108
108-күй •••• Интиқам үчүн оқулған дуа
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
И мәдһийәмниң Егиси Худайим, җим турма!
Мана рәзилләрниң ағзи, мәккарларниң ағзи көз алдимда йоған ечилди;
Улар ялғанчи тил билән маңа қарши сөзлиди.
Нәпрәтлик сөзләр билән мени чулғап,
Улар бекардин-бекар маңа зәрбә бәрмәктә. Зәб. 68:5
Муһәббитим үчүн улар маңа қарши шикайәтчи болди,
Мән болсам — дуаға берилдим.
Яхшилиғим үчүн яманлиқ,
Сөйгүм үчүн нәпрәт қайтурди.
Һәр бириниң үстидә рәзил бир адәм тайинлиғайсән,
Униң оң йенида бир дәвагәр турсун. Зәк. 3:1, 2
У сорақ қилинғанда әйипдар болуп чиқсун,
Дуаси гуна дәп һесаплансун. Пәнд. 15:8; 28:9
Күнлири қисқа болсун,
Мәнсивини башқиси егилисун.
Балилири йетим қалсун,
Хотуни тул болсун.
10 Оғуллири сәргәрдан тиләмчи болсун,
Турған харабиликлиридин нан издәп.
11 Җазанихор униң егилиги үстигә тор ташлисун,
Меһнәт әҗрини ятлар булап-талисун.
12 Униңға меһриванлиқ көрситидиған бириси болмисун,
Житим қалған балилириға илтипат қилғучи болмисун.
13 Униң нәсли қурутулсун;
Келәр әвладида намлири өчүрүлсун.
14 Ата-бовилириниң қәбиһлигиниң әйиплири Пәрвәрдигарниң ядида қалсун,
Анисиниң гунайи өчүрүлмисун.
15 Буларниң әйиплири дайим Пәрвәрдигарниң көз алдида болсун,
Шуниң билән У уларниң нам-әмилини йәр йүзидин өчүрүп ташлайду. Аюп 18:17; Зәб. 33:17
16 Чүнки рәзил киши меһриванлиқ көрситишни һеч есигә кәлтүрмиди,
Бәлки езилгән, йоқсул һәм дили сунуқларни өлтүрмәккә қоғлап кәлди.
17 У ләнәт оқушқа амрақ еди,
Шуңа ләнәт униң бешиға келиду;
Бәхит тиләшкә райи йоқ еди,
Шуңа бәхит униңдин жирақ болиду.
18 У ләнәтләрни өзигә кийим қилип кийгән;
Шуңа булар аққан судәк униң ич-бағриға,
Майдәк, сүйәклиригә кириду;
19 Булар униңға йепинған тонидәк,
Һәрдайим бағланған бәлвеғидәк чаплансун.
20 Булар болса мени әйиплигүчиләргә Пәрвәрдигарниң бекиткән мукапати болсун!
Мениң яман гепимни қилғанларниң инъами болсун!
21 Бирақ Сән, Пәрвәрдигар Рәббим,
Өз намиң үчүн мениң тәрипимдә бир иш қилғайсән,
Меһир-муһәббитиң әла болғачқа,
Мени қутқузғайсән;
22 Чүнки мән езилгән һәм һаҗәтмәндурмән,
Қәлбим хәстә болди.
23 Мән қуяш узартқан көләңгидәк йоқилай дәп қалдим,
Чекәткә қеқиветилгәндәк чәткә қеқиветилдим.
24 Роза тутқинимдин тизлирим кетиду,
Әтлирим сизип кетиду.
25 Шуңлашқа мән улар алдида рәсва болдум;
Улар маңа қарашқанда, бешини силкишмәктә.
26 Маңа ярдәмләшкәйсән, и Пәрвәрдигар Худайим,
Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени қутқузғайсән;
27 Шуниң билән улар буниң Сениң қолуңдики иш екәнлигини,
Буни қилғучиниң Сән Пәрвәрдигар екәнлигини билсун.
28 Улар ләнәт оқувәрсун, Сән бәхит ата қилғайсән;
Улар һуҗум қилишқа турғанда, хиҗаләттә қалсун,
Бирақ қулуң шатлансун!
29 Мени әйиплигүчиләр хиҗаләт билән кийинсун,
Улар өз шәрмәндилигини өзлиригә тон қилип йепинсун.
30 Ағзимда Пәрвәрдигарға зор тәшәккүр-мәдһийә қайтүримән;
Бәрһәқ, көпчилик арисида туруп Уни мәдһийиләймән;
31 Чүнки һаҗәтмәнниң җенини гунаға бекитмәкчи болғанлардин қутқузуш үчүн,
Пәрвәрдигар униң оң йенида туриду.
 
 

108:3 Зәб. 68:5

108:6 Зәк. 3:1, 2

108:7 Пәнд. 15:8; 28:9

108:15 Аюп 18:17; Зәб. 33:17