Башқа бир хил тәрҗимиси: «Униңдин мана әла сөзләрни яздим».
□22:2 «Гадай билән бай бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «Гадай билән бай бир-биригә йолуқар».
□22:5 «Өз йолиға һези болған киши» — ибраний тилида «Өз җенини сақлайдиған киши».
□22:6 «Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң, ... йолдин чиқмас» — бизниңчә бу пәнд һәр бир балиниң алаһидилиги, хаслиғи бар, шуңа балиға өз мүҗәзигә, маһийитигә қарап тәрбийә бериш керәк, дегәнни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Балиға кичигидә һәққаний йолда меңишни үгәтсәң,... йолдин чиқмас». Бәзи шәрһчиләр айәти «кинайилик сөз» дәп чүшунип: «Балиға кичикидә өзи халиңан (шәхсийәтчи) жол бойичә тәрбийә беривәр! Манда чоң болңанда у шу жолдин чиқмас!» дәр тәрҗимә қилиду (демәк, балини әркиләтмә!).
□22:8 «Униң ғәзәп-һәйвиси» — ибраний тилида «Ғәзивини йәткүзидиған һасиси» дейилиду.
□22:9 «Сехий адәм» — ибраний тилида «сехи көзлүк киши».
□22:12 «Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар» — Пәрвәрдигар һәр бир дәвирдә, һәр бир йәрдә өзини көрситидиған испат-һәқиқәтни сақлайду, һәм шундақла шу испат-һәқиқәтни қәдирләйдиған, шуларға гува беридиған кишиләрни сақлайду («Рим.» 1:19-20ни көрүң); У йәнә барлиқ инсанларға калам-шериф (Таврат, Зәбур, Инҗил) бәргүчидур.
■22:14 Пәнд. 2:16; 5:3; 7:5; 23:27
■22:15 Пәнд. 13:24; 19:18; 23:14; 29:15,17
□22:20 «Униңдин мана оттузни яздим» — бу «оттуз сөз» 22:22-24:22дә тепилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Униңдин мана әла сөзләрни яздим».
□22:22 «сорақ орни» — ибраний тилида «шәһәр дәрвазиси» — йәни сот қилидиған йәрни көрситиду.
■22:22 Мис. 23:6; Аюп 31:13; Зәб. 81:3, 4; Зәк. 7:10
■22:23 Мис. 22:22, 23; Зәб. 9:38-39
■22:28 Қан. 19:14; 27:17; Пәнд. 23:10
□22:29 «Әстайидил вә чаққан» — ибраний тилида бирла сөз («маһир») билән ипадилиниду.