12
Худа Өз пәрзәнтлирини тәрбийиләйду
1-2 Әнди әтирапимизда гувачилар шунчә чоң булуттәк бизни орувалғачқа, һәр хил еғир жүк һәм бизгә асанла чирмишивалидиған гунани чөрүп ташлап, алдимизға қоюлған жүгүрүш йолини чидамлиқ билән бесип жүгүрәйли; буниңда көзимизни етиқатимизниң Йол Башлиғучиси вә Такамуллаштурғучиси болған Әйсаға тикәйли. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн кресттики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм униңда болған һақарәткә писәнт қилмиди. Шуниң билән У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарғузулди. «Әнди әтирапимизда гувачилар шунчә чоң булуттәк бизни орувалғачқа,... » — «гувачилар» икки тәрәптики сөз болуши мүмкин: (1) Жуқириқи 11-бапта тилға елинған кишиләр бизгә етиқат билән яшашниң немә екәнлигини көрситип «гувалиқ бәргәнлиги»ни һәм (2) «етиқатниң бәйгиси»дә жүгүргинимиздә буларниң әрштин бизгә гувачилардәк қарап туруватқанлиғини көрситиду. «Булут» қизиқ гәп — «Дан.» 7:13, «Мат.» 24:30, 26:46, «1Тес.» 4:17, «Вәһ.» 1:7ни көрүң.   Рим. 6:4; 12:12; 1Кор. 9:24; Әф. 4:22; Кол. 3:8; Ибр. 10:36; 1Пет. 2:1, 2; Луқа 24:26; Фил. 2:8-11; Ибр. 1:3; 8:1; 1Пет. 1:11.
Көңлүңләрниң һерип совуп кәтмәслиги үчүн, гунакарларниң шунчә қаттиқ хорлашлириға бәрдашлиқ Бәргүчини көңүл қоюп ойлаңлар.
Гунаға қарши күрәшләрдә техи қан аққузуш дәриҗисигә берип йәтмидиңлар. 1Кор. 10:13. Худаниң силәргә Өз пәрзәнтлирим дәп җекиләйдиған муқәддәс язмилардики муну сөзлирини унтудуңлар: —
 
«И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима,
Әйипләнгиниңдә көңлүң совуп кәтмисун, Аюп 5:17; Пәнд. 3:11-12; Вәһ. 3:19.
Чүнки Пәрвәрдигар сөйгинигә тәрбийә бериду,
Мениң оғлум дәп қобул қилғанларниң һәммисини дәрриләйду». «И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, әйипләнгиниңдә көңлүң совуп кәтмисун, чүнки Пәрвәрдигар сөйгинигә тәрбийә бериду, Мениң оғлум дәп қобул қилғанларниң һәммисини дәрриләйду» — «Пәнд.» 3:11-12 .   Пәнд. 3:11,12
 
Азап чәккиниңларни Худаниң тәрбийиси дәп билип, униңға бәрдашлиқ бериңлар. Чүнки силәрниң тәрбийә елишиңларниң өзи Худаниң силәрни оғлум дәп муамилә қилғанлиғини көрситиду. Қайси пәрзәнт атиси тәрипидин тәрбийиләнмәйду? Әнди Худаниң тәрбийилишидә һәр бир пәрзәнтиниң өз үлүши бар; лекин бу иш силәрдә кам болса һәқиқий оғуллиридин әмәс, бәлки һарамдин болған пәрзәнти болуп чиқисиләр.
Униң үстигә һәммимизниң өзимизгә тәрбийә бәргән әт җәһәттики атилиримиз бар, биз уларниму һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, роһларниң атисиға техиму итаәт қилмамдуқ? Шундақта һаятимиз яшнимамду?
10 Әт җәһәттики атилиримиз бәрһәқ пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә азғинә вақит бизни тәрбийилигән. Лекин У болса бизгә пайдилиқ болсун дәп, пак-муқәддәслигидин муйәссәр болушимиз үчүн тәрбийиләйду. 11 Әнди қаттиқ тәрбийә берилгән вақтида адәмни хуш қилмайду, әксичә адәмни қайғуға чөмдүриду; бирақ буниң билән түзәлгәнләргә у кейин һәққанийлиқтин чиққан тинич-хатирҗәмликниң мевисини бериду.
12 Шуниң үчүн, «Телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни руслаңлар» «... «Телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни руслаңлар»» — яки «...«телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни күчәйтиңлар»» («Йәш.» 35:3дин нәқил кәлтүрүлгән).   Йәш. 35:3. 13 вә «ақсақ»ларниң пүкүлүп қалмай, бәлки шипа тепиши үчүн пүтлириңларни түз йолларда маңдуруңлар. «... «ақсақ»ларниң пүкүлүп қалмай, бәлки шипа тепиши үчүн пүтлириңларни түз йолларда маңдуруңлар» — «ақсақ»лар бәлким етиқати аҗизларни көрситиду.
 
