7
Әнди бу вәдиләргә муйәссәр болғандин кейин, и сөйүмлүкләр, өзимизни әтләрдики һәм роһтики һәр хил паскинилиқтин тазилап, Худаниң қорқунучида өзимиздә аян қилинған пак-муқәддәсликни камаләткә йәткүзәйли.
 
Бизни қобул қилғайсиләр!
Бизни қобул қилғайсиләр! Биз һеч кимгә зиян-зәхмәт йәткүзмидуқ, һеч кимни набут қилмидуқ, һеч кимдин пайдиланмидуқ. «...һеч кимни набут қилмидуқ» — бәлким һәм иқтисадий җәһәттин һәм етиқат җәһәтидин ейтилиду. Мошуларни дәп, силәрни әйиплимәкчи әмәсмән; чүнки мән жуқурида ейтқинимдәк, силәр қәлбимиздидурсиләрки, биз силәр билән биллә өлүшкә, силәр билән биллә яшашқа тәйярмиз. 2Кор. 6:11,12,13. Силәргә бағлиған ишәшим зор, силәрдин болған пәхрим зор; шуниң үчүн риғбәт-тәсәллигә толдурулдум, барлиқ җапа-мүшкүлчиликлиримиздә хошаллиғим ешип ташти. Мат. 5:12; Рос. 5:41; Фил. 2:17; Кол. 1:24.
Чүнки бәрһәқ, Македонийәгә киргинимиздиму әтлиримиз һеч арам тапалмай, һәртәрәптин қисилип қалдуқ; сиртимизда җедәл-күрәшләр, ичимиздә қорқунучлар бар еди. Рос. 16:19,23. Амма чүшкүнләргә риғбәт-тәсәлли бәргүчи Худа бизгә Титусниң келиши арқилиқ риғбәт-тәсәлли бәрди; 2Кор. 1:4. тапқан риғбәт-тәсәллимиз пәқәт униң келиши арқилиқла әмәс, бәлки униң силәрдин тапқан риғбәт-тәсәллиси арқилиқму болди; чүнки у силәрниң бизгә зариқип тәлмүргиниңларни, силәрниң һәсритиңларни, силәрниң маңа болған қизғин ғәмхорлуғуңларни ейтип бәрди; шуниң билән мән техиму хошалландим. «чүнки у силәрниң бизгә зариқип тәлмүргиниңларни... ейтип бәрди» — «силәрниң бизгә зариқип тәлмүргиниңлар» дегән сөзләрдә «бизгә» дегәнни киргүздуқ. Уларниң «зариқип тәлмүргини» Худаға болушиму мүмкин еди. «силәрниң һәсритиңларни, силәрниң маңа болған қизғин ғәмхорлуғуңларни...» — Коринтлиқларниң һәсрәтлири қатарлиқлар расул Павлусниң илгәрки бир хетидики әйипни (2:4) қобул қилғанлиғи түпәйлидин еди. Чүнки гәрчә мән силәрни хетим билән азаплиған болсамму, мән һазир униңдин пушайман қилмаймән; лекин әслидә мән шу хетимниң силәрни азаплиғинини көрүп пушайман қилған едим (әмәлийәттә, силәрниң азаплинишиңлар қисқиғинә бир мәзгилла болған). Амма һазир шатлинимән — азапланғиниңлардин әмәс, бәлки шу азапниң силәрни товва қилдурғанлиғидин шатлинимән; чүнки силәрниң азаплинишиңлар Худаниң йолида еди; шуниң билән силәр биздин һеч зиян тартмидиңлар. 10 Чүнки Худаниң йолида болған азап-қайғу адәмни һәргиз пушайман қилмайдиған ниҗатқа башлайдиған товиға елип бариду; амма бу дуниядики азап-қайғу адәмни өлүмгә елип бариду. 2Сам. 12:13; Мат. 26:75; Луқа 18:13. 11 Чүнки мана, дәл мошу иш, йәни Худаниң йолида азаплинишиңлар, силәргә шунчә көп әстайидиллиқ, өзлириңларни әйиптин нәқәдәр халас қилиш, шунчә көп ғәзәп, шунчә көп қорқунуч, шунчә көп тәқәззарлиқ, шунчә көп қизғинлиқ вә җазалашқа шунчә тәйяр болушни елип кәлди! Силәр бу ишниң һәр тәрипидә өзүңларниң әйиптин халас болушуңларни испатлидиңлар. «Худаниң йолида азаплинишиңлар... силәргә...шунчә көп ғәзәп, шунчә көп қорқунуч, ... елип кәлди!» — мошу йәрдә «ғәзәп» болса бәлким гуна садир қилған кишиниң қилмишиға, шундақла өзлириниң бу ишта җавапкар әмәслигигә қаритилған еди. «Шунчә көп қорқунуч» болса Худадин болған қорқунуч. «җазалашқа шунчә шунчә тәйяр болуш» — өз гунайида чиң туруп товва қилишни рәт қилған қериндашларни җамаәттин чиқириветишни көрситиду.
12 Әнди силәргә шу хәтни язған болсамму, у хәтни зиян-зәхмәт қилғучи киши үчүн әмәс, яки зиян-зәхмәт қилинғучи киши үчүн әмәс, бәлки Худа алдида бизгә болған көңлүңлардики қизғинлиқниң араңларда аян болуши үчүн яздим. «бәлки Худа алдида бизгә болған көңлүңлардики қизғинлиқниң араңларда аян болуши үчүн яздим» — башқа бир көчүрмиси бойичә «бәлки бизниң Худа алдида силәргә болған қизғинлиғимизниң аян болуши үчүн яздим». Амма кейинки айәтләрни (13-16) вә 8:7ни көргәндә, биз алған көчүрмиси тоғридур. 13 Бу сәвәптин биз риғбәт-тәсәллигә ериштуқ. Вә риғбәт-тәссәллимиз үстигә биз Титусниң хошаллиғи түпәйлидин техиму зор шатландуқ; чүнки униң роһи силәр тәрипиңлардин йеңиланди. 14 Чүнки мән силәр тоғраңларда бирәр ишта пәхирлинип махтиған болсам, у ишта һеч хиҗил қалдурулмидим; бәлки силәргә ейтқанлиримизниң һәммиси һәқиқәт болғинидәк, бизниң Титусқа силәрни пәхирлинип махтишимизму һәқиқәт болуп испатланди. 15 У силәрниң итаәтмәнлигиңларни, силәрниң униңдин қандақ әймәнгән вә титригән һалда уни қарши алғиниңларни әслигинидә, униң силәргә бағлиған ич-бағридики муһәббәтлири техиму ешип ташиду. 16 Мән силәргә һәр бир ишта ишәшим камил болғанлиғидин шатлинимән.
 
