□16:3 «...сениң атаң Аморий, апаң Һиттий қиз еди» — Исраилниң әҗдати Ибраһим вә аяли Сараһ, әлвәттә. Мошу айәт вә кейинки 1-14-айәтләрниң бәлким үч муһим мәзмуни бар: (1) Ибраһим өзи әсли Қанаандикиләрдәк бутпәрәс адәм еди («Йә.» 24:2) — Худа уни зор меһри-шәпқитидин Өзиниң адими болуши үчүн талливалған; (2) Пәрвәрдигарниң буйруқлириға хилап һалда, Исраил Қанаан зиминиға киргәндә уларниң көп оғул-қизлири йәрлик (бутпәрәс Ⱪананий, Аморий, Һиттий) қиз-жигитләр билән той қилған; (3) Исраил Қанаан зиминиға киргәндә Қанаандикиләрниң бутпәрәс яман адәтлирини қобул қилип уларға инатайин охшаш болуп кәткән еди.
□16:7 «сән өсүп хелә бой тартип чирайлиқ безилип вайиға йәттиң» — ахирқи җүмлигә қариғанда, «чирайлиқ безилип вайиға йәттиң» дегән сөз көкслири вә чачлири толуқ өскәнлигини көрситиши мүмкин.
□16:8 «Мән тонумниң пешини үстүңгә йейип қоюп, ялаңачлиғиңни әттим» — қедимки заманларда әркәк киши қизниң үстигә кийим-кечигини йепиши шу қизни өз әмригә алмақчи болғанлиғини билдүрәтти. «Рут» 3:9-айәт, «Кан.» 22:30-айәтни көрүң.
□16:16 «жуқури җайлар» — бутпәрәслик қилидиған җайлар: 6:3-айәтниң изаһатини көрүң.
□16:17 «алтун-күмүчүм билән әркәк мәбудларни ясап улар билән бузуқлуқ қилғансән» — «бузуқлуқ» болса бутқа чоқунушни инсанниң Худаға болған вапасизлиғиға охшитиду; униң үстигә, Қанаандики бутларға чоқунуштәк «диний мурасимлар» көп вақитларда шәһваний бузуқлуқ, паһишивазлиқ билән бағлиқ еди.
□16:24 «сән... һәр бир мәйданға бир «жуқури җай»ни ясидиң» — паһишә аяллар бәлким кочиларда жуқури бир җайда туруп «херидарлар»ни чақиратти. Мошу йәрдә «жуқури җай» әнди икки бислиқ болуп, йәнә «бутқа чоқунидиған җайлар»ни көрситиду.
□16:42 «Мениң муқәддәслигимдин чиққан ғәзәп» — Ибраний тилида «Мениң һәситим».
□16:43 «...бу бузуқлуқни башқа жиркиничлик қилмишлириң үстигә қошуп иккинчи қилмайсән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...бу бузуқлуқни башқа нәпрәтлик қилмишлириң үстигә қошуп қилдиң әмәсму?»
■16:43 Әз. 9:10; 11:21; Лав. 19:29
□16:45 «сениң анаң болса Һиттий, сениң атаң Аморий еди» — 3-айәттики изаһатта ейтилғандәк: — Исраилниң әҗдати Ибраһим вә аяли Сараһ, әлвәттә. Мошу айәт вә кейинки 1-14-айәтләрниң бәлким үч муһим мәзмуни бар: (1) Ибраһим өзи әсли Қанаандикиләрдәк бутпәрәс адәм еди («Йә.» 24:2) — Худа уни зор меһри-шәпқитидин Өзиниң адими болуши үчүн талливалған; (2) Пәрвәрдигарниң буйруқлириға хилап һалда, Исраил Қанаан зиминиға киргәндә уларниң көп оғул-қизлири йәрлик (бутпәрәс Ⱪананий, Аморий, Һиттий) қиз-жигитләр билән той қилған; (3) Исраил қәнан зиминиға киргәндә қәнандикиләрниң бутпәрәс яман адәтлирини қобул қилип уларға инатайин охшаш болуп кәткән еди.
□16:47 «Бәлки қисқиғинә бир вақит ичидә сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бәлки уларниң қилмишлирини аз дәп, сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң».