Худаниң қорқунучида яшаңлар
14 Барлиқ кишиләр билән енақ өтүшкә вә пак-муқәддәс яшашқа интилиңлар; муқәддәс болмиған киши һәргиз Рәбни көрәлмәйду. Рим. 12:18; 2Тим. 2:22. 15 Ойғақ туруңларки, һеч ким Худаниң меһри-шәпқитидин мәһрум қалмисун; араңларда силәргә иш тапқузуп силәрни көйдүридиған, шундақла көп адәмләрни булғап напак болушқа сәвәп болидиған бирәр өч-адавәт йилтизи үнмисун. Қан. 29:17; Рос. 17:13; 2Кор. 6:1; Гал. 5:12. 16 Араңларда һеч бир бузуқлуқ қилғучи яки өзиниң тунҗа оғуллуқ һоқуқини бир вах тамаққа сетивәткән Әсавдәк ихлассиз киши болмисун. «...Өзиниң тунҗа оғуллуқ һоқуқини бир вах тамаққа сетивәткән Әсавдәк ихлассиз киши болмисун» — «Яр.» 25:29-34.   Яр. 25:33; Әф. 5:3; Кол. 3:5; 1Тес. 4:3. 17 Чүнки силәргә мәлумки, Әсав кейин атисиниң хәйрлик дуасини елишни ойлиған болсиму, шундақла униңға интилип көз яшлирини еқитип ялвурған болсиму, у бу ишларни орниға кәлтүридиған товва қилиш йолини тапалмай, рәт қилинди. «...у (Әсав) бу ишларни орниға кәлтүридиған товва қилиш йолини тапалмай...» — башқа бир хил тәрҗимиси «у (Әсав) өз гунайидин товва қилиш йолини тапалмай...».
«Товва қилиш» грек тилида «уни» билән ипадилиниду. Бәзи тәрҗиманлар бу «уни» дегәнни «гунайидин товва қилиш»ни көрситиду, дәп қарайду. Лекин «Яр.» 27:1-40кә қариғанда, униң издигини әслидики тәлвилигидин товва қилиш әмәс, бәлки пәқәт пушайман билән атисиниң хәйрлик дуасила еди. Шуниң үчүн мошу йәрдә «товва қилиш»ниң мәнаси: — (1) атисиниң қарарини, яки (2) Худаниң ирадисини өзгәртишни билдүриду (оқурмәнләргә аянки, «товва қилиш»ниң әслидики мәнаси «көзқарашни өзгәртиш» «позитсийәни өзгәртиш» дегәнлик).
   Яр. 27:36.
 
