29
Қайта-қайта әйиплинип туруп йәнә бойни қаттиқлиқ қилған киши,
Туюқсиздин давалиғусиз янҗилар.
Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар,
Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр. Пәнд. 11:10; 28:12,28
Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар;
Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар. Пәнд. 10:1; 15:20; 28:7; Луқа 15:13
Падиша адаләт билән жутини тинич қилар;
Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар. «Бирақ баҗ-селиқ салған болса,...» — яки «бирақ парихор болса,..».
Өз йеқиниға хушамәт қилған киши,
Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.
Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар;
Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар.
Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр;
Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс. Аюп 29:16
Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар;
Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар.
Дана киши ахмақ билән дәвалашса,
Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас.
10 Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр;
Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр. «Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ дуруслар уларниң җенидин хәвәр алар».
11 Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар;
Бирақ дана өзини бесивалар. Пәнд. 14:33
12 Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса,
Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас.
13 Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар;
Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур. «Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «гадай билән уни әзгүчи киши бир-биригә йолуқар».   Пәнд. 22:2
14 Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаниң болса,
Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар. Пәнд. 20:28; 25:5
15 Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр;
Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар. Пәнд. 10:1; 13:24; 17:21,25; 22:15; 23:13
16 Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр;
Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр. Зәб. 36:36; 57:11-12; 90:8
17 Оғлуңни тәрбәлисәң, у сени арам тапқузар;
У көңлүңни сөйүндүрәр. Пәнд. 13:24; 22:15; 23:13,14
18  Пәрвәрдигарниң вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар;
Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур. «йолдин чиқип башпанаһсиз қалар» — бу ибарә ибраний тилида икки бислиқ бир сөз биләнла ипадиләнгән.
19 Қулни сөз биләнла түзәткили болмас;
У сөзүңни чүшәнгән болсиму, етивар қилмас.
20 Ағзини басалмайдиған кишини көргәнму?
Униңдин үмүт күткәндин, ахмақтин үмүт күтүш әвзәлдур. Пәнд. 26:12
21 Кимки өз қулини кичигидин тартип өз мәйлигә қоюп бәрсә,
Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар. «Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар» — башқа бир хил тәрҗимиси «Ахирда у (қул) өзигә пәрзәнттәк болуп чиқар».
22 Териккәк киши җедәл-маҗира қозғап турар;
Асан аччиқлинидиған кишиниң гуналири көптур. Пәнд. 15:18; 26:21
23 Мәғрурлуқ кишини пәс қилар,
Бирақ кәмтәрлик кишини һөрмәткә ериштүрәр. Аюп 22:29; Пәнд. 15:33; 18:12; Йәш. 66:2; Мат. 23:12; Луқа 14:11; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5
24 Оғри билән шерик болған киши өз җениға дүшмәндур;
У сорақчиниң гува беришкә агаһландурушини аңлисиму, лекин раст гәп қилишқа петиналмас. «...раст гәп қилишқа петиналмас» — «Лав.» 5:1ни көрүң.   Лав. 5:1
25 Инсан балисидин қорқуш адәмни қапқанқа чүшүриду;
Бирақ кимки Пәрвәрдигарға таянған болса, у бехәтәр көтириләр. «бехәтәр көтириләр» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.
26 Көп кишиләр һөкүмдардин илтипат издәп жүрәр;
Бирақ адәмниң һәқ-рисқи пәқәт Пәрвәрдигарниңла қолидидур. Пәнд. 19:6
27 Наһәқләр һәққанийларға жиркиничликтур;
Дурус йолда маңған кишиләр яманларға жиркиничликтур.
 
 

29:2 Пәнд. 11:10; 28:12,28

29:3 Пәнд. 10:1; 15:20; 28:7; Луқа 15:13

29:4 «Бирақ баҗ-селиқ салған болса,...» — яки «бирақ парихор болса,..».

29:7 Аюп 29:16

29:10 «Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ дуруслар уларниң җенидин хәвәр алар».

29:11 Пәнд. 14:33

29:13 «Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «гадай билән уни әзгүчи киши бир-биригә йолуқар».

29:13 Пәнд. 22:2

29:14 Пәнд. 20:28; 25:5

29:15 Пәнд. 10:1; 13:24; 17:21,25; 22:15; 23:13

29:16 Зәб. 36:36; 57:11-12; 90:8

29:17 Пәнд. 13:24; 22:15; 23:13,14

29:18 «йолдин чиқип башпанаһсиз қалар» — бу ибарә ибраний тилида икки бислиқ бир сөз биләнла ипадиләнгән.

29:20 Пәнд. 26:12

29:21 «Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар» — башқа бир хил тәрҗимиси «Ахирда у (қул) өзигә пәрзәнттәк болуп чиқар».

29:22 Пәнд. 15:18; 26:21

29:23 Аюп 22:29; Пәнд. 15:33; 18:12; Йәш. 66:2; Мат. 23:12; Луқа 14:11; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5

29:24 «...раст гәп қилишқа петиналмас» — «Лав.» 5:1ни көрүң.

29:24 Лав. 5:1

29:25 «бехәтәр көтириләр» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.

29:26 Пәнд. 19:6