 

7:2 «...һеч кимни набут қилмидуқ» — бәлким һәм иқтисадий җәһәттин һәм етиқат җәһәтидин ейтилиду.

7:3 2Кор. 6:11,12,13.

7:4 Мат. 5:12; Рос. 5:41; Фил. 2:17; Кол. 1:24.

7:5 Рос. 16:19,23.

7:6 2Кор. 1:4.

7:7 «чүнки у силәрниң бизгә зариқип тәлмүргиниңларни... ейтип бәрди» — «силәрниң бизгә зариқип тәлмүргиниңлар» дегән сөзләрдә «бизгә» дегәнни киргүздуқ. Уларниң «зариқип тәлмүргини» Худаға болушиму мүмкин еди. «силәрниң һәсритиңларни, силәрниң маңа болған қизғин ғәмхорлуғуңларни...» — Коринтлиқларниң һәсрәтлири қатарлиқлар расул Павлусниң илгәрки бир хетидики әйипни (2:4) қобул қилғанлиғи түпәйлидин еди.

7:10 2Сам. 12:13; Мат. 26:75; Луқа 18:13.

7:11 «Худаниң йолида азаплинишиңлар... силәргә...шунчә көп ғәзәп, шунчә көп қорқунуч, ... елип кәлди!» — мошу йәрдә «ғәзәп» болса бәлким гуна садир қилған кишиниң қилмишиға, шундақла өзлириниң бу ишта җавапкар әмәслигигә қаритилған еди. «Шунчә көп қорқунуч» болса Худадин болған қорқунуч. «җазалашқа шунчә шунчә тәйяр болуш» — өз гунайида чиң туруп товва қилишни рәт қилған қериндашларни җамаәттин чиқириветишни көрситиду.

7:12 «бәлки Худа алдида бизгә болған көңлүңлардики қизғинлиқниң араңларда аян болуши үчүн яздим» — башқа бир көчүрмиси бойичә «бәлки бизниң Худа алдида силәргә болған қизғинлиғимизниң аян болуши үчүн яздим». Амма кейинки айәтләрни (13-16) вә 8:7ни көргәндә, биз алған көчүрмиси тоғридур.