Билдад «Инсанниң Худа билән беваситә сөзлишиши, көрүшүши зади мүмкин әмәс» дегән көзқарашта болиду. Бирақ Аюп ахирида һәқиқәтән Худа билән көрүшиду; униң үстигә биз Аюпни Худани өзиниң әң йеқин һәмраһи дәп билгән киши, дәп көрәләймиз (29:4). ■ Аюп 13:14; Зәб. 112:6; Йәш. 54:10; Мат.10:29-31; Рим. 8:32
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәшриқтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәғрибтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәшриқтикиләрму чөчүп кетиду».
□18:3 «Биз немишкә силәрниң алдиңларда һайванлар һесаплинимиз?» — «силәр» дегән сөзгә қариғанда, Билдадниң бу сөзиниң пәқәт Аюпқила қилинған әмәслигини билдүриду. Уларниң йенида гәп аңлиғучилардин бәзиләр Аюпниң җасарәтлик сөзлирини аңлап униңға қол қойдиму-я?
□18:4 «Һәй өзүңниң ғәзивидә өзүңни житқучи, сени дәпла ... тағ-ташлар өз орнидин көтирилип кетәмду?!» — Аюп 16-бап, 9-айәттә, «У (Худа)ниң ғәзиви мени титма қилди» дегән. Билдад, шүбһисизки, бу гәпни мазақ қилип: «Сениң житилишиң Худаниң ғәзиви билән әмәс, бәлки өз-өзүңниң ғәзиви биләндур» демәкчи. Билдад йәнә Худа инсандин улуқ һәм алий болғачқа, Аюп униң билән дидарлишай, һозуриға кирип униң билән сөзлишәй дәп өз әқлидин адашқан, дәп мазақ қилиду — демәкчи. Билдад «Инсанниң Худа билән беваситә сөзлишиши, көрүшүши зади мүмкин әмәс» дегән көзқарашта болиду. Бирақ Аюп ахирида һәқиқәтән Худа билән көрүшиду; униң үстигә биз Аюпни Худани өзиниң әң йеқин һәмраһи дәп билгән киши, дәп көрәләймиз (29:4).
■18:4 Аюп 13:14; Зәб. 112:6; Йәш. 54:10; Мат.10:29-31; Рим. 8:32
■18:11 Аюп 15:21; Йәр. 6:25; 46:5; 49:29
□18:12 «Мағдурини ачарчилиқ йәп түгәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси «Балаю-апәт уни жутуветишкә ачкөзлүк билән күтиватиду...»
□18:13 «өлүмниң чоң балиси» — бәлким бир хил кесәлни (Аюпниң кесилини?) көрситиду.
■18:14 Аюп 8:13, 14; 11:20; Пәнд. 10:28
□18:15 «...башқилар униң чедирида туриду» — яки « ...от униң чедирида туриду».
□18:17 «Сиртларда...» — яки: «Яйлақларда...» яки «Далада...».
■18:17 Зәб. 108:13; Пәнд. 10:7
□18:20 «Худди алдинқилар чөчүп кәткәндәк» — Билдад ейтқан «алдинқилар»ниң өз дәвридики рәзил адәмләрниң әһвалиға қарап чөчүп кәткәнлигини көрситиши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәшриқтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәғрибтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәшриқтикиләрму чөчүп кетиду».
□18:21 «Мана, қәбиһ адәмниң маканлири шүбһисиз шундақ, Тәңрини тонумайдиған кишиниңму орни чоқум шундақтур» — Билдадниң бу сөзлиридә: «қәбиһ адәм», «Тәңрини тонумайдиған киши» дегини, «сән Аюптин башқа киши әмәс» демәкчи.