11
Өзини «расул» дәп ативалғанлардин һези болуңлар!
Махтанған бу азғинә ахмақлиғимға сәвирчан болғайсиләр! Әнди силәр маңа сәвричанлиқ қилип келиватисиләр. Чүнки мән Худадин кәлгән отлуқ муһәббәт билән силәрни аздурушлардин һәсәт қилимән; чүнки қизни бир әргила ятлиқ қилғандәк, мән силәрни Мәсиһкила пак қиз сүпитидә һазир болушқа вәдиләштүргәнмән. Лав. 21:13. Амма илан Һава анимизни һейлигәрлиги билән аздурғандәк, ой-көңлүңлар Мәсиһкә бағланған сәмимий, сап вапалиқтин езип булғиниши мүмкин дәп әнсирәймән. Яр. 3:4; Юһ. 8:44. Чүнки бириси келип биз силәргә һеч җакалап бақмиған башқа бир Әйсани җакалиса, яки қәлбиңлардин орун бәргән Роһниң орниға башқа бир роһқа орун бәрсәңлар вә силәр қобул қилған хуш хәвәрдин башқа бир «хуш хәвәр»ни қобул қилсаңлар, силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин! «Чүнки бириси келип биз силәргә һеч җакалап бақмиған башқа бир Әйсани җакалиса, яки қәлбиңлардин орун бәргән Роһниң орниға башқа бир роһқа орун бәрсәңлар вә силәр қобул қилған хуш хәвәрдин башқа бир «хуш хәвәр»ни қобул қилсаңлар, силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!» — бу интайин тәнилик, кинайилик кинай гәп, әлвәттә. Павлус уларниң әһвалидин хелә әнсививатиду.
«Силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Силәр шуниңға сәвир-тақәт билән өтүверәмсиләркин дәймән!».
   Гал. 1:8.
Һалбуки, мән өзүмни һәр қандақ ишта әшу «қалтис улуқ расуллар»дин кам санимаймән! «Һалбуки, мән өзүмни һәр қандақ ишта әшу «қалтис улуқ расуллар»дин кам санимаймән!» — «қалтис улуқ расуллар» шүбһисизки, интайин кинайилик, һәҗвий гәп. Бәзи алимлар, бу сөзләр һәқиқий улуқ расуллар (Петрус, Юһанна, Яқуп қатарлиқлар)ни көрситиду, дәп қарайду. Пикримизчә Павлус Коринттики җамаәткә өзлирини «расул» дәп тонуштурған бәзибир алдамчиларни көрситиду. Мошу кишиләр өзиниң (йәни Павлусниң) расуллуқ һоқуқини йоққа чиқармақчи. 12-33-айәтләр вә 12:11-айәт бу нуқтини испатлайду. Гәрчә мениң гәп-сөзлирим аддий болсиму, билим җәһәттә мән ундақ әмәс; биз қиливатқан һәр бир әмәллиримиздә буни силәргә һәр җәһәттин испатлап рошән қилдуқ. «Гәрчә мениң гәп-сөзлирим аддий болсиму,..» — мошу ибарә адәттә «нутуқ сөзләшкә тәрбийиләнмигән» кишини көрситиду. Әнди мән силәрни көтирилсун дәп өзүмни төвән тутуп, Худаниң хуш хәвирини һәқ тәләп қилмай җакалап гуна қилдимму? «Әнди мән силәрни көтирилсун дәп өзүмни төвән тутуп, Худаниң хуш хәвирини һәқ тәләп қилмай җакалап гуна қилдимму?» — Павлус етиқатчиларға өз еғирини салмаслиқ үчүн, өз һүниригә тайинип, турмушини қамдиған (9-айәтни көрүң). Бирақ бәзиләр (болупму «сахта расуллар») «Павлус һәқиқий расул болған болса, етиқатчиларниң иқтисадий ярдимигә таянған болатти» дәп, уни расул әмәс дәп инкар қилған еди.   1Кор. 9:12. Мән силәрниң хизмитиңларда болушқа башқа җамаәтләрдин булап-талап, уларниң ярдимини қобул қилдим. «Мән силәрниң хизмитиңларда болушқа башқа җамаәтләрдин булап-талап, уларниң ярдимини қобул қилдим» — «...башқа җамаәтләрдин булап-талап» — бу йәнә тәнилик, кинайилик гәп, әлвәттә. Павлус Коринт шәһиридә хуш хәвәрни йәткүзгәндә башқа җамаәтләрниң көплигән иқтисадий ярдимигә муйәссәр болуп (9-айәтни көрүң), Коринтлиқларни гуман сөзлиридин хиҗаләткә қалдуруш үчүн шундақ дәйду.   Рос. 20:33; 2Кор. 12:13; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8. Силәр билән биллә болған вақитлиримда, һаҗәтмән болған болсамму, мән һеч кимгә еғиримни салған әмәс (чүнки Македонийәдин кәлгән қериндашлар мениң кәм-күтәмни толуқлап бәрди); һәр қандақ ишта өзүмни силәргә жүк болуп қелиштин сақлап кәлдим вә буниңдин кейинму шундақ қилимән. Фил. 4:15. 10 Мәсиһниң һәқиқити мәндә раст болғандәк, Ахая жутлирида һеч кимму мени мошу махтиништин тосумайду! «һеч кимму мени мошу махтиништин тосумайду!» — «мошу махтиниш(им)» болса, Павлус Коринтлиқлардин һеч һәқ тәләп қилмай уларға хуш хәвәр йәткүзгән еди. 11 Немә үчүн? Силәрни яхши көрмигәнлигим үчүнму?! Худа билиду! 12 Лекин бизгә охшаш һесаплиниш пурситини издигүчиләрниң пурситини мәһрум қилиш үчүн, шуниңдәк улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун дәп, мән немә қиливатқан болсам шуни қиливеримән. «мән немә қиливатқан болсам шуни қиливеримән» — демәк, Павлусниң һәқ алмай хуш хәвәрни халис йәткүзиватқанлиғи. У шундақ қиливәрсә, «сахта расуллар» өзлирини Павлус вә һәмкарлири билән селиштуралмай қалиду.
Әмәлийәттә Павлусниң: «улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун» дегинидә өзиниң уларниң товва қилип, һәқиқәтән Худаниң хизмитидә болушиға һәқиқий тиләкдаш болғанлиғини ипадиләйду.
13 Чүнки бундақ кишиләр сахта расуллар, алдамчи хизмәткарлар, Мәсиһниң расуллириниң қияпитигә киривалғанлардур. 14 Бу иш әҗәблинәрлик әмәс, чүнки Шәйтан өзиму нурлуқ бир пәриштиниң қияпитигә киривалиду. 15 Шуңа униң хизмәтчилириниңму өзлирини һәққанийлиқниң хизмәтчилири қияпитигә киргүзивелиши әҗәблинәрлик иш әмәс; лекин уларниң ақивити өзлириниң ишлигәнлиригә лайиқ болиду.
 