Синай теғи — Исраиллар Тәврат қанунини қобул қилған тағ — вә Зион теғи, йәни әрштики Йерусалим
18 Чүнки силәр қол билән тутқили болидиған, ялқунлап от йенип туруватқан һәмдә сүрлүк булут, қараңғулуқ вә қара қуюн қаплиған әшу таққа кәлмидиңлар — «ялқунлап от йенип туруватқан һәмдә сүрлүк булут, қараңғулуқ вә қара қуюн қаплиған әшу таққа кәлмидиңлар...» — «әшу тағ» болса Йәһудий хәлқи Муса пәйғәмбәрниң вастиси билән Тәврат қанунини қобул қилған Синай теғини көрситиду («Мис.» 19-бапни көрүң).   Мис. 19:10,16; 20:21; Қан. 5:22.
19 (у җайда канай садаси билән сөзлигән аваз йәткүзүлгәндә, буларни аңлиғанлар: «Бизгә йәнә сөз қилинмисун!» дәп Худаға ялвурушти; «у җайда канай садаси билән сөзлигән аваз йәткүзүлгәндә, буларни аңлиғанлар: «Бизгә йәнә сөз қилинмисун!» дәп Худаға ялвурушти» — «Қан.» 15:23ни көрүң.   Мис. 20:19; Қан. 5:25; 18:16. 20 чүнки улар қилинған әмирни көтирәлмиди. «Егәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң айиғи тәгсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дәп тапиланған еди; «чүнки улар қилинған әмирни көтирәлмиди. Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң айиғи тәгсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дәп тапиланған еди...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки уларға тапиланған: «Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң аяқлири тәккән болсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дегән әмирни көтирәлмиди».   Мис. 19:13. 21 у көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, Мусаму: «Бәк қаттиқ қорқуп ғал-ғал титрәп кәттим» дегән еди). «у көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, Мусаму: «Бәк қаттиқ қорқуп ғал-ғал титрәп кәттим» дегән еди» — «Қан.» 9:19.   Қан. 9:19
22 — Силәр бәлки Зион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаниң шәһири — әрштики Йерусалимға, түмәнлигән пәриштиләргә, Гал. 4:26; Вәһ. 3:12; 21:10-27. 23 исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң һейт-мәрикә хошаллиғида җәм қилинған җамаитигә, һәммәйләнниң сорақчиси Худаға, такамуллаштурулған һәққаний кишиләрниң роһлириға «исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң... җамаитигә...» — «тунҗа туғулғанлар» дегән сөз бу йәрдә Әйса Мәсиһгә етиқат қилип, «қайтидин туғулған» Худаниң пәрзәнти дәп һесапланғанларни көрситиду. «әрштики Йерусалимға, түмәнлигән пәриштиләргә, исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң һейт-мәрикә хошаллиғида җәм қилинған җамаитигә,...» — (22-23-айәт) башқа бир хил тәрҗимиси: «һейт-мәрикә хошаллиғиға җәм болидиған түмәнлигән пәришитиләргә, исимлири әрштә йезилған тунҗа туғулғанларниң җамаитигә...». Исраилларниң исимлириниң һәммиси йәр йүзидә «ройхәт»тә пүтүлүши буйрулған еди («Чөл.» 1:1-18). Лекин җамаәттикиләрниң исимлири йәр йүзидә әмәс, бәлки әрштә пүтүклүктур.   Луқа 10:20. 24 вә йеңи әһдиниң васитичиси Әйсаға, шундақла һәм Униң сепилгән қениға кәлдиңлар. Бу қан Һабилниңкидин әвзәл сөз қилиду. «вә йеңи әһдиниң васитичиси Әйсаға, шундақла һәм Униң сепилгән қениға кәлдиңлар. Бу қан Һабилниңкидин әвзәл сөз қилиду» — Әйса Мәсиһниң сепилгән қени инсанниң гуналирини тиләп уларни пак қилиду. Һабилниң қени болса интиқам дәп һөкирәп жиғлайтти («Яр.» 4:10).   Яр. 4:10; Ибр. 10:22; 11:4; 1Пет. 1:2.
25 Бу сөзни қилғучини рәт қилмаслиғиңлар үчүн диққәт қилиңлар. Чүнки йәр йүзидә өзлиригә вәһий йәткүзүп агаһландурғучини рәт қилғанлар җазадин қечип қутулалмиған йәрдә, әрштә бизни агаһландурғучидин йүз өрүсәк, һалимиз техиму шундақ болмамду? «...йәр йүзидә өзлиригә вәһий йәткүзүп агаһландурғучи» — мошу йәрдә Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ сөзлигинини көрситиду.   Ибр. 2:3. 26 Әнди шу чағда Худаниң авази зиминни тәвритивәткән еди; лекин әнди У: «Өзүм йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму тәвритимән» дәп вәдә қилди. «Әнди шу чағда Худаниң авази зиминни тәвритивәткән еди...» — «шу чағда» — Худа Синай теғидин сөзлигинидә. «лекин әнди У: «Өзүм йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму тәвритимән» дәп вәдә қилди» — «Һаг.» 2:6ни көрүң.   Һаг. 2:5. 27 «Йәнә бир қетим» дегән бу сөз тәвритилидиғанларниң, йәни яритилған нәрсиләрниң тәвритилиши билән йоқитилидиғанлиғини, тәврәткили болмайдиған нәрсиләрниң мәңгү муқим болидиғанлиғидин ибарәт мәнини билдүриду.
28 Шуниң үчүн, тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болуп, меһри-шәпқәтни чиң тутуп бу арқилиқ ихласмәнлик вә әйминиш-қорқунуч билән Худани хурсән қилидиған ибадәтләрни қилайли. «тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болуп, меһри-шәпқәтни чиң тутуп,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болғинимиздин миннәтдар болуп,...».   1Пет. 2:5. 29 Чүнки Худайимиз һәммини йәвәткүчи бир оттур. «Чүнки Худайимиз һәммини йәвәткүчи бир оттур» — бу сөзләр «Қан.» 4:24, 9:3диму тепилиду.   Қан. 4:24.
 