□16:48 «сиңлиң Содом, йәни у яки қизлири сән яки сениң қизлириңниң қилмишлиридәк қилмиди» — бәлким оқурмәнләрниң есидә барки, Ибраһимниң дәвридә Содом шәһири әсли бәччивазлиқ гунайи үчүн Худа тәрипидин от билән һалак қилинған.
□16:49 «Мана, мошу сиңлиң Содомниң қәбиһлиги — у вә қизлириниң тәкәббулуғи, нанлири мол, әндишисиз азатилик күнлиридә аҗиз-намратларниң қолини һеч күчәйтмигәнлиги еди» — бу айәт Содомниң бәччивазлиғидики асасий гуналирини көрситип, бүгүнки көп бай дөләтләргә яки бай адәмләргә чоңқур агаһ бериду.
■16:49 Яр. 18:20-21; 19; Ам. 5:12
□16:51 «Самарийә болса сениң гуналириңниң йеримидәкму гуна садир қилмиди..» — «Самарийә» мошу йәрдә «Шималий Падишаһлиқ»ни көрситиду. У Исраилниң он қәбилилик «Шималий Падишаһлиқ»иниң пайтәхти еди. Уларниң бутпәрәслиги түпәйлидин Худа Асурийә империйәсиниң вастиси билән миладийәдин илгәрки 722-жилда уларни җазалап сүргүн қилди.
□16:52 «Сән әслидә өз ача-сиңлиңниң үстидин һөкүм қилғучи едиң;...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән ача-сиңлиңниң үстидин яхши бир һөкүм чиқарғучи болуп қалдиң;...» — демәк, «уларни өз қилмишлириңға селиштуруп, уларни адил дәп көрсәттиң». Бирақ 56-айәт бизниң тәрҗимимизни қоллайду, дәп қараймиз.
□16:53 «мән уларни сүргүндин, йәни Содом һәм қизлирини сүргүндин.. чиқирип, ... әслигә кәлтүримән» — Содом шәһири әсли «Өлүк деңиз» бойида еди. «Өлүк деңиз»ниң әтрапидики шәһәрләр миладийәдин илгәрки 537-жилидин башлап қайтидин аһалилик болди. Содом шәһириниң өзиниң әсли дәл қәйәрдә екәнлигини билмәймиз. «... Самарийә һәм қизлирини сүргүндин чиқирип, шундақла уларниң арисиға сүргүн болғанлириңни чиқирип сүргүнлүкдин әслигә кәлтүримән» — бу бешарәт бәлким Парс императори Қорәшниң Бабил империйәси сүргүн қилған хәлиқләрни азат қилишлири билән (миладийәдин илгәрки 539-жили) қисмән башланған; кәлгүсидә толуқ әмәлгә ашурулиду, дәп ишинимиз: 37-бапта, «Йәһуда» вә «Исраил»ниң йеңидин «бир хәлиқ» болидиғанлиғи тоғрилиқ йәнә бир бешарәт бар.
□16:54 «Шуниң билән уларға тәсәлли бәргиниңдә...» — бу тәсәлли болса әлләрниң қалғанлириниң Йәһуда вә Йерусалимға чүшүрүлгән җазани көрүп «биз яманлиқ қилдуқ, бирақ улар биздин техиму яман қилди, техиму еғир җазани көриду» дәп тапқан тәсәллиси болуши керәк.
□16:56-57 «сиңлиң Содом ағзиңда сөз-чөчәк болған әмәсмиди?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сиңлиң Содомни һәтта тилиңға алмайттиң».
□16:59 «Өз қилғанлириң, йәни ичкән қәсәмиңни кәмситип, әһдини бузғанлиғиң бойичә...» — «әһдә» шүбһисизки, Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ түзгән әһдә («Мис.» 19-20-бапни көрүң).
□16:61 «...чүнки мошу ача-сиңиллириңни саңа қизлар сүпитидә тапшуримән; бирақ бу ишлар сениңдики әһдә түпәйлидин болмайду» — ахирқи заманда Исраил хәлқи көп әлләргә Худаниң йолини көрситидиған яхши бир үлгә болиду. Бу ишлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ «кона әһдә» билән әмәс, бәлки Худаниң улар билән йеңи «мәңгүлүк әһдә»си билән болиду.