Һәқиқий расулларниң тартқан җапалири — «сахта расуллар» ундақ әмәс!
16 Йәнә шуни ейтимәнки, һеч ким мени ахмақ дәп һесаплимисун; һәтта әгәр мени шундақ дәп қарисаңларму, әнди мәндәк ахмақни сәвир қилип қобул қилғайсиләр, шуниң билән өзүмму азғинә махтинивалай. «шуниң билән өзүмму азғинә махтинивалай» — сахта расулларниң махтинишлири хелә көп еди. 18-айәтни көрүң. 17 Мениң һазир буларни сөзлишим Рәб тәрипидин әмәс, бәлки өзүмниң ахмақларчә жүрәклик по етип махтинишим, халас. 18 Нурғун адәмләр инсанларчә по етип махтанғандикин, мәнму махтинип бақай. 2Кор. 10:13; 12:5, 6. 19 Чүнки өзүңлар шунчә дана болғандин кейин, силәр ахмақларға сәвир-тақәт қилишқа рази болисиләр! «чүнки өзүңлар шунчә дана болғандин кейин, силәр ахмақларға сәвир-тақәт қилишқа рази болисиләр!» — бу җүмлә бәлким Павлусниң бу хетидә әң кинайилик гепи, әң күчлүк тапа-тәниси болуши мүмкин. Улар башқиларниң «ахмақлиқ»иға шунчә сәвир-тақәтлик болған йәрдә, (20-айәт) Павлусниң «пәхирлинишилири»гә сәвир-тақәтлик болуши керәкқу! 20 Мәсилән бириси силәрни қул қиливалса, бириси силәрни жутувалса, бириси силәрдин нәп алса, бириси алдиңларда чоңчилиқ қилса яки йүзүңларға качат салса, силәр униңға йол қойисиләр. «мәсилән бириси силәрни қул қиливалса, бириси силәрни жутувалса, бириси силәрдин нәп алса, бириси алдиңларда чоңчилиқ қилса яки йүзүңларға качат салса, силәр униңға йол қойисиләр» — Павлус мошу сахта расулларни, уларниң ичидики зәһәрни сөкмәкчи. 21 Әпсус, номус қилип ейтимәнки, биз ундақ ишларға аҗизлиқ қилдуқ! Амма улар бирәр ишта махтинишқа петинған йәрдә (ахмақларчә сөзләватимән!) мәнму шу ишта махтинишқа петинимән. «Әпсус, номус қилип ейтимәнки, биз ундақ ишларға аҗизлиқ қилдуқ!» — бу йәнә тапа-тәнә, кинайилик гәп, әлвәттә. Павлус һәргиз адәмләрдин нәп елип бозәк қилмақчи болған әмәс. «Аҗизлиқ» дегәнлик йәнә бәлким уларға Павлусниң улар билән биллә болған вақтидики тени аҗизлиғини әслитиш үчүн ейтилиду. (12:7-10ни көрүң).   Фил. 3:4.
22 Улар ибранийларму? Мәнму шундақ. Улар Исраилларму? Мәнму шундақ. Улар Ибраһимниң нәслиму? Мәнму шундақ. Рос. 22:3. 23 Улар Мәсиһниң хизмәткарлириму? (мән әқилдин азғанлардәк сөзләватимән!); мән техиму шундақ; зиядә көп зоруқуп ишлидим, интайин көп дәрриләндим, интайин көп қетим қамалдим, көп қетим өлүм хәвплиригә дуч кәлдим; «улар Мәсиһниң хизмәткарлириму? (мән әқилдин азғанлардәк сөзләватимән!)» — улар (сахта расуллар) Мәсиһниң хизмәткарлири әмәс, әлвәттә. Амма улар дайим өзлирини шундақ көрсәтмәкчи болиду.   