9
Әйсаниң җулалиқта көрүнүши
Мат. 17:1-13; Луқа 9:28-36
У уларға йәнә:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур. «Бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур» — бизниңчә 9:1-айәттики сөзниң муһим мәнаси 9:2-13дә тәсвирләнгән карамәт ишларни көрситиду.
Башқа алимлар у: (1) Әйса өлтүрүлгәндин кейин мухлислириға қайта көрүнүши билән; (2) Муқәддәс Роһниң келиши билән; (3) Мәсиһниң шәриви җамаәттә аян қилиниши билән; (4) Әйсаниң дунияға қайтип келиши билән әмәлгә ашурулди, дәп қарайду.
Жуқириқи (1)-, (2)-, (3)-пикир сәл орунлуқ болғини билән, лекин Әйсаниң «бу йәрдә турғанларниң арисидин... көридиғанлар бар» дегинидин қариғанда, бәзи расуллар бу ишни көриду, шуңа муһим әмәлгә ашурулуши 9:2-13дики «Әйсаниң җулалиқта көрүнүши» дегән иштур, дәп қараймиз.
   Мат. 16:28; Луқа 9:27.
 
Әйсаниң җулалиқта көрүнүши
Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти. У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип, Мат. 17:1; Луқа 9:28. кийимлири йәр йүзидики һеч бир ақартқучиму ақарталмиғидәк дәриҗидә пақирап қардәк аппақ болди. Уларниң көз алдида Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр туюқсиз көрүнди; улар Әйса билән сөзлишиватқан еди. Петрус бу ишқа җававән Әйсаға:
— Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди «Устаз» — грек тилида (һәм ибраний тилида) «Рабби» дейилиду. «бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли!» — бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. (чүнки Петрус немә дейишини билмәй қалған еди, чүнки улар қорқунучқа чөмүп кәткән еди).
Туюқсиз бир парчә булут уларни қапливалди вә булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур; униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди. Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17. Улар лаппидә әтрапиға қаришивиди, лекин йәнә һеч кимни көрмиди, өз йенида пәқәт Әйсанила көрди.
Улар тағдин чүшүватқанда, Әйса уларға, Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлирини һеч кимгә ейтмаслиқни әмир қилип тапилиди. Мат. 17:9; Луқа 9:36. 10 Улар униң бу сөзини көңлигә пүкүп, «өлүмдин тирилиш» дегәнниң зади немә екәнлиги һәққидә өз ара мулаһизиләшти.
11 Улар униңдин йәнә:
— Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти. Мал. 4:5; Мат. 11:14; Луқа 1:17.
12 У уларға җававән:
— Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду; әнди немишкә муқәддәс язмиларда Инсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән? «Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду» — «Илясниң авал келиши» вә униң «һәммини орниға кәлтүрүши»ни көрсәткән бешарәт вә башқа тәпсилатлири Тәврат, «Мал.» 4:5-6дә хатирилиниду. «әнди немишкә муқәддәс язмиларда иИнсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән? » — «немишкә...?» — Әгәр улуқ Иляс пәйғәмбәр келип Мәсиһ үчүн йол тәйярлиған болса, зади «немишкә» хәлиқ Мәсиһни қобул қилмайду? Йәһя пәйғәмбәр дәрвәқә «Иляс пәйғәмбәр»ниң роһи вә күчидә кәлгини билән («Луқа» 1:17) у өлтүрүлгән вә Мәсиһму униңға охшаш өлтүрүлиду (13-айәтниму көрүң).   Зәб. 21:7; Йәш. 53:4; Дан. 9:26; Вәһ. 11:4-7. 13 Лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс пәйғәмбәр дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди. «лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс пәйғәмбәр дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди» — мошу йәрдә Мәсиһ Йәһя пәйғәмбәрни йәнә Илияс пәйғәмбәргә охшитиду.   Мал. 4:5,6
 
