34,41; Вәһ. 18:4. 18 вә: «Мән силәргә Ата болимән, силәр Маңа оғул-қизлирим болисиләр» — дәйду Һәммигә Қадир болған Рәб. «Мән силәргә Ата болимән, силәр Маңа оғул-қизлирим болисиләр» — Тәврат, «2Сам.» 7:14, «Йәш.» 43:6, «Йәр.» 31:9ни көрүң.   2Сам. 7:8,14
 
 

6:1 1Кор. 3:9; Ибр. 12:15.

6:2 «шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, ниҗат-қутулуш йәткүзүлидиған бир күнидә мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән» — «Йәш.» 49:8.

6:2 Йәш. 49:8.

6:3 Рим. 14:13; 1Кор. 10:32.

6:4 1Кор. 4:1; 2Кор. 11:23.

6:5 «түнәшләрдә» — демәк «түнәп дуа қилишларда». Башқа бир хил тәрҗимиси «уйқисизлиқларда».

6:7 «...һәққанийлиқниң оң-сол қоллардики қураллири билән...» — бәлким зәрб қилидиған һәм қоғдайдиған роһий қуралларни көрситиду.

6:9 «намсиз болдуқ-ю, амма мәшһормиз» — дуниядики «мәшһор»лардин болмисиму, лекин Худа, пәриштиләр вә җамаәтләр тәрипидин мәшһордур, дегән мәнидә дәп қараймиз. «тәрбийидә җазаландуқ-ю, амма өлүмгә мәһкүм қилинмидуқ» — «тәрбийидә җазаландуқ-ю...» дегәнлик башқа бир тәрҗимиси «дәррә-қамча йедуқ-ю ...». Бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

6:9 Зәб. 117:18; Йәш. 26:19.

6:10 «намрат болғинимиз билән, амма көп адәмләрни бай қилғучимиз; һеч немимиз йоқ болғини билән, амма һәммигә егидармиз» — «намрат болғинимиз билән,...  һеч немимиз йоқ болғини билән,...» — Павлус вә башқа расуллар бу дунияниң көзқаришидин қариғанда шундақ көрүнгән болсиму, улар һәргиз өзлирини ундақ һесаплимайду, бәлки өзлирини һәқиқий байлар (мәңгүлүк байлиқларға егә) дәп санайтти.

6:11 «Силәргә очуқ-йоруқ сөзлидуқ, әй Коринтлиқлар,...» — грек тилида «Ағзимиз силәргә очуқ, и Коринтлиқлар,...».

6:13 1Кор. 4:14.

6:14 «Етиқатсизлар билән бир боюнтуруққа четилип тәңсизликтә болмаңлар» — «Қан.» 22:10дә «Ешәк вә калини бир боюнтуруққа тәң қошмаңлар» дейилиду. Тәңсизлик болғачқа, ишәнгән адәм вә ишәнмигән адәм тәң жүк тартмайду, һәтта бир-биридин башқа йөнүлүшкә тартиду. Бу сөзләр пәқәт никаһқила бағлиқ әмәс, түрлүк әһвалларда етиқатсиз адәм билән «һәмбоюнтуруқ» болуш чоң чатақларни чиқириду, дегәнликтур. «...һәққанийлиқ вә қәбиһлик оттурисида қандақму ортақлиқ болсун?» — «қәбиһлик» грек тилида «қанунсизлиқ», амма бу «қанун» һөкүмәтниңки әмәс, Худаниң һәққаний тәләплирини көрситиду.

6:14 Қан. 7:2; 1Сам. 5:1, 2; 1Пад. 8:21; 1Кор. 5:9; 10:21; Әф. 5:11

6:15 «Мәсиһниң Белиал билән немә енақлиғи болсун?» — «Белиал» дегәнниң ибраний тилидики мәнаси «әрзимәс, осал» болуп, Шәйтанниң йәнә бир исми болиду.

6:16 «Мән уларда туримән, уларниң арисида жүримән; уларниң Худаси болимән вә улар Мениң хәлқим болиду» — «Лав.» 26:12 вә «Йәр.» 28:32, «Әз.» 32:27ни көрүң.

6:16 Мис. 29:45; Лав. 26:11-12; Йәр. 32:38; Әз. 37:27; 1Кор. 3:16; 6:19; 10:7, 14; Әф. 2:21; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5

6:17 «Уларниң арисидин чиқип кетиңлар, маңа айрилиңлар... һеч напак нәрсигә тәккүчи болмаңлар» — «Йәш.» 52:11ни көрүң. Әслидә бу сөзләр Исраилға Бабил империйәсидики кәйп-сапа вә бутпәрәсликни ташлап чиқиши үчүн ейтилған. «шундила Мән силәрни қобул қилимән» — «Әз.» 20:41ни көрүң.

6:17 Йәш. 52:11; Әз. 20:34,41; Вәһ. 18:4.

6:18 «Мән силәргә Ата болимән, силәр Маңа оғул-қизлирим болисиләр» — Тәврат, «2Сам.» 7:14, «Йәш.» 43:6, «Йәр.» 31:9ни көрүң.

6:18 2Сам. 7:8,14