Рос. 9:16; 21:11; 1Кор. 15:10; 2Кор. 6:4. 24 Йәһудийларниң «бир кам қириқ қамча» җазасиға бәш қетим тартилдим, «Йәһудийларниң «бир кам қириқ қамча» җазасиға бәш қетим тартилдим,...» — демәк, оттуз тоққуз қамча җазалиниши. Тәврат, «Қан.» 25:3ни көрүң.   Қан. 25:3. 25 үч қетим тикәнлик қамча җазасини йедим, бир қетим чалма-кесәк қилиндим, үч қетим кемә һадисисигә учридим, бир кечә-күндүзни деңизда өткүздүм. «үч қетим тикәнлик қамча җазасини йедим» — «тикәнлик қамча җазаси» Рим һөкүмити тәрипидин болса керәк еди. «Рос.» 16:22дә бир қетим хатириләнгән. «Мат.» 27:26дики изаһатни көрүң.   Рос. 14:19; 16:22; 27:9,41. 26 Дайим сәпәрләрдә болимән; дәрияларниң хәвплирини, қарақчиларниң хәвплирини, жутдашлиримниң хәвплирини, ят әлликләрниң хәвплирини, шәһәрниң хәвпини, баяванниң хәвплирини, деңизниң хәвплирини, сахта қериндашлар арисидики хәвплирини баштин кәчүрдүм; 27 әмгәкләр вә җапа ишларда зоруқуп, пат-пат түнәкләрдә, ачлиқта вә уссузлуқта, дайим роза тутушларда, соғларда вә йелиң-ялаңачлиқта жүрүп кәлдим. «пат-пат түнәкләрдә» — демәк «пат-пат түнәп дуа қилишларда». Башқа бир хил тәрҗимиси «уйқисизлиқларда». 28 Бу сирттики ишлардин башқа, ич-бағримда барлиқ җамаәтләр үчүн һәр күни үстүмни бесип келиватқан ғәмләрни йәватимән. «бу сирттики ишлардин башқа...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бу ишлардин ташқири,...».   Рос. 20:18. 29 Һәр ким аҗизлиса, мән аҗизлимидимму? Һәр ким езип путлашқан болса, мән өртәнмидимму?! «һәр ким аҗизлиса, мән аҗизлимидимму?» — «ким аҗизлиса» — етиқат тәрипидә аҗизлаш, демәк. «Мәнму аҗизлидим» — Павлус аҗизлиған киши үчүн дуа қилғанда кәмтәрлик билән өзини униң билән бирдәк қилип, өзини униң орниға қойғандәк болиду. Буниңға мисални Муса пәйғәмбәрниң Исраил үчүн болған дуа-тилавәтлиридин көрүң («Мис.» 32:30-32).   1Кор. 8:13. 30 Әнди әгәр махтинишим зөрүр болса, өз аҗизлиғимни көрситидиған ишлар билән махтинимән.
31 Рәб Әйсаниң Худа-Атиси, мәңгү тәшәккүр-мәдһийиләргә лайиқ Болғучиға аянки, мән ялған ейтмидим. Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5.
32 Дәмәшқ шәһиридә падиша Аретасниң қол астидики валий мени тутуш үчүн, пүтүн Дәмәшқ шәһирини қаттиқ тәқиб астиға алған еди. Рос. 9:24. 32b Лекин мән сепилдики бир камардин севәт билән пәскә чүшүрүлүп, униң қолидин қутулуп қачтим. «Лекин мән сепилдики бир камардин севәт билән пәскә чүшүрүлүп, униң қолидин қутулуп қачтим» — һәқиқий расуллар өмридә анчә раһәт көрмәйду; Павлус буниңдин йәнә бир мисал көрситиду.
 