Җин чаплашқан балиниң азат қилиниши
Мат. 17:14-20; Луқа 9:37-43
14 Улар мухлисларниң йениға қайтип барғинида, зор бир топ адәмләрниң уларниң әтрапиға олишивалғанлиғини, бир нәччә Тәврат устазлириниң улар билән муназирә қилишиватқанлиғини көрди. 15 Уни көргән пүтүн халайиқ интайин һәйран болушти вә жүгүрүп келип униң билән саламлашти. 16 У улардин:
— Улар билән немә тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр, — дәп сориди. «У улардин: — ... дәп сориди» — «улар» мошу йәрдә (1) мухлислирини; (2) халайиқниң өзлирини (3) Тәврат устазлирини көрситиши мүмкин. Бизниңчә (2) яки (3) тоғра болуши керәк; халайиқтин бири мошу соалға җавап бериду. Бәзи кона көчүрмилиридә «улар»ниң орнида «Тәврат устазлири» дейилиду. 17 Халайиқтин бирәйлән униңға:
— Устаз, мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим, чүнки униңға гача қилғучи бир роһ чаплишивалған. «мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим» — бу кишиниң «сениң алдиңға» дегини униң Мәсиһ вә мухлислирини «бир адәмдәк» дәп қарайтти, дәп билдүриду. Бир тәрәптин мошу көзқараш тоғридур.   Мат. 17:14; Луқа 9:37,38. 18 Һәр қетим роһ уни чирмивалса, уни тартиштуруп жиқитиду, шуниң билән балиниң ағзи көпүклишип, чишлири киришип кетиду; қақшал болуп қалиду. Мухлислириңдин җинни һайдивәткәйсиләр дәп тилидим, бирақ улар қилалмиди, — деди. «уни тартиштуруп жиқитиду» — яки «уни йәргә жиқитиветиду». «қақшал болуп қалиду» — яки «пүтүн әзайи қетип қалиду».
19  У җававән: — Әй етиқатсиз дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
20 Улар балини униң алдиға елип кәлди. Әйсани көрүш биләнла роһ балиниң пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бала жиқилип, ағзидин көпүк чиққан пети йәрдә жумилап кәтти. Мар. 1:26.
21 У балиниң атисидин:
— Бу иш бешиға кәлгинигә қанчә узун болди? — дәп сориди.
У: — Кичигидин тартип шундақ, 22 җин уни һалак қилиш үчүн көп қетим отқа вә суға ташлиди. Әнди бир амал қилалисаң, бизгә ич ағритип шапаәт қилғайсән! — деди.
23 Әйса униңға: — «Қилалисаң!» дәйсәнғу! Ишәштә болған адәмгә һәммә иш мүмкиндур! — деди. Луқа 17:6.
24 Балиниң атиси дәрһал: — Мән ишинимән; ишәшсизлигимгә мәдәт қилғайсән! — деди жиғлап нида қилип. 25 Әнди Әйса көпчиликниң жүгүрүшүп кәлгәнлигини көрүп, һелиқи напак роһқа тәнбиһ берип:
— Әй адәмни гас вә гача қилғучи роһ! Буйруқ қилимәнки, униңдин чиқ, иккинчи киргүчи болма! — деди.
26 Шу һаман җин бир чирқириди-дә, балини дәһшәтлик тартиштуруп, униңдин чиқип кәтти. Бала өлүктәк йетип қалди, халайиқниң көпинчиси «У өлди!» дейишти. 27 Лекин Әйса балини қолидин тутуп йөлиди, бала орнидин турди.
28 Әйса өйгә киргәндин кейин, мухлислири униң билән ялғуз қалғанда униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдиветәлмидуқ? — дәп сорашти. Мат. 17:19.
29 У уларға: — Бу хил җин дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас, — деди. «Бу хил җин дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас» — бәзи кона көчүрмиләрдә «розидин» дегән сөз тепилмайду.
 
Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши
Мат. 17:22-23; Луқа 9:43-45
30 Улар шу йәрдин айрилип, Галилийәдин өтүп кетивататти. Бирақ у буни һеч кимниң билишини халимайтти. Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7. 31 Чүнки у мухлислириға:
— Инсаноғли инсанларниң қолиға тапшурулуп, улар уни өлтүриду. Өлтүрүлүп үч күндин кейин у тирилиду, — дегән тәлимни беривататти. 32 Лекин мухлислар бу сөзни чүшәнмиди һәмдә униңдин сорашқиму петиналмиди.
 
Һәқиқий улуқ ким?
Мат. 18:1-5; Луқа 9:46-48
33 У КәпәрНаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндә у улардин:
— Йолда немә тоғрисида мулаһизиләштиңлар? — дәп сориди. Мат. 18:1; Луқа 9:46; 22:24. 34 Лекин улар шүк турди, чүнки улар йолда қайсимиз әң улуқ дәп бир-бири билән мулаһизиләшкән еди.
35 У олтирип, он иккәйләнни йениға чақирип, уларға:
— Ким биринчи болушни истигән болса, шу һәммәйләнниң әң ахирқиси вә һәммәйләнниң хизмәткари болсун, — деди. Мат. 20:27; Мар. 10:43. 36 Андин у кичик бир балини оттурида турғузди вә уни қучиғиға елип туруп, уларға мундақ деди: Мар. 10:16.
37 — Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду. Ким мени қобул қилса, у мени әмәс, бәлки мени әвәткүчини қобул қилған болиду. «Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса...» — яки «ким мениң намимда мошундақ кичик балини күтсә...».   Мат. 18:5; Луқа 9:48; Юһ. 13:20.
 
Қарши турмаслиқниң өзи қоллиғанлиқтур
Луқа 9:49-50
38 Юһанна униңға:
— Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшкәнләрдин болмиғачқа, уни тостуқ, — деди. Луқа 9:49.
39 Лекин Әйса: — Уни тосмаңлар. Чүнки мениң намим билән бир мөҗизә яратқан бириси арқидинла мениң үстүмдин яман гәп қилиши мүмкин әмәс. 1Кор. 12:3. 40 Чүнки бизгә қарши турмиғанлар бизни қоллиғанлардур. 41 Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Мәсиһкә мәнсуп болғанлиғиңлар үчүн, мениң намимда силәргә һәтта бирәр пиялә су бәргән кишиму өз инъамиға еришмәй қалмайду. Мат. 10:42.
 
Гунаниң езитқулуғи
Мат. 18:6-9; Луқа 17:1-2
42 Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини гунаға путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти. Мат. 18:6; Луқа 17:2.
43 Әгәр әнди қолуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. Қан. 13:7; Мат. 5:30; 18:8. 44 Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду. «Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду» — бәзи кона көчүрмиләрдә бу 44- вә 46-айәт тепилмайду.   Йәш. 66:24.
45 Әгәр әнди путуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки путуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа ташланғиниңдин көрә, токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәл. 46 Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду. Йәш. 66:24
47 Әгәр көзүң сени гунаға путлаштурса, уни оюп ташливәт. Икки көзүң бар һалда отлуқ дозаққа ташланғиниңдин көрә, сиңар көзлүк болуп Худаниң падишалиғиға киргиниң әвзәл. 48 Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду. Йәш. 66:24
49 Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду. «Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду» — бу сирлиқ җүмлә чоқум «Лав.» 2:13, «Чөл.» 31:23, «Әз.» 43:23, «Йәш.» 34:6 вә 66:20 һәмдә жуқуриқи 42-48 айәтләр билән мунасивәтликтур. Мәнаси бәлким: — (1) гөш-көктатларни туз билән узун сақлиғили болғандәк, Мәсиһгә ишәнмигәнләр дозақниң отида «чиримай, сақлинип» мәңгү җазалиниду; яки (2) Мәсиһгә әгәшкәнләр мошу дунияда (туз яриға сепилгәндәк) җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; яки (3) мәнаси һәр икки тәрәптикидәк болиду — демәк, һәр бир киши өзиниң Әйса Мәсиһкә болған мунасивитидә мувапиқ җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; етиқатчилар мошу дунияда җапа-мушәққәтләр арқилиқ тавлинип паклиниду, етиқатсизлар дозақта мәңгү азап тартиду. Бизниңчә 3-мәниси тоғра келиши мүмкин. Рәббимиз бу йәрдә һәм етиқатчиларни һәм етиқатсизларниму көздә тутиду. Бизниңчә пәқәт етиқатчилар Худаға атилидиған қурбанлиқ болалайду, шуңа айәтниң биринчи қисимда һәммә адәм, иккинчи қисимда етиқатчилар («қурбанлиқ» сүпитидә) көздә тутулиду.   Лав. 2:13.
50 Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар. «Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?» — туз болса (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк. «Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар» — бу сирлиқ җүмлиниң мәнаси үчүн «Мат.» 5:13, «Әф.» 4:29, «Кол.» 4:6ни көрүң. Етиқатчилар «тузлуқ» болса өзини пак тутиду, лекин буниңдин Һали чоңлиқ қилмайду — бәлки муһәббити, хатирҗәмлиги вә хошаллиғи билән гунада тутулғанларни Худаниң йолиға җәлип қилғучилардур.   Мат. 5:13; Луқа 14:34; Рим. 12:18; Ибр. 12:14.
 