 

12:1-2 «Әнди әтирапимизда гувачилар шунчә чоң булуттәк бизни орувалғачқа,... » — «гувачилар» икки тәрәптики сөз болуши мүмкин: (1) Жуқириқи 11-бапта тилға елинған кишиләр бизгә етиқат билән яшашниң немә екәнлигини көрситип «гувалиқ бәргәнлиги»ни һәм (2) «етиқатниң бәйгиси»дә жүгүргинимиздә буларниң әрштин бизгә гувачилардәк қарап туруватқанлиғини көрситиду. «Булут» қизиқ гәп — «Дан.» 7:13, «Мат.» 24:30, 26:46, «1Тес.» 4:17, «Вәһ.» 1:7ни көрүң.

12:1-2 Рим. 6:4; 12:12; 1Кор. 9:24; Әф. 4:22; Кол. 3:8; Ибр. 10:36; 1Пет. 2:1, 2; Луқа 24:26; Фил. 2:8-11; Ибр. 1:3; 8:1; 1Пет. 1:11.

12:4 1Кор. 10:13.

12:5 Аюп 5:17; Пәнд. 3:11-12; Вәһ. 3:19.

12:6 «И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, әйипләнгиниңдә көңлүң совуп кәтмисун, чүнки Пәрвәрдигар сөйгинигә тәрбийә бериду, Мениң оғлум дәп қобул қилғанларниң һәммисини дәрриләйду» — «Пәнд.» 3:11-12 .

12:6 Пәнд. 3:11,12

12:12 «... «Телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни руслаңлар»» — яки «...«телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни күчәйтиңлар»» («Йәш.» 35:3дин нәқил кәлтүрүлгән).

12:12 Йәш. 35:3.

12:13 «... «ақсақ»ларниң пүкүлүп қалмай, бәлки шипа тепиши үчүн пүтлириңларни түз йолларда маңдуруңлар» — «ақсақ»лар бәлким етиқати аҗизларни көрситиду.

12:14 Рим. 12:18; 2Тим. 2:22.

12:15 Қан. 29:17; Рос. 17:13; 2Кор. 6:1; Гал. 5:12.

12:16 «...Өзиниң тунҗа оғуллуқ һоқуқини бир вах тамаққа сетивәткән Әсавдәк ихлассиз киши болмисун» — «Яр.» 25:29-34.

12:16 Яр. 25:33; Әф. 5:3; Кол. 3:5; 1Тес. 4:3.

12:17 «...у (Әсав) бу ишларни орниға кәлтүридиған товва қилиш йолини тапалмай...» — башқа бир хил тәрҗимиси «у (Әсав) өз гунайидин товва қилиш йолини тапалмай...». «Товва қилиш» грек тилида «уни» билән ипадилиниду. Бәзи тәрҗиманлар бу «уни» дегәнни «гунайидин товва қилиш»ни көрситиду, дәп қарайду. Лекин «Яр.» 27:1-40кә қариғанда, униң издигини әслидики тәлвилигидин товва қилиш әмәс, бәлки пәқәт пушайман билән атисиниң хәйрлик дуасила еди. Шуниң үчүн мошу йәрдә «товва қилиш»ниң мәнаси: — (1) атисиниң қарарини, яки (2) Худаниң ирадисини өзгәртишни билдүриду (оқурмәнләргә аянки, «товва қилиш»ниң әслидики мәнаси «көзқарашни өзгәртиш» «позитсийәни өзгәртиш» дегәнлик).