 

11:2 Лав. 21:13.

11:3 Яр. 3:4; Юһ. 8:44.

11:4 «Чүнки бириси келип биз силәргә һеч җакалап бақмиған башқа бир Әйсани җакалиса, яки қәлбиңлардин орун бәргән Роһниң орниға башқа бир роһқа орун бәрсәңлар вә силәр қобул қилған хуш хәвәрдин башқа бир «хуш хәвәр»ни қобул қилсаңлар, силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!» — бу интайин тәнилик, кинайилик кинай гәп, әлвәттә. Павлус уларниң әһвалидин хелә әнсививатиду. «Силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Силәр шуниңға сәвир-тақәт билән өтүверәмсиләркин дәймән!».

11:4 Гал. 1:8.

11:5 «Һалбуки, мән өзүмни һәр қандақ ишта әшу «қалтис улуқ расуллар»дин кам санимаймән!» — «қалтис улуқ расуллар» шүбһисизки, интайин кинайилик, һәҗвий гәп. Бәзи алимлар, бу сөзләр һәқиқий улуқ расуллар (Петрус, Юһанна, Яқуп қатарлиқлар)ни көрситиду, дәп қарайду. Пикримизчә Павлус Коринттики җамаәткә өзлирини «расул» дәп тонуштурған бәзибир алдамчиларни көрситиду. Мошу кишиләр өзиниң (йәни Павлусниң) расуллуқ һоқуқини йоққа чиқармақчи. 12-33-айәтләр вә 12:11-айәт бу нуқтини испатлайду.

11:6 «Гәрчә мениң гәп-сөзлирим аддий болсиму,..» — мошу ибарә адәттә «нутуқ сөзләшкә тәрбийиләнмигән» кишини көрситиду.

11:7 «Әнди мән силәрни көтирилсун дәп өзүмни төвән тутуп, Худаниң хуш хәвирини һәқ тәләп қилмай җакалап гуна қилдимму?» — Павлус етиқатчиларға өз еғирини салмаслиқ үчүн, өз һүниригә тайинип, турмушини қамдиған (9-айәтни көрүң). Бирақ бәзиләр (болупму «сахта расуллар») «Павлус һәқиқий расул болған болса, етиқатчиларниң иқтисадий ярдимигә таянған болатти» дәп, уни расул әмәс дәп инкар қилған еди.

11:7 1Кор. 9:12.

11:8 «Мән силәрниң хизмитиңларда болушқа башқа җамаәтләрдин булап-талап, уларниң ярдимини қобул қилдим» — «...башқа җамаәтләрдин булап-талап» — бу йәнә тәнилик, кинайилик гәп, әлвәттә. Павлус Коринт шәһиридә хуш хәвәрни йәткүзгәндә башқа җамаәтләрниң көплигән иқтисадий ярдимигә муйәссәр болуп (9-айәтни көрүң), Коринтлиқларни гуман сөзлиридин хиҗаләткә қалдуруш үчүн шундақ дәйду.

11:8 Рос. 20:33; 2Кор. 12:13; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8.

11:9 Фил. 4:15.

11:10 «һеч кимму мени мошу махтиништин тосумайду!» — «мошу махтиниш(им)» болса, Павлус Коринтлиқлардин һеч һәқ тәләп қилмай уларға хуш хәвәр йәткүзгән еди.

