□66:1 «Зимин болса аяқлиримға тәхтипәримдур» — «тәхтипәр» падиша тәхткә олтарғанда аяқлирини дәссәткән кичик орундуқ. «Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?» — биринчи айәт бәлким Худаниң 64-бап, 11-айәттики соалға беридиған асасий җавави. Худа «ибадәтхана»ни анчә муһим дәп қаримисиму, инсанлар Өзигә атап салған ибадәтханини чоқум кәмситиду дегили болмайду (20- һәм 2-айәткә қариғанда, кәлгүсидики «миң жиллиқ сәлтәнити»дә бир «муқәддәс ибадәтхана» болиду; бирақ Худаниң нәзири (2-айәткә асасән) һеч қандақ өй-имарәттә әмәс, бәлки Өзидин қорқидиған мөмин бәндилиридә туриду.
■66:1 1Пад. 8:27; 2Тар. 6:18; Рос. 7:48,49; 17:24
□66:3 «Кала сойған киши адәмниму өлтүриду, ... дуасини әслитишкә хушбуй яққучи мәбудқиму мәдһийә оқуйду; бәрһәқ, улар өзи яқтуридиған йоллирини таллиған, көңли жиркиничлик нәрсилиридин хурсән болиду» — мошу айәттики кишиләр көрүнүштә Худаға ибадәт қилиду; улар кала-қозини союп қурбанлиқ қилиду, «ашлиқ һәдийә» қилиду, хушбуйниму Худаға атап яқиду; бирақ бундақ қилишлири билән тәң улар қатиллиқ қилиду, хурапий ишларни қилиду (итниң бойнини сундуруш), бутларға чоқунуп һарам қурбанлиқларниму қилиду.
■66:4 Пәнд. 1:24; Йәш. 65:12; Йәр. 7:13
□66:6 «Аңлаңлар! — шәһәрдин кәлгән чуқан-сүрәнләр! Аңлаңлар! — ибадәтханидин чиққан авазни! Аңлаңлар! — Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлиригә яманлиқлирини қайтуруватиду!» — бу бешарәт Йәшаяниң кейинки дәвридики Йерусалим, җүмлидин ибадәтханиниң вәйран қилинишини (миладийәдин илгәрки 586-жили) һәм бәлким ахирқи заманлардики охшап кетидиған бир ишниму көрситиду.
□66:8 «Кимниң мошундақ иш тоғрилиқ хәвири барду? ... Зимин бир хәлиқни бир күн ичидила туғидиған иш барму? Дәқиқә ичидила бир әлниң туғулуши мүмкинму? Чүнки Зионниң әндила толғиғи тутушиға, у оғул балилирини туғди!» — мошу 7- һәм 8-айәттә ейтилған ишлар бирақла Йерусалимниң вәйран қилинишидин (6-айәт) ахирқи заманда «Зион-исраил товва қилип йеңидин туғулуши» әмәлгә ашурулуп, уларниң Худаниң алдида һәқиқий «Өз хәлқим» болушиға атлап өтиду.
□66:11 «униң шан-шәривиниң зорлуғидин көңлүңлар хурсән болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «униң шәрәплик бағир-көксидин көңлүңлар хурсән болиду».
□66:17 ««Бағчилар»ға кириш үчүн пакизлинип,...» — бәлким бутпәрәслик һәрикәтлиригә қатнишиш үчүн, мошу «пакизлиниш» ишлирини қилиду. «Оттурида турғучи» — бәлким бутпәрәсликтә йетәкчилик «пир» рольини алғучи.
□66:18 «Чүнки уларниң қилғанлири һәм ойлиғанлири Мениң алдимдидур» — бу айәтниң биринчи йеримини тәрҗимә қилиш тәс. Алимлар пәқәт униң мәнасини тәрҗимә қилғинимиздәк пәрәз қилиду.
□66:19 «улардин қечип қутулғанларни әлләргә әвәтимән» — «улардин» дегәнлик: (1) 16-айәттә ейтилған җазалиридин («от һәм қилич»тин) яки (2) «ят әлләр арисидин» дегән мәнини билдүриду. «һәм улардин қечип қутулғанарни әлләргә әвәтимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һәм қечип һаят қалғанлардин бәзилирини (ят) әлләргә әвәтимән». «Таршиш»...«Луд»... «Тубал»... — шүбһисизки, мошу жутларниң исимлири пүтүн дуниядики жутларға вәкиллик қилиду. «Таршиш» үчүн 60-бап, 9-айәттики изаһатни көрүң; «Луд» болса бәлким шималий Африқида; Тубал бәлким һазирдики Русийәни көрситиду (бәлким Русийәниң кона пайтәхти «Тоболск» билән мунасивити бар). Немишкә «Луд» тоғрилиқ «оқячилиқта даңқи чиққан» дейилиду? Пәризимизчә, Худа әвәткән әлчиләрниң хизмитиниң хәтәри бар, дәп көрсәтмәкчи.
□66:20 «Шулар болса, Пәрвәрдигарға атап беғишлиған һәдийә сүпитидә қериндашлириңларниң һәммисини әлләрдин елип келиду» — бизниңчә «шулар» Худаниң хуш хәвирини қобул қилған «ят әлләр»ни көрситиду. Улар хошал болуп, Худаниң шапаитини қайтуруш үчүн, зиянкәшликкә учриған, тарқилип кәткән Йәһудийларниң өз жути Йерусалимға қайтишиға ярдәм қилишимиз керәк дәп һәр хил васитиләр билән сәпәрдә уларға йөләнчүк болиду.
□66:21 «каһинлар» — «каһинлар»ниң хәлиққә вәкил болуп уларниң қурбанлиқлирини ибадәтханидики қурбангаһ үстидә көйдүрүш хизмити бар еди. «Лавийлар» — каһинларниң ярдәмчилири. Демәк, мошу «Йәһудий әмәс»ләр Исраил ичидә интайин имтиязлиқ орунда вә вәзипидә болиду.
□66:22 «йеңи асманлар һәм йеңи зимин» — бу тема тоғрилиқ 65:17-айәттики изаһатни көрүң
■66:22 Йәш. 65:17; 2Пет. 3:13; Вәһ. 21:1
□66:23 «шабат күни» — «дәм елиш муқәддәс күни» йәни шәнбә күни. Жуқириқи 56-бап, 2-айәттики изаһатни көрүң. «Барлиқ әт егилири Мениң алдимға ибадәт қилғили келиду» — пүткүл инсанийәт қилған мошу ибадәт ичидә, Йерусалимда өткүзүлгән ибадәт болса бәлким вәкил болғанлар арқилиқ өткүзүлиду. Җәсәтләргә гувачи болғанлар (24-айәт) мошу вәкилләр болуши керәк.