 

9:1 «Бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур» — бизниңчә 9:1-айәттики сөзниң муһим мәнаси 9:2-13дә тәсвирләнгән карамәт ишларни көрситиду. Башқа алимлар у: (1) Әйса өлтүрүлгәндин кейин мухлислириға қайта көрүнүши билән; (2) Муқәддәс Роһниң келиши билән; (3) Мәсиһниң шәриви җамаәттә аян қилиниши билән; (4) Әйсаниң дунияға қайтип келиши билән әмәлгә ашурулди, дәп қарайду. Жуқириқи (1)-, (2)-, (3)-пикир сәл орунлуқ болғини билән, лекин Әйсаниң «бу йәрдә турғанларниң арисидин... көридиғанлар бар» дегинидин қариғанда, бәзи расуллар бу ишни көриду, шуңа муһим әмәлгә ашурулуши 9:2-13дики «Әйсаниң җулалиқта көрүнүши» дегән иштур, дәп қараймиз.

9:1 Мат. 16:28; Луқа 9:27.

9:2 Мат. 17:1; Луқа 9:28.

9:5 «Устаз» — грек тилида (һәм ибраний тилида) «Рабби» дейилиду. «бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли!» — бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

9:7 Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.

9:9 Мат. 17:9; Луқа 9:36.

9:11 Мал. 4:5; Мат. 11:14; Луқа 1:17.

9:12 «Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду» — «Илясниң авал келиши» вә униң «һәммини орниға кәлтүрүши»ни көрсәткән бешарәт вә башқа тәпсилатлири Тәврат, «Мал.» 4:5-6дә хатирилиниду. «әнди немишкә муқәддәс язмиларда иИнсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән? » — «немишкә...?» — Әгәр улуқ Иляс пәйғәмбәр келип Мәсиһ үчүн йол тәйярлиған болса, зади «немишкә» хәлиқ Мәсиһни қобул қилмайду? Йәһя пәйғәмбәр дәрвәқә «Иляс пәйғәмбәр»ниң роһи вә күчидә кәлгини билән («Луқа» 1:17) у өлтүрүлгән вә Мәсиһму униңға охшаш өлтүрүлиду (13-айәтниму көрүң).

9:12 Зәб. 21:7; Йәш. 53:4; Дан. 9:26; Вәһ. 11:4-7.

9:13 «лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс пәйғәмбәр дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди» — мошу йәрдә Мәсиһ Йәһя пәйғәмбәрни йәнә Илияс пәйғәмбәргә охшитиду.