12:17 Яр. 27:36.

12:18 «ялқунлап от йенип туруватқан һәмдә сүрлүк булут, қараңғулуқ вә қара қуюн қаплиған әшу таққа кәлмидиңлар...» — «әшу тағ» болса Йәһудий хәлқи Муса пәйғәмбәрниң вастиси билән Тәврат қанунини қобул қилған Синай теғини көрситиду («Мис.» 19-бапни көрүң).

12:18 Мис. 19:10,16; 20:21; Қан. 5:22.

12:19 «у җайда канай садаси билән сөзлигән аваз йәткүзүлгәндә, буларни аңлиғанлар: «Бизгә йәнә сөз қилинмисун!» дәп Худаға ялвурушти» — «Қан.» 15:23ни көрүң.

12:19 Мис. 20:19; Қан. 5:25; 18:16.

12:20 «чүнки улар қилинған әмирни көтирәлмиди. Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң айиғи тәгсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дәп тапиланған еди...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки уларға тапиланған: «Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң аяқлири тәккән болсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дегән әмирни көтирәлмиди».

12:20 Мис. 19:13.

12:21 «у көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, Мусаму: «Бәк қаттиқ қорқуп ғал-ғал титрәп кәттим» дегән еди» — «Қан.» 9:19.

12:21 Қан. 9:19

12:22 Гал. 4:26; Вәһ. 3:12; 21:10-27.

12:23 «исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң... җамаитигә...» — «тунҗа туғулғанлар» дегән сөз бу йәрдә Әйса Мәсиһгә етиқат қилип, «қайтидин туғулған» Худаниң пәрзәнти дәп һесапланғанларни көрситиду. «әрштики Йерусалимға, түмәнлигән пәриштиләргә, исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң һейт-мәрикә хошаллиғида җәм қилинған җамаитигә,...» — (22-23-айәт) башқа бир хил тәрҗимиси: «һейт-мәрикә хошаллиғиға җәм болидиған түмәнлигән пәришитиләргә, исимлири әрштә йезилған тунҗа туғулғанларниң җамаитигә...». Исраилларниң исимлириниң һәммиси йәр йүзидә «ройхәт»тә пүтүлүши буйрулған еди («Чөл.» 1:1-18). Лекин җамаәттикиләрниң исимлири йәр йүзидә әмәс, бәлки әрштә пүтүклүктур.

12:23 Луқа 10:20.

12:24 «вә йеңи әһдиниң васитичиси Әйсаға, шундақла һәм Униң сепилгән қениға кәлдиңлар. Бу қан Һабилниңкидин әвзәл сөз қилиду» — Әйса Мәсиһниң сепилгән қени инсанниң гуналирини тиләп уларни пак қилиду. Һабилниң қени болса интиқам дәп һөкирәп жиғлайтти («Яр.» 4:10).

12:24 Яр. 4:10; Ибр. 10:22; 11:4; 1Пет. 1:2.

12:25 «...йәр йүзидә өзлиригә вәһий йәткүзүп агаһландурғучи» — мошу йәрдә Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ сөзлигинини көрситиду.

12:25 Ибр. 2:3.

12:26 «Әнди шу чағда Худаниң авази зиминни тәвритивәткән еди...» — «шу чағда» — Худа Синай теғидин сөзлигинидә. «лекин әнди У: «Өзүм йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму тәвритимән» дәп вәдә қилди» — «Һаг.» 2:6ни көрүң.

12:26 Һаг. 2:5.

12:28 «тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болуп, меһри-шәпқәтни чиң тутуп,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болғинимиздин миннәтдар болуп,...».

12:28 1Пет. 2:5.

12:29 «Чүнки Худайимиз һәммини йәвәткүчи бир оттур» — бу сөзләр «Қан.» 4:24, 9:3диму тепилиду.

12:29 Қан. 4:24.