11:12 «мән немә қиливатқан болсам шуни қиливеримән» — демәк, Павлусниң һәқ алмай хуш хәвәрни халис йәткүзиватқанлиғи. У шундақ қиливәрсә, «сахта расуллар» өзлирини Павлус вә һәмкарлири билән селиштуралмай қалиду. Әмәлийәттә Павлусниң: «улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун» дегинидә өзиниң уларниң товва қилип, һәқиқәтән Худаниң хизмитидә болушиға һәқиқий тиләкдаш болғанлиғини ипадиләйду.

11:16 «шуниң билән өзүмму азғинә махтинивалай» — сахта расулларниң махтинишлири хелә көп еди. 18-айәтни көрүң.

11:18 2Кор. 10:13; 12:5, 6.

11:19 «чүнки өзүңлар шунчә дана болғандин кейин, силәр ахмақларға сәвир-тақәт қилишқа рази болисиләр!» — бу җүмлә бәлким Павлусниң бу хетидә әң кинайилик гепи, әң күчлүк тапа-тәниси болуши мүмкин. Улар башқиларниң «ахмақлиқ»иға шунчә сәвир-тақәтлик болған йәрдә, (20-айәт) Павлусниң «пәхирлинишилири»гә сәвир-тақәтлик болуши керәкқу!

11:20 «мәсилән бириси силәрни қул қиливалса, бириси силәрни жутувалса, бириси силәрдин нәп алса, бириси алдиңларда чоңчилиқ қилса яки йүзүңларға качат салса, силәр униңға йол қойисиләр» — Павлус мошу сахта расулларни, уларниң ичидики зәһәрни сөкмәкчи.

11:21 «Әпсус, номус қилип ейтимәнки, биз ундақ ишларға аҗизлиқ қилдуқ!» — бу йәнә тапа-тәнә, кинайилик гәп, әлвәттә. Павлус һәргиз адәмләрдин нәп елип бозәк қилмақчи болған әмәс. «Аҗизлиқ» дегәнлик йәнә бәлким уларға Павлусниң улар билән биллә болған вақтидики тени аҗизлиғини әслитиш үчүн ейтилиду. (12:7-10ни көрүң).

11:21 Фил. 3:4.

11:22 Рос. 22:3.

11:23 «улар Мәсиһниң хизмәткарлириму? (мән әқилдин азғанлардәк сөзләватимән!)» — улар (сахта расуллар) Мәсиһниң хизмәткарлири әмәс, әлвәттә. Амма улар дайим өзлирини шундақ көрсәтмәкчи болиду.

11:23 Рос. 9:16; 21:11; 1Кор. 15:10; 2Кор. 6:4.

11:24 «Йәһудийларниң «бир кам қириқ қамча» җазасиға бәш қетим тартилдим,...» — демәк, оттуз тоққуз қамча җазалиниши. Тәврат, «Қан.» 25:3ни көрүң.

11:24 Қан. 25:3.

11:25 «үч қетим тикәнлик қамча җазасини йедим» — «тикәнлик қамча җазаси» Рим һөкүмити тәрипидин болса керәк еди. «Рос.» 16:22дә бир қетим хатириләнгән. «Мат.» 27:26дики изаһатни көрүң.

11:25 Рос. 14:19; 16:22; 27:9,41.

11:27 «пат-пат түнәкләрдә» — демәк «пат-пат түнәп дуа қилишларда». Башқа бир хил тәрҗимиси «уйқисизлиқларда».

11:28 «бу сирттики ишлардин башқа...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бу ишлардин ташқири,...».

11:28 Рос. 20:18.

11:29 «һәр ким аҗизлиса, мән аҗизлимидимму?» — «ким аҗизлиса» — етиқат тәрипидә аҗизлаш, демәк. «Мәнму аҗизлидим» — Павлус аҗизлиған киши үчүн дуа қилғанда кәмтәрлик билән өзини униң билән бирдәк қилип, өзини униң орниға қойғандәк болиду. Буниңға мисални Муса пәйғәмбәрниң Исраил үчүн болған дуа-тилавәтлиридин көрүң («Мис.» 32:30-32).

11:29 1Кор. 8:13.

11:31 Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5.

11:32 Рос. 9:24.

11:32b «Лекин мән сепилдики бир камардин севәт билән пәскә чүшүрүлүп, униң қолидин қутулуп қачтим» — һәқиқий расуллар өмридә анчә раһәт көрмәйду; Павлус буниңдин йәнә бир мисал көрситиду.