□9:1 «мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән» — «Мәсиһтә»: «Мәсиһгә мәнсуп болуп, Униң йетәкчилигидә, Униңдин илтипат, күч-қудрәтни алғанда.....» дегән мәнидә,. «Кириш сөз»имизниму көрүң.
■9:1 Рим. 1:9; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 5:27.
□9:3-4 «уларға оғуллуқ һоқуқи,... вә Тәврат вәдилири несивә қилинди» — «оғуллуқ һоқуқи» дегәклик, Мәсиһ арқилиқ Худаға оғул болуштики имтияз.
■9:3-4 Мис. 32:32; Рим. 10:1; Мис. 4:22; Қан. 7:6; Рим. 2:17; 3:2; Әф. 2:12.
□9:5 «улуқ ибраний ата-бовилири» — демәк, Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп вә Йәһуда қатарлиқлар. «җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур» — демәк, Мәсиһниң туғулушиниң роһий җәһәтиму бар еди — У һәм инсандин (пак Исраиллиқ қиз Мәрйәмдин) һәм Муқәддәс Роһдин туғулған. «...мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин!» — расул Павлусқа әң дәрд йәткүзидиған иш — Мәсиһ Исраилда туғулған вә толуқ Худалиқ тәбиити болсиму, Исраиллар өзлири уни, йәни өз Мәсиһини һеч тонумайтти.
■9:5 Йәр. 23:6; Юһ. 1:1; Рос. 20:28; Рим. 1:4; Ибр. 1:8,9,10.
■9:6 Чөл. 23:19; Юһ. 8:39; Рим. 2:28; 3:3; 2Тим. 2:13.
□9:7 «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — («Яр.» 21:12). Бу сөз интайин қисқа болуп, толуқ мәнаси: «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң, йәни пүткүл дунияға бәхитимни йәткүзидиған әвлатлириң Исмаилдин әмәс, Исһақтинла келип чиқиду» дегәндәк.
■9:7 Яр. 21:12; Гал. 3:29; 4:23; Ибр. 11:18.
□9:9 «Келәр жили мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду» — («Яр.» 18:10, 14). Бу айәттә дейилгән «оғул» Исһақ болиду.
□9:11-12 «Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн...» — «Чақирғучи болған» — Худа Өзи, әлвәттә. «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — («Яр.» 25:23). Қош гезәкниң кичиги Яқуп, чоңи Әсав болиду.
□9:13 «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим» — Тәврат, «Мал.» 1:2-3.
■9:14 Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 34:10.
□9:15 «Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән, кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән» — «Мис.» 33:19.
□9:17 «Чүнки Худа муқәддәс язмиларда пирәвнгә мундақ дегән:...» — Пирәвн Мисирдики падиша болуп, Исраилларни қуллуққа салған. У Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлгән пәрманлириға зор қаршилиқ көрсәткән вә барғансери Худаға қарап өз көңлини таш қилип Униң сөзини аңлимиған. Бирақ ахир берип Худа Өзиниң шан-шәривини көрситиш үчүн, «Мисирдин чиқиш»та хатириләнгәндәк, «Худа Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди» (9:12) вә шуниң билән Исраилни униң қолидин қутқузуш үчүн нурғун мөҗизиләрни яратти. «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши» — «Мис.», 9:16.
■9:20 Йәш. 29:16, 45:9; Йәр. 18:6.
□9:21 «Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму?» — «есил орунға ишлитидиған қачиму... адәттики орунға ишлитидиған қачиму...» немини көрситиду? Мәсилән, бир қачида өй ғоҗайини шарап ичиду, башқа бир қачиға балиниң тәрәтлири елиниду. Иккисиниң өз ишлитиш орни бар, бирақ буларниң бири «есил» бири «адәттики» дәп һесаплиниду.
□9:22 «һалакәткә тәйярланған «қачилар»» — яки «өзлирини һалакәткә тәйярлиған «қачилар»».
□9:23-24 «Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту? Вә шуниң билән өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?» — (22-24-айәт) оқурмәнләр диққәт қилса билидуки, Павлус өзиниң ушбу муһим соалиға җавап бәрмәйду. Соалниң умумий шәкли: «Худа шундақ қилишни халиған болса әнди бизниң қандақму униң билән такаллишиш һоқуқимиз бар?» дегәндәк. Әйни әһвал униң дегинидәк болсун яки болмисун, бу бизниң ишимиз әмәс, бәлки Худаниңкидур. Бизгә нисбәтән әң муһими шуки, гунайимиздин қутулушни халисақла, Худа Өзи Мәсиһниң қурбанлиғи арқилиқ тәйярлиған товва қилиш етиқатлиқ йолини алдимизға очуқ қилди.
□9:25 «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән» — «Һош.» 2:23.
□9:26 «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда, кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду» — «Һош.» 1:10.
□9:28 «Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду; чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду» — (27-28-айәт) «Йәш.» 10:22-23. Бәзи кона көчүрмә язмиларда Йәшаяниң бешарити сәл қисқирақ: «Пәрвәрдигар бу йәр йүзи үстидин чиқарған һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду» дәп нәқил кәлтүрүлиду.
■9:28 Йәш. 10:22, 23.
□9:29 «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк йоқалған болаттуқ» — «Йәш.» 1:9. Оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини рәзиллиги түпәйлидин үстигә от вә гүнгүрт яғдуруп йоқатқан («Яр.» 19-бап).
■9:29 Яр. 19:24; Йәш. 1:9; 13:19; Йәр. 50:40; Әз. 16:46.
□9:30 «әлликләр» — йәни «Йәһудий әмәсләр».
□9:32 «уларниң һәққанийлиққа интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди» — «саваблиқ ишлар»: — оқурмәнләргә мошу мәктуптин һазир аян болидуки, Худа алдида бизгә һеч иш «саваб» һесапланмайду; һәққанийлиқ пәқәт у әвәткән Мәсиһкә бағлиған етиқаттин келиду. Шуңа «саваблиқ ишлар» («Худа бу ишлар арқилиқ маңа саваб қошуп бериду» дегән мәнидә чүшәнгән болсақ) Худа алдида қәтъий мәвҗут әмәстур.
□9:33 «Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум» — «Зион» дегән, Йерусалимниң яки Исраилниң бир шеирий нами. «Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни, адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум, униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас» — толуқ бешарәт «Йәш.» 8:14, 28:16дә тепилиду. Оқурмән бу айәтләрни өзи оқуса униңдин бу ташниң Әйса Мәсиһниң екәнлигини көрәләйду. Уни қобул қилмиғанлар һәққанийлиққа еришмәй жиқилиду; уни қобул қилғанлар һәққаний қилинип тик туриду.
■9:33 Зәб. 2:12; 118:22; Пәнд. 16:20; Йәш. 8:14; 28:16; Йәр. 17:7; Мат. 21:42; 1Пет. 2:6.