□15:6 «Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду» — Елифаз мошу йәрдә Аюпниң Худа алдида җазаланған гунайи һәм һакавурлуғи униң өз ағзи билән қилған аччиқ һәм өткүр сөзлиридә көрүниду, демәкчи. Бирақ Елифаз билән икки достиниң Аюпниң ағзидин чиққан шу аччиқ өткүр сөзләргә мәсъулийити бар.
□15:10 «Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду... » — Елифаз илгәрки дәвирләрдики ата-бовилириниң көзқаришини өзиниңкигә охшаш дәп қараватиду.
■15:14 1Пад. 8:46; 2Тар. 6:36; Аюп 14:4; Зәб. 13:2-3; 50:7; Пәнд. 20:9; Топ. 7:20; 1Юһа. 1:8,10
□15:15 «Қара, Худа Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә...» — мошу йәрдики «муқәддәсләр» Худаниң пәриштилирини көрсәтсә керәк. Елифаз һелиқи яман роһниң әслидә униңға дегән гәплиригә (4:15-21) ишинип , қайтилайду.
□15:16 «Қәбиһликни су ичкәндәк ичкән бир адәм» — мошу гәп, шүбһисизки, Аюпниң өзини көрситиду.
□15:19 «Пәқәт шуларғила, йәни ата-бовилириғила йәр-зимин тапшурулған еди, уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти» — Елифаз бу сөз билән бу ата-бовиларниң Худа алдида һәққаний болғанлиғини, шуңа Худа уларниң йәр-зиминини ят адәмләрниң бастуруп киришидин қоғдиғанлиғини көрсәтмәкчи; шуниң билән уларниң мәдинийити уруш-җедәлниң дәхлигә учримай, тәдриҗи тәрәққий қилип, билими пәллигә йәткән еди, демәкчи болуши мүмкин.
□15:20 «Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду, залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур» — бу сөз һәм төвәндики 35-айәткичә болған сөзләрниң һәммиси Аюпқа беваситә қаритилип дейилгән болуши мүмкин.
□15:23 «У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У йолдин тенип кетип, қорултазлар үчүн йәм болиду».
□15:28 «У харабә шәһәрләрдә..., кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду» — қедимдә бәзи шәһәрләр Худаниң ләнити билән вәйран болған болуп, Худаниң ләнитигә учриған бу җайларда адәттики кишиләр уларни қайтидин қуруп у йәрдә олтирақлишишқа петиналмайтти. Бирақ (Елифазниң дейишичә) бу рәзил кишиләр (җүмлидин Аюпниң өзи?) Худадин қорқмай ундақ йәрләрдә туруштин баш тартмайтти.
□15:30 «Худаниң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду» — ибраний тилида «Униң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду».
□15:33 «Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк...» — адәттә үзүм тели пишмиған үзүмлирини ташлимайду. Бирақ Елифаз шу охшитиши билән, мундақ адәмләрниң ишлири техи һеч пишмиған болуп бекарға кетиду, демәкчи.
■15:35 Зәб. 7:15; Йәш. 59:4; Һош. 10:13