4
Ахирқи заман — Пәрвәрдигарниң күни
— Чүнки мана шу күн, хумдандәк көйдүргүчи күн келиду; һәр бир тәкәббурлуқ қилғучи һәм һәр бир рәзиллик қилғучи пахалдәк болиду; шу келидиған күн уларни көйдүриветиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — уларға нә йилтиз нә шах қалдурулмайду. Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:6-13; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13. Лекин намимдин әйминидиған силәр үчүн, қанатлирида шипа-дәрман елип келидиған, һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш орнидин туриду; силәр талаға чиқип бордақ мозайлардәк қийғитип ойнайсиләр; «Намимдин әйминидиған силәр үчүн, қанатлирида шипа-дәрман елип келидиған, һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш орнидин туриду» — «қанатлири» бәлким «һәққанийлиқни парлитидиған қуяш»ниң нурлирини көрситиду. «һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш» — ибраний тилида «һәққанийлиқ қуяши» дейилиду. Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. силәр рәзилләрни чәйләп дәссиветисиләр; улар Мән тәйярлиған күнидә тапиниңлар астида күл болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
 
Ахирқи дәвәт вә бешарәт
— Мән Һорәб теғида пүткүл Исраил үчүн қулум Мусаға буйруған қанунни, йәни бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни ядиңларда тутуңлар. Қан. 6:3
— Мана, Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни келиштин авал Мән силәргә Иляс пәйғәмбәрни әвәтимән. Мат. 11:14; 17:11, 12, 13; Мар. 9:11, 12, 13; Луқа 1:17; 9:30; Вәһ. 11:3-12. У атиларниң көңлини балиларға майил, балиларниң көңлини атиларға майил қилиду; ундақ болмиғанда Мән келип йәр йүзини қарғаш билән уруветимән.

4:1 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:6-13; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13.

4:2 «Намимдин әйминидиған силәр үчүн, қанатлирида шипа-дәрман елип келидиған, һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш орнидин туриду» — «қанатлири» бәлким «һәққанийлиқни парлитидиған қуяш»ниң нурлирини көрситиду. «һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш» — ибраний тилида «һәққанийлиқ қуяши» дейилиду. Мәсиһни көрситиду, әлвәттә.

4:4 Қан. 6:3

4:5 Мат. 11:14; 17:11, 12, 13; Мар. 9:11, 12, 13; Луқа 1:17; 9:30; Вәһ. 11:3-12.