9:13 Мал. 4:5,6

9:16 «У улардин: — ... дәп сориди» — «улар» мошу йәрдә (1) мухлислирини; (2) халайиқниң өзлирини (3) Тәврат устазлирини көрситиши мүмкин. Бизниңчә (2) яки (3) тоғра болуши керәк; халайиқтин бири мошу соалға җавап бериду. Бәзи кона көчүрмилиридә «улар»ниң орнида «Тәврат устазлири» дейилиду.

9:17 «мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим» — бу кишиниң «сениң алдиңға» дегини униң Мәсиһ вә мухлислирини «бир адәмдәк» дәп қарайтти, дәп билдүриду. Бир тәрәптин мошу көзқараш тоғридур.

9:17 Мат. 17:14; Луқа 9:37,38.

9:18 «уни тартиштуруп жиқитиду» — яки «уни йәргә жиқитиветиду». «қақшал болуп қалиду» — яки «пүтүн әзайи қетип қалиду».

9:20 Мар. 1:26.

9:23 Луқа 17:6.

9:28 Мат. 17:19.

9:29 «Бу хил җин дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас» — бәзи кона көчүрмиләрдә «розидин» дегән сөз тепилмайду.

9:30 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.

9:33 Мат. 18:1; Луқа 9:46; 22:24.

9:35 Мат. 20:27; Мар. 10:43.

9:36 Мар. 10:16.

9:37 «Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса...» — яки «ким мениң намимда мошундақ кичик балини күтсә...».

9:37 Мат. 18:5; Луқа 9:48; Юһ. 13:20.

9:38 Луқа 9:49.

9:39 1Кор. 12:3.

9:41 Мат. 10:42.

9:42 Мат. 18:6; Луқа 17:2.

9:43 Қан. 13:7; Мат. 5:30; 18:8.

9:44 «Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду» — бәзи кона көчүрмиләрдә бу 44- вә 46-айәт тепилмайду.

9:44 Йәш. 66:24.

9:46 Йәш. 66:24

9:48 Йәш. 66:24

9:49 «Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду» — бу сирлиқ җүмлә чоқум «Лав.» 2:13, «Чөл.» 31:23, «Әз.» 43:23, «Йәш.» 34:6 вә 66:20 һәмдә жуқуриқи 42-48 айәтләр билән мунасивәтликтур. Мәнаси бәлким: — (1) гөш-көктатларни туз билән узун сақлиғили болғандәк, Мәсиһгә ишәнмигәнләр дозақниң отида «чиримай, сақлинип» мәңгү җазалиниду; яки (2) Мәсиһгә әгәшкәнләр мошу дунияда (туз яриға сепилгәндәк) җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; яки (3) мәнаси һәр икки тәрәптикидәк болиду — демәк, һәр бир киши өзиниң Әйса Мәсиһкә болған мунасивитидә мувапиқ җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; етиқатчилар мошу дунияда җапа-мушәққәтләр арқилиқ тавлинип паклиниду, етиқатсизлар дозақта мәңгү азап тартиду. Бизниңчә 3-мәниси тоғра келиши мүмкин. Рәббимиз бу йәрдә һәм етиқатчиларни һәм етиқатсизларниму көздә тутиду. Бизниңчә пәқәт етиқатчилар Худаға атилидиған қурбанлиқ болалайду, шуңа айәтниң биринчи қисимда һәммә адәм, иккинчи қисимда етиқатчилар («қурбанлиқ» сүпитидә) көздә тутулиду.

9:49 Лав. 2:13.

9:50 «Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?» — туз болса (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк. «Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар» — бу сирлиқ җүмлиниң мәнаси үчүн «Мат.» 5:13, «Әф.» 4:29, «Кол.» 4:6ни көрүң. Етиқатчилар «тузлуқ» болса өзини пак тутиду, лекин буниңдин Һали чоңлиқ қилмайду — бәлки муһәббити, хатирҗәмлиги вә хошаллиғи билән гунада тутулғанларни Худаниң йолиға җәлип қилғучилардур.

9:50 Мат. 5:13; Луқа 14:34; Рим. 12:18; Ибр